Матта
1
«Матта баян қилған хуш хәвәр» •••• Әйса Мәсиһниң нәсәбнамиси
Бу Ибраһимниң оғли вә Давутниң оғли болған Әйса Мәсиһниң нәсәбнамә китавидур: —«Әйса Мәсиһниң нәсәбнамә китави» — бу сөзләр бәлким биринчидин төвәндики «нәсәбнамә»ни (1-16-айәтни) көрситиду. Иккинчидин улар һәм «Матта» китавиниң бешида вә толуқ Инҗилниң бешида келип «Бу китап Әйса Мәсиһ дәвриниң хатириси», дегән мәнини билдүрүши мүмкин. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.  Луқа 1:31,32
Ибраһимдин Исһақ төрәлди, Исһақтин Яқуп төрәлди, Яқуп Йәһуда вә униң ака-укилириниң атиси болди;Яр. 21:2; 25:26,35. Йәһудадин Тамар арқилиқ Пәрәз вә Зәраһ төрәлди; Пәрәздин Һәзрон төрәлди, Һәзрондин Рам төрәлди,«Йәһудадин Тамар арқилиқ Пәрәз вә Зәраһ төрәлди» — Тамар тоғрилиқ «Яр.» 38-бапни көрүң.  Яр. 38:27, 29; Рут 4:18, 19; 1Тар. 2:5, 9. Рамдин Амминадаб төрәлди, Амминадабдин Наһшон төрәлди, Наһшондин Салмон төрәлди, Салмондин Раһаб арқилиқ Боаз төрәлди, Боаздин Рут арқилиқ Обәд төрәлди, Обәдтин Йәссә төрәлди,«Салмондин Раһаб арқилиқ Боаз төрәлди» — Раһаб тоғрилиқ «Йәшуа» 2-бапни көрүң. «Боаз Рут арқилиқ Обәд төрәлди» — Рут тоғрилиқ Тәвраттики «Рут»ни көрүң. Йәссәдин Давут падиша төрәлди. Давуттин Урияниң аяли арқилиқ Сулайман төрәлди,Рут 4:22; 1Сам. 16:1; 17:12; 1Тар. 2:15; 12:18. Сулаймандин Рәһобоам төрәлди, Рәһобоамдин Абия төрәлди, Абиядин Аса төрәлди,1Пад. 11:43; 1Тар. 3:10. Асадин Йәһошафат төрәлди, Йәһошафаттин Йәһорам төрәлди, Йәһорамдин Уззия төрәлди,«Йәһошафаттин Йәһорам төрәлди» — «Йәһорам» грек тилида қисқартилма шәкилдә «Йорам» болиду. Уззиядин Йотам төрәлди, Йотамдин Аһаз төрәлди, Аһаздин Һәзәкия төрәлди, 10 Һәзәкиядин Манассәһ төрәлди, Манассәһдин Амон төрәлди, Амондин Йошия төрәлди; 11 Бабилға сүргүн қилинғанда Йошиядин Йәконияһ вә униң ака-укилири төрәлди. «Бабилға сүргүн қилинғанда...» — сүргүн қилинишниң башлинишидин ахирлишишиғичә он нәччә жил җәрян болған. Исраиллар түркүм-түркүмләргә бөлүнүп сүргүн қилинған.  1Тар. 3:16. 12 Бабилға сүргүн болғандин кейин, Йәконияһдин Шеалтиәл төрәлди, Шеалтиәлдин Зәруббабәл төрәлди, «Йәконияһдин Шеалтиәл төрәлди» — бу қизиқ хәвәр үстидә «қошумчә сөз»имизни көрүң. «Шеалтиәл» грек тилида «Салатийәл».  1Тар. 3:17; Әзра 3:2. 13 Зәруббабәлдин Абиһуд төрәлди, Абиһуддин Елиақим төрәлди, Елиақимдин Азор төрәлди, 14 Азордин Задок төрәлди, Задоктин Ақим төрәлди, Ақимдин Әлиһуд төрәлди, 15 Әлиһудтин Әлиазар төрәлди, Әлиазардин Маттан төрәлди, Маттандин Яқуп төрәлди, 16 Яқуптин Мәрйәмниң ери болған Йүсүп төрәлди; Мәрйәм арқилиқ Мәсиһ аталған Әйса туғулди.«Яқуптин Мәрйәмниң ери болған Йүсүп төрәлди» — бизниң пикримизчә «Матта»да Йүсүпниң нәсәбнамиси хатирилиниду. «Луқа»да Мәрйәмниңки хатирилиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
17 Шундақ болуп, Ибраһимдин Давутқичә болған арилиқта җәмий он төрт әвлат болған; Давуттин Бабилға сүргүн қилинғичә җәмий он төрт әвлат болған; вә Бабилға сүргүн қилиништин Мәсиһ кәлгичә җәмий он төрт әвлат болған.
 
Әйса Мәсиһниң дунияға келиши
18 Әйса Мәсиһниң дунияға келиши мундақ болди: — Униң аниси Мәрйәм Йүсүпкә ятлиқ болушқа вәдә қилинған еди; лекин техи никаһ қилинмайла, униң Муқәддәс Роһтин һамилдар болғанлиғи мәлум болди.«лекин техи никаһ қилинмайла,...» — грек тилида «улар техи биллә болмайла».  Луқа 1:27,34.
19 Лекин униң болғуси ери Йүсүп, дурус киши болуп, уни җәмийәт алдида хиҗаләткә қалдурушни халимай, униңдин астиртин аҗришип кетишни нийәт қилди.«Йүсүп... уни җәмийәт алдида хиҗаләткә қалдурушни халимай, униңдин астиртин аҗришип кетишни нийәт қилди» —Ибранийлар арисида жигит-қиз бир-биригә вәдиләшкән болса қанун алдида аллиқачан рәсмий әр-аял дәп һесаплиниду.
20 Амма у мошу ишларни ойлап жүргинидә, мана Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси униң чүшидә көрүнүп униңға: — Әй Давутниң оғли Йүсүп, аялиң Мәрйәмни өз әмриңгә елиштин қорқма; чүнки униңда болған һамилә Муқәддәс Роһтин кәлгән. 21 У бир оғул туғиду, сән униң исмини Әйса дәп қойғин; чүнки у өз хәлқини гуналиридин қутқузиду» — деди.«У бир оғул туғиду, сән униң исмини Әйса дәп қойғин; чүнки у өз хәлқини гуналиридин қутқузиду» — «Әйса» грек тилида «Йесус», ибраний тилида «Йәшуа», мәнаси «Қутқузғучи Яһ» яки «Яһ ниҗаттур». Оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, «Яһ» болса «Яһвәһ» (Пәрвәрдигар)ниң қисқартилмисидур.  Луқа 1:31; Рос. 4:12.
22 Мана буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ дегәнлириниң әмәлгә ашурулуш үчүн болған, демәк: — «Мана буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ дегәнлириниң әмәлгә ашурулуш үчүн болған...» — Инҗилда, Тәвраттики бешарәтләр нәқил кәлтүрүлгинидә, үч хил әһвал көрүлиду; (1) йүз бәргән иш дәл шу бешарәтниң объекти болиду (мәсилән, «Мат.» 1:22, 4:14, 12:17, 21:4); (2) йүз бәргән иш шу бешарәт өз ичигә алған бир вақиә яки иш болиду (мәсилән, 2:23, 13:35); (3) йүз бәргән иш шу бешарәттә көрситилгән ишқа бир мисал болиду (мәсилән, 2:17). Бу темини тәтқиқ қилиш интайин пайдилиқтур. 23 «Пак қиз һамилдар болуп бир оғул туғиду; улар униң исмини Иммануел (мәниси «Худа биз билән биллә») дәп атайду».«Пак қиз һамилдар болуп бир оғул туғиду; улар униң исмини Иммануел (мәниси «Худа биз билән биллә») дәп атайду» — «Йәш.» 7:14 вә «Йәш.» 8:8, 10ни көрүң.
24 Йүсүп ойғинип, Пәрвәрдигарниң шу пәриштисиниң дегини бойичә қилип, Мәрйәмни әмригә алди. 25 Лекин Мәрйәм бошанғичә у униңға йеқинлашмиди. Бу Мәрйәмниң тунҗиси еди; Йүсүп униңға Әйса дәп исим қойди.Луқа 2:21.
 
 

1:1 «Әйса Мәсиһниң нәсәбнамә китави» — бу сөзләр бәлким биринчидин төвәндики «нәсәбнамә»ни (1-16-айәтни) көрситиду. Иккинчидин улар һәм «Матта» китавиниң бешида вә толуқ Инҗилниң бешида келип «Бу китап Әйса Мәсиһ дәвриниң хатириси», дегән мәнини билдүрүши мүмкин. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.

1:1 Луқа 1:31,32

1:2 Яр. 21:2; 25:26,35.

1:3 «Йәһудадин Тамар арқилиқ Пәрәз вә Зәраһ төрәлди» — Тамар тоғрилиқ «Яр.» 38-бапни көрүң.

1:3 Яр. 38:27, 29; Рут 4:18, 19; 1Тар. 2:5, 9.

1:5 «Салмондин Раһаб арқилиқ Боаз төрәлди» — Раһаб тоғрилиқ «Йәшуа» 2-бапни көрүң. «Боаз Рут арқилиқ Обәд төрәлди» — Рут тоғрилиқ Тәвраттики «Рут»ни көрүң.

1:6 Рут 4:22; 1Сам. 16:1; 17:12; 1Тар. 2:15; 12:18.

1:7 1Пад. 11:43; 1Тар. 3:10.

1:8 «Йәһошафаттин Йәһорам төрәлди» — «Йәһорам» грек тилида қисқартилма шәкилдә «Йорам» болиду.

1:11 «Бабилға сүргүн қилинғанда...» — сүргүн қилинишниң башлинишидин ахирлишишиғичә он нәччә жил җәрян болған. Исраиллар түркүм-түркүмләргә бөлүнүп сүргүн қилинған.

1:11 1Тар. 3:16.

1:12 «Йәконияһдин Шеалтиәл төрәлди» — бу қизиқ хәвәр үстидә «қошумчә сөз»имизни көрүң. «Шеалтиәл» грек тилида «Салатийәл».

1:12 1Тар. 3:17; Әзра 3:2.

1:16 «Яқуптин Мәрйәмниң ери болған Йүсүп төрәлди» — бизниң пикримизчә «Матта»да Йүсүпниң нәсәбнамиси хатирилиниду. «Луқа»да Мәрйәмниңки хатирилиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.

1:18 «лекин техи никаһ қилинмайла,...» — грек тилида «улар техи биллә болмайла».

1:18 Луқа 1:27,34.

1:19 «Йүсүп... уни җәмийәт алдида хиҗаләткә қалдурушни халимай, униңдин астиртин аҗришип кетишни нийәт қилди» —Ибранийлар арисида жигит-қиз бир-биригә вәдиләшкән болса қанун алдида аллиқачан рәсмий әр-аял дәп һесаплиниду.

1:21 «У бир оғул туғиду, сән униң исмини Әйса дәп қойғин; чүнки у өз хәлқини гуналиридин қутқузиду» — «Әйса» грек тилида «Йесус», ибраний тилида «Йәшуа», мәнаси «Қутқузғучи Яһ» яки «Яһ ниҗаттур». Оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, «Яһ» болса «Яһвәһ» (Пәрвәрдигар)ниң қисқартилмисидур.

1:21 Луқа 1:31; Рос. 4:12.

1:22 «Мана буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ дегәнлириниң әмәлгә ашурулуш үчүн болған...» — Инҗилда, Тәвраттики бешарәтләр нәқил кәлтүрүлгинидә, үч хил әһвал көрүлиду; (1) йүз бәргән иш дәл шу бешарәтниң объекти болиду (мәсилән, «Мат.» 1:22, 4:14, 12:17, 21:4); (2) йүз бәргән иш шу бешарәт өз ичигә алған бир вақиә яки иш болиду (мәсилән, 2:23, 13:35); (3) йүз бәргән иш шу бешарәттә көрситилгән ишқа бир мисал болиду (мәсилән, 2:17). Бу темини тәтқиқ қилиш интайин пайдилиқтур.

1:23 «Пак қиз һамилдар болуп бир оғул туғиду; улар униң исмини Иммануел (мәниси «Худа биз билән биллә») дәп атайду» — «Йәш.» 7:14 вә «Йәш.» 8:8, 10ни көрүң.

1:25 Луқа 2:21.