Луқа
1
«Луқа баян қилған хуш хәвәр» •••• Муқәддимә
Гәрчә нурғун адәмләр аримизда мутләқ ишәшлик дәп қаралған ишларни топлап йезишқа киришкән болсиму,«нурғун адәмләр аримизда мутләқ ишәшлик дәп қаралған ишларни топлап йезишқа киришкән болсиму,...» — «аримизда» — демәк Әйса Мәсиһкә әгәшкәнләр арисида. «Аримизда мутләқ ишәшлик дәп қаралған ишлар» дегәнликниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Аримизда (толуқ) әмәлгә ашурулған ишлар». Иккила тәрҗимиси охшашла Әйса Мәсиһгә мунасивәтлик ишларни көрситиду, әлвәттә. (худди сөз-каламға баштин-ахир өз көзи билән гувачи болғанлар, шундақла уни сақлап йәткүзгүчиләрниң бизгә аманәт қилған баянлиридәк),«сөз-калам» — мошу йәрдә Әйса Мәсиһниң өзини, шундақла униң тапшурған барлиқ тәлимини көрситиду. «сақлап йәткүзгүчиләр» — яки «ғоҗидар» дегәнниң мошу йәрдә алаһидә мәнаси бар. Улар Әйса Мәсиһниң қилған сөзлири вә паалийәтлиригә болған өз гувачилиғини ағзаки тарихларға айландурди, шундақла уни башқиларға ядлитип тапшурди. Мошу «сақлап йәткүзгүчиләр» барлиқ етиқатчиларниң җамаитиниң хизмитидә болуп «калам-соз»ниң тарихлирини сақлаш үчүн мәсъул болған «аманәтчиләр» еди. Шуниң билән бәзилири бу ағзаки тарихларни йезишқа киришкән еди. Луқа болса бу тарихларни (1) тәкшүрүп ениқлиған (2) андин уларни мутләқ ишәшлик дәп испатлиған әһвалда буларни тәртип бойичә хатирилигән еди. мәнму барлиқ ишларни баштин тәпсилий тәкшүрүп ениқлиғандин кейин, и һөрмәтлик Теофилус җанаблири, силигә бу ишларни тәртиви бойичә йезишни лайиқ таптим.«мәнму барлиқ ишларни баштин тәпсилий тәкшүрүп ениқлиғандин кейин...» — «баштин» дегән бу сөз грек тилида мошу йәрдә икки бислиқ сөз болуп, униң асаслиқ мәнаси: Луқа «баян»ида хатирилигән барлиқ вақиәләрни у пәқәт өз көзи билән көргән гувачиларниң ағзидин аңлап хатирилигән; «баштин» йәнә қошумчә: «жуқуридин», «әрштин» дегәнни билдүриду; демәк, Луқа бу хатирини йезишқа әрштин болған түрткә бар еди. Башқичә ейтқанда, у уни Муқәддәс Роһниң йолйоруғи вә илһами астида язған. «Теофилус» —Муну кишиниң салаһийити тоғрилиқ Инҗилдики «кириш сөз»имизни көрүң. Мәнаси «Худани сөйгүчи». Буниңдин мәхсәт, сили қобул қилған тәлимләрниң мутләқ һәқиқәт екәнлигигә җәзм қилишлири үчүндур.
 
Йәһя пәйғәмбәрниң туғулушидин бешарәт
Йәһудийә өлкисигә падиша болған Һерод сәлтәнәт қилған күнлиридә, «Абия» каһинлиқ нөвитидин бир каһин бар болуп, исми Зәкәрия еди. Униң аялиму Һарунниң әвладидин болуп, исми Елизабит еди.««Абия» каһинлиқ нөвитидин бир каһин бар болуп, исми Зәкәрия еди — «Абия» каһинлиқ нөвити» «1Тар.» 24:10дә, каһинларниң җәмәтиниң ибадәтханидики «диҗорнилиқ» тизимлигини көрситиду. Каһинларниң (һәммиси Һарунниң әвлатлири) жиллиқ хизмити 24 нөвәткә бөлүнәтти. «каһинлиқ җәмәти»дикиләрниң һәр биригә ибадәтханида ишләшкә он бәш күн нөвәт келәтти. «Абия» нөвити» бу жигирмә төрт нөвәттин бири еди. Миладийә биринчи әсирдә, каһинларниң санлириға асасән, һәр бир каһин өмридә «муқәддәс җай»да хушбуй селиштин ибарәт имтиязлиқ хизмәткә бирла қетим муйәссәр болуши мүмкин еди. «Униң аялиму Һарунниң әвладидин болуп...» — Муса пәйғәмбәрниң акиси «Һарун» биринчи «баш каһин» еди; кейин униң барлиқ әркәк әвлатлири каһинлиқ хизмитидә болушқа муйәссәр еди.  1Тар. 24:10. Улар иккиси Худаниң алидида һәққаний кишиләр болуп, Пәрвәрдигарниң пүтүн әмир-бәлгүлимилири бойичә әйипсиз маңатти.«Улар иккиси Худаниң алидида һәққаний кишиләр болуп, Пәрвәрдигарниң пүтүн әмир-бәлгүлимилири бойичә әйипсиз маңатти» — уларниң «һәққаний» вә «әйипсиз» дейилгәнлиги уларни «гунасиз» дегәнлик әмәс. Тәврат қануни бойичә кишиләр өз гуналирини тонуп йетип, шундақла Тәврат бойичә керәк болған гунани тиләйдиған қурбанлиқларни сунған болса, Худа алдида әйипсиз дәп һесаплинатти. Амма Елизабит туғмас болғачқа, улар пәрзәнт көрмигән еди. Униң үстигә улар иккиси хеләла яшинип қалған еди.«... Елизабит туғмас болғачқа, улар пәрзәнт көрмигән еди. Униң үстигә улар иккиси хеләла яшинип қалған еди» — мошу йәрдин оқурмәнләргә ениқки, Худадин қорқидиған адәм аяли туғмас болсиму, немила болмисун шу сәвәптин аяли билән һәргиз аҗрашмайду.
У өз түркүмидики каһинлар арисида ибадәтханида нөвәтчилик вәзиписини Худа алдида ада қиливатқанда,1Тар. 24 шу чағдики каһинлиқ адити бойичә, улар Пәрвәрдигарниң «муқәддәс җай»иға кирип хушбуй селишқа муйәссәр болушқа чәк ташлиғанда шундақ болдики, чәк униңға чиқти. Мис. 30:7; Лав. 16:17. 10 Әнди у хушбуй селиватқан вақтида, җамаәт ташқирида туруп дуа қилишивататти. «Әнди у хушбуй селиватқанда, җамаәт ташқирида туруп дуа қилишивататти» — ««муқәддәс җай»ға кирип хушбуй селиш» вәзиписи һәр күни әтигәндә саат тоққузда вә чүштин кейин саат үчтә, икки қетимла ада қилинатти («Мис.» 30:7-8). 11 Туюқсиз Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси униңға хушбуйгаһниң оң тәрипидә көрүнди. 12 Уни көргән Зәкәрия һодуқуп қорқунучқа чөмүп кәтти. 13 Бирақ пәриштә униңға:
— Әй Зәкәрия, қорқмиғин! Чүнки тилигиң иҗабәт қилинди, аялиң Елизабит саңа бир оғул туғуп бериду, сән униң исмини Йәһя қойғин. «аялиң Елизабит саңа бир оғул туғуп бериду, сән униң исмини Йәһя қойғин» — «Йәһя» ибраний вә грек тиллирида «Юһанна» («Пәрвәрдигарниң шәпқити» дегән мәнидә) билән ипадилиниду («Йәһя» әсли әрәбчә сөз еди). «Йәһя» дегән исим оқурмәнләргә мошу шәкилдә тонуш болғанлиғи үчүн уни мошу тәрҗимидә ишләттуқ.  Луқа 1:60. 14 У саңа шат-хурамлиқ елип келиду, униң дунияға келиши билән нурғун кишиләр шатлиниду. Луқа 1:58. 15 Чүнки у Пәрвәрдигарниң нәзиридә улуқ болиду. У һеч қандақ һарақ-шарап ичмәслиги керәк; һәтта анисиниң қосиғидики вақтидин тартипму Муқәддәс Роһқа толдурулған болиду. Чөл. 6:1-8; Һак. 13:4. 16 У Исраиллардин нурғунлирини Пәрвәрдигар Худасиниң йениға қайтуриду. Мал. 3:24; Мат. 11:14. 17 У Рәбниң алдида Илияс пәйғәмбәргә хас болған роһ вә күч-қудрәттә болуп, атиларниң қәлблирини балиларға майил қилип, итаәтсизләрни һәққанийларниң ақиланилигигә киргүзүп, Рәб үчүн тәйярланған бир хәлиқни һазир қилиш үчүн униң алдида маңиду, — деди.«итаәтсизләрни һәққанийларниң ақиланилигигә киргүзүп...» — «итаәтсизләр» Худаға итаәт қилмайдиғанлар.«ақиланилигигә» грек тилида «һәққанийларниң ойлириға». «У Рәбниң алдида Илияс пәйғәмбәргә хас болған роһ вә күч-қудрәттә болуп.... Рәб үчүн тәйярланған бир хәлиқни һазир қилиш үчүн униң алдида маңиду...» — мошу йәрдә «Рәбниң алдида» грек тилида «униң алдида». Бу сөз Тәвраттики «Йәш.» 40:1-11, «Мал.» 3:1 вә 4:5-6гә асасланған; бу улуқ бешарәтләр бойичә Рәб Өзи йәр йүзигә кәлмәкчи болиду; бирақ униңдин авал әвәтилгән «алдин жүргүчи»си униң үчүн бир хәлиқни (товиға кәлтүрүп) тәйярлиши билән йол тәйярлайду. Бешарәт қилинған бу әлчи Йәһя өзи еди, әлвәттә.  Мал. 3:23-24; Мат. 3:2; Мар. 9:12.
18 Зәкәрия болса пәриштидин: Мәнму қерип қалған, аялимму хелә яшинип қалған турса, бу ишни қандақ җәзм қилалаймән? — дәп сориди.Яр. 17:17.
19 Пәриштә җававән:
— Мән Худаниң һозурида турғучи Җәбраилмән. Саңа сөз қилишқа, бу хуш хәвәрни саңа йәткүзүшкә мән әвәтилдим. 20 Вақит-саити кәлгәндә чоқум әмәлгә ашурулидиған бу сөзлиримгә ишәнмигәнлигиң түпәйлидин, бу ишлар әмәлгә ашурулған күнигичә мана сән тилиң тутулуп, зуванға келәлмәйсән, — деди. 21 Әнди җамаәт Зәкәрияни күтүп туратти; улар у муқәддәс җайда немә үчүн бунчивала һаял болди, дәп һәйран қалғили турди. 22 У чиққанда уларға гәп қилалмиди; униң уларға қол ишарәтлирини қилишидин, шундақла зуван сүрәлмигәнлигидин улар униң муқәддәс җайда бирәр аламәт көрүнүшни көргәнлигини чүшинип йәтти.
23 Шундақ болдики, униң ибадәтханидики хизмәт муддити тошуши биләнла, у өйигә қайтти. 24 Дәрвәқә, бир нәччә күндин кейин униң аяли Елизабит һамилдар болди; у бәш айғичә тала-түзгә чиқмай: 25 «Әнди Пәрвәрдигар мениң һалимға нәзирини чүшүрүп, мени халайиқ арисида номусқа қелиштин халас қилип, маңа бу күнләрдә шунчилик шапаәт көрсәтти» — деди.Яр. 30:23; Йәш. 4:1.
 
Әйсаниң дунияға келишидин бешарәт
26-27 Елизабит һамилдар болуп алтә ай болғанда, пәриштә Җәбраил Худа тәрипидин Галилийә өлкисидики Насарәт дегән бир шәһәргә, пак бир қизниң қешиға әвәтилди. Қиз болса Давут падишаниң җәмәтидин болған Йүсүп исимлиқ бир кишигә дейишип қоюлған еди; қизниң исми болса Мәрйәм еди.Мат. 1:18.
28 Җәбраил униң алдиға кирип униңға:
— Салам саңа, әй шәпқәткә муйәссәр болған қиз! Пәрвәрдигар саңа ярдур! — деди.«Әй шәпқәткә муйәссәр болған қиз!» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «Әй, қиз-аяллар ичидә бәхитликтурсән!» дегән сөзләрму қошулиду. 42-айәтниму көрүң.
29 У пәриштини көргәндә, униң сөзидин бәк һодуқуп кәтти, көңлидә бундақ салам сөзи зади немини көрситидиғанду, дәп ойлап қалди. 30 Пәриштә униңға:
— Әй Мәрйәм, қорқмиғин. Сән Худа алдида шәпқәт тапқансән. 31 Мана, сән һамилдар болуп бир оғул туғисән, сән униң исмини Әйса дәп қойисән. «сән униң исмини Әйса дәп қойисән» — «Әйса» грек тилида «Йесус», ибраний тилида «Йәшуа», мәнаси «Қутқузғучи Яһ» яки «Яһ ниҗаттур». Оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, «Яһ» болса «Яһвәһ» (Пәрвәрдигар)ниң қисқартилмисидур. «Мат.» 1:21ниму вә униң изаһитини көрүң.  Йәш. 7:14. 32 У улуқ болиду, Һәммидин Алий Болғучиниң оғли дәп атилиду; вә Пәрвәрдигар Худа униңға атиси Давутниң тәхтини ата қилиду. «Пәрвәрдигар Худа униңға атиси Давутниң тәхтини ата қилиду» — Тәвраттики көп бешарәтләрдә Қутқузғучи-Мәсиһ (1) Давутниң беваситә әвлади болиду; (2) униң тәхтигә варис болуп авал Исраилға, андин пүткүл дунияға падиша болиду, дәп ениқ көрситилиду (мәсилән «Зәбур» 17-күй (болупму 43-айәт), 88:27-38, 131:11:, «Йәш.» 9:6-7, 16:5, «Йәр.» 23:5, «Ам.» 9:11-12, «Дан.» 2:44, 7:13-14, 27, «Мик.» 5:2-4 қатарлиқлар).  2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 9:6; 54:5. 33 У Яқупниң җәмәти үстигә мәңгү сәлтәнәт қилиду, униң падишалиғи түгимәстур, — деди.«Яқупниң җәмәти» — пүткүл Исраил хәлқини көрситиду.  1Тар. 22:10; Зәб. 44:7; 88:37; Йәр. 23:5; Дан. 7:14,27; Мик. 4:7; Ибр. 1:8.
34 Мәрйәм әнди пәриштидин: — Мән техи әр кишигә тәгмигән турсам, бу иш қандақму мүмкин болсун? — дәп сориди.
35 Пәриштә униңға җававән: — Муқәддәс Роһ сениң вуҗудуңға чүшиду вә Һәммидин Алий Болғучиниң күч-қудрити саңа сайә болуп йеқинлишиду. Шуңа, сәндин туғулидиған муқәддәс пәрзәнт Худаниң Оғли дәп атилиду. «сәндин туғулидиған муқәддәс пәрзәнт Худаниң Оғли дәп атилиду» — яки «сәндин туғулидиған пәрзәнт муқәддәс, Худаниң Оғли дәп атилиду». 36 Вә мана, туққиниң Елизабитму яшинип қалған болсиму, оғулға һамилдар болди; туғмас дейилгүчиниң қосақ көтәргинигә һазир алтә ай болуп қалди. 37 Чүнки Худа билән һеч қандақ иш мүмкин болмай қалмайду, — деди.Аюп 42:2; Йәр. 32:17; Зәк. 8:6; Мат. 19:26; Луқа 18:27.
38 Мәрйәм: — Мана Пәрвәрдигарниң дедигимән; маңа сөзүң бойичә болсун, — деди. Шуниң билән пәриштә униң йенидин кәтти.
 
Мәрйәмниң Елизабитни йоқлиши
39 Мәрйәм шу күнләрдә орнидин қопуп алдирап Йәһудийә тағлиқ районидики бир шәһәргә барди. 40 У Зәкәрияниң өйигә кирип, Елизабитқа салам бәрди. 41 Вә шундақ болдики, Елизабит Мәрйәмниң салимини аңлиғандила, қосиғидики бовақ ойнақлап кәтти. Елизабит болса Муқәддәс Роһқа толдурулуп, жуқури аваз билән тәнтәнә қилип мундақ деди:
— Қиз-аяллар ичидә бәхитликтурсән, қосиғиңдики мевиму бәхитликтур! «Қиз-аяллар ичидә бәхитликтурсән, қосиғиңдики мевиму бәхитликтур!» — Елизабит Мәрйәмгә ибраний тилида сөзлигән, әлвәттә. Бу айәттики «бәхитлик» (грек тилида «макариос») дегән сөз ибраний тилида «мубарәк» дегән сөз билән ипадиләнгән болуши керәк. Ибраний тилида «мубарәк»ниң мәнаси: — (1) бәхитлик, (2) Худа тәрипидин бәрикәтләнгән; (3) хәлиқ тәрипидин бәхит тиләнгән вә улуқланған. 43 Маңа шундақ шәрәп нәдин кәлдикин, Рәббимниң аниси болғучи мени йоқлап кәлди! 44 Чүнки мана, салимиң қулиқимға киргәндила, қосиғимдики бовақ сөйүнүп ойнақлап кәтти. 45 Ишәнгән қиз нәқәдәр бәхитликтур; чүнки униңға Пәрвәрдигар тәрипидин ейтилған сөз җәзмән әмәлгә ашурулиду!«Ишәнгән қиз нәқәдәр бәхитликтур; чүнки униңға Пәрвәрдигар тәрипидин ейтилған сөз җәзмән әмәлгә ашурулиду!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әнди «Пәрвәрдигардин әвәтилгән сөз җәзмән әмәлгә ашурулиду» дәп ишәнгүчи нәқәдәр бәхитликтур!».  Луқа 11:28.
 
Мәрйәм бешарәт қилип Худаға мәдһийә оқуйду
46 Мәрйәмму хуш болуп мундақ деди: —
 
«Җеним Рәбни улуқлайду, 47 роһум Қутқузғучим Худадин шатланди,«роһум ... Худадин шатланди» — әслидә грек тилида «роһум ... Худада шатланди» — (1) Худа түпәйлидин шатланғанлиғини; (2) Худа билән йеқин алақидә болуп шатланғанлиғини көрситиду.
Оқурмән 46- вә 47-айәттин инсанниң «җан» вә «роһ» арисида болған мунасивәтни көрәләйду — Худаниң ишлири инсанниң роһида башлиниду вә кейин «җени»да (демәк, инсанниң ойлири вә һессиятлирида) толуқлиниду. «Римлиқларға»дики кириш сөзимиздә «роһ» вә «җан» тоғрилиқ көрүң.
48 Чүнки У дедигиниң мискин һалиға нәзәр салди;
Чүнки мана, шундин башлап барлиқ дәвирләр мени бәхитлик дәп атайду;
49 Чүнки Қадир Болғучи мән үчүн улуқ ишларни әмәлгә ашурди;
Муқәддәстур Униң нами.
50 Униң рәһим-шәпқити дәвирдин-дәвиргичә Өзидин қорқидиғанларниң үстидидур,Мис. 20:6.
51 У билиги билән күч-қудритини намайән қилди,
У тәкәббурларни көңлидики нийәт-хияллири ичидила тар мар қилди.«У тәкәббурларни көңлидики нийәт-хияллири ичидила тар мар қилди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У көңлидики ой-хияллирида тәкәббурлишип кәткәнләрни тар мар қилди».  Зәб. 32:10; Йәш. 51:9; 52:10; 1Пет. 5:5.
52 У күчлүк һөкүмдарларни тәхтидин чүшүрди,
Пеқирларни егиз көтәрди.1Сам. 2:8; Зәб. 112:6.
53 У ачларни нази-немәтләр билән тоюндурди,
Лекин байларни қуруқ қол қайтурди.Зәб. 34:10-11
54-55 У ата-бовилиримизға ейтқинидәк,
Йәни Ибраһим һәм униң нәслигә мәңгү вәдә қилғинидәк,
У Өз рәһим-шәпқитини есидә тутуп,
Қули Исраилға ярдәмгә кәлди».«У Өз рәһим-шәпқитини есидә тутуп, ...» — «(Худаниң) Өз рәһим-шәпқити» мошу йәрдә бәлким Тәвраттики «Пәрвәрдигарниң өзгәрмәс муһәббити» дегән ибариниң мәнаси билән охшаштур. Бу ибарә Худа Исраилниң ата-бовилириға қилған барлиқ шапаәтлик вәдилирини өз ичигә алиду (жуқуриқи сөзни көрүң). «... Қули Исраилға ярдәмгә кәлди» — «Исраил» мошу йәрдә Исраил хәлқини көрситиду.  Йәш. 30:18; 41:9; 54:5; Йәр. 31:2,20; Яр. 17:19; 22:18; Зәб. 131:11.
 
56 Мәрйәм Елизабитниң йенида үч айчә туруп, өз өйигә қайтти.
 
Йәһя пәйғәмбәрниң дунияға келиши
57 Елизабитниң туғутиниң ай-күни тошуп, бир оғул туғди. 58 Әнди униң қолум-хошнилири вә уруқ-туққанлири Пәрвәрдигарниң униңға көрсәткән меһри-шәпқитини шунчә улғайтқанлиғини аңлап, униң билән тәң шатланди. Луқа 1:14. 59 Вә шундақ болдики, бовақ туғулуп сәккиз күн болғанда, халайиқ балиниң хәтнисини қилғили кәлди. Улар униңға Зәкәрия дәп атисиниң исмини қоймақчи болушти. Яр. 17:12; Лав. 12:3. 60 Лекин аниси җававән:
— Яқ! Исми Йәһя аталсун — деди.Луқа 1:13.
61 Улар униңға: — Бирақ уруқ-җәмәтиңиз ичидә бундақ исимдикиләр йоққу! — дейишти. 62 Шуниң билән улар балиниң атисидин пәрзәнтиңизгә немә исим қоюшни халайсиз, дәп ишарәт билән сорашти.
63 У бир парчә мом тахтайни әкилишни тәләп қилип: «Униң исми Йәһядур» дәп язди. Һәммәйлән интайин һәйран қелишти. «Униң исми Йәһядур» — грек тилида вә ибраний тилида «Униң исми Юһаннадур». 64 Шуан униң ағзи ечилди, униң тили йешилип, зуванға кәлди вә шуниң билән Худаға тәшәккүр-мәдһийә ейтти. 65 Уларниң өпчүрисидикиләрниң һәммисини қорқунуч басти; Йәһудийә тағлиқ районлирида бу ишларниң һәммиси әл ағзида пур кәтти. 66 Бу ишлардин хәвәр тапқучиларниң һәммиси уларни көңлигә пүкүп: «Бу бала зади қандақ адәм болар?» дейишти. Чүнки Пәрвәрдигарниң қоли дәрвәқә униңға яр еди.
 
Зәкәрияниң ниҗат-қутқузулуш һәққидики бешарити
67 Шу чағда балиниң атиси Зәкәрия Муқәддәс Роһқа толдурулуп, вәһий-бешарәтни йәткүзүп, мундақ деди: —
68 «Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқулсун!
Чүнки У Өз хәлқини йоқлап, улардин хәвәр елип, бәдәл төләп уларни һөр қилди.«Худа Өз хәлқини йоқлап, улардин хәвәр елип,...» — «йоқлап, улардин хәвәр елиш» дегән ибарә грек тилида «йоқлаш» дегән бирла сөз билән ипадилиниду. Тәврат вә Инҗилда «Худаниң йоқлиши» униң инсанларға йеқин келип улардин хәвәр елишини өз ичигә алиду. «У Худа бәдәл төлүп уларни , йәни Өз хәлқини һөр қилди» — бу сөзләр ейтилған вақит Йәһудий хәлқи Рим империйәсиниң мустәмлигиси яки уларға беқинди еди. «һөр болуш» мошу йәрдә роһий әркинликни көрситиду. Рошәнки, Худаниң нәзиридә муһим болғини әл-жутниң «мустәқиллиқ»и әмәс, бәлки һәр биримизниң гунайимиздин азат болушидин ибарәттур.
69-71 У қедимдин бери муқәддәс пәйғәмбәрлириниң ағзи арқилиқ вәдә қилғинидәк,
Қули болған Давутниң җәмәти ичидин биз үчүн бир ниҗат мүңгүзини өстүрүп турғузди;
Бу зат бизни дүшмәнлиримиздин вә бизни өч көридиғанларниң қолидин қутқузғучи ниҗаттур.«қедимдин бери..» — грек тилида «әзәлдин бери..». «Қули болған Давутниң җәмәти ичидин биз үчүн бир ниҗат мүңгүзини өстүрүп турғузди...» — «мүңгүз» болса мәлум әлниң яки адәмниң шан-шәривини, күч-қудритини билдүриду. Мошу йәрдә бу «мүңгүз» Исраилни (гуналиридин) қутқузуп уларни шан-шәрәплик бир хәлиқ қилиду; сөзниң Давутниң әвлади болған Қутқузғучи-Мәсиһни көрсәткәнлигидә гуман йоқ. «Бу зат бизни дүшмәнлиримиздин вә бизни өч көридиғанларниң қолидин қутқузғучи ниҗаттур» — «бу зат» грек тилида «у» дейилип, мошу йәрдә жуқурида тилға елинған «мүңгүз», йәни Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиду.  Зәб. 132:17; Зәб. 71:1-14; Йәш. 40:10; Йәр. 23:6; 30:10; Дан. 9:27.
72-75 У шу йол билән ата-бовилиримизға илтипат әйләп,
Муқәддәс әһдисини әмәлгә ашуруш үчүн,
Йәни атимиз Ибраһимға болған қәсимини есидә тутуп,
Бизни дүшмәнлириниң қолидин азат қилип,
Барлиқ күнлиримиздә һеч кимдин қорқмай, Өз алдида ихласмәнлик вә һәққанийлиқ билән,
Хизмәт-ибадитидә болидиған қилди.«У... муқәддәс әһдисини әмәлгә ашуруш үчүн, йәни атимиз Ибраһимға болған қәсимини есидә тутуп, бизни дүшмәнлириниң қолидин азат қилип, барлиқ күнлиримиздә һеч кимдин қорқмай, Өз алдида ихласмәнлик вә һәққанийлиқ билән, хизмәт-ибадитидә болидиған қилди» — қайтилаймизки, бу барлиқ ишларда: (1) Худа Ибраһим вә пәйғәмбәрләргә ниҗат тоғрилиқ көп вәдиләрни қилған; (2) У бу вәдиләргә асасән, уларни әмәлгә ашуруш үчүн Мәсиһини әвәтиду. Һәммә ишлар 69-айәттә тилға елинған «ниҗат мүңгүзи», йәни Қутқузғучи-Мәсиһ арқилиқла болиду.  Яр. 22:16; Зәб. 104:9; Йәр. 31:33; Ибр. 6:13,17; Ибр. 9:14; 1Пет. 1:15.
76 Әнди сән, и балам,
Һәммидин Алий Болғучиниң пәйғәмбири дәп атилисән;
Чүнки сән Рәбниң йоллирини тәйярлаш үчүн Униң алдида маңисән.«...сән ´Рәбниң йоллирини тәйярлаш үчүн униң алдида маңисән» — грек тилида «сән Рәбниң йоллирини тәйярлаш үчүн Униң йүзи алдидамаңисән».  Луқа 1:17; Мал. 3:23.
77 Вәзипәң униң хәлқигә гуналириниң кәчүрүм қилиниши арқилиқ болидиған ниҗатниң хәвирини билдүрүштүр;Луқа 3:3.
78-79 Чүнки Худайимизниң ичи-бағридин урғуп чиққан шәпқәтләр вәҗидин,
Қараңғулуқ вә өлүм көләңгиси ичидә олтарғанларни йорутуш үчүн,
Путлиримизни аманлиқ йолиға башлаш үчүн,
Әрштин таң шәпиқи үстимизгә чүшүп йоқлиди.«Худайимизниң ичи-бағридин урғуп чиққан шәпқәтләр вәҗидин, қараңғулуқ вә өлүм көләңгиси ичидә олтарғанларни йорутуш үчүн...» — «Йәш.» 9:1-2, 42:7 49:9-10ни көрүң. «Әрштин таң шәпиқи үстимизгә чүшүп йоқлиди» — «Таң шәпиқи» болса йәнә Қутқузғучи-Мәсиһниң өзини көрситиду, әлвәттә.  Йәш. 9:1; 42:7; 43:8; 49:9; 60:1.
 
80 Бала болса өсүп, роһта күчләндүрүлди. У Исраил җамаитиниң алдида намайән қилинғичә чөлләрдә яшап кәлди.«бала болса өсүп, роһта күчләндүрүлди» — «роһ» мошу йәрдә Йәһяниң өз роһини көрситиду.  Луқа 2:40.
 
 

1:1 «нурғун адәмләр аримизда мутләқ ишәшлик дәп қаралған ишларни топлап йезишқа киришкән болсиму,...» — «аримизда» — демәк Әйса Мәсиһкә әгәшкәнләр арисида. «Аримизда мутләқ ишәшлик дәп қаралған ишлар» дегәнликниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Аримизда (толуқ) әмәлгә ашурулған ишлар». Иккила тәрҗимиси охшашла Әйса Мәсиһгә мунасивәтлик ишларни көрситиду, әлвәттә.

1:2 «сөз-калам» — мошу йәрдә Әйса Мәсиһниң өзини, шундақла униң тапшурған барлиқ тәлимини көрситиду. «сақлап йәткүзгүчиләр» — яки «ғоҗидар» дегәнниң мошу йәрдә алаһидә мәнаси бар. Улар Әйса Мәсиһниң қилған сөзлири вә паалийәтлиригә болған өз гувачилиғини ағзаки тарихларға айландурди, шундақла уни башқиларға ядлитип тапшурди. Мошу «сақлап йәткүзгүчиләр» барлиқ етиқатчиларниң җамаитиниң хизмитидә болуп «калам-соз»ниң тарихлирини сақлаш үчүн мәсъул болған «аманәтчиләр» еди. Шуниң билән бәзилири бу ағзаки тарихларни йезишқа киришкән еди. Луқа болса бу тарихларни (1) тәкшүрүп ениқлиған (2) андин уларни мутләқ ишәшлик дәп испатлиған әһвалда буларни тәртип бойичә хатирилигән еди.

1:3 «мәнму барлиқ ишларни баштин тәпсилий тәкшүрүп ениқлиғандин кейин...» — «баштин» дегән бу сөз грек тилида мошу йәрдә икки бислиқ сөз болуп, униң асаслиқ мәнаси: Луқа «баян»ида хатирилигән барлиқ вақиәләрни у пәқәт өз көзи билән көргән гувачиларниң ағзидин аңлап хатирилигән; «баштин» йәнә қошумчә: «жуқуридин», «әрштин» дегәнни билдүриду; демәк, Луқа бу хатирини йезишқа әрштин болған түрткә бар еди. Башқичә ейтқанда, у уни Муқәддәс Роһниң йолйоруғи вә илһами астида язған. «Теофилус» —Муну кишиниң салаһийити тоғрилиқ Инҗилдики «кириш сөз»имизни көрүң. Мәнаси «Худани сөйгүчи».

1:5 ««Абия» каһинлиқ нөвитидин бир каһин бар болуп, исми Зәкәрия еди — «Абия» каһинлиқ нөвити» «1Тар.» 24:10дә, каһинларниң җәмәтиниң ибадәтханидики «диҗорнилиқ» тизимлигини көрситиду. Каһинларниң (һәммиси Һарунниң әвлатлири) жиллиқ хизмити 24 нөвәткә бөлүнәтти. «каһинлиқ җәмәти»дикиләрниң һәр биригә ибадәтханида ишләшкә он бәш күн нөвәт келәтти. «Абия» нөвити» бу жигирмә төрт нөвәттин бири еди. Миладийә биринчи әсирдә, каһинларниң санлириға асасән, һәр бир каһин өмридә «муқәддәс җай»да хушбуй селиштин ибарәт имтиязлиқ хизмәткә бирла қетим муйәссәр болуши мүмкин еди. «Униң аялиму Һарунниң әвладидин болуп...» — Муса пәйғәмбәрниң акиси «Һарун» биринчи «баш каһин» еди; кейин униң барлиқ әркәк әвлатлири каһинлиқ хизмитидә болушқа муйәссәр еди.

1:5 1Тар. 24:10.

1:6 «Улар иккиси Худаниң алидида һәққаний кишиләр болуп, Пәрвәрдигарниң пүтүн әмир-бәлгүлимилири бойичә әйипсиз маңатти» — уларниң «һәққаний» вә «әйипсиз» дейилгәнлиги уларни «гунасиз» дегәнлик әмәс. Тәврат қануни бойичә кишиләр өз гуналирини тонуп йетип, шундақла Тәврат бойичә керәк болған гунани тиләйдиған қурбанлиқларни сунған болса, Худа алдида әйипсиз дәп һесаплинатти.

1:7 «... Елизабит туғмас болғачқа, улар пәрзәнт көрмигән еди. Униң үстигә улар иккиси хеләла яшинип қалған еди» — мошу йәрдин оқурмәнләргә ениқки, Худадин қорқидиған адәм аяли туғмас болсиму, немила болмисун шу сәвәптин аяли билән һәргиз аҗрашмайду.

1:8 1Тар. 24

1:9 Мис. 30:7; Лав. 16:17.

1:10 «Әнди у хушбуй селиватқанда, җамаәт ташқирида туруп дуа қилишивататти» — ««муқәддәс җай»ға кирип хушбуй селиш» вәзиписи һәр күни әтигәндә саат тоққузда вә чүштин кейин саат үчтә, икки қетимла ада қилинатти («Мис.» 30:7-8).

1:13 «аялиң Елизабит саңа бир оғул туғуп бериду, сән униң исмини Йәһя қойғин» — «Йәһя» ибраний вә грек тиллирида «Юһанна» («Пәрвәрдигарниң шәпқити» дегән мәнидә) билән ипадилиниду («Йәһя» әсли әрәбчә сөз еди). «Йәһя» дегән исим оқурмәнләргә мошу шәкилдә тонуш болғанлиғи үчүн уни мошу тәрҗимидә ишләттуқ.

1:13 Луқа 1:60.

1:14 Луқа 1:58.

1:15 Чөл. 6:1-8; Һак. 13:4.

1:16 Мал. 3:24; Мат. 11:14.

1:17 «итаәтсизләрни һәққанийларниң ақиланилигигә киргүзүп...» — «итаәтсизләр» Худаға итаәт қилмайдиғанлар.«ақиланилигигә» грек тилида «һәққанийларниң ойлириға». «У Рәбниң алдида Илияс пәйғәмбәргә хас болған роһ вә күч-қудрәттә болуп.... Рәб үчүн тәйярланған бир хәлиқни һазир қилиш үчүн униң алдида маңиду...» — мошу йәрдә «Рәбниң алдида» грек тилида «униң алдида». Бу сөз Тәвраттики «Йәш.» 40:1-11, «Мал.» 3:1 вә 4:5-6гә асасланған; бу улуқ бешарәтләр бойичә Рәб Өзи йәр йүзигә кәлмәкчи болиду; бирақ униңдин авал әвәтилгән «алдин жүргүчи»си униң үчүн бир хәлиқни (товиға кәлтүрүп) тәйярлиши билән йол тәйярлайду. Бешарәт қилинған бу әлчи Йәһя өзи еди, әлвәттә.

1:17 Мал. 3:23-24; Мат. 3:2; Мар. 9:12.

1:18 Яр. 17:17.

1:25 Яр. 30:23; Йәш. 4:1.

1:26-27 Мат. 1:18.

1:28 «Әй шәпқәткә муйәссәр болған қиз!» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «Әй, қиз-аяллар ичидә бәхитликтурсән!» дегән сөзләрму қошулиду. 42-айәтниму көрүң.

1:31 «сән униң исмини Әйса дәп қойисән» — «Әйса» грек тилида «Йесус», ибраний тилида «Йәшуа», мәнаси «Қутқузғучи Яһ» яки «Яһ ниҗаттур». Оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, «Яһ» болса «Яһвәһ» (Пәрвәрдигар)ниң қисқартилмисидур. «Мат.» 1:21ниму вә униң изаһитини көрүң.

1:31 Йәш. 7:14.

1:32 «Пәрвәрдигар Худа униңға атиси Давутниң тәхтини ата қилиду» — Тәвраттики көп бешарәтләрдә Қутқузғучи-Мәсиһ (1) Давутниң беваситә әвлади болиду; (2) униң тәхтигә варис болуп авал Исраилға, андин пүткүл дунияға падиша болиду, дәп ениқ көрситилиду (мәсилән «Зәбур» 17-күй (болупму 43-айәт), 88:27-38, 131:11:, «Йәш.» 9:6-7, 16:5, «Йәр.» 23:5, «Ам.» 9:11-12, «Дан.» 2:44, 7:13-14, 27, «Мик.» 5:2-4 қатарлиқлар).

1:32 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 9:6; 54:5.

1:33 «Яқупниң җәмәти» — пүткүл Исраил хәлқини көрситиду.

1:33 1Тар. 22:10; Зәб. 44:7; 88:37; Йәр. 23:5; Дан. 7:14,27; Мик. 4:7; Ибр. 1:8.

1:35 «сәндин туғулидиған муқәддәс пәрзәнт Худаниң Оғли дәп атилиду» — яки «сәндин туғулидиған пәрзәнт муқәддәс, Худаниң Оғли дәп атилиду».

1:37 Аюп 42:2; Йәр. 32:17; Зәк. 8:6; Мат. 19:26; Луқа 18:27.

1:41 «Қиз-аяллар ичидә бәхитликтурсән, қосиғиңдики мевиму бәхитликтур!» — Елизабит Мәрйәмгә ибраний тилида сөзлигән, әлвәттә. Бу айәттики «бәхитлик» (грек тилида «макариос») дегән сөз ибраний тилида «мубарәк» дегән сөз билән ипадиләнгән болуши керәк. Ибраний тилида «мубарәк»ниң мәнаси: — (1) бәхитлик, (2) Худа тәрипидин бәрикәтләнгән; (3) хәлиқ тәрипидин бәхит тиләнгән вә улуқланған.

1:45 «Ишәнгән қиз нәқәдәр бәхитликтур; чүнки униңға Пәрвәрдигар тәрипидин ейтилған сөз җәзмән әмәлгә ашурулиду!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әнди «Пәрвәрдигардин әвәтилгән сөз җәзмән әмәлгә ашурулиду» дәп ишәнгүчи нәқәдәр бәхитликтур!».

1:45 Луқа 11:28.

1:47 «роһум ... Худадин шатланди» — әслидә грек тилида «роһум ... Худада шатланди» — (1) Худа түпәйлидин шатланғанлиғини; (2) Худа билән йеқин алақидә болуп шатланғанлиғини көрситиду. Оқурмән 46- вә 47-айәттин инсанниң «җан» вә «роһ» арисида болған мунасивәтни көрәләйду — Худаниң ишлири инсанниң роһида башлиниду вә кейин «җени»да (демәк, инсанниң ойлири вә һессиятлирида) толуқлиниду. «Римлиқларға»дики кириш сөзимиздә «роһ» вә «җан» тоғрилиқ көрүң.

1:50 Мис. 20:6.

1:51 «У тәкәббурларни көңлидики нийәт-хияллири ичидила тар мар қилди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У көңлидики ой-хияллирида тәкәббурлишип кәткәнләрни тар мар қилди».

1:51 Зәб. 32:10; Йәш. 51:9; 52:10; 1Пет. 5:5.

1:52 1Сам. 2:8; Зәб. 112:6.

1:53 Зәб. 34:10-11

1:54-55 «У Өз рәһим-шәпқитини есидә тутуп, ...» — «(Худаниң) Өз рәһим-шәпқити» мошу йәрдә бәлким Тәвраттики «Пәрвәрдигарниң өзгәрмәс муһәббити» дегән ибариниң мәнаси билән охшаштур. Бу ибарә Худа Исраилниң ата-бовилириға қилған барлиқ шапаәтлик вәдилирини өз ичигә алиду (жуқуриқи сөзни көрүң). «... Қули Исраилға ярдәмгә кәлди» — «Исраил» мошу йәрдә Исраил хәлқини көрситиду.

1:54-55 Йәш. 30:18; 41:9; 54:5; Йәр. 31:2,20; Яр. 17:19; 22:18; Зәб. 131:11.

1:58 Луқа 1:14.

1:59 Яр. 17:12; Лав. 12:3.

1:60 Луқа 1:13.

1:63 «Униң исми Йәһядур» — грек тилида вә ибраний тилида «Униң исми Юһаннадур».

1:68 «Худа Өз хәлқини йоқлап, улардин хәвәр елип,...» — «йоқлап, улардин хәвәр елиш» дегән ибарә грек тилида «йоқлаш» дегән бирла сөз билән ипадилиниду. Тәврат вә Инҗилда «Худаниң йоқлиши» униң инсанларға йеқин келип улардин хәвәр елишини өз ичигә алиду. «У Худа бәдәл төлүп уларни , йәни Өз хәлқини һөр қилди» — бу сөзләр ейтилған вақит Йәһудий хәлқи Рим империйәсиниң мустәмлигиси яки уларға беқинди еди. «һөр болуш» мошу йәрдә роһий әркинликни көрситиду. Рошәнки, Худаниң нәзиридә муһим болғини әл-жутниң «мустәқиллиқ»и әмәс, бәлки һәр биримизниң гунайимиздин азат болушидин ибарәттур.

1:69-71 «қедимдин бери..» — грек тилида «әзәлдин бери..». «Қули болған Давутниң җәмәти ичидин биз үчүн бир ниҗат мүңгүзини өстүрүп турғузди...» — «мүңгүз» болса мәлум әлниң яки адәмниң шан-шәривини, күч-қудритини билдүриду. Мошу йәрдә бу «мүңгүз» Исраилни (гуналиридин) қутқузуп уларни шан-шәрәплик бир хәлиқ қилиду; сөзниң Давутниң әвлади болған Қутқузғучи-Мәсиһни көрсәткәнлигидә гуман йоқ. «Бу зат бизни дүшмәнлиримиздин вә бизни өч көридиғанларниң қолидин қутқузғучи ниҗаттур» — «бу зат» грек тилида «у» дейилип, мошу йәрдә жуқурида тилға елинған «мүңгүз», йәни Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиду.

1:69-71 Зәб. 132:17; Зәб. 71:1-14; Йәш. 40:10; Йәр. 23:6; 30:10; Дан. 9:27.

1:72-75 «У... муқәддәс әһдисини әмәлгә ашуруш үчүн, йәни атимиз Ибраһимға болған қәсимини есидә тутуп, бизни дүшмәнлириниң қолидин азат қилип, барлиқ күнлиримиздә һеч кимдин қорқмай, Өз алдида ихласмәнлик вә һәққанийлиқ билән, хизмәт-ибадитидә болидиған қилди» — қайтилаймизки, бу барлиқ ишларда: (1) Худа Ибраһим вә пәйғәмбәрләргә ниҗат тоғрилиқ көп вәдиләрни қилған; (2) У бу вәдиләргә асасән, уларни әмәлгә ашуруш үчүн Мәсиһини әвәтиду. Һәммә ишлар 69-айәттә тилға елинған «ниҗат мүңгүзи», йәни Қутқузғучи-Мәсиһ арқилиқла болиду.

1:72-75 Яр. 22:16; Зәб. 104:9; Йәр. 31:33; Ибр. 6:13,17; Ибр. 9:14; 1Пет. 1:15.

1:76 «...сән ´Рәбниң йоллирини тәйярлаш үчүн униң алдида маңисән» — грек тилида «сән Рәбниң йоллирини тәйярлаш үчүн Униң йүзи алдидамаңисән».

1:76 Луқа 1:17; Мал. 3:23.

1:77 Луқа 3:3.

1:78-79 «Худайимизниң ичи-бағридин урғуп чиққан шәпқәтләр вәҗидин, қараңғулуқ вә өлүм көләңгиси ичидә олтарғанларни йорутуш үчүн...» — «Йәш.» 9:1-2, 42:7 49:9-10ни көрүң. «Әрштин таң шәпиқи үстимизгә чүшүп йоқлиди» — «Таң шәпиқи» болса йәнә Қутқузғучи-Мәсиһниң өзини көрситиду, әлвәттә.

1:78-79 Йәш. 9:1; 42:7; 43:8; 49:9; 60:1.

1:80 «бала болса өсүп, роһта күчләндүрүлди» — «роһ» мошу йәрдә Йәһяниң өз роһини көрситиду.

1:80 Луқа 2:40.