43
Давами
Бирақ һазир и Яқуп, сени Яратқучи Пәрвәрдигар,
И Исраил, сени Шәкилләндүргүчи мундақ дәйду: —
«Қорқма; чүнки Мән саңа һәмҗәмәт болуп сени қутқузған;
Сени Өз намим билән атиғанмән;
Сән Мениңкидурсән!
Сән сулардин өткиниңдә, Мән сән билән биллә болимән;
Дәриялардин өткиниңдә, улар сени ғәриқ қилмайду;
Сән отта меңип жүргиниңдә, сән көймәйсән;
Ялқунлар үстүңдә от алмайду. «сулардин... дәриялардин.. отта меңип жүргиниңдә...» — жуқуриқи 42-бап, 25-айәттә Исраилға тәрбийә берилгән от тилға елинди. Бирақ мошу сөзләргә қариғанда, Худа уларға әшәддий қаттиқ тәрбийә (мәсилән, уларни сулардин вә отлардин өткүзүп) бәргини билән, У һаман уларни қутқузиду.  Зәб. 65:12
Чүнки Мән болсам Худайиң Пәрвәрдигар, Исраилдики Муқәддәс Болғучи, Қутқузғучиңдурмән;
Сени қутулдуруш үчүн Мисирни бәдәл қилип бәрдим,
Орнуңға Ефиопийә һәм Себани алмаштурдум.«Сени қутулдуруш үчүн Мисирни бәдәл қилип бәрдим, орнуңға Ефиопийә һәм Себани алмаштурдум» — мошу сөзләр бәлким Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраилни Мисирдин қутқузғанлиғини көрситиду. Мисир падишаси Пирәвн қаттиқ қарши чиқиши билән униң пүткүл жути (җүмлидин Мисирниң җәнубий тәрипидики жутлар Ефиопийә, Себаму) зор зиян тартқан.
Сән нәзиримдә қиммәтлик болғачқа,
Мән саңа иззәт-һөрмәт кәлтүргән һәм сени сөйгән;
Шуңа Мән йәнә орнуңға адәмләрни,
Җениңға хәлиқләрни тутуп беримән;
Қорқма, чүнки Мән сән билән билләдурмән;
Мән нәслиңни шәриқтин,
Сени ғәриптин жиғип әпкелимән;Йәш. 44:2; Йәр. 30:10; 46:27
Мән шималға: — «Тапшур уларни!»
Вә җәнупқа: — «Уларни тутуп қалма!
Оғуллиримни жирақтин, қизлиримни җаһанниң чәт-чәтлиридин әпкелип бәр;
Мениң намим билән аталған һәр бирсини,
Мән Өз шан-шәривим үчүн яратқан һәр бирсини әпкелип бәр!» — дәймән,
«Мән уни шәкилләндүрдүм, Мән уни апиридә қилдим!»».
 
«Сотта» — Худа вә бутлар оттурисида һөкүм чиқириңлар!
У «көзи бар» қариғу хәлиқни,
Йәни «қулиқи бар» гасларни алдиға елип кәлди.«... «көзи бар» қариғу... «қулиқи бар» гаслар» — шүбһисизки Исраилни көрситиду. Һәйран қаларлиқ иш шуки, Худа уларни Өзигә гувалиқ қилишқа алдиға кәлтүргән.
— «Барлиқ әлләр жиғилсун,
Хәлиқләр җәм болсун!
Улардин кимму мундақ ишларни җакалиялисун?
Йәни ким мошундақ «илгәрки ишлар»ни алдинала бизгә аңлитип баққан?
Бар болса, өзлирини испатлашқа гувачилирини алдиға кәлтүрсун;
Болмиса, улар бу ишларни аңлиғандин кейин: — «Бу болса һәқиқәт!» дәп етирап қилсун!«Барлиқ әлләр жиғилсун, хәлиқләр җәм болсун! Улардин кимму мундақ ишларни җакалиялисун?...» — мошу айәттики «(ят) әлләр» һәм «хәлиқләр» болса, шүбһисизки, Исраилдин сирт барлиқ хәлиқләрни, йәни «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду. «Йәшая» дегән китапта «әлләр» яки «хәлиқ-милләтләр» дейилсә, һәрдайим мошу мәнасини билдүриду.
Мошу йәрдә барлиқ әл-жутлар (Исраилдин сирт) бутпәрәсликкә чөкүп кәтти. Худа улардин: «Араңлардин: — «Бизниң чоқунған бутимиз Сениң «Исраилни Мисирдин қутқузуп чиқириш»иңға охшаш улуқ бир ишни қилған?» дегүчиләр бармиду? — бар болса гувачилиқ қилсун» — дегәндәк сорайду. Әлвәттә, Худаниң соалиға җавап бәргүчи йоқ.
10 Силәр хәлқим Мениң гувачилирим,
Һәм Мән таллиған қулум мән үчүн гувачидур,
Шундақ екән, силәр Мени тонуп,
Маңа ишинип,
Һәм чүшинип йәткәйсиләрки: —
«Мән дегән «У»дурмән,
Мәндин илгири һеч илаһ шәкилләнмигән,
Һәм Мәндин кейинму һеч шәкилләнмәйду;«Силәр хәлқим Мениң гувачилирим, һәм мән таллиған қулум Мән үчүн гувачидур,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Силәр хәлқим Мениң гувачилирим, шундақла Мениң таллиған қулумсиләрки,...».  Йәш. 41:4; 44:8; 45:21; Һош. 13:4
11 Мән, Мән Пәрвәрдигардурмән;
Мәндин башқа Қутқузғучи йоқтур».
12 — Араңларда «ят илаһ» болмиған вақитта,
Мән мәхситимни җакалиған,
Мән қутқузған һәм шу ишларниң даңқини чиқарғанмән;
Шуңа силәр Мениң Тәңри екәнлигимгә гувачисиләр, — дәйду Пәрвәрдигар.«Шуңа силәр Мениң Тәңри екәнлигимгә гувачисиләр...» — демәк, Худа: «Силәрни Мисирдин қутқузимән» — дегән; У шундақ қилған; андин мошу ишларни дунияға аян қилған.
Худа Исраилни мошу ишлирида Өзигә гувачи болушқа чақирған болсиму, бу айәткә қариғанда, улар Униңға һеч гувалиқ бәрмигән.
13 «Бәрһәқ, әзәлдин буян Мән дегән «У»дурмән,
Мениң қолумдин һеч ким һеч кимни қутқузалмайду;
Мән иш қилсам, ким тосалисун?Йәш. 14:27
 
Худа Исраилни Бабилдин қутқузиду
14 Һәмҗәмәт-Қутқузғучиңлар болған Пәрвәрдигар, Исраилдики Муқәддәс Болғучи мундақ дәйду: —
Силәрни дәп Мән Бабилни җазалатқузуп,
Уларниң һәммисини, җүмлидин калдийләрни,
Қачқун сүпитидә өзлири хошаллиқ билән пәхирләнгән кемиләргә олтиришқа чүшүриветимән.«Уларниң һәммисини, җүмлидин калдийләрни, қачқун сүпитидә өзлири хошаллиқ билән пәхирләнгән кемиләргә олтиришқа чүшүриветимән» — миладийәдин илгәрки 539-жили Бабил шәһири Парслиқлар тәрипидин ишғал қилинған. Шу чағда уларниң қачқунлири кемилири билән Әфрат дәрияси йоли арқилиқ қачмақчи болған болуши мүмкин.
15 Мән болсам Пәрвәрдигар, силәргә Муқәддәс Болғучи, Исраилни Яратқучи, силәрниң Падишасиңлардурмән.
16 Деңиздин йолни чиқарғучи,
Давалғуған сулардин йол ачқучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
17 (У җәң һарвусини вә атни, қошун-күчләрни чиқарғучидур: —
Улар бирақла жиқилиду, туралмайду;
Улар өчүп қалған, чирақ пилигидәк өчүрүлгән)«Деңиздин йолни чиқарғучи ... Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — (у җәң һарвусини вә атни, қошун-күчләрни чиқарғучидур: — улар бирақла жиқилиду, туралмайду...)» — (16-17-айәтләр) Муса пәйғәмбәр яшиған дәвридә, Мисирниң қошунлири Исраилларни «деңизда ечилған йол»да қоғлап, деңиздин өтмәкчи болуп, 16-17-айәтләрдә тилға елинған вақиәләр билән вәйран қилинған. Шу йол билән Худа Исраилни қутқузған. Тәврат, «Мисирдин чиқиш», 14-бапни көрүң.
18 — Мошу өткән ишларни әслимәңлар,
Қедимки ишлар тоғрилиқму ойланмаңлар;
19 Чүнки мана Мән йеңи бир ишни қилимән;
У һазирла барлиққа келиду;
Силәр уни көрмәй қаламсиләр?!
Мән һәтта далалардиму йол ачимән,
Чөл-баяванда дәрияларни барлиққа кәлтүримән!Вәһ. 21:5
20 Даладики һайванлар, чилбөриләр һәм һувқушлар Мени улуқлайду;
Чүнки Мән Өз хәлқим, йәни Өз таллиғинимға ичимлик тәминләшкә,
Далаларда суларни,
Чөл-баяванларда дәрияларни чиқирип беримән.
21 Мән мошу хәлиқни Өзүм үчүн шәкилләндүргәнмән;
Улар Маңа болған мәдһийиләрни ейтип аян қилиду. «...Мән мошу хәлиқни Өзүм үчүн шәкилләндүргәнмән; улар Маңа болған мәдһийиләрни ейтип аян қилиду» — мошу 14-21-айәтләргә қариғанда, Исраил Бабил империйәсигә әсир болуп сүргүн болғандин кейин қайтидин азат қилиниду. Шу чағда Худа уларниң йолини әҗайип тәйярлап бериду вә һәм йолда муһтаҗ болғанлириниң һәммисини (Мисирдин чиқип азат болған вақитқа охшаш) мөҗизиләр арқилиқ тәминләп бериду.
Исраил Бабилдин (миладийәдин илгәрки 539-жили) азат болған. Шу чағда Бабилниң қачқунлири (14-айәт) кемилири билән Әфрат дәрияси билән қачмақчи болған болуши мүмкин. Бирақ билишимизчә бу иштин башқа, шу чағда бешарәт қилинған мошу карамәт ишлар йүз бәрмиди. Шуниң үчүн көзқаришимиз шуки, ахирқи заманда Исраилниң иккинчи қетим Бабилдин (шундақла җаһанниң барлиқ чәт-яқилиридин) қечиши муқәррәр болиду; шу чағда Худа улар үчүн 14-21-айәтләрдә бешарәт қилинған карамәт ишларни қилиду.
  Луқа 1:74,75
 
Исраилниң мәнасиз қурбанлиқлири •••• Худаниң Исраилға көрсәтмәкчи болған меһри-шәпқити
22 Бирақ, и Яқуп, сән намимни чақирғиниң билән Өзүмни издимидиң,
И Исраил, әксичә сән Мәндин көңлүң йенип һарсиндиң;«Бирақ, и Яқуп, сән намимни чақирғиниң билән Өзүмни издимидиң» — дегән ибраний тилида икки бислиқ сөз. Биринчи мәнаси тәрҗимә қилғинимиздәк «Намимни чақирғиниң билән Өзүмни издимидиң» («Өзүмни» дегән сөз наһайити тәкитләнгән).
Иккинчи мәнаси, «Сән Мениң намимни һеч чақирмидиң» — демәк, һеч дуа қилмидиң. Бизниңчә биринчиси тоғра, улар көп дуа қилғини билән чин дилдин әмәс еди. 23-24-айәтләрниму көрүң.
23 Сән елип кәлгән «көйдүрмә қурбанлиқ» қойлириңни Маңа қилған әмәс,
«Енақ қурбанлиқ»лириң билән Мени һөрмәтлигән әмәссән;
Мән «ашлиқ һәдийә»ни қилиш билән сени «қуллуқ»қа қоймақчи әмәсмән,
Хушбуй йеқип сени һарсиндурмақчи болған әмәсмән!«Сән елип кәлгән «көйдүрмә қурбанлиқ» қойлириңни Маңа қилған әмәс...» — жуқуриқи изаһитимиздәк, иккинчи бир хил тәрҗимиси бар: — «Маңа һеч қандақ қурбанлиқлар елип кәлмидиң» дегәндәк асасий мәнидә болиду. Бирақ «Йәшая» 1-бапқа асасән, улар көптин-көп қурбанлиқлар қилип туратти. Улар шундақ қилғини билән һәммиси бекар.
24 Сән пулни хәҗләп Маңа һеч егир елип кәлмигәнсән,
Сән «Енақ қурбанлиқ»лириңниң йеғи билән Мени рази қилип қанаәтләндүргән әмәссән;
Әксичә сән гуналириң билән Мени қуллуққа қоймақчи болғансән,
Итаәтсизлигиң билән Мени һарсиндурдуң.«Сән пулни хәҗләп Маңа һеч егир елип кәлмигәнсән...» — шәрһимизчә, мошу интайин кинайилик гәп. «Пул хәҗләп Маңа һеч егир елип кәлмигәнсән» — демәк, елип кәлгән нәрсилириң (көп болсиму) Маңа худди һеч немә елип кәлмигәндәк билиниду; Мән улардин интайин бизармән, дегәнликтур. «Мени қуллуққа қоймақчи болғансән» — әгәрдә бириси һеч товва қилмай, чин дилидин дуа қилмай туруп (өткән заманларда) қурбанлиқ қилса, мошундақ иш Худаниң алдида «җадугәрлик»кә баравәр. Демәк, «Мән пәқәт бирәр «диний паалийәт»лик иш қилсамла, Худа чоқум мәндин рази болиду, дуалиримни аңлайду» дегәнлик Худани өзигә қул қилиш билән баравәрдур.
25 Мән, Мән Өзүм үчүнла сениң асийлиқлириңни өчүривәткүчимән,
Мән сениң гуналириңни есимгә кәлтүрмәймән.Әз. 36:22-38
26 Әнди өтмүшүң тоғрилиқ Мени әслитип қойғин,
Муназирә қилишайли,
Өзүңни ақлиғидәк гепиң болса дәвәргин!«Муназирә қилишайли, өзүңни ақлиғидәк гепиң болса дәвәргин» — демәк, әгәр сән «Өзүм пак, сениң рәһимдиллиқлириңға керәк әмәсмән» дәп қарисаң, ундақта өзүңни ақлашқа гәп қил!  Йәш. 1:18
27 Биринчи атаң гуна қилған;
Сениң шәрһчилириң болса Маңа асийлиқ қилди.«Биринчи атаң... » — бәлким Исраилниң әҗдати Яқуптур. «сениң шәрһчилириң...» — Уларниң «шәрһчилири» болса бәлким төвәндики «муқәддәс ибадәтханидики йетәкчиләр», йәни каһинлар еди. Демәк, улар баштин-ахирғичә, һәтта өзлири тәрипидин «алийҗанаб» дәп һесапланған роһанийларму гунаға петип кәткән еди.
28 Шуңа Мән ибадәтханамдики йетәклигүчиләрни напак қилимән,
Һәмдә Яқупни һалак ләнитигә учрашқа,
Исраилни рәсвачилиқта қалдурушқа бекиттим.«Мән ибадәтханидики йетәкчиләрни напак қилимән» — хәлиқ үчүн қурбанлиқ қилғучи болған бу каһинлар өлүккә тәгсила бир һәптә «напак» дәп һесаплинип, қурбанлиқ қилишқа салаһийәтсиз болатти. Шуңа, мошу гәпниң мәнаси бәлким: «Силәр көп өлүкләргә учрайсиләр (демәк, бир балаю-апәт чүшиду), шуниң билән Исраил Мени бизар қилидиған мошу қурбанлиқларни қилалмайдиған болиду». «... Яқупни һалак ләнитигә учрашқа, Исраилни рәсвачилиқта қалдурушқа бекиттим» — қариғанда, Исраил үчүн һеч қандақ үмүт қалмиди. Бирақ 44-бап, 1-айәтни көрүң!
 
 

43:2 «сулардин... дәриялардин.. отта меңип жүргиниңдә...» — жуқуриқи 42-бап, 25-айәттә Исраилға тәрбийә берилгән от тилға елинди. Бирақ мошу сөзләргә қариғанда, Худа уларға әшәддий қаттиқ тәрбийә (мәсилән, уларни сулардин вә отлардин өткүзүп) бәргини билән, У һаман уларни қутқузиду.

43:2 Зәб. 65:12

43:3 «Сени қутулдуруш үчүн Мисирни бәдәл қилип бәрдим, орнуңға Ефиопийә һәм Себани алмаштурдум» — мошу сөзләр бәлким Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраилни Мисирдин қутқузғанлиғини көрситиду. Мисир падишаси Пирәвн қаттиқ қарши чиқиши билән униң пүткүл жути (җүмлидин Мисирниң җәнубий тәрипидики жутлар Ефиопийә, Себаму) зор зиян тартқан.

43:5 Йәш. 44:2; Йәр. 30:10; 46:27

43:8 «... «көзи бар» қариғу... «қулиқи бар» гаслар» — шүбһисизки Исраилни көрситиду. Һәйран қаларлиқ иш шуки, Худа уларни Өзигә гувалиқ қилишқа алдиға кәлтүргән.

43:9 «Барлиқ әлләр жиғилсун, хәлиқләр җәм болсун! Улардин кимму мундақ ишларни җакалиялисун?...» — мошу айәттики «(ят) әлләр» һәм «хәлиқләр» болса, шүбһисизки, Исраилдин сирт барлиқ хәлиқләрни, йәни «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду. «Йәшая» дегән китапта «әлләр» яки «хәлиқ-милләтләр» дейилсә, һәрдайим мошу мәнасини билдүриду. Мошу йәрдә барлиқ әл-жутлар (Исраилдин сирт) бутпәрәсликкә чөкүп кәтти. Худа улардин: «Араңлардин: — «Бизниң чоқунған бутимиз Сениң «Исраилни Мисирдин қутқузуп чиқириш»иңға охшаш улуқ бир ишни қилған?» дегүчиләр бармиду? — бар болса гувачилиқ қилсун» — дегәндәк сорайду. Әлвәттә, Худаниң соалиға җавап бәргүчи йоқ.

43:10 «Силәр хәлқим Мениң гувачилирим, һәм мән таллиған қулум Мән үчүн гувачидур,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Силәр хәлқим Мениң гувачилирим, шундақла Мениң таллиған қулумсиләрки,...».

43:10 Йәш. 41:4; 44:8; 45:21; Һош. 13:4

43:12 «Шуңа силәр Мениң Тәңри екәнлигимгә гувачисиләр...» — демәк, Худа: «Силәрни Мисирдин қутқузимән» — дегән; У шундақ қилған; андин мошу ишларни дунияға аян қилған. Худа Исраилни мошу ишлирида Өзигә гувачи болушқа чақирған болсиму, бу айәткә қариғанда, улар Униңға һеч гувалиқ бәрмигән.

43:13 Йәш. 14:27

43:14 «Уларниң һәммисини, җүмлидин калдийләрни, қачқун сүпитидә өзлири хошаллиқ билән пәхирләнгән кемиләргә олтиришқа чүшүриветимән» — миладийәдин илгәрки 539-жили Бабил шәһири Парслиқлар тәрипидин ишғал қилинған. Шу чағда уларниң қачқунлири кемилири билән Әфрат дәрияси йоли арқилиқ қачмақчи болған болуши мүмкин.

43:17 «Деңиздин йолни чиқарғучи ... Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — (у җәң һарвусини вә атни, қошун-күчләрни чиқарғучидур: — улар бирақла жиқилиду, туралмайду...)» — (16-17-айәтләр) Муса пәйғәмбәр яшиған дәвридә, Мисирниң қошунлири Исраилларни «деңизда ечилған йол»да қоғлап, деңиздин өтмәкчи болуп, 16-17-айәтләрдә тилға елинған вақиәләр билән вәйран қилинған. Шу йол билән Худа Исраилни қутқузған. Тәврат, «Мисирдин чиқиш», 14-бапни көрүң.

43:19 Вәһ. 21:5

43:21 «...Мән мошу хәлиқни Өзүм үчүн шәкилләндүргәнмән; улар Маңа болған мәдһийиләрни ейтип аян қилиду» — мошу 14-21-айәтләргә қариғанда, Исраил Бабил империйәсигә әсир болуп сүргүн болғандин кейин қайтидин азат қилиниду. Шу чағда Худа уларниң йолини әҗайип тәйярлап бериду вә һәм йолда муһтаҗ болғанлириниң һәммисини (Мисирдин чиқип азат болған вақитқа охшаш) мөҗизиләр арқилиқ тәминләп бериду. Исраил Бабилдин (миладийәдин илгәрки 539-жили) азат болған. Шу чағда Бабилниң қачқунлири (14-айәт) кемилири билән Әфрат дәрияси билән қачмақчи болған болуши мүмкин. Бирақ билишимизчә бу иштин башқа, шу чағда бешарәт қилинған мошу карамәт ишлар йүз бәрмиди. Шуниң үчүн көзқаришимиз шуки, ахирқи заманда Исраилниң иккинчи қетим Бабилдин (шундақла җаһанниң барлиқ чәт-яқилиридин) қечиши муқәррәр болиду; шу чағда Худа улар үчүн 14-21-айәтләрдә бешарәт қилинған карамәт ишларни қилиду.

43:21 Луқа 1:74,75

43:22 «Бирақ, и Яқуп, сән намимни чақирғиниң билән Өзүмни издимидиң» — дегән ибраний тилида икки бислиқ сөз. Биринчи мәнаси тәрҗимә қилғинимиздәк «Намимни чақирғиниң билән Өзүмни издимидиң» («Өзүмни» дегән сөз наһайити тәкитләнгән). Иккинчи мәнаси, «Сән Мениң намимни һеч чақирмидиң» — демәк, һеч дуа қилмидиң. Бизниңчә биринчиси тоғра, улар көп дуа қилғини билән чин дилдин әмәс еди. 23-24-айәтләрниму көрүң.

43:23 «Сән елип кәлгән «көйдүрмә қурбанлиқ» қойлириңни Маңа қилған әмәс...» — жуқуриқи изаһитимиздәк, иккинчи бир хил тәрҗимиси бар: — «Маңа һеч қандақ қурбанлиқлар елип кәлмидиң» дегәндәк асасий мәнидә болиду. Бирақ «Йәшая» 1-бапқа асасән, улар көптин-көп қурбанлиқлар қилип туратти. Улар шундақ қилғини билән һәммиси бекар.

43:24 «Сән пулни хәҗләп Маңа һеч егир елип кәлмигәнсән...» — шәрһимизчә, мошу интайин кинайилик гәп. «Пул хәҗләп Маңа һеч егир елип кәлмигәнсән» — демәк, елип кәлгән нәрсилириң (көп болсиму) Маңа худди һеч немә елип кәлмигәндәк билиниду; Мән улардин интайин бизармән, дегәнликтур. «Мени қуллуққа қоймақчи болғансән» — әгәрдә бириси һеч товва қилмай, чин дилидин дуа қилмай туруп (өткән заманларда) қурбанлиқ қилса, мошундақ иш Худаниң алдида «җадугәрлик»кә баравәр. Демәк, «Мән пәқәт бирәр «диний паалийәт»лик иш қилсамла, Худа чоқум мәндин рази болиду, дуалиримни аңлайду» дегәнлик Худани өзигә қул қилиш билән баравәрдур.

43:25 Әз. 36:22-38

43:26 «Муназирә қилишайли, өзүңни ақлиғидәк гепиң болса дәвәргин» — демәк, әгәр сән «Өзүм пак, сениң рәһимдиллиқлириңға керәк әмәсмән» дәп қарисаң, ундақта өзүңни ақлашқа гәп қил!

43:26 Йәш. 1:18

43:27 «Биринчи атаң... » — бәлким Исраилниң әҗдати Яқуптур. «сениң шәрһчилириң...» — Уларниң «шәрһчилири» болса бәлким төвәндики «муқәддәс ибадәтханидики йетәкчиләр», йәни каһинлар еди. Демәк, улар баштин-ахирғичә, һәтта өзлири тәрипидин «алийҗанаб» дәп һесапланған роһанийларму гунаға петип кәткән еди.

43:28 «Мән ибадәтханидики йетәкчиләрни напак қилимән» — хәлиқ үчүн қурбанлиқ қилғучи болған бу каһинлар өлүккә тәгсила бир һәптә «напак» дәп һесаплинип, қурбанлиқ қилишқа салаһийәтсиз болатти. Шуңа, мошу гәпниң мәнаси бәлким: «Силәр көп өлүкләргә учрайсиләр (демәк, бир балаю-апәт чүшиду), шуниң билән Исраил Мени бизар қилидиған мошу қурбанлиқларни қилалмайдиған болиду». «... Яқупни һалак ләнитигә учрашқа, Исраилни рәсвачилиқта қалдурушқа бекиттим» — қариғанда, Исраил үчүн һеч қандақ үмүт қалмиди. Бирақ 44-бап, 1-айәтни көрүң!