10
Давут вә Аммонийлар
1Тар. 19:1-19
1 Кейин шундақ иш болдики, Аммонийларниң падишаси өлди вә униң Һанун дегән оғли орнида падиша болди.
2 Давут болса: Униң атиси маңа илтипат көрсәткәндәк мән Наһашниң оғли Һанунға илтипат көрситәй, — деди. Андин Давут атисиниң пәтисигә Һанунниң көңлини сорашқа өз хизмәткарлиридин бир нәччини маңдурди. Давутниң хизмәткарлири Аммонийларниң зиминиға кәлгәндә, 3 Аммонийларниң әмәлдарлири ғоҗиси Һанунға: Сили Давутни растла атилириниң һөрмити үчүн қашлириға көңүл сорап адәм әвәтипту, дәп қарамла? Давутниң хизмәткарлирини қашлириға әвәткини шәһәрни пайлап униңдин мәлумат елиш, андин бу шәһәрни ағдуруш үчүн әмәсму? — деди.
4 Шуниң билән Һанун Давутниң хизмәткарлирини тутуп, сақаллириниң йеримини чүшүрүп, кийимлириниң бәлдин төвинини кәстүрүп, көтини ечип кәткүзүвәтти. 5 Бу хәвәр Давутқа йәткүзүлди; у уларни күтүвелишқа алдиға адәм маңдурди; чүнки улар интайин номус һес қилған еди. Падиша уларға: Сақал-бурутуңлар өскичилик Йерихо шәһиридә туруп, андин йенип келиңлар, — деди.
6 Аммонийлар өзлириниң Давутниң нәпритигә учриғанлиғини билип, адәм әвәтип Бәйт-Рәһобдики Сурийләр билән Зобаһдики Сурийләрдин жигирмә миң пиядә әскәр, Маакаһниң падишасидин бир миң адәм вә Тобдики адәмләрдин он икки миң адәмни яллап кәлди. 7 Давут буни аңлап, Йоабниң пүткүл җәңгивар қошунини уларниң алдиға маңдурди. 8 Аммонийлар чиқип шәһәрниң дәрвазисиниң алдида сәп түзиди; Зобаһ билән Рәһобдики Сурийләр вә Тоб билән Маакаһниң адәмлири далада сәп түзиди; □«шәһәрниң дәрвазиси» — «шәһәр» бәлким уларниң пайтәхти Раббаһни көрситиду (14-айәтни көрүң). 9 Йоаб җәңниң алди һәм кәйнидин болидиғанлиғиға көзи йетип, Исраилдин бир қисим сәрхил адәмләрни илғап, Сурийәләргә қарши сәп түзиди; 10 қалғанларни Аммонийларға қарши сәп тизғин дәп иниси Абишайниң қолиға тапшурп, униңға:
11 — Әгәр Сурийләр маңа күчлүк кәлсә, сән маңа ярдәм бәргәйсән; амма Аммонийлар саңа күчлүк кәлсә, мән берип саңа ярдәм берәй. 12 Җүръәтлик болғин! Өз хәлқимиз үчүн вә Худайимизниң шәһәрлири үчүн батурлуқ қилайли. Пәрвәрдигар Өзигә лайиқ көрүнгинини қилғай! — деди.
13 Әнди Йоаб вә униң билән болған адәмләр Сурийләргә һуҗум қилғили чиқти; Сурийләр униң алдида қачти. 14 Аммонийлар Сурийләрниң қачқинини көргәндә, уларму Абишайдин қечип, шәһәргә киривалди. Йоаб болса Аммонийлар билән җәң қилиштин чекинип, Йерусалимға йенип кәлди.
15 Сурийләр болса өзлириниң Исраилларниң алдида мәғлуп болғинини көргәндә, йәнә җәм болушти. 16 Һададезәр адәмләрни әвәтип, Әфрат дәриясиниң нери тәрипидики Сурийләрни ярдәмгә чақирип, уларни йөткәп кәлди; улар Хелам шәһиригә кәлгәндә, Һададезәрниң қошуниниң сәрдари Шобак уларға башчилиқ қилди.
17 Бу хәвәр Давутқа йәткәндә, у пүткүл Исраилни жиғдуруп, Иордан дәриясидин өтүп, Хелам шәһиригә барди. Сурийләр Давутқа қарши сәп тизип, униңға һуҗум қилди. 18 Сурийләр йәнә Исраилдин қачти. Давут болса йәттә йүз җәң һарвулиқни, қириқ миң атлиқ әскәрни қирди һәм қошуниниң сәрдари Шобакни у йәрдә өлтүрди. □«қириқ миң атлиқ әскәр» — яки «қириқ миң пиядә әскәрни» — «1Тар.» 19:18ни көрүң. Шу йәрдә «йәттә миң җәң һарвуси» дейилиду. Пәрқиниң сәвәви бәлким: (1) қолимиздики көчүрмиләрдә көчүргүчиниң сәһвәнлиги болуши мүмкин; (2) икки айәттә хатириләнгән санларни һесаплаш нуқтиси охшимайдиған болуши мүмкин.
19 Һададезәргә беқинған һәммә падишалар өзлириниң Исраил алдида йеңилгинини көргәндә, Исраил билән сүлһ қилишип уларға беқинди. Шуниңдин кейин Сурийләр Аммонийларға йәнә ярдәм биришкә җүръәт қилалмиди.
□10:8 «шәһәрниң дәрвазиси» — «шәһәр» бәлким уларниң пайтәхти Раббаһни көрситиду (14-айәтни көрүң).
□10:18 «қириқ миң атлиқ әскәр» — яки «қириқ миң пиядә әскәрни» — «1Тар.» 19:18ни көрүң. Шу йәрдә «йәттә миң җәң һарвуси» дейилиду. Пәрқиниң сәвәви бәлким: (1) қолимиздики көчүрмиләрдә көчүргүчиниң сәһвәнлиги болуши мүмкин; (2) икки айәттә хатириләнгән санларни һесаплаш нуқтиси охшимайдиған болуши мүмкин.