9
Аюп бәргән җавави — «Инсан балиси қандақ қилип Худа алдида адил болалайду?»
Аюп җававән мундақ деди: —
Вай, сениңла тоғра, дунияни һәқиқәтән сән дегәндәк дәп билимән!
Бирақ инсан балиси қандақ қилип Тәңри алдида һәққаний болалисун?Аюп 14:4; 25:4; Зәб. 142:2
Һәтта әгәр бириси униң билән дәвалишишқа петиналиса,
Шу киши мәсилиләрниң миңдин биригиму җавап берәлмәйду.«Һәтта әгәр бириси униң билән дәвалишишқа петиналиса, шу киши мәсилиләрниң миңдин биригиму җавап берәлмәйду» — буниң йәнә башқа икки хил тәрҗимиси болуши мүмкин: (1) «Әгәр Худа бириси билән дәвалишишни лайиқ көрсә, у киши миңдин бир мәсилигиму җавап берәлмәйду»; (2) «Әгәр Худа бириси билән дәвалишишни лайиқ көрсә, Худа у кишиниң миңдин бир мәсилисигиму җавап бәрмәйду».
Униң қәлбидә чоңқур даналиқ бардур,
У зор күч-қудрәткә егидур;
Кимму Униңға қарши чиқип, жүригини том қилип,
Кейин теч-аман қалған?
У тағларни ғәзивидә ғулатқанда,
Уларға һеч билдүрмәйла уларни жулуп ташлайду.
У йәр-зиминни тәвритип өз орнидин қозғитиду,
Шуниң билән униң түврүклири титрәп кетиду.
У қуяшқа көтирилмә дәп сөз қилсила, у қопмайду;
У халиса юлтузларниңму нурини печәтләп қоялайду.
Асманларни кәң яйғучи пәқәт удур,
У деңиз долқунлири үстигә дәссәп жүриду.Яр. 1:6
У йәттә қарақчи юлтуз, Орион юлтуз түркүми вә қәлб юлтуз топини,
Җәнубий юлтуз түркүмлириниму яратқан.«Җәнубий юлтуз түркүмлириниму яратқан» — яки: «Җәнубий асмандики ғәзниләрни яратқан».
10  У һесаплиғусиз улуқ ишларни,
Санап түгитәлмәйдиған карамәт ишларни қилиду.Аюп 5:9; Зәб. 71:18; 76:15; 85:10; Рим. 11:33
11  Қара, У йенимдин өтиду, бирақ мән Уни көрмәймән;
У өтүп кетиду, бирақ Уни байқалмаймән.«У йенимдин өтиду» — яки: «У йенимдин өтсә». «У өтүп кетиду» — яки: «У өтүп кәтсә».
12 Мана, У елип кетиду, ким Уни Өз йолидин яндуралисун?
Ким Униңдин: «Немә қиливатисән» дәп сорашқа петиналисун?«У елип кетиду» — яки: «У елип кәтсә» яки «У булап кәтсә».
13  Тәңри ғәзивини қайтурувалмайду;
Раһабниң ярдәмчилири Униң айиғиға баш егиду.«Раһаб» — «Раһаб»ниң мундақ үч хил мәна мүмкинчилиги бар: — (1) һакавурлуқ; (2) Мисир империйәсиниң йәнә бир исми (қедимки дунияда һакаввурлуқта даңқи чиққан); (3) әң чоң мүмкинчилиги бар мәнаси шуки, деңиздики зор, қорқунучлуқ бир һайванниң исми. Бу йоған һайванниң йәнә бир исми «левиатан» болуши мүмкин (жуқуриқи 3-бап, 8-айәттики изаһатни көрүң). У Муқәддәс Китаптики башқа бир нәччә йәрләрдә Шәйтанниң бир символидур. Шуңа мошу йәрдә «Раһабниң ярдәмчилири» бәлким Шәйтанниң ярдәмчилирини көрсәтгән болуши мүмкин.
14  Шундақ туруқлуқ, мән қандақму униңға җавап берәләйттим.
Мән муназирә қилғидәк қандақ сөзләрни таллалайттим?
15  Мабада мән һәққаний болсамму,
Мән йәнила Униңға җавап берәлмәйттим;
Мән пәқәт сотчимға илтиҗала қилалайттим.
16  Мән Униңға илтиҗа қилған вә У маңа җавап бәргән болсиму,
Мән техи Униң садайимни аңлиғанлиғиға ишәш қилалмиған болаттим;
17  У боран-чапқунлар билән мени езиду,
У ярилиримни сәвәпсиз көпәйтмәкта.
18  У маңа һәтта нәпәс елишқиму рухсәт бәрмәйду,
Әксичә У маңа дәрд-әләмни жүкливәтти.
19  Күч-қудрәт тоғрисида гәп қилсақ, мана, Униңдин күчлүк йәнә башқа ким бар?
Адаләткә кәлсәк, ким Уни сотқа чақиралисун?!«Адаләткә кәлсәк, ким уни сотқа чақиралисун?!» — әсли текстни чүшиниш сәл тәш. Башқа хил тәрҗимилири болуши мүмкин.
20  Мән өзүмни ақлимақчи болсам, өз ағзим өзүмни гунаға патурар,
Қосурсиз болған болсам, У йәнила мени әгир дәп бекитәр.«... Қосурсиз болған болсам, у йәнила мени әгир дәп бекитәр» — Аюпқа мабада Худаниң алдида өзини ақлаш пурсити кәлсиму, у Худаниң зор күч-қудрити билән ағзиниң ечилмас қилинишидин, яки һәтта «машина адәмдәк» өз ағзи билән өзини әйипләп кетишидин қорқиду. «Худа һәммидин күчлүк, шуңа У адил» дегән көзқараш дуниядики һәр бир залимниң: «Күч-һоқуқ дегән һәқтур» дегән көзқаришиға йеқин келиду. Аюп мошу йәрдә «Худа маңа ундақ муамилә қилса, адил болмайду» демәкчи болиду. Китапниң кейинки қисимлирида, Худаниң һәм һәммидин күчлүк һәм шуниң билән биргә пүтүнләй адил екәнлиги айдиңлишиду.
21  Бирақ мән әслидә ейибсиз едим.
Мәйли, өзүмниң қандақ болидиғанлиғим билән пәрвайим пәләк!
Өз җенимдин тойдум!
22  Һәммә иш охшаш екән; шуңа мән дәймәнки,
У дурусларниму, яманларниму охшашла йоқитиду.«... мән дәймәнки, у дурусларниму, яманларниму охшашла йоқитиду» — наһайити ениқки, бу бабтики 14-айәттин 34-айәткичә Аюп Худаниң намини бир қетимму тилға алмай, пәқәт Уни: «У... Униң... Уни... Сән....» дәп атайду. Бәлким у Худаниң зор күч-қудиритигә һәм өзиниң һазирқи қорқунучлуқ әһвалини чоңқур ойлап, бәк қорқуп кәткән болса керәк.  Топ. 9:2, 3; Мал. 3:14
23  Туюқсиз бешиға қаза келип өлсә,
У бегуналарға қилинған бу синаққа қарап күлиду.«... У бегуналарға қилинған бу синаққа қарап күлиду» — бу айәт Аюпниң җан аччиғидин, шундақла Худаға болған гуманидин ейтқан баянлириниң ичидә әң қаттиқи болуши мүмкин.
24  Йәр йүзи яманларниң қолиға тапшурулди;
Бирақ У сотчиларниң көзлирини бу адаләтсизликни көрәлмәйдиған қилип қойиду;
Мошундақ қилғучи У болмай, йәнә ким болсун?
 
25  Мениң күнлирим йәлтапанниң жүгүрүшидинму тез өтиду;
Улар мәндин қечип кетиду,
Уларниң һеч қандақ яхшилиғи йоқтур.Аюп 7:6, 7
26  Улар қомуш кемиләрдәк чапсан өтүп кетиду;
Алғур бүркүт овни тутқили шуңғуғандәк тез маңиду.«қомуш кемиләр» — қедимки Мисирда көп ишлитилгән, Нил дәриясида наһайити тез маңидиған бир хил кемә.
27  Әгәр: «Налә-пәрядтин тохтап,
Чирайимни тутулдурмай хуш чирай болай» десәмму,
28  Мән йәнила азаплиримниң һәммисидин қорқуп жүримән;
Чүнки Сени мени бегуна һесаплимайду дәп билимән.«... Сени мени бегуна һесаплимайду дәп билимән» — Аюп йәнила Худаниң адалитидин гуманлиниду. 31-айәттә болса униң үмүти бәлким әң төвән дәриҗигә чүшкән болуши мүмкин.
29  Мән һаман әйиплик адәм болсам,
Мән беһудә җапа тартип немә қилай?
30  Һәтта қар сүйи билән жуюнуп,
Қолумни шунчә пакизлиған болсамму,Йәр. 2:22
31  Сән йәнила мени әврәзгә чөмүлдүрисәнки,
Өз кийимимму мәндин нәпрәтлинидиған болиду!
32  Чүнки У мән Униңға җавап берәлигидәк, маңа охшаш адәм әмәс.
Мениң Униң билән сотта дәвалашқичилигим йоқтур.«Чүнки У ... маңа охшаш адәм әмәс. Мениң Униң билән сотта дәвалашқичилигим йоқтур» — бу баян бәлким китаптики соралған әң чоңқур соал болуши мүмкин; демәк, адәм Худа билән қандақму келишәлисун?  Топ. 6:10; Йәр. 49:19
33  Оттуримизда һәр иккимизни өз қоли билән тәң тутидиған келиштүргүчи болсиди!«Оттуримизда ... келиштүргүчи болсиди!» — Аюп: Адәм билән Худаниң оттурисида туридиған, бир қоли билән Худани тутидиған, бир қоли билән инсанни тутидиған келиштүргүчи болсиди! дәп ейтқан бу келиштүргүчи Инҗилда дәл Әйса Мәсиһниң өзи екәнлиги аян қилиниду («1Тим.» 2:5)
34  У Өзиниң тайиғини мәндин жирақ қилсун,
Униң вәһимиси мени қорқатмисун;Аюп 13:20; 33:7
35  Шундила мән Униңдин қорқмай сөзләләйттим;
Бирақ әһвалим ундақ әмәстур!
 
 

9:2 Аюп 14:4; 25:4; Зәб. 142:2

9:3 «Һәтта әгәр бириси униң билән дәвалишишқа петиналиса, шу киши мәсилиләрниң миңдин биригиму җавап берәлмәйду» — буниң йәнә башқа икки хил тәрҗимиси болуши мүмкин: (1) «Әгәр Худа бириси билән дәвалишишни лайиқ көрсә, у киши миңдин бир мәсилигиму җавап берәлмәйду»; (2) «Әгәр Худа бириси билән дәвалишишни лайиқ көрсә, Худа у кишиниң миңдин бир мәсилисигиму җавап бәрмәйду».

9:8 Яр. 1:6

9:9 «Җәнубий юлтуз түркүмлириниму яратқан» — яки: «Җәнубий асмандики ғәзниләрни яратқан».

9:10 Аюп 5:9; Зәб. 71:18; 76:15; 85:10; Рим. 11:33

9:11 «У йенимдин өтиду» — яки: «У йенимдин өтсә». «У өтүп кетиду» — яки: «У өтүп кәтсә».

9:12 «У елип кетиду» — яки: «У елип кәтсә» яки «У булап кәтсә».

9:13 «Раһаб» — «Раһаб»ниң мундақ үч хил мәна мүмкинчилиги бар: — (1) һакавурлуқ; (2) Мисир империйәсиниң йәнә бир исми (қедимки дунияда һакаввурлуқта даңқи чиққан); (3) әң чоң мүмкинчилиги бар мәнаси шуки, деңиздики зор, қорқунучлуқ бир һайванниң исми. Бу йоған һайванниң йәнә бир исми «левиатан» болуши мүмкин (жуқуриқи 3-бап, 8-айәттики изаһатни көрүң). У Муқәддәс Китаптики башқа бир нәччә йәрләрдә Шәйтанниң бир символидур. Шуңа мошу йәрдә «Раһабниң ярдәмчилири» бәлким Шәйтанниң ярдәмчилирини көрсәтгән болуши мүмкин.

9:19 «Адаләткә кәлсәк, ким уни сотқа чақиралисун?!» — әсли текстни чүшиниш сәл тәш. Башқа хил тәрҗимилири болуши мүмкин.

9:20 «... Қосурсиз болған болсам, у йәнила мени әгир дәп бекитәр» — Аюпқа мабада Худаниң алдида өзини ақлаш пурсити кәлсиму, у Худаниң зор күч-қудрити билән ағзиниң ечилмас қилинишидин, яки һәтта «машина адәмдәк» өз ағзи билән өзини әйипләп кетишидин қорқиду. «Худа һәммидин күчлүк, шуңа У адил» дегән көзқараш дуниядики һәр бир залимниң: «Күч-һоқуқ дегән һәқтур» дегән көзқаришиға йеқин келиду. Аюп мошу йәрдә «Худа маңа ундақ муамилә қилса, адил болмайду» демәкчи болиду. Китапниң кейинки қисимлирида, Худаниң һәм һәммидин күчлүк һәм шуниң билән биргә пүтүнләй адил екәнлиги айдиңлишиду.

9:22 «... мән дәймәнки, у дурусларниму, яманларниму охшашла йоқитиду» — наһайити ениқки, бу бабтики 14-айәттин 34-айәткичә Аюп Худаниң намини бир қетимму тилға алмай, пәқәт Уни: «У... Униң... Уни... Сән....» дәп атайду. Бәлким у Худаниң зор күч-қудиритигә һәм өзиниң һазирқи қорқунучлуқ әһвалини чоңқур ойлап, бәк қорқуп кәткән болса керәк.

9:22 Топ. 9:2, 3; Мал. 3:14

9:23 «... У бегуналарға қилинған бу синаққа қарап күлиду» — бу айәт Аюпниң җан аччиғидин, шундақла Худаға болған гуманидин ейтқан баянлириниң ичидә әң қаттиқи болуши мүмкин.

9:25 Аюп 7:6, 7

9:26 «қомуш кемиләр» — қедимки Мисирда көп ишлитилгән, Нил дәриясида наһайити тез маңидиған бир хил кемә.

9:28 «... Сени мени бегуна һесаплимайду дәп билимән» — Аюп йәнила Худаниң адалитидин гуманлиниду. 31-айәттә болса униң үмүти бәлким әң төвән дәриҗигә чүшкән болуши мүмкин.

9:30 Йәр. 2:22

9:32 «Чүнки У ... маңа охшаш адәм әмәс. Мениң Униң билән сотта дәвалашқичилигим йоқтур» — бу баян бәлким китаптики соралған әң чоңқур соал болуши мүмкин; демәк, адәм Худа билән қандақму келишәлисун?

9:32 Топ. 6:10; Йәр. 49:19

9:33 «Оттуримизда ... келиштүргүчи болсиди!» — Аюп: Адәм билән Худаниң оттурисида туридиған, бир қоли билән Худани тутидиған, бир қоли билән инсанни тутидиған келиштүргүчи болсиди! дәп ейтқан бу келиштүргүчи Инҗилда дәл Әйса Мәсиһниң өзи екәнлиги аян қилиниду («1Тим.» 2:5)

9:34 Аюп 13:20; 33:7