44
Давами
Бирақ һазир, и Яқуп Мениң қулум,
И Мениң таллиғиним Исраил, аңла! —Йәш. 41:8; 43:5; Йәр. 30:10; 46:27
Сени ясиған, балиятқудин тартипла сени шәкилләндүргән, саңа ярдәмдә болғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Қорқма, и Мениң қулум Яқуп,
И Мениң таллиғиним «Йәшурун», қорқма!«Йәшурун» — Худа Исраилға қойған бир «ләқәм». Мәнаси «Мениң дурус болғучим».
Чүнки Мән уссап кәткәнниң үстигә суни,
Қағҗирақ йәрниң үстигә кәлкүнләрни қуюп беримән;
Нәслиң үстигә Роһумни,
Пәрзәнтлириң үстигә бәрикитимни қуйимән;Йәш. 35:7; Йо. 2:28,29; Юһ. 7:38; Рос. 2:18
Улар юмран чөпләр арисидин,
Ериқ-өстәңләр бойидики мәҗнун таллардәк өсиду;
Бириси: «Мән Пәрвәрдигарға тәвәмән» — дәйду,
Йәнә бириси болса Яқупниң исми билән өзини атайду;
Йәнә башқа бириси қоли билән: «Мән Пәрвәрдигарға тәвәмән» дәп язиду,
Шундақла Исраилниң исмини өзиниң исмигә яндаш қошиду. «Бириси: «Мән Пәрвәрдигарға тәвәмән» — дәйду... Йәнә башқа бириси қоли билән: «Мән Пәрвәрдигарға тәвәмән» дәп язиду...» — һазир Худаниң «сүкүт қилған» гувачилириниң тили чиқип, гәп қилишқа башлайду. Уларниң һәммиси бир-бирләп Худаниң меһир-муһәббитини бешидин өткүзгән болуши мүмкин.
Исраилниң падишаси Пәрвәрдигар,
Йәни Исраилниң һәмҗәмәт-қутқузғучиси, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Мән болсам Тунҗи һәм Ахиридурмән;
Мәндин башқа һеч илаһ йоқтур.Йәш. 41:4; 48:12; Вәһ. 1:8,17; 22:13
Қени, ким Мениң қедимки хәлқимни тикләп бекиткинимдәк бир ишни җакалап, алдин-ала баян қилип, андин уни Мениң алдимға Мәндәк тикләп қоялайду?
Қени, ким кейинки ишларни, кәлгүсидә болидиған ишларни алдин-ала баян қилалисун!«Мениң қедимки хәлқим» — Худаниң хәлқи Исраилдур.
Худа авал Муса пәйғәмбәргә: «Мән Яқуп җәмәтидикиләрни (йәни Исраилни) Мисирдин қутқузимән, андин улар Маңа тәвә бир хәлиқ болиду» — дәп «җакалиған». У ишләтмәкчи болған қутқузуш йолини авал Мусаға уқтуруп «баян қилған»; андин һәммә баянлириға әмәл қилип уларни йеңи бир хәлиқ болушқа «тикләп бекиткән».
Буни: «...қедимки хәлқимни тиклигинимдин тартип...» дәп тәрҗимә қилиш мүмкинчилигиму бар, бирақ бизниңчә жуқуриқи тәрҗимиси алди-кәйнидики гәпләргә мас келиду. «қени, ким кейинки ишларни, кәлгүсидә болидиған ишларни алдин-ала баян қилалисун!» — мәбудлар ундақ қилалайдиған болса өзиниң «илаһ» екәнлигини испатлиған болатти, әлвәттә.
Қорқмаңлар, сарасимигә чүшүп кәтмәңләр!
Мән илгири мошуларни силәргә аңлитип, алдин баян қилған әмәсму?
Мошу тоғрилиқ силәр Мениң гувачилиримдурсиләр.
Мәндин башқа илаһ барму? Бәрһәқ, башқа Қорам Таш йоқ; һеч биридин хәвирим йоқтур. «Мән илгири мошуларни силәргә аңлитип...» —Ибраний тилида «Мән илгири мошуларни саңа аңлитип...».  Қан. 4:35,39; 32:39; 1Сам. 2:2; Йәш. 45:21
Оюлған мәбудни шәкилләндүргәнләрниң һәммисиниң әһмийити йоқ;
Уларниң әтиварлиған нәрсилириниң һеч пайдиси йоқтур;
Мошуларға болған «гувачилар» болса, өзлири қариғу, һеч немини билмәс;
Дәрвәқә нәтиҗиси уларниң өзлиригә шәрмәндиликтур.
10 Ким бир «илаһ»ни шәкилләндүргән болса,
Һеч пайдиси йоқ бир мәбудни қуйған, халас!
11 Мәбудниң барлиқ һәмраһлири шәрмәндә болиду;
Мәбудни ясиғучилар болса адәмдур, халас;
Уларниң һәммиси жиғилип, орнидин туруп көрсун,
Улар қорқушуп, шәрмәндичиликтә қалиду.«Уларниң һәммиси жиғилип, орнидин туруп көрсун, улар қорқушуп, шәрмәндичиликтә қалиду» — Йәшая пәйғәмбәрниң сөзиниң икки мәнаси бар болуши мүмкин: — (а) улар пәқәт мошу мәбудни бирликтә убдан көрүп бақсила, өзлириниң ахмақлиғини һес қилип Худадин қорқуп шәрмәндә болиду; (ә) қиямәт күнидә улар орнидин туруп һесавини тапшуруши керәк; шу чағда улар қорқуп шәрмәндә болиду.  Зәб. 96:7; Йәш. 1:29; 42:17; 45:16
12 Мана төмүрчи сайманлирини қолиға елип,
Чоғлар үстидә мошу нәрсини базғанлири билән соқуп шәкилләндүриду;
Андин у күчлүк қоли билән униңға ишләйду;
Бирақ униң қосиғи ечип мағдуридин қалиду;
Су ичмәй у һалсизлинип кетиду.Йәр. 10:3
13 Яғаччи болса яғач үстигә өлчәш жипини тартиду;
У қәләм билән үстигә әндизә сизиду;
Уни рәндә билән рәндиләйду;
У йәнә пәрка билән сизип җиҗайду;
Ахирда у уни адәмниң гөзәллигигә охшитип инсан тәқи-турқини шәкилләндүриду;
Шуниң билән у өйдә турушқа тәйяр қилиниду.
14 Мана у бир күни өзи үчүн кедир дәрәқлирини кесишкә чиқиду!
(У әслидә арча вә дуб дәрәқлирини елип өзи үчүн орманлиқ арисиға тикип чоң қилған еди;
У қариғайму тиккән еди, ямғур уни үндүрди).
15 Мошу яғачлардин отун елиниду;
Бириси униңдин елип, иссиниду;
Мана, у от йеқип, нан йеқиватиду;
У йәнә униңдин елип бир илаһни ясайду һәм униңға ибадәт қилиду;
Уни оюлған мәбуд қилип униңға баш уриду.
16 Демәк, йеримини отта көйдүриветиду;
Йерими билән гөш йәйду;
У кавап қилип қанғичә йәйду;
Бәрһәқ, у иссинип, өз-өзигә: —
«Аһ, раһәтлинип иссиндиммән, отни көрүватимән!» — дәйду.
17 Бирақ қалғини билән у бир илаһни ясайду;
Бу униң мәбуди болиду;
У униң алдиға жиқилип ибадәт қилиду;
У униңға дуа қилип: «Мени қутқузғайсән;
Чүнки сән мениң илаһимдурсән» — дәйду.«Бирақ қалғини билән у бир илаһни ясайду; бу униң мәбуди болиду» — әслидә бу киши бутни ясаш койида әмәс еди. Тәсадипийлиқтин яғачтин ешип қалғинини ишлитип бут ясайду. Әң ғәлитә иш шуки, у Йәшая тәсвирлигәндәк, өзиниң ойлимайла қилған бир нәрсисигә, йәни «тәсадипийлиқтин» болған бир нәрсисигә ишиниду.
18 Бу кишиләр һеч билмәйду, һеч чүшәнмәйду;
Чүнки у уларни көрмисун дәп көзлирини,
Уларни чүшәнмисун дәп көңлини сугақ билән сугивәткән.«Бу кишиләр һеч билмәйду, һеч чүшәнмәйду; чүнки у уларни көрмисун дәп көзлирини уларни чүшәнмисун дәп көңлини сугақ билән сугивәткән» — бу айәттики «у» болса, яки Худаниң Өзи яки мошу бутни көрситиду. Бутни көрсәтсә, бутниң кәйнидә бир җин-шәйтан бар демәкчи. Бизниңчә мошу мәнаси еһтималға йеқин.
Бәзиләр дәрвәқә «бутпәрәсләр хеч билмәйду, хеч чүшәнмәйду» дәп етирап қилсиму, йәнила тилтумар қатарлиқларни ишлитип Худани һақарәтләйду.
19 Улардин һеч биридә мошуларни көңлигә кәлтүрүп: —
«Яғачниң йеримини мән отта көйдүрдүм,
Йериминиң чоғлири үстидә мән нан яқтим;
Мән кавапму қилип йәвалдим;
Қалғинини бир ләнәтлик нәрсә қиламтим?
Мән бир парчә яғачқа баш урамтим!» — дегудәк һеч билим яки йорутулуш йоқтур.
20 Униң йегини күлләрдур!
Униң көңли езиқтурулған! У өз-өзини аздурди!
Шуниң билән у өзиниң җенини қутқузалмайду,
Яки: «Мениң оң қолумда бир сахтилиқ бар әмәсму?» — дейәлмәйду.«мениң оң қолумда бир сахтилиқ бар әмәсму?» — «бир сахтилиқ» мәбудиниң өзини көрситиши мүмкин.
21 Мошу ишларни есиңдә тут, и Яқуп,
И Исраил, чүнки сән Мениң қулумдурсән;
Мән сени ясап шәкилләндүрдүм;
Сән Мениң қулумдурсән, и Исраил,
Сән Мениң есимдин һеч чиқмайсән!
22 Итаәтсизликлириңни булутни өчүрүвәткәндәк,
Гуналириңни туманни өчүрүвәткәндәк өчүрүвәттим;
Мениң йенимға қайтип кәл;
Чүнки Мән сени һәмҗәмәтлик қилип һөрлүккә сетивалдим.
23 И асманлар, нахша ейтиңлар, чүнки Пәрвәрдигар шу ишни қилған!
И йәрниң тегилири, шатлинип, яңраңлар!
И тағлар, орманлар вә улардики һәр бир дәрәқләр,
Яңритип нахшилар ейтиңлар!
Чүнки Пәрвәрдигар Яқупни һәмҗәмәтлик қилип һөрлүккә сетивалди,
У Исраил арқилиқ гөзәллигини көрситиду!».
 
Чоң қутулуш •••• Қорәш падишаниң вәзиписи
24 «Сениң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң болған, сени балиятқуда ясап шәкилләндүргән Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Мән болсам һәммини Яратқучи,
Асманларни ялғуз кәргәнмән,
Өз-өзүмдинла йәр-зиминни яйған Пәрвәрдигардурмән;Аюп 9:8; Зәб. 103:2; Йәш. 40:22; 42:5; 45:12
25 (У болса ялған пәйғәмбәрләрниң бешарәтлирини бекар қилғучи,
Палчиларни қаймуқтурғучи,
Даналарни йолидин яндурғучи,
Уларниң билимлирини наданлиққа айландурғучи;
26 Өз қулиниң сөзини әмәлгә ашурғучи,
Расул-әлчилириниң несиһәтлирини мувәппәқийәтлик қилғучи,
Йерусалимға: «Сән аһалилик болисән»,
Йәһуда шәһәрлиригә: «Қайтидин қурулисиләр; харабәңларни әслигә кәлтүримән» — дегүчи;«Өз қулиниң сөзини әмәлгә ашурғучи,...» — «Өз қули» мошу йәрдә бәлким Йәшая пәйғәмбәрниң өзи; болмиса 42-баптики «Пәрвәрдигарниң һәққаний қули». «Йерусалимға: «Сән аһалилик болисән», Йәһуда шәһәрлиригә: «Қайтидин қурулисиләр; харабәңларни әслигә кәлтүримән» — дегүчи» — Худа мошу гәплиридә, Йәшая пәйғәмбәр өзидин кейинки бир дәвир, йәни Йерусалим вә Йәһуда шәһәрлири харабилик болған бир дәвиргә қарап сөз қилиду. Мошу йәрдә Худа Йерусалимға: «Сени қайтидин қурғузимән» дәп вәдә қилиду. Шу йеңи дәвир болса Йәшаядин кейин 170 жил әтрапида болған.
27 Чоңқур деңизға: «Қуруқ бол,
Дәриялириңни қурутимән» — дегүчи;«...Чоңқур деңизға: «Қуруқ бол», «дәриялириңни қурутимән» — дегүчи;...» — мошу сөзләр Худаниң «Қизил Деңиз»ни һәм кейинрәк Иордан дәриясини қурутуп Исраилни Мисирдин қутқузғанлиғини, шундақла ахирқи заманда болидиған, охшап кетидиған бир вақиәни көрситиду.
28 Һәм Қорәш тоғрисида: «У Мениң қой падичим, у Мениң көңлүмдикигә толуқ әмәл қилип,
Йерусалимға: «Қурулисән»,
Һәм ибадәтханиға: «Сениң һулуң селиниду» дәйду» — дегүчидур): —«Қорәш тоғрисида:...» — ахирида, Йәшая пәйғәмбәр жуқуриқи 41-бап, 1-7-айәттә дейилгән «таҗавузчи»ниң исминиң «Қорәш» екәнлигини ейтиду. Оқурмәнләргә мәлумки, Қорәш падиша Парс империйәсиниң асасчиси болуп, миладийәдин илгәрки 540-529-жиллирида тәхткә олтарған. У Йәшаяниң дәвридин тәхминән 150 жил кейин яшиған. «У Мениң көңлүмдикигә толуқ әмәл қилип, Йерусалимға: «Қурулисән», һәм ибадәтханиға: «Сениң һулуң селиниду» дәйду» — дегүчидур» — мошу бешарәт бойичә Қорәш падиша Бабил империйәси вәйран қилған Йерусалимни, җүмлидин муқәддәс ибадәтханини қайтидин қурушқа пәрман чүшүриду. Қорәш Бабил шәһирини ишғал қилғандин кейин, адәмни интайин һәйран қалдуридиған иши шуки, у Бабилдики барлиқ сүргүн болғанларни өз жутлириға қайтишқа рухсәт бәргән. Адәмни техиму һәйран қалдуридиған шуки, у Исраилларға ибадәтханисидики алтун-күмүч, қача-буюмлирини қайтуруп, һәтта ибадәтханиниң өзини қайтидин қурушқа пул бәргән (миладийәдин илгәрки 536-жили). Тәвраттики «Әзра» 1- һәм 6-бапни көрүң.
 
 

44:1 Йәш. 41:8; 43:5; Йәр. 30:10; 46:27

44:2 «Йәшурун» — Худа Исраилға қойған бир «ләқәм». Мәнаси «Мениң дурус болғучим».

44:3 Йәш. 35:7; Йо. 2:28,29; Юһ. 7:38; Рос. 2:18

44:5 «Бириси: «Мән Пәрвәрдигарға тәвәмән» — дәйду... Йәнә башқа бириси қоли билән: «Мән Пәрвәрдигарға тәвәмән» дәп язиду...» — һазир Худаниң «сүкүт қилған» гувачилириниң тили чиқип, гәп қилишқа башлайду. Уларниң һәммиси бир-бирләп Худаниң меһир-муһәббитини бешидин өткүзгән болуши мүмкин.

44:6 Йәш. 41:4; 48:12; Вәһ. 1:8,17; 22:13

44:7 «Мениң қедимки хәлқим» — Худаниң хәлқи Исраилдур. Худа авал Муса пәйғәмбәргә: «Мән Яқуп җәмәтидикиләрни (йәни Исраилни) Мисирдин қутқузимән, андин улар Маңа тәвә бир хәлиқ болиду» — дәп «җакалиған». У ишләтмәкчи болған қутқузуш йолини авал Мусаға уқтуруп «баян қилған»; андин һәммә баянлириға әмәл қилип уларни йеңи бир хәлиқ болушқа «тикләп бекиткән». Буни: «...қедимки хәлқимни тиклигинимдин тартип...» дәп тәрҗимә қилиш мүмкинчилигиму бар, бирақ бизниңчә жуқуриқи тәрҗимиси алди-кәйнидики гәпләргә мас келиду. «қени, ким кейинки ишларни, кәлгүсидә болидиған ишларни алдин-ала баян қилалисун!» — мәбудлар ундақ қилалайдиған болса өзиниң «илаһ» екәнлигини испатлиған болатти, әлвәттә.

44:8 «Мән илгири мошуларни силәргә аңлитип...» —Ибраний тилида «Мән илгири мошуларни саңа аңлитип...».

44:8 Қан. 4:35,39; 32:39; 1Сам. 2:2; Йәш. 45:21

44:11 «Уларниң һәммиси жиғилип, орнидин туруп көрсун, улар қорқушуп, шәрмәндичиликтә қалиду» — Йәшая пәйғәмбәрниң сөзиниң икки мәнаси бар болуши мүмкин: — (а) улар пәқәт мошу мәбудни бирликтә убдан көрүп бақсила, өзлириниң ахмақлиғини һес қилип Худадин қорқуп шәрмәндә болиду; (ә) қиямәт күнидә улар орнидин туруп һесавини тапшуруши керәк; шу чағда улар қорқуп шәрмәндә болиду.

44:11 Зәб. 96:7; Йәш. 1:29; 42:17; 45:16

44:12 Йәр. 10:3

44:17 «Бирақ қалғини билән у бир илаһни ясайду; бу униң мәбуди болиду» — әслидә бу киши бутни ясаш койида әмәс еди. Тәсадипийлиқтин яғачтин ешип қалғинини ишлитип бут ясайду. Әң ғәлитә иш шуки, у Йәшая тәсвирлигәндәк, өзиниң ойлимайла қилған бир нәрсисигә, йәни «тәсадипийлиқтин» болған бир нәрсисигә ишиниду.

44:18 «Бу кишиләр һеч билмәйду, һеч чүшәнмәйду; чүнки у уларни көрмисун дәп көзлирини уларни чүшәнмисун дәп көңлини сугақ билән сугивәткән» — бу айәттики «у» болса, яки Худаниң Өзи яки мошу бутни көрситиду. Бутни көрсәтсә, бутниң кәйнидә бир җин-шәйтан бар демәкчи. Бизниңчә мошу мәнаси еһтималға йеқин. Бәзиләр дәрвәқә «бутпәрәсләр хеч билмәйду, хеч чүшәнмәйду» дәп етирап қилсиму, йәнила тилтумар қатарлиқларни ишлитип Худани һақарәтләйду.

44:20 «мениң оң қолумда бир сахтилиқ бар әмәсму?» — «бир сахтилиқ» мәбудиниң өзини көрситиши мүмкин.

44:24 Аюп 9:8; Зәб. 103:2; Йәш. 40:22; 42:5; 45:12

44:26 «Өз қулиниң сөзини әмәлгә ашурғучи,...» — «Өз қули» мошу йәрдә бәлким Йәшая пәйғәмбәрниң өзи; болмиса 42-баптики «Пәрвәрдигарниң һәққаний қули». «Йерусалимға: «Сән аһалилик болисән», Йәһуда шәһәрлиригә: «Қайтидин қурулисиләр; харабәңларни әслигә кәлтүримән» — дегүчи» — Худа мошу гәплиридә, Йәшая пәйғәмбәр өзидин кейинки бир дәвир, йәни Йерусалим вә Йәһуда шәһәрлири харабилик болған бир дәвиргә қарап сөз қилиду. Мошу йәрдә Худа Йерусалимға: «Сени қайтидин қурғузимән» дәп вәдә қилиду. Шу йеңи дәвир болса Йәшаядин кейин 170 жил әтрапида болған.

44:27 «...Чоңқур деңизға: «Қуруқ бол», «дәриялириңни қурутимән» — дегүчи;...» — мошу сөзләр Худаниң «Қизил Деңиз»ни һәм кейинрәк Иордан дәриясини қурутуп Исраилни Мисирдин қутқузғанлиғини, шундақла ахирқи заманда болидиған, охшап кетидиған бир вақиәни көрситиду.

44:28 «Қорәш тоғрисида:...» — ахирида, Йәшая пәйғәмбәр жуқуриқи 41-бап, 1-7-айәттә дейилгән «таҗавузчи»ниң исминиң «Қорәш» екәнлигини ейтиду. Оқурмәнләргә мәлумки, Қорәш падиша Парс империйәсиниң асасчиси болуп, миладийәдин илгәрки 540-529-жиллирида тәхткә олтарған. У Йәшаяниң дәвридин тәхминән 150 жил кейин яшиған. «У Мениң көңлүмдикигә толуқ әмәл қилип, Йерусалимға: «Қурулисән», һәм ибадәтханиға: «Сениң һулуң селиниду» дәйду» — дегүчидур» — мошу бешарәт бойичә Қорәш падиша Бабил империйәси вәйран қилған Йерусалимни, җүмлидин муқәддәс ибадәтханини қайтидин қурушқа пәрман чүшүриду. Қорәш Бабил шәһирини ишғал қилғандин кейин, адәмни интайин һәйран қалдуридиған иши шуки, у Бабилдики барлиқ сүргүн болғанларни өз жутлириға қайтишқа рухсәт бәргән. Адәмни техиму һәйран қалдуридиған шуки, у Исраилларға ибадәтханисидики алтун-күмүч, қача-буюмлирини қайтуруп, һәтта ибадәтханиниң өзини қайтидин қурушқа пул бәргән (миладийәдин илгәрки 536-жили). Тәвраттики «Әзра» 1- һәм 6-бапни көрүң.