45
Давами
Пәрвәрдигар Өзи «мәсиһ қилғини»ға,
Йәни әлләрни униңға беқиндуруш үчүн Өзи оң қолидин тутуп йөлигән Қорәшкә мундақ дәйду: —
(Бәрһәқ, Мән униң алдида падишаларниң тамбилини йәштүрүп ялаңачлитимән,
«Қош қанатлиқ дәрвазилар»ни униң алдида ечип беримән,
Шуниң билән қовуқлар иккинчи етилмәйду) —«Пәрвәрдигар Өзи «мәсиһ қилғини»ға .... Өзи оң қолидин тутуп йөлигән Қорәшкә мундақ дәйду: —» — «Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғини» (яки «Пәрвәрдигарниң мәсиһлигини») — Худаниң йолйоруғи билән Исраилға йеңи бир падиша бекитиш үчүн униң бешиға каһин яки пәйғәмбәр тәрипидин зәйтун мейи сүрүлүши керәк еди. Мошу мурасим «мәсиһ қилиниш» дейиләтти; шу чағдин башлап шу падиша «Худаниң мәсиһ қилғини» дәп атилатти. Мошу аталғуни Қорәшкә қарита ишләткәндә Худа Исраилларға: «У Мән силәр үчүн таллап бекиткән падиша болиду» дәйду. Бирақ Йәшая пәйғәмбәрниң дәвридикиләрдин көп адәм: «Қорәш Йәһудийлардин болмайду; шуңа у кәлгүсидә бизни Бабилдин қутқузуп қоювәтсиму, биз йәнила мәлум бир империйәгә беқинди боливеримиз» дәп, мошу бешарәтни қәтъий қобул қилмайтти. Улар йәнә: «Худаниң Өз вәдиси бойичә Давут падишаниң бир әвлади арқилиқ бизни қутқузуши керәк» вә «Худа бизни пүтүнләй мустәқил қилиши керәк» дейиши мүмкин. Худа дәрвәқә уларға шундақ вәдә бәргән еди (мәсилән 7-, 9-, 32-бапларда) бирақ у авал Қорәш арқилиқ Йәһудийларни Бабилдин қутқузмақчи болса, мошу планидин гуманлиниш яки нарази болуш униңға асийлиқ қилғанға баравәр.
Төвәндики (9-13-айәт) сеғиз лайниң өзини шәкилләндүргүчисигә «Сән мәндин немә ясайсән?!» дегини дәл мошу кишиләрниң позитсийисидур. «Мән ... «қош қанатлиқ дәрвазилар»ни униң алдида ечип беримән» — қедимки хатириләргә асасланғанда, Бабил шәһириниң даңқи чиққан бир «қош қанатлиқ дәрваза»си бар еди. Бабил жиқитилғанда, бу қош қанатлиқ дәвираза Қорәшкә ечилди.
«Мән сениң алдиңда меңип егизликләрни түз қилимән;
Мис дәрвазиларни чеқип ташлаймән,
Төмүр тақақлирини сундуруветимән;
Вә саңа қараңғулуқтики гөһәрләрни,
Мәхпий җайларда сақланған йошурун байлиқларни беримән;
Шуниң билән өзүңгә исим қоюп сени чақирғучини,
Йәни Мән Пәрвәрдигарни Исраилниң Худаси дәп билип йетисән.«Мән... саңа қараңғулуқтики гөһәрләрни,... беримән; шуниң билән өзүңгә исим қоюп сени чақирғучини, йәни Мән Пәрвәрдигарни Исраилниң Худаси дәп билип йетисән» — дәрвәқә, Қорәшниң қилған урушлири тосалғуға учримай наһайити раван, адәмләрни һәйран қалдуридиған дәриҗидә тез болған. Шуниң билән қисқа вақит ичидәУ нурғун мал-мүлүкләрни олҗа қилип қолға кәлтүргән. Бешарәттә мошу ишлар (Қорәш өзи билмигән һалда) Худаниң йошурун ярдимидә қилиниду, дейилиду.
Қорәш өзи тоғрилиқ мошу бешарәтни оқуғандин кейин, Пәрвәрдигарниң һәқиқий Худа, шундақла Исраилниң Худаси екәнлигини билиши керәк еди.
Мән Өз қулум Яқуп,
Йәни Өз таллиғиним Исраил үчүн,
Исмиңни өзүм қойған;
Сән Мени билмигиниң билән, Мән йәнила саңа исим қойдум.
Мән болсам Пәрвәрдигар, Мәндин башқа бири йоқ;
Мәндин башқа Худа йоқтур;
Сән Мени тонумиғиниң билән, Мән белиңни бағлап чиңиттимки,Қан. 4:35,39; 32:39; Йәш. 44:8
Күнчиқиштин күнпетишқичә болғанларниң һәммиси Мәндин башқа һеч қандақ бириниң йоқлуғини билип йетиду;
Мән болсам Пәрвәрдигар, башқа бири йоқтур.
Нурни шәкилләндүргүчи, қараңғулуқни Яратқучидурмән,
Бәхит-хатирҗәмликни Ясиғучи, балаю-апәтни Яратқучидурмән;
Мошуларниң һәммисини қилғучи Мән Пәрвәрдигардурмән».
— «И асманлар, жуқуридин яғдуруп бериңлар,
Булутларму һәққанийлиқ төкүп бәрсун;
Йәр-зимин ечилсун;
Ниҗат һәм һәққанийлиқ мевә бәрсун;
Зимин иккисини тәң өстүрсун!
Мән, Пәрвәрдигар, буни яратмай қоймаймән». «И асманлар, жуқуридин яғдуруп бериңлар, булутларму һәққанийлиқ төкүп бәрсун; йәр-зимин ечилсун...» — бу сөзләр бәлким Исраил вә дунияниң (Қорәш қилған ишлириниң түрткисидә) Худаға ишинип, яхши мевә бериш үчүн қилған дуаси болуши керәк.
 
Исраилниң Худаниң Қорәш арқилиқ қилғанлиридин нарази болуп гуманлинишлириға Худаниң бәргән җавави
— «Өз Яратқучисиниң үстидин әрз қилмақчи болғанға вай!
У йәр-зиминдики чинә парчилири арисидики бир парчиси, халас!
Сеғиз лай өзини шәкилләндүргүчи сапалчиға: —
«Сән немә ясаватисән?» десә,
Яки ясиғиниң саңа: «Сениң қолуң йоқ» десә боламду?Йәр. 18:6; Рим. 9:20
10 Өз атисиға: «Сән немә туғдурмақчи?»
Яки бир аялға: — «Сени неминиң толғиғи тутти?» — дәп сориғанға вай!
11 Исраилдики Муқәддәс Болғучи, йәни уни Ясиғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Әнди кәлгүси ишлар тоғрилиқ соримақчимусиләр йәнә?
Өз оғуллирим тоғрилиқ, Өз қолумда ишлигиним тоғрилиқ Маңа буйруқ бәрмәкчимусиләр!?
12 Мән пәқәтла йәр-зиминни ясиған, униңға инсанни Яратқучидурмән, халас!
Өз қолум болса асманларни кәргән;
Уларниң самави қошунлириниму сәпкә салғанмән.
13 Мән уни һәққанийлиқ билән турғузған,
Униң барлиқ йоллирини түз қилдим;
У болса шәһиримни қуриду,
Нә һәқ нә инъам соримай у Маңа тәвә болған әсирләрни қоюп бериду» —
дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.«Мән уни һәққанийлиқ билән турғузған, униң барлиқ йоллирини түз қилдим» — мошу айәттики «уни», «униң», «у» болса Қорәш, әлвәттә. Бешарәт униң һеч немини соримайла Бабилда сүргүн болған Йәһудий хәлиқни қоюп беридиғанлиғини алдин-ала ейтиду.  2Тар. 36:22; Әзра 1:1; Йәш. 44:28; Ибр. 11:10
14 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Мисирниң мәһсулатлири, Ефиопийәниң вә егиз бойлуқлар болған Сабийлиқларниң маллири саңа өтиду;
Улар өзлири сениңки болиду,
Саңа әгишип маңиду;
Өзлири кишән-зәнҗирләнгән пети сән тәрәпкә өтиду,
Улар саңа баш уруп сәндин илтиҗа билән өтүнүп: —
«Бәрһәқ, Тәңри сәндә туриду, башқа бири йоқ, башқа һеч қандақ Худа йоқтур» дәп етирап қилиду.«Мисирниң мәһсулатлири, Ефиопийәниң вә егиз бойлуқлар болған Сабийлиқларниң маллири саңа өтиду; улар ...саңа әгишип маңиду; өзлири кишән-зәнҗирләнгән пети сән тәрәпкә өтиду» — жуқуриқи айәтләргә қариғанда мошу вақиә Қорәшниң иш-паалийәтлириниң ахирқи бир нәтиҗиси болуши керәк. Ефиопийә вә Сабия әслидә Мисирға беқинған болуп, шүбһисизки, Йәшая йәнә «Мисирдин чиқиш» дегән вақиәни көздә тутиду. Демәк, Исраилни сүргүн қилғанлар өз ихтияри билән Исраилға беқинди болмақчи болиду.
Бәзи шәрһчиләр, мошу бешарәтни «Йәһудий әмәсләр»ниң Әйса Мәсиһни өз Қутқузғучиси дәп етирап қилиши, шундақла уларниң Исраилниң «қалдиси»и болған һәқиқий җамаитигә қошулуши билән әмәлгә ашурулған, дәп қарайду. Йәнә бир көзқараш болса, мошу ишлар ахирқи заманда Йәһудийлар Худаниң қешиға қайтқандин кейин йүз бериду, дәйду. Бизниңчә һәр иккисиниң тоғрилиғи бар.
15 «И Исраилниң Худаси, Ниҗаткар, дәрһәқиқәт Өзини йошурувалғучи бир Тәңридурсән!».«И Исраилниң Худаси, Ниҗаткар, дәрһәқиқәт Өзини йошурувалғучи бир Тәңридурсән!» — мошу сөз бәлким Исраилларниң Худаниң сирлиқ йоллириға, йәни «Йәһудий әмәсләр»ниң өзлиригә беқинғанлиғиға қарап һәйран қелип дегән гепидур.
16 Улар һәммиси истиснасиз хиҗил болуп, шәрмәндә болиду;
Мәбудни ясиғанлар шәрмәндә болуп, бирликтә кетип қалиду;Йәш. 44:11
17 Исраил болса Пәрвәрдигар тәрипидин мәңгүлүк ниҗат-қутулуш билән қутқузулиду;
Әбәдил-әбәткичә хиҗил болмайсиләр,
Һеч шәрмәндичиликни көрмәйсиләр.«Улар һәммиси истиснасиз хиҗил болуп, шәрмәндә болиду; мәбудни ясиғанлар шәрмәндә болуп, бирликтә кетип қалиду; Исраил болса Пәрвәрдигар тәрипидин мәңгүлүк ниҗат-қутулуш билән қутқузулиду....» — мошу сөзләргә (16-17-айәтләргә) қариғанда, кишиләр кәлгүсидә мутләқ икки хилға, йәни Худаға тайинип итаәт қилидиғанларға вә бутларға баш уридиғанларға бөлүнүп кетиду.
18 Чүнки асманларни яратқан, йәр-зиминни шәкилләндүрүп ясиған, уни мәзмут қилған Худа болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
(У уни қуруқ-мәнисиз болушқа әмәс, бәлки адәмзатниң туралғуси болушқа яратқан еди)
«Мән болсам Пәрвәрдигар, башқа бири йоқтур;Йәш. 42:5; 45:5,14
19 — Мән мәхпий һалда яки зиминдики бирәр қараңғу җайда сөз қилған әмәсмән;
Мән Яқупқа: «Мени издишиңлар беһудилик» дегән әмәсмән;
Мән Пәрвәрдигар һәқ сөзләймән,
Түз гәп қилимән;«Мән Пәрвәрдигар һәқ сөзләймән» — ибраний тилида «Мән Пәрвәрдигар һәққанийлиқни сөзләймән». «Мән Яқупқа: «Мени издишиңлар беһудилик» дегән әмәсмән; Мән Пәрвәрдигар һәқ сөзләймән, түз гәп қилимән» — мошу айәт бәлким 15-айәттики «Өзини йошурувалғучи Худадурсән» дегинигә қарита ейтқан силиқ бир тәнбиһ болуши мүмкин. Чүнки көргинимиздәк, Худа аллибурун (болупму Йәшая арқилиқ) Өзиниң қутулуш-ниҗатлиғини «Пәрвәрдигарниң қули арқилиқ» пүткүл дунияға сунмақчи болғанлиғини көп қетим очуқ-ашкарә ейтқан!  Қан. 30:11
20 Жиғилиңлар, келиңлар;
И әлләрдин қачқанлар, җәм болуп Маңа йеқинлишиңлар;
Өзи ойған бутни көтирип, һеч қутқузалмайдиған бир «илаһ»қа дуа қилип жүридиғанларниң болса һеч билими йоқтур.«Әлләрдин қачқанлар» — уларниң немишкә яки немидин қачқанлиғи мошу йәрдә дейилмиди. Бирақ 24-айәткә қариғанда, инсанийәт (ахирқи заманда) икки қисимға, йәни Худаға таянғанлар һәм Худаға өч болғанларға бөлүнүп кетиду; шуниң билән Худаға өч болғанларХудани сөйгәнләргә зиянкәшлик қилиши мүмкин; униңдин сирт Худаға ишәнгәнләр: «Худаниң җазаси худасизларниң бешиға чүшәй дәп қалди» — дәп қарап, уларниң арисидин қечишимиз керәк дәп ойлайдиған болса керәк.  Йәш. 44:18,19
21 Әнди улар өз гәплирини баян қилиш үчүн йеқин кәлсун;
Мәйли, улар мәслиһәтлишип бақсун!
Ким мошу ишни қедимдинла җакалиған еди?
Ким узундин бери уни баян қилған?
У Мән Пәрвәрдигар әмәсму?
Дәрвәқә, Мәндин башқа һеч илаһ йоқтур;
Һәм адил Худа һәм Қутқузғучидурмән;
Мәндин башқа бири йоқтур.«Ким мошу ишни қедимдинла җакалиған еди?» — «мошу иш» шүбһисизки, Худаниң Исраилни қутқузуши билән, У «Йәһудий әмәс»ләргә қутқузулуш пурситини, шундақла Исраил билән биллә бәхитлик болуш имканийитини тәң йәткүзидиғанлиғини көрситиду (22-24-айәт).  Йәш. 41:22,26,27; 43:9,10; 45:5,14,18
22 И йәр-зиминниң чәт-яқилиридикиләр,
Маңа тәлпүнүп қутқузулуңлар!
Чүнки Мән Тәңридурмән, башқа һеч бири йоқтур;
23 Мән Өзүм билән қәсәм ичкәнмән,
Мошу сөз һәққанийлиқ билән ағзимдин чиқти, һәргиз қайтмайду: —
«Маңа барлиқ тизлар пүкүлиду,
Барлиқ тиллар Маңа итаәт ичидә қәсәм ичиду».Рим. 4:11; Фил. 2:10
24 Шу чағда: «Һәққанийлиқ вә күч болса пәқәт Пәрвәрдигардидур» — дейилиду,
Кишиләр дәл Униңла қешиға келиду;
Ғалҗирлишип, униңға ғәзәпләнгәнләрниң һәммиси шәрмәндә болиду.«Шу чағда: «Һәққанийлиқ вә күч болса пәқәт Пәрвәрдигардидур» — дейилиду, ... ғалҗирлишип униңға ғәзәпләнгәнләрниң һәммиси шәрмәндә болиду» — йәнә көримизки, дуния икки бөлүмгә айрилидиған охшайду. Бири болса, ғалҗирлишип Худаға мутләқ қарши туридиғанлар; иккинчиси, Исраил, җүмлидин өзлиригә беқинип, улар билән бир болған, Исраил билән биллә қутқузулған Йәһудий әмәсләр болиду.  Йәш. 41:11
25 Исраилниң әвлатлириниң һәммиси Пәрвәрдигар тәрипидин һәққаний қилиниду,
Вә улар Уни даңлишиду.
 
 

45:1 «Пәрвәрдигар Өзи «мәсиһ қилғини»ға .... Өзи оң қолидин тутуп йөлигән Қорәшкә мундақ дәйду: —» — «Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғини» (яки «Пәрвәрдигарниң мәсиһлигини») — Худаниң йолйоруғи билән Исраилға йеңи бир падиша бекитиш үчүн униң бешиға каһин яки пәйғәмбәр тәрипидин зәйтун мейи сүрүлүши керәк еди. Мошу мурасим «мәсиһ қилиниш» дейиләтти; шу чағдин башлап шу падиша «Худаниң мәсиһ қилғини» дәп атилатти. Мошу аталғуни Қорәшкә қарита ишләткәндә Худа Исраилларға: «У Мән силәр үчүн таллап бекиткән падиша болиду» дәйду. Бирақ Йәшая пәйғәмбәрниң дәвридикиләрдин көп адәм: «Қорәш Йәһудийлардин болмайду; шуңа у кәлгүсидә бизни Бабилдин қутқузуп қоювәтсиму, биз йәнила мәлум бир империйәгә беқинди боливеримиз» дәп, мошу бешарәтни қәтъий қобул қилмайтти. Улар йәнә: «Худаниң Өз вәдиси бойичә Давут падишаниң бир әвлади арқилиқ бизни қутқузуши керәк» вә «Худа бизни пүтүнләй мустәқил қилиши керәк» дейиши мүмкин. Худа дәрвәқә уларға шундақ вәдә бәргән еди (мәсилән 7-, 9-, 32-бапларда) бирақ у авал Қорәш арқилиқ Йәһудийларни Бабилдин қутқузмақчи болса, мошу планидин гуманлиниш яки нарази болуш униңға асийлиқ қилғанға баравәр. Төвәндики (9-13-айәт) сеғиз лайниң өзини шәкилләндүргүчисигә «Сән мәндин немә ясайсән?!» дегини дәл мошу кишиләрниң позитсийисидур. «Мән ... «қош қанатлиқ дәрвазилар»ни униң алдида ечип беримән» — қедимки хатириләргә асасланғанда, Бабил шәһириниң даңқи чиққан бир «қош қанатлиқ дәрваза»си бар еди. Бабил жиқитилғанда, бу қош қанатлиқ дәвираза Қорәшкә ечилди.

45:3 «Мән... саңа қараңғулуқтики гөһәрләрни,... беримән; шуниң билән өзүңгә исим қоюп сени чақирғучини, йәни Мән Пәрвәрдигарни Исраилниң Худаси дәп билип йетисән» — дәрвәқә, Қорәшниң қилған урушлири тосалғуға учримай наһайити раван, адәмләрни һәйран қалдуридиған дәриҗидә тез болған. Шуниң билән қисқа вақит ичидәУ нурғун мал-мүлүкләрни олҗа қилип қолға кәлтүргән. Бешарәттә мошу ишлар (Қорәш өзи билмигән һалда) Худаниң йошурун ярдимидә қилиниду, дейилиду. Қорәш өзи тоғрилиқ мошу бешарәтни оқуғандин кейин, Пәрвәрдигарниң һәқиқий Худа, шундақла Исраилниң Худаси екәнлигини билиши керәк еди.

45:5 Қан. 4:35,39; 32:39; Йәш. 44:8

45:8 «И асманлар, жуқуридин яғдуруп бериңлар, булутларму һәққанийлиқ төкүп бәрсун; йәр-зимин ечилсун...» — бу сөзләр бәлким Исраил вә дунияниң (Қорәш қилған ишлириниң түрткисидә) Худаға ишинип, яхши мевә бериш үчүн қилған дуаси болуши керәк.

45:9 Йәр. 18:6; Рим. 9:20

45:13 «Мән уни һәққанийлиқ билән турғузған, униң барлиқ йоллирини түз қилдим» — мошу айәттики «уни», «униң», «у» болса Қорәш, әлвәттә. Бешарәт униң һеч немини соримайла Бабилда сүргүн болған Йәһудий хәлиқни қоюп беридиғанлиғини алдин-ала ейтиду.

45:13 2Тар. 36:22; Әзра 1:1; Йәш. 44:28; Ибр. 11:10

45:14 «Мисирниң мәһсулатлири, Ефиопийәниң вә егиз бойлуқлар болған Сабийлиқларниң маллири саңа өтиду; улар ...саңа әгишип маңиду; өзлири кишән-зәнҗирләнгән пети сән тәрәпкә өтиду» — жуқуриқи айәтләргә қариғанда мошу вақиә Қорәшниң иш-паалийәтлириниң ахирқи бир нәтиҗиси болуши керәк. Ефиопийә вә Сабия әслидә Мисирға беқинған болуп, шүбһисизки, Йәшая йәнә «Мисирдин чиқиш» дегән вақиәни көздә тутиду. Демәк, Исраилни сүргүн қилғанлар өз ихтияри билән Исраилға беқинди болмақчи болиду. Бәзи шәрһчиләр, мошу бешарәтни «Йәһудий әмәсләр»ниң Әйса Мәсиһни өз Қутқузғучиси дәп етирап қилиши, шундақла уларниң Исраилниң «қалдиси»и болған һәқиқий җамаитигә қошулуши билән әмәлгә ашурулған, дәп қарайду. Йәнә бир көзқараш болса, мошу ишлар ахирқи заманда Йәһудийлар Худаниң қешиға қайтқандин кейин йүз бериду, дәйду. Бизниңчә һәр иккисиниң тоғрилиғи бар.

45:15 «И Исраилниң Худаси, Ниҗаткар, дәрһәқиқәт Өзини йошурувалғучи бир Тәңридурсән!» — мошу сөз бәлким Исраилларниң Худаниң сирлиқ йоллириға, йәни «Йәһудий әмәсләр»ниң өзлиригә беқинғанлиғиға қарап һәйран қелип дегән гепидур.

45:16 Йәш. 44:11

45:17 «Улар һәммиси истиснасиз хиҗил болуп, шәрмәндә болиду; мәбудни ясиғанлар шәрмәндә болуп, бирликтә кетип қалиду; Исраил болса Пәрвәрдигар тәрипидин мәңгүлүк ниҗат-қутулуш билән қутқузулиду....» — мошу сөзләргә (16-17-айәтләргә) қариғанда, кишиләр кәлгүсидә мутләқ икки хилға, йәни Худаға тайинип итаәт қилидиғанларға вә бутларға баш уридиғанларға бөлүнүп кетиду.

45:18 Йәш. 42:5; 45:5,14

45:19 «Мән Пәрвәрдигар һәқ сөзләймән» — ибраний тилида «Мән Пәрвәрдигар һәққанийлиқни сөзләймән». «Мән Яқупқа: «Мени издишиңлар беһудилик» дегән әмәсмән; Мән Пәрвәрдигар һәқ сөзләймән, түз гәп қилимән» — мошу айәт бәлким 15-айәттики «Өзини йошурувалғучи Худадурсән» дегинигә қарита ейтқан силиқ бир тәнбиһ болуши мүмкин. Чүнки көргинимиздәк, Худа аллибурун (болупму Йәшая арқилиқ) Өзиниң қутулуш-ниҗатлиғини «Пәрвәрдигарниң қули арқилиқ» пүткүл дунияға сунмақчи болғанлиғини көп қетим очуқ-ашкарә ейтқан!

45:19 Қан. 30:11

45:20 «Әлләрдин қачқанлар» — уларниң немишкә яки немидин қачқанлиғи мошу йәрдә дейилмиди. Бирақ 24-айәткә қариғанда, инсанийәт (ахирқи заманда) икки қисимға, йәни Худаға таянғанлар һәм Худаға өч болғанларға бөлүнүп кетиду; шуниң билән Худаға өч болғанларХудани сөйгәнләргә зиянкәшлик қилиши мүмкин; униңдин сирт Худаға ишәнгәнләр: «Худаниң җазаси худасизларниң бешиға чүшәй дәп қалди» — дәп қарап, уларниң арисидин қечишимиз керәк дәп ойлайдиған болса керәк.

45:20 Йәш. 44:18,19

45:21 «Ким мошу ишни қедимдинла җакалиған еди?» — «мошу иш» шүбһисизки, Худаниң Исраилни қутқузуши билән, У «Йәһудий әмәс»ләргә қутқузулуш пурситини, шундақла Исраил билән биллә бәхитлик болуш имканийитини тәң йәткүзидиғанлиғини көрситиду (22-24-айәт).

45:21 Йәш. 41:22,26,27; 43:9,10; 45:5,14,18

45:23 Рим. 4:11; Фил. 2:10

45:24 «Шу чағда: «Һәққанийлиқ вә күч болса пәқәт Пәрвәрдигардидур» — дейилиду, ... ғалҗирлишип униңға ғәзәпләнгәнләрниң һәммиси шәрмәндә болиду» — йәнә көримизки, дуния икки бөлүмгә айрилидиған охшайду. Бири болса, ғалҗирлишип Худаға мутләқ қарши туридиғанлар; иккинчиси, Исраил, җүмлидин өзлиригә беқинип, улар билән бир болған, Исраил билән биллә қутқузулған Йәһудий әмәсләр болиду.

45:24 Йәш. 41:11