10
Сеғиз лай кулалчи билән сөзлишиду
Мән өз җенимдин нәпрәтлинимән;
Өз дәрдимни төкүвалай;
Қәлбимдики аһ-заримни сөзливалай.
Мән Тәңригә: «Мениң гунайимни бекитмә; маңа көрсәткинки,
Сән зади немә үчүн мән билән дәвалишисән?
Адәмни әзгиниң,
Өз қолуң билән яратқиниңни чәткә қаққиниң Саңа пайдилиқму?
Яманларниң сүйқәстигә нур чачқиниң яхшиму?«Өз қолуң билән яратқиниңни чәткә қаққиниң Саңа пайдилиқму?» — Аюп бәлким: — «Сән маңа һәм пүтүн инсанға шунчә яхши әҗриңни сиңдургән екәнсән, немишкә бу яхши нәрсәңгә шундақ зиян йәткүзисән?» демәкчи. У төвәндики 8-12-айәтләрдә бу сөзиниң мәнасини кеңәйтиду.
Сениң көзүң инсанниңкидәк аҗизму?
Сән адәмләр көргәндәк хирә көрәмсән?«Сениң көзүң инсанниңкидәк аҗизму?» — ибраний тилида: «Сениң көзлири әтлик көзләрму?».
Сениң күнлириң өлидиған инсанниң күнлиридәк чәкликму?
Сениң жиллириң инсанниң жиллиридәк қисқиму?«сениң күнлириң ... чәкликму? Сениң жиллириң инсанниң жиллиридәк қисқиму?» — Аюп бу җүмлилиридә һәммә имканийәтни оттура қойиду; андин у һәммисини дегидәк чәткә қақиду — Худа адәмни әзгинигә хошалму-я? У адәмдәк калтә пәмликму-я, яки униң өмри қисқа болуп өзини җазалашқа үлгүрәлмәмду-я? (ундақ болмиса, мән зади немишкә шундақ азапқа қалдурулимән?) дәп ойлайду Аюп.
6-7 Сән мениң рәзил адәм әмәслигимни билип туруп,
Сениң қолуңдин қутулдурғидәк һеч кимниң йоқлуғини билип туруп,
Немишкә мениң хаталиғимни сорап жүрисән?
Немишкә мениң гунайимни сүрүштүрисән?» — дәймән.
— Сән Өз қоллириң билән мени шәкилләндүрүп, бир гәвдә қилип яратқансән;
Бирақ Сән мени йоқатмақчисән!
Сән лайни ясиғандәк мени ясиғиниңни есиңдә тутқайсән, дәп йелинимән;
Сән мени йәнә тупраққа қайтурамсән?Яр. 2:7; 3:19
10  Сән устилиқ билән мени сүттәк қуюп чайқап,
Мени иримчиктәк уютқан әмәсму?«Сән ... мени иримчиктәк уютқан әмәсму?» — Аюпниң «мени сүттәк қуюп чайқап, ... иримчиктәк уютқан» дегән сөзлири Худаниң өз тенини шунчә әҗайиплиқ билән мурәккәп яратқанлиғини билдүриду.  Зәб. 138:15,16
11  Сән терә һәм әт билән мени кийиндүргәнсән,
Устихан һәм пәй билән бирләштүрүп мени тоқуғансән.
12  Сән маңа һаят һәм меһри-шәпқәт тәқдим қилғансән,
Сән сөйгүң билән роһумдин хәвәр алдиң.«Сән сөйгүң билән...» — ибраний тилида: «сән йоқлишиң билән...». «... Сән сөйгүң билән роһумдин хәвәр алдиң» — 8-12-айәттә, Аюп Худаниң инсанниң тенини шунчә карамәт устилиқ билән бирләштүрүп ясап, шәпқәт-сөйгү көрсәткәндин кейин, Худаниң һәр бир адәмгә нисбәтән улуқ, карамәт бир плани болуши керәк, дәп қарайду. Бирақ Аюп өзиниң ишида мундақ әҗайип планни көрәлмәй, әксичә Худаниң униң барлиғини астин-үстүн қиливәткәнлигини көрүп қорқуп кетип: «Бирақ бу ишлар сениң қәлбиңдә йошуруқлуқ еди» (13-айәт) дәп, Худа мениң достум әмәс, дүшминим болуп чиққан дәп гуманлиниду. Аюпниң Худаниң достлуғидин мәһрум болғанмән дегән һессияти вә униңда Худаниң униң билән биллә болғанлиқ сезиминиң йоқлуғи, шүбһисизки униң үчүн һәммидин азаплиқ иш еди.
13  Бирақ бу ишлар Сениң қәлбиңдә йошуруқлуқ еди;
Буларниң әслидә қәлбиңдә пүкүклигини билимән.
14  Гуна қилған болсам, Сән мени күзитип жүргән болаттиң;
Сән мениң қәбиһлигимни җазалимай қоймайттиң.
15  Рәзил һесапланған болсам, маңа бала келәтти!
Һәм яки һәққаний һесаплансамму, қаттиқ номусқа чөмүп, азапқа чөмгинимдә,
Бешимни йәнила көтиришкә җүръәт қилалмайттим;
16  Һәтта бешимни көтиришкә җүръәт қилсамму,
Сән әшәддий ширдәк мениң пейимгә чүшәттиң;
Сән маңа карамәт күчүңни арқа-арқидин көрситәттиң.Йәш. 38:13; Жиғ. 3:10
17  Сән мени әйипләйдиған гувачилириңни қайтидин алдимға кәлтүрисән;
Маңа қаритилған ғәзивиңни зор қилисән;
Күчлириң маңа қарши долқунлап кәлмәктә.«Мени әйипләйдиған гувачилириң» — Аюпниң бу дегини, бәлким, Худаниң уни «Сән гуна қилдиң, шуңа җазаландиң» дәп әйипләйдиған бир нәччә гувачини орунлаштурған, дәп көрсәтмәкчи; гувачилар болса, униң үч достини, өз бешиға чүшкән күлпәтләрни һәмдә кесәлниң азаплирини өз ичигә алса керәк.
18  Сән әслидә немишкә мени балиятқудин чиқарғансән?
Кашки, мән чачрап кәткән болсам, һеч адәм мени көрмәс еди!Аюп 3:11
19  Мән һеч қачан болмиған болаттим!
Балиятқудин беваситә гөргә апирилған болаттим!
20-22  Мениң азғинә күнлирим түгәй дегән әмәсму?
Шуңа мән барса кәлмәс йәргә барғичә,
— Қараңғулуқ, өлүм сайә болған зиминға,
— Зулмәт бир зиминға, йәни қараңғулуқниң өзиниң зиминиға,
Өлүм сайисиниң зиминиға,
Тәртипсиз, һәтта өз нури қап қараңғу қилинған шу зиминға барғичә,
Маңа азрақ җан кириш үчүн,
Ишиңни бир дәқиқә тохтат, мәндин нери бол!».
 
 

10:3 «Өз қолуң билән яратқиниңни чәткә қаққиниң Саңа пайдилиқму?» — Аюп бәлким: — «Сән маңа һәм пүтүн инсанға шунчә яхши әҗриңни сиңдургән екәнсән, немишкә бу яхши нәрсәңгә шундақ зиян йәткүзисән?» демәкчи. У төвәндики 8-12-айәтләрдә бу сөзиниң мәнасини кеңәйтиду.

10:4 «Сениң көзүң инсанниңкидәк аҗизму?» — ибраний тилида: «Сениң көзлири әтлик көзләрму?».

10:5 «сениң күнлириң ... чәкликму? Сениң жиллириң инсанниң жиллиридәк қисқиму?» — Аюп бу җүмлилиридә һәммә имканийәтни оттура қойиду; андин у һәммисини дегидәк чәткә қақиду — Худа адәмни әзгинигә хошалму-я? У адәмдәк калтә пәмликму-я, яки униң өмри қисқа болуп өзини җазалашқа үлгүрәлмәмду-я? (ундақ болмиса, мән зади немишкә шундақ азапқа қалдурулимән?) дәп ойлайду Аюп.

10:9 Яр. 2:7; 3:19

10:10 «Сән ... мени иримчиктәк уютқан әмәсму?» — Аюпниң «мени сүттәк қуюп чайқап, ... иримчиктәк уютқан» дегән сөзлири Худаниң өз тенини шунчә әҗайиплиқ билән мурәккәп яратқанлиғини билдүриду.

10:10 Зәб. 138:15,16

10:12 «Сән сөйгүң билән...» — ибраний тилида: «сән йоқлишиң билән...». «... Сән сөйгүң билән роһумдин хәвәр алдиң» — 8-12-айәттә, Аюп Худаниң инсанниң тенини шунчә карамәт устилиқ билән бирләштүрүп ясап, шәпқәт-сөйгү көрсәткәндин кейин, Худаниң һәр бир адәмгә нисбәтән улуқ, карамәт бир плани болуши керәк, дәп қарайду. Бирақ Аюп өзиниң ишида мундақ әҗайип планни көрәлмәй, әксичә Худаниң униң барлиғини астин-үстүн қиливәткәнлигини көрүп қорқуп кетип: «Бирақ бу ишлар сениң қәлбиңдә йошуруқлуқ еди» (13-айәт) дәп, Худа мениң достум әмәс, дүшминим болуп чиққан дәп гуманлиниду. Аюпниң Худаниң достлуғидин мәһрум болғанмән дегән һессияти вә униңда Худаниң униң билән биллә болғанлиқ сезиминиң йоқлуғи, шүбһисизки униң үчүн һәммидин азаплиқ иш еди.

10:16 Йәш. 38:13; Жиғ. 3:10

10:17 «Мени әйипләйдиған гувачилириң» — Аюпниң бу дегини, бәлким, Худаниң уни «Сән гуна қилдиң, шуңа җазаландиң» дәп әйипләйдиған бир нәччә гувачини орунлаштурған, дәп көрсәтмәкчи; гувачилар болса, униң үч достини, өз бешиға чүшкән күлпәтләрни һәмдә кесәлниң азаплирини өз ичигә алса керәк.

10:18 Аюп 3:11