16
Давут Зибадин соғатларни қобул қилиду
1 Давут тағниң чоққисидин әндила өтүшигә Мәфибошәтниң хизмәткари Зиба икки йүз нан, бир йүз кишмиш пошкили, йүз язлиқ мевә пошкили вә бир тулум шарапни икки ешәккә артип униң алдиға чиқти. □«йүз язлиқ мевә пошкили» — яки «йүз әнҗир пошкили».
2 Падиша Зибаға: Буларни немә үчүн әкәлдиң? деди. Зиба: Ешәкләрни падишаниң аилисидикиләр мениши үчүн, нанлар билән язлиқ мивиләрни ғуламларниң йейиши үчүн, шарапни чөлдә һерип кәткәнләрниң ичиши үчүн әкәлдим — деди.
3 Падишаһ: Ғоҗаңниң оғли нәдә? — дәп сориди. Зиба падишаға җавап берип: У йәнила Йерусалимда қалди, чүнки у: Бүгүн Исраил җәмәтидикиләр атамниң падишалиғини маңа яндуруп бериду, дәп олтириду — деди. ■2Сам. 19:27
4 Падиша Зибаға: Мана Мәфибошәтниң һәммиси саңа тәвә болсун, девиди, Зиба: Мән силигә тазим қилимән; силиниң алдилирида илтипат тапсам, и ғоҗам падиша, — деди.
5 Давут падиша Баһуримға кәлгәндә, мана Саулниң җәмәтидин болған, Гераниң оғли Шимәй исимлиқ бир адәм шу йәрдин униң алдиға чиқти; у бу яққа кәлгәч кимду бирини қарғавататти. ■1Пад. 2:8 6 У Давутниң өзигә вә Давут падишаниң барлиқ хизмәткарлириға қарап ташларни атти; һәммә хәлиқ билән барлиқ палванлар падишаниң оң тәрипидә вә сол тәрипидә туратти.
7 Шимәй қарғап: Йоқал, йоқал, һәй сән қанхор, иплас! □«һәй сән қанхор, иплас!» — «иплас» ибраний тилида: «Иблис (Белиял)ниң оғли». 8 Сән Саулниң орнида падиша болдуң, лекин Пәрвәрдигар униң җәмәтиниң қенини сениң бешиңға қайтурди; әнди Пәрвәрдигар падишалиқни оғлуң Абшаломниң қолиға бәрди; мана, өзүңниң рәзиллигиң сениң үстүңгә чүшти, чүнки сән бир қанхорсән! — деди.
9 Зәруияниң оғли Абишай падишаға: Немишкә бу өлүк ишт ғоҗам падишани қарғисун? У йәргә берип униң бешини кәскили маңа иҗазәт бәргәйсән! — деди.■1Сам. 24:15; 2Сам. 9:8
10 Лекин падиша: И Зәруияниң оғуллири, мениң билән немә кариңлар? У қарғиса қарғисун! Әгәр Пәрвәрдигар униңға, Давутни қарғиғин, дәп ейтқан болса, ундақта ким униңға: Немишкә бундақ қилисән? — дейәлисун?
11 Давут Абишайға вә барлиқ хизмәткарлириға: Мана өз пуштумдин болған оғлум мениң җенимни издигән йәрдә, бу Бинямин киши униңдин артуқрақ қилмамду? Уни қарғиғили қойғин, чүнки Пәрвәрдигар униңға шундақ буйрупту. 12 Пәрвәрдигар бәлким мениң дәрдлиримни нәзиригә елип, бу адәмниң бүгүн мени қарғиғанлириниң орнида маңа яхшилиқ яндурар, деди.
13 Шуниң билән Давут өз адәмлири билән йолда меңивәрди. Шимәй болса Давутниң удулдики тағ бағрида маңғач қарғайтти һәм таш етип топа-чаң чачатти.
14 Падиша вә униң билән болған хәлиқниң һәммиси һерип, мәнзилгә барғанда у йәрдә арам алди.
Аһитофәлниң мәслиһәти
15 Әнди Абшалом барлиқ Исраиллар билән Йерусалимға кәлди; Аһитофәл униң билән биллә еди. 16 Давутниң дости аркилиқ Һушай Абшаломниң қешиға кәлгәндә, у Абшаломға: Падиша яшисун! Падиша яшисун! — деди.
17 Абшалом Һушайға: Бу сениң достуңға көрситидиған һиммитиңму? Немишкә достуң билән бармидиң? — деди.
18 Һушай Абшаломға: Яқ, ундақ әмәс, бәлки Пәрвәрдигар вә бу хәлиқ һәмдә Исраилларниң һәммиси кимни таллиса, мән униңға тәвә болай вә униң йенида туримән. 19 Шуниңдин башқа кимниң хизмитидә болай? Униң оғлиниң қешида хизмәт қилмамдим? Сениң атаңниң қешида хизмәт қилғандәк, әнди сениң қешиңда хизмәт қилай, — деди.
20 Андин Абшалом Аһитофәлгә: Мәслиһәтлишип йол көрситиңлар; қандақ қилсақ болар? — деди.
21 Аһитофәл Абшаломға: Атаңниң ордисиға қариғили қойған кенизәклири билән биллә ятқин; шуниң билән пүткүл Исраил сениң өзүңни атаңға нәпрәтлик қилғанлиғиңни аңлайду; шундақ қилип саңа әгәшкәнләрниң қоллири күчләндүрүлиду, деди.
22 Шуниң билән улар Абшалом үчүн ординиң өгүзидә бир чедир тикти; Абшалом һәммә Исраилниң көзлири алдида өз атисиниң кенизәклири билән биллә болди.
23 У күнләрдә Аһитофәлниң бәргән мәслиһәти худди киши Худадин сорап еришкән сөз-каламдәк һесаплинатти. Униң Давутқа вә Абшаломға бәргән һәммә мәслиһәтиму һәм шундақ қарилатти.