46
Бабилдики бутларниң ақивити — улақлар уларни көтирип кетиду •••• Худа болса Өз хәлқини көтириду!
Бәл болса тиз пүкти, Небо еңишиватиду;
Уларниң мәбудлири улақларниң земмисигә, калиларниң зиммисигә чүшти;
Силәр көтәргән нәрсилириңлар әнди улақларға артилған болуп,
Һалсиз улақларға еғир жүк болиду!«Бәл» — Бабилниң «баш бут»и, «Небо» униң «оғли» еди. Мошу бешарәттә Йәшая пәйғәмбәр Бабил шәһири дүшмәнниң қолиға чүшкәндә, хәқләр бутлирини сақлап қелиш үчүн башқа бир жутқа йөткимәкчи болғанлиғини алдин ала көриду. Шу җәрянда бутларни йәргә қоюш керәк болғачқа, пәйғәмбәр «Бәлниң тиз пүккәнлигини, Небониң еңишиватқанлиғи»ни көрүп мазақ қилиду. «Уларниң мәбудлири улақларниң земмисигә, калиларниң зиммисигә чүшти...» — бутлар улақниң башқурушиға өткәндәк қилиду. «Силәр көтәргән нәрсилириңлар» — Бабилдики диний мурасимларда, пухраларниң бутларни көтирип кочиларни айландуруши керәк еди. Бирақ әслидә Бабиллиқлар һөрмәт билән «көтәргән нәрсиләр» һазир аддий боғчилардәк улақларға артилди.
Улар еңишиду, бирликтә тиз пүкишиду;
Улар мошу жүкни қутқузалмайду,
Бәлки өзлири әсиргә чүшиду.«Улар , йәни Бабиллиқлар яки уларниң улақлири еңишиду, бирликтә тиз пүкишиду; улар мошу жүкни қутқузалмайду,...» — демәк, бутлар адәм яки улақларға жүк болған өзлирини қутқузалмайла қалмай, бәлки улақларниму һалсизландуриду.
И Яқупниң җәмәти,
Шундақла Исраил җәмәтиниң қалдиси,
Анаңларниң қосиғидики чағдин тартип үстүмгә артилғанлар,
Балиятқудики чағдин тартип көтирилип кәлгәнләр,
— Маңа қулақ селиңлар!«И Яқупниң җәмәти, ... анаңларниң қосиғидики чағдин тартип үстүмгә артилғанлар, балиятқудики чағдин тартип көтирилип кәлгәнләр...» — һәқиқий Худа адәмниң көтиришигә муһтаҗ әмәс, бәлки Өзи Өз хәлқигә ғәмхорлуқ қилип уларни көтириду.
Силәр қериғучиму Мән йәнила шундақтурмән,
Чечиңлар ақарғучиму Мән силәрни йүдүп жүримән;
Силәрни ясиған Мәндурмән, силәрни көтиримән;
Силәрни йүдүп қутқузимән.
Әнди Мени кимгә охшатмақчи,
Яки кимни Маңа тәң қилмақчисиләр?
Уни Маңа охшаш дәп,
Силәр кимни Мән билән селиштурмақчисиләр?Йәш. 40:18, 25
Улар болса һәмянидин алтунни чечип берип,
Күмүчниму таразиға салиду,
Бир зәргәрни ялливалиду,
У бир мәбудни ясап бериду;
Улар жиқилиду, дәрвәқә чоқуниду!
Улар уни мүрисигә артиду,
Уни көтирип, өз орниға қойиду;
Андин у әшу йәрдә өрә туриду;
У орнидин қозғилалмайду;
Бириси униңға йелинип тиләйду,
Лекин у җавап бәрмәйду;
У кишини аваричилигидин қутқузмайду.Йәш. 45:20
Мошу ишларни есиңларда тутуңлар;
Шундақла өзүңларни һәқиқий әркәкләрдәк көрситиңлар;
И, итаәтсизләр,
Буни есиңларға кәлтүрүңлар;
Илгәрки ишларни, йәни қедимдин болған ишларни есиңларға кәлтүрүңлар;
Чүнки Мән Тәңридурмән, башқа бири йоқтур;
Мән Худадурмән, Маңа охшашлар йоқтур;Йәш. 45:5, 14, 18, 21, 22; 48:12
10 Мән: «Мениң бекиткиним орунлиниду,
Көңлүмгә барлиқ пүккәнләрни әмәлгә ашурмай қоймаймән» дәп,
Ишниң нәтиҗисини баштила,
Алдин-ала техи қилинмиған ишларни аян қилип ейтқучидурмән;Зәб. 32:11; Пәнд. 19:21; 21:30; Ибр. 6:17
11 Күнчиқиштин житқуч бир қушни,
Йәни көңлүмгә пүккинимни ада қилғучи бир адәмни жирақ жуттин чақирғучидурмән.
Бәрһәқ, Мән сөз қилған,
Бәрһәқ, Мән уни чоқум әмәлгә ашуримән;
Буни нийәт қилғанмән,
Бәрһәқ, Мән уни вуҗудқа чиқиримән.«Күнчиқиштин житқуч бир қушни ...жирақ жуттин чақирғучидурмән...» — «житқуч бир қуш» Қорәшни көрситиду. Униң бир тәрипиниң әшәддийлигини Худа Исраилдин йошурмайду.
12 И һәққанийлиқтин жирақ кәткән җаһиллар,
Маңа қулақ селиңлар: —«һәққанийлиқтин жирақ кәткән җаһиллар» — Худа жуқурида Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ 41:2-3, 25-, 44:24-45:11дә Исраилларни Бабилдин кәлгүсидики «Қорәш» дегән бир падиша арқилиқ қутқузимән, дәп җакалиқан. «Җаһиллар» болса Худаниң бу «Қорәш план»ини яқтурмайдиған Исраилларни көрсәтсә керәк; уларниң яқтурмайдиғанлиғи болса Қорәш Йәһудий әмәс, бәлки Парс болғанлиғи үчүн болиду.
13 Мән һәққанийлиғимни йеқин қилимән,
У жирақлашмайду;
Шуниңдәк Мениң ниҗатим һәм кечикмәйду;
Мән Зионға ниҗат йәткүзүп,
Исраилға җулалиқ-гөзәллигимни тикләп беримән». «Мән һәққанийлиғимни йеқин қилимән, у жирақлашмайду; шуниңдәк Мениң ниҗатим һәм кечикмәйду; Мән Зионға ниҗат йәткүзүп... беримән» — Худа йәнила меһри-шәпқитини көрситип, һәтта «җаһиллар»ғиму Қорәшниң ишлири арқилиқ ниҗатқа еришиштики пурсәтни кәлтүримән, дәйду.
 
 

46:1 «Бәл» — Бабилниң «баш бут»и, «Небо» униң «оғли» еди. Мошу бешарәттә Йәшая пәйғәмбәр Бабил шәһири дүшмәнниң қолиға чүшкәндә, хәқләр бутлирини сақлап қелиш үчүн башқа бир жутқа йөткимәкчи болғанлиғини алдин ала көриду. Шу җәрянда бутларни йәргә қоюш керәк болғачқа, пәйғәмбәр «Бәлниң тиз пүккәнлигини, Небониң еңишиватқанлиғи»ни көрүп мазақ қилиду. «Уларниң мәбудлири улақларниң земмисигә, калиларниң зиммисигә чүшти...» — бутлар улақниң башқурушиға өткәндәк қилиду. «Силәр көтәргән нәрсилириңлар» — Бабилдики диний мурасимларда, пухраларниң бутларни көтирип кочиларни айландуруши керәк еди. Бирақ әслидә Бабиллиқлар һөрмәт билән «көтәргән нәрсиләр» һазир аддий боғчилардәк улақларға артилди.

46:2 «Улар , йәни Бабиллиқлар яки уларниң улақлири еңишиду, бирликтә тиз пүкишиду; улар мошу жүкни қутқузалмайду,...» — демәк, бутлар адәм яки улақларға жүк болған өзлирини қутқузалмайла қалмай, бәлки улақларниму һалсизландуриду.

46:3 «И Яқупниң җәмәти, ... анаңларниң қосиғидики чағдин тартип үстүмгә артилғанлар, балиятқудики чағдин тартип көтирилип кәлгәнләр...» — һәқиқий Худа адәмниң көтиришигә муһтаҗ әмәс, бәлки Өзи Өз хәлқигә ғәмхорлуқ қилип уларни көтириду.

46:5 Йәш. 40:18, 25

46:7 Йәш. 45:20

46:9 Йәш. 45:5, 14, 18, 21, 22; 48:12

46:10 Зәб. 32:11; Пәнд. 19:21; 21:30; Ибр. 6:17

46:11 «Күнчиқиштин житқуч бир қушни ...жирақ жуттин чақирғучидурмән...» — «житқуч бир қуш» Қорәшни көрситиду. Униң бир тәрипиниң әшәддийлигини Худа Исраилдин йошурмайду.

46:12 «һәққанийлиқтин жирақ кәткән җаһиллар» — Худа жуқурида Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ 41:2-3, 25-, 44:24-45:11дә Исраилларни Бабилдин кәлгүсидики «Қорәш» дегән бир падиша арқилиқ қутқузимән, дәп җакалиқан. «Җаһиллар» болса Худаниң бу «Қорәш план»ини яқтурмайдиған Исраилларни көрсәтсә керәк; уларниң яқтурмайдиғанлиғи болса Қорәш Йәһудий әмәс, бәлки Парс болғанлиғи үчүн болиду.

46:13 «Мән һәққанийлиғимни йеқин қилимән, у жирақлашмайду; шуниңдәк Мениң ниҗатим һәм кечикмәйду; Мән Зионға ниҗат йәткүзүп... беримән» — Худа йәнила меһри-шәпқитини көрситип, һәтта «җаһиллар»ғиму Қорәшниң ишлири арқилиқ ниҗатқа еришиштики пурсәтни кәлтүримән, дәйду.