3
3-мунаҗат — Җаза вә үмүт •••• Азап тартқучи дәрд-әләм төкиду
|א| (Аләф) Мән униң ғәзәп тайиғини йәп җәбир-зулум көргән адәмдурмән.«Мән униң ғәзәп тайиғини йәп җәбир-зулум көргән адәмдурмән...» — 3-бапта (1-66) сөзлигүчи бәлким Йәрәмияниң өзи; у бәзи йәрләрдә (1) «Йерусалимға вәкил болуп» сөзләйду; (2) (бизниңчә) йәнә бәзи йәрләрдә Муқәддәс Роһ униң арқилиқ Мәсиһниң гунайимиз үчүн тартидиған қурбанлиқ азаплирини алдин-ала көрситиду. «Мән униң ғәзәп тайиғини йәп җәбир-зулум көргән адәмдурмән» — мошу айәттики «адәм» дегән сөз, адәттә «әркәк», «оғул бала», батур-палванни көрситиду.
Мени У һайдивәтти,
Нурға әмәс, бәлки қараңғулуққа маңдурди;
Бәрһәқ, У күн бойи қолини маңа қайта-қайта һуҗум қилдурди;
|ב| (Бәт) Әтлиримни вә терилиримни қақшал қиливәтти,
Сүйәклиримни сундурувәтти.
У маңа муһасирә қурди,
Өт сүйи вә җапа билән мени қапсивалди.
У мени өлгили узун болғанлардәк қап қараңғу җайларда турушқа мәҗбур қилди.
|ג| (Гимәл) У мени чиқалмайдиған қилип читлап қоршивалди;
Зәнҗиримни еғир қилди.
Мән вақирап нида қилсамму,
У дуайимни һеч иштимиди.
У йоллиримни җипсилашқан таш там билән тосувалди,
Чиғир йоллиримни әгир-тоқай қиливәтти.
10 |ד| (Даләт) У маңа пайлап ятқан ейиқтәк,
Пистирмида ятқан ширдәктур.
11 Мени йоллиримдин бурап тетма-титма қилди;
Мени түгәштүрди.
12 У оқясини керип,
Мени оқиниң қариси қилди.
13 |ה| (Хе) Оқденидики оқларни бөрәклиримгә санҗитқузди.«Оқденидики оқларни бөрәклиримгә санҗитқузди» — ибранийлар бөрәкни виҗдан яки һессиятниң мәнбәси дәп қарайтти.
14 Мән өз хәлқимгә рәсва объекти,
Күн бойи уларниң мәсқирә нахшисиниң нишани болдум.
15 У маңа зәрдабни тойғичә жутқузуп,
Кәкрә сүйини тойғичә ичкүзди.
16 |ו| (Вав) У чишлиримни шеғил ташлар билән чеқивәтти,
Мени күлләрдә түгүлдүрди;
17 Җеним тинич-хатирҗәмликтин жирақлаштурулди;
Арамбәхшниң немә екәнлигини унтуп кәттим.«Җеним тинич-хатирҗәмликтин жирақлаштурулди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Җенимни тинич-хатирҗәмликтин жирақлаштурдуңсән».
18 Мән: «Дәрманим қалмиди, Пәрвәрдигардин үмүтүм қалмиди» — дедим.
19 |ז| (Заин) Мениң хар қилинғанлиримни, сәргәдан болғанлиримни,
Әмән вә өт сүйини йәп-ичкинимни есиңгә кәлтүргәйсән!«Мениң хар қилинғанлиримни, сәргәдан болғанлиримни, әмән вә өт сүйини йәп-ичкинимни есиңгә кәлтүргәйсән!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мениң хар қилинғанлирим, мениң сәргәрдан болғанлиримни әслисәм, әмән йегәндәк вә өт сүйини ичивалғандәк болимән».
20 Җеним буларни һәрдайим әсләватиду,
Йәргә кирип кәткидәк болмақта.
21 Лекин шуни көңлүмгә кәлтүрүп әсләймәнки,
Шуниң билән үмүт қайтидин яниду, —Зәб. 72:17
22 |ח| (Хәт) Мана, Пәрвәрдигарниң өзгәрмәс меһриванлиқлири! Шуңа биз түгәшмидуқ;
Чүнки Униң рәһимдиллиқлириниң айиғи йоқтур;«Пәрвәрдигарниң өзгәрмәс меһриванлиқлири! Шуңа биз түгәшмидуқ;...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигарниң өзгәрмәс меһриванлиқлири һәргиз үзүлмәйду;...»  Йәш. 1:9; Һаб. 3:13
23 Улар һәр сәһәрдә йеңилиниду;
Сениң һәқиқәт-садиқлиғиң толиму молдур!Зәб. 29:6
24 Өз-өзүмгә: «Пәрвәрдигар мениң несивәмдур;
Шуңа мән Униңға үмүт бағлаймән» — дәймән.Һаб. 2:3
25 |ט| (Тәт) Пәрвәрдигар Өзини күткәнләргә,
Өзини издигән җан егисигә меһривандур;
26 Пәрвәрдигарниң ниҗатини күтүш,
Уни сүкүт ичидә күтүш яхшидур.«Уни сүкүт ичидә күтүш яхшидур» — «сүкүт ичидә» дегәнлик мошу йәрдә йәнә «сәвир-тақәт билән» дегәнниму билдүриду.
27 Адәмниң яш вақтида боюнтуруқни көтириши яхшидур.«Адәмниң яш вақтида боюнтуруқни көтириши яхшидур» — бу айәтниң бәлким икки мәнаси бар: — (1) адәм яш вақтида җапа-мушәқәтни көрүш яхши иштур; (2) Бабилниң боюнтуруғи жүкләнгәнләр (сүргүн болғанлар) арисидин яшлар ахирида бу боюнтуруқниң (тәхминән 60 жилдин кейин) елип ташлинишини көрәләйду. Шуңа шу чағда «боюнтуруқни көтәргән яшлар»ниң бәхити болиду; уларға нисбәтән «яшлиқта боюнтуруқни көтириш яхши иштур».
28 |י| (Йод) У йеганә болуп сүкүт қилип олтарсун;
Чүнки Рәб буни униңға жүклиди.
29 Йүзини топа-тупраққа тәккүзсун,
— Еһтимал, үмүт болуп қалар?«Йүзини топа-тупраққа тәккүзсун» — ибраний тилида «ағзини тупраққа бастурсун». Бу һәрикәт қаттиқ дуа-тилавәт қилишни билдүриду.  Рос. 8:22
30 Мәңзини урғучиға тутуп бәрсун;
Тил-аһанәтләрни тойғичә ишитсун!
31 |כ| (Каф) Чүнки Рәб әбәдил-әбәд инсандин ваз кәчмәйду;
32 Азар бәргән болсиму,
Өзгәрмәс меһриванлиқлириниң моллуғи билән ичини ағритиду;
33 Чүнки У инсан балилирини хар қилишни яки азаплашни халиған әмәстур.
34 |ל| (Ламәд) Йәр йүзидики барлиқ әсирләрни аяқ астида янҗишқа,
35 Һәммидин Алий Болғучиниң алдида адәмни өз һәққидин мәһрум қилишқа,
36 Инсанға өз дәвасида увал қилишқа, — Рәб буларниң һәммисигә гувачи әмәсму?
37 |מ| (Мәм) Рәб уни буйрумиған болса,
Ким дегинини әмәлгә ашуралисун?Зәб. 32:9
38 Күлпәтләр болсун, бәхит-саадәт болсун, һәммиси Һәммидин Алий Болғучиниң ағзидин кәлгән әмәсму? Йәш. 45:7; Ам. 3:6
39 Әнди тирик бир инсан немә дәп ағриниду,
Адәм балиси гуналириниң җазасидин немә дәп вайсайду?«Әнди тирик бир инсан немә дәп ағриниду, адәм балиси гуналириниң җазасидин немә дәп вайсайду?» — гуналиримизниң тегишлик җазаси җисманий һәм роһий өлүм болса, биз тирик чағда шу тегишлик җазани техи тартмидуқ.
40 |נ| (Нун) Йоллиримизни тәкшүрүп синап биләйли,
Пәрвәрдигарниң йениға йәнә қайтайли;
41 Қоллиримизни көңлимиз билән биллә әрштики Тәңригә көтирәйли!
42 Биз итаәтсизлик қилип сәндин йүз өридуқ;
Сән кәчүрүм қилмидиң.
43 |ס| (Самәқ) Сән өзүңни ғәзәп билән қаплап, бизни қоғлидиң;
Сән өлтүрдүң, һеч рәһим қилмидиң.
44 Сән Өзүңни булут билән қаплиғансәнки,
Дуа-тилавәт униңдин һеч өтәлмәс.
45 Сән бизни хәлиқләр арисида дашқал вә ниҗасәт қилдиң.
46 |פ| (Пе) Барлиқ дүшмәнлиримиз бизгә қарап ағзини йоған ечип мазақ қилди;
47 Үстимизгә чүшти алақзадилик вә ора-қапқан,
Вәйранчилиқ һәм һалакәт.
48 Хәлқимниң қизи набут болғини үчүн,
Көзүмдин яшлар өстәң болуп ақмақта.
49 |ע| (Айин) Көзүм яшларни үзүлмәй төкүватиду,
Улар һеч тохталмайду,
50 Таки Пәрвәрдигар асманлардин төвәнгә нәзәр селип һалимизға қариғичә.
51 Мениң көзүм Роһумға азап йәткүзмәктә,
Шәһиримниң барлиқ қизлириниң Һали түпәйлидин.
52 |צ| (Тсадә) Маңа сәвәпсиз дүшмән болғанлар,
Мени қуштәк һәдәп овлап кәлди.
53 Улар орида җенимни үзмәкчи болуп,
Үстүмгә ташни чөриди.
54 Сулар бешимдин тешип ақти;
Мән: «Үзүп ташландим!» — дедим.«Сулар бешимдин тешип ақти; мән: «Үзүп ташландим!» — дедим» — оқурмәнләрниң есидә барки, Йәрәмия пәйғәмбәр «су азгили»ға ташливетилгән. Лекин мошу айәтләрдә ейтилған дәрдләр әшу сәргүзәшттин ешип кетиду.
55 |ק| (Коф) Һаңниң түвлиридин намиңни чақирип нида қилдим, и Пәрвәрдигар;
56 Сән авазимни аңлидиң;
Қутулдурушқа нидайимға қулиқиңни юпурувалмиғин!
57 Саңа нида қилған күнидә маңа йеқин кәлдиң,
«Қорқма» — дедиң.
58 |ר| (Рәш) И рәб, җенимниң дәвасини өзүң соридиң;
Сән маңа һәмҗәмәт болуп һаятимни қутқуздуң.
59 И Пәрвәрдигар, маңа болған уваллиқни көрдүңсән;
Мән үчүн һөкүм чиқарғайсән;
60 Сән уларниң маңа қилған барлиқ өчмәнликлирини,
Барлиқ қәстлирини көрдуңсән.
61 |ש| (Шийн) И Пәрвәрдигар, уларниң аһанәтлирини,
Мени барлиқ қәстлигәнлирини аңлидиңсән,
62 Маңа қарши турғанларниң шивирлашлирини,
Уларниң күн бойи кәйнимдин кусур-кусур қилишқанлирини аңлидиңсән.
63 Олтарғанлирида, турғанлирида уларға қариғайсән!
Мән уларниң мәсқирә нахшиси болдум.
64 |ת| (Тав) Уларниң қоллири қилғанлири бойичә, и Пәрвәрдигар, бешиға җаза яндурғайсән;
65 Уларниң көңүллирини каҗ қилғайсән!
Бу сениң уларға чүшидиған ләнитиң болиду!
66 Ғәзәп билән уларни қоғлиғайсән,
Уларни Пәрвәрдигарниң асманлири астидин йоқатқайсән!
 
 

3:1 «Мән униң ғәзәп тайиғини йәп җәбир-зулум көргән адәмдурмән...» — 3-бапта (1-66) сөзлигүчи бәлким Йәрәмияниң өзи; у бәзи йәрләрдә (1) «Йерусалимға вәкил болуп» сөзләйду; (2) (бизниңчә) йәнә бәзи йәрләрдә Муқәддәс Роһ униң арқилиқ Мәсиһниң гунайимиз үчүн тартидиған қурбанлиқ азаплирини алдин-ала көрситиду. «Мән униң ғәзәп тайиғини йәп җәбир-зулум көргән адәмдурмән» — мошу айәттики «адәм» дегән сөз, адәттә «әркәк», «оғул бала», батур-палванни көрситиду.

3:13 «Оқденидики оқларни бөрәклиримгә санҗитқузди» — ибранийлар бөрәкни виҗдан яки һессиятниң мәнбәси дәп қарайтти.

3:17 «Җеним тинич-хатирҗәмликтин жирақлаштурулди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Җенимни тинич-хатирҗәмликтин жирақлаштурдуңсән».

3:19 «Мениң хар қилинғанлиримни, сәргәдан болғанлиримни, әмән вә өт сүйини йәп-ичкинимни есиңгә кәлтүргәйсән!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мениң хар қилинғанлирим, мениң сәргәрдан болғанлиримни әслисәм, әмән йегәндәк вә өт сүйини ичивалғандәк болимән».

3:21 Зәб. 72:17

3:22 «Пәрвәрдигарниң өзгәрмәс меһриванлиқлири! Шуңа биз түгәшмидуқ;...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигарниң өзгәрмәс меһриванлиқлири һәргиз үзүлмәйду;...»

3:22 Йәш. 1:9; Һаб. 3:13

3:23 Зәб. 29:6

3:24 Һаб. 2:3

3:26 «Уни сүкүт ичидә күтүш яхшидур» — «сүкүт ичидә» дегәнлик мошу йәрдә йәнә «сәвир-тақәт билән» дегәнниму билдүриду.

3:27 «Адәмниң яш вақтида боюнтуруқни көтириши яхшидур» — бу айәтниң бәлким икки мәнаси бар: — (1) адәм яш вақтида җапа-мушәқәтни көрүш яхши иштур; (2) Бабилниң боюнтуруғи жүкләнгәнләр (сүргүн болғанлар) арисидин яшлар ахирида бу боюнтуруқниң (тәхминән 60 жилдин кейин) елип ташлинишини көрәләйду. Шуңа шу чағда «боюнтуруқни көтәргән яшлар»ниң бәхити болиду; уларға нисбәтән «яшлиқта боюнтуруқни көтириш яхши иштур».

3:29 «Йүзини топа-тупраққа тәккүзсун» — ибраний тилида «ағзини тупраққа бастурсун». Бу һәрикәт қаттиқ дуа-тилавәт қилишни билдүриду.

3:29 Рос. 8:22

3:37 Зәб. 32:9

3:38 Йәш. 45:7; Ам. 3:6

3:39 «Әнди тирик бир инсан немә дәп ағриниду, адәм балиси гуналириниң җазасидин немә дәп вайсайду?» — гуналиримизниң тегишлик җазаси җисманий һәм роһий өлүм болса, биз тирик чағда шу тегишлик җазани техи тартмидуқ.

3:54 «Сулар бешимдин тешип ақти; мән: «Үзүп ташландим!» — дедим» — оқурмәнләрниң есидә барки, Йәрәмия пәйғәмбәр «су азгили»ға ташливетилгән. Лекин мошу айәтләрдә ейтилған дәрдләр әшу сәргүзәшттин ешип кетиду.