6
(Давами)
1-2 Шуниң үчүн, Мәсиһ тоғрисидики дәсләпки асасий тәлимдә тохтап қалмай, — йәни қайтидин «өлүк ишлар»дин товва қилиш вә Худаға етиқат бағлаш, чөмүлдүрүлүшләр, «қол тәккүзүш», өлгәнләрниң тирилдүрүлүши вә мәңгүлүк һөкүм-сорақ тоғрисидики тәлимләрдин һул салайли дәп олтармай, мукәммәлликкә қарап маңайли.««өлүк ишлар»дин товва қилиш» — «өлүк ишлар» болса Худаниң ниҗатиға таянмай қилған барлиқ ишлар; мошу йәрдә муәллип шүбһисизки көп «диний паалийәтләр»ни «өлүк ишлар, халас» демәкчи. ««өлүк ишлар»дин товва қилиш вә Худаға етиқат бағлаш, чөмүлдүрүлүшләр, «қол тәккүзүш», өлгәнләрниң тирилдүрүлүши вә мәңгүлүк һөкүм-сорақ тоғрисидики тәлимләр...» — бу алтә «асасий тәлим»ни шәрһләш үчүн, бир қанчә ишлар үстидә тохтилишимизға тоғра келиду, «қошумчә сөз»имиздә бу һәқтә тохтилимиз. Худа халиған екән, биз шундақ қилимиз.«Худа халиған екән, биз шундақ қилимиз» — «Худа халиған екән» дегәнлик грек тилида «Әгәр Худа халиса — вә у дәрвәқә шундақ халайду» дәп билдүриду.  Рос. 18:21; 1Кор. 4:19; Яқ. 4:15. 4-6 Чүнки әслидә йорутулуп, әрштики илтипаттин тетиған, Муқәддәс Роһтин несип болған, Худаниң сөз-каламиниң яхшилиғини һәм кәлгүси заманда аян қилинидиған қудрәтләрни һес қилип баққанлар әгәр йолдин чәтнигән болса, уларни қайтидин товва қилдуруш һәргиз мүмкин әмәс. Чүнки улар өз-өзигә қилип Худаниң Оғлини қайтидин крестләп рәсва қилмақта.«әгәр йолдин чәтнигән болса, уларни қайтидин товва қилдуруш һәргиз мүмкин әмәс. Чүнки улар өз-өзигә қилип Худаниң Оғлини қайтидин крестләп рәсва қилмақта» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... улар әгәр йолдин чәтнәп, өзлири үчүн Худаниң Оғлини қайтидин крестләп, шундақла Уни рәсва қиливатқан болса, мошуларни қайтидин товва қилдуруш һәргиз мүмкин әмәс». Бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Мат. 12:31; Ибр. 10:26; 1Юһа. 5:16.
Чүнки көп қетимлап өз үстигә яққан ямғур сүйини ичкән, өзидә териғучиларға мәнпәәтлик зираәтләрни өстүрүп бәргән йәр болса Худадин бәрикәт алмақта. Бирақ тикән вә қамғақ өстүргән болса, у әрзимәс болуп, ләнәткә йеқин болуп, ақивити көйдүрүлүштин ибарәт болиду.
Лекин әй сөйүмлүклирим, гәрчә жуқуриқи ишларни тилға алған болсақму, силәрдә буниңдинму әвзәл ишлар, шундақла ниҗатлиқниң елип баридиған ишлири бар дәп қайил болдуқ. 10 Чүнки Худа қилған әмәллириңларни вә Униң муқәддәс бәндилиригә қилған вә һазирму қиливатқан хизмитиңлар арқилиқ Униң нами үчүн көрсәткән меһир-муһәббитиңларни унтуп қалидиған адаләтсизләрдин әмәс.Пәнд. 14:31; Мат. 10:42; 25:40; Мар. 9:41; Юһ. 13:20.
11 Амма силәрниң үмүтүңларниң толуқ җәзм-хатирҗәмлик билән болуши үчүн, һәр бириңларниң ахирғичә шундақ ғәйрәт қилишиңларға интизармиз; 12 шундақла сөрәлмиләрдин болмай, бәлки етиқат вә сәвирчанлиқ арқилиқ Худаниң вәдилиригә варислиқ қилғанларни үлгә қилидиғанлардин болғайсиләр.
 
Худаниң Ибраһимға қилған вәдилири җәзмән әмәлгә ашиду
13 Чүнки Худа Ибраһимға вәдә қилғанда, Өзидин үстүн туридиған һеч ким болмиғачқа, Өзи билән қәсәм қилип: 14 «Саңа чоқум бәхит ата қилимән, сени чоқум көпәйтип беримән» — деди. «Саңа чоқум бәхит ата қилимән, сени чоқум көпәйтип беримән» — оқурмәнләргә аянки, ибраний тилида бу хил қәсәм ичиш мундақ шәкилдә еди: «Сени бәрикәтләп бәрикәтләймән, сени көпәйтип көпәйтимән». Бу шәкилдә қәсәм ичкүчи өз-өзи билән қәсәм қилған дәп һесаплинатти. Бу вәдә-қәсәм Ибраһим Исһақни қурбангаһ үстигә қойғандин кейин берилгән («Яр.» 22:17дә хатирилиниду).  Яр. 12:3; 17:4; 22:16-17; Зәб. 104:8-9; Луқа 1:73. 15 Шуниң билән, Ибраһим узун вақит сәвир-тақәт билән күтүп, Худаниң вәдисигә еришти.
16 Чүнки инсанлар өзлиридин үстүн туридиған бирини тилға елип қәсәм қилиду; уларниң арисида қәсәм испат-тәстиқ һесаплинип, һәр хил талаш-тартишларға хатимә бериду. Мис. 22:11. 17 Шуниңдәк Худа, Өз вәдисигә варислиқ қилғанларға Өз нишан-мәхситиниң өзгәрмәйдиғанлиғини техиму очуқрақ билдүрүш үчүн, қәсәм қилип вәдә бәрди. 18 Шуниң билән қәтъий өзгәрмәс икки иш арқилиқ, көз алдимизда қоюлған үмүтни чиң тутуш үчүн һалакәттин өзимизни қачуруп уни башпанаһ қилған бизләр күчлүк риғбәт-илһамға еришәләймиз (бу икки ишта Худаниң ялған ейтиши қәтъий мүмкин әмәс, әлвәттә). «Шуниң билән қәтъий өзгәрмәс икки иш арқилиқ...» — бу «өзгәрмәс икки иш» болса Худаниң вәдиси вә Униң қәсими болса керәк. «көз алдимизда қоюлған үмүтни чиң тутуш үчүн һалакәттин өзимизни қачуруп уни башпанаһ қилған бизләр күчлүк риғбәт-илһамға еришәләймиз» — «өзимизни қачуруп» дегән ибарә «мошу рәзил дунияниң ақивитидин өзини қачуруп», дегән мәнидә. 19 Бу үмүт җенимизға чиң бағланған кемә ләңгиридәк шүбһисиз һәм мустәһкәм болуп, әрштики ибадәтханиниң ички пәрдисидин өтүп бизни шу йәргә туташтуриду. «әрштики ибадәтханиниң ички пәрдисидин өтүп бизни шу йәргә туташтуриду» — «әрштики ибадәтханиниң пәрдиси» дегән ибаридә биз «әрштики» дегән сөзни қошуп киргүздуқ. Чүнки «ибадәтханиниң пәрдиси» йәр йүзидики ибадәтханини көрсәткән әмәс, бәлки әрштә болған ибадәтханини көрситиду (8:5ни көрүң). Демәк, етиқатчилар үчүн ейтқанда, уларниң асмандики ибадәтханидики әң муқәддәс җай билән чиң алақиси бардур. 20 У йәргә биз үчүн йол ечип маңғучи Әйса биздин авал киргән болуп, Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми тәртивидә мәңгүлүк тайинланған Баш Каһин болди.«Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми тәртивидә мәңгүлүк тайинланған Баш Каһин болди» — «Мәлкизәдәк» тоғрилиқ 7-бап -1-2-айәтләргә қаралсун. Мәлкизәдәк «Яр.» 14-бапта көрүниду.  Ибр. 3:1; 4:14; 8:1; 9:11.
 
 

6:1-2 ««өлүк ишлар»дин товва қилиш» — «өлүк ишлар» болса Худаниң ниҗатиға таянмай қилған барлиқ ишлар; мошу йәрдә муәллип шүбһисизки көп «диний паалийәтләр»ни «өлүк ишлар, халас» демәкчи. ««өлүк ишлар»дин товва қилиш вә Худаға етиқат бағлаш, чөмүлдүрүлүшләр, «қол тәккүзүш», өлгәнләрниң тирилдүрүлүши вә мәңгүлүк һөкүм-сорақ тоғрисидики тәлимләр...» — бу алтә «асасий тәлим»ни шәрһләш үчүн, бир қанчә ишлар үстидә тохтилишимизға тоғра келиду, «қошумчә сөз»имиздә бу һәқтә тохтилимиз.

6:3 «Худа халиған екән, биз шундақ қилимиз» — «Худа халиған екән» дегәнлик грек тилида «Әгәр Худа халиса — вә у дәрвәқә шундақ халайду» дәп билдүриду.

6:3 Рос. 18:21; 1Кор. 4:19; Яқ. 4:15.

6:4-6 «әгәр йолдин чәтнигән болса, уларни қайтидин товва қилдуруш һәргиз мүмкин әмәс. Чүнки улар өз-өзигә қилип Худаниң Оғлини қайтидин крестләп рәсва қилмақта» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... улар әгәр йолдин чәтнәп, өзлири үчүн Худаниң Оғлини қайтидин крестләп, шундақла Уни рәсва қиливатқан болса, мошуларни қайтидин товва қилдуруш һәргиз мүмкин әмәс». Бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

6:4-6 Мат. 12:31; Ибр. 10:26; 1Юһа. 5:16.

6:10 Пәнд. 14:31; Мат. 10:42; 25:40; Мар. 9:41; Юһ. 13:20.

6:14 «Саңа чоқум бәхит ата қилимән, сени чоқум көпәйтип беримән» — оқурмәнләргә аянки, ибраний тилида бу хил қәсәм ичиш мундақ шәкилдә еди: «Сени бәрикәтләп бәрикәтләймән, сени көпәйтип көпәйтимән». Бу шәкилдә қәсәм ичкүчи өз-өзи билән қәсәм қилған дәп һесаплинатти. Бу вәдә-қәсәм Ибраһим Исһақни қурбангаһ үстигә қойғандин кейин берилгән («Яр.» 22:17дә хатирилиниду).

6:14 Яр. 12:3; 17:4; 22:16-17; Зәб. 104:8-9; Луқа 1:73.

6:16 Мис. 22:11.

6:18 «Шуниң билән қәтъий өзгәрмәс икки иш арқилиқ...» — бу «өзгәрмәс икки иш» болса Худаниң вәдиси вә Униң қәсими болса керәк. «көз алдимизда қоюлған үмүтни чиң тутуш үчүн һалакәттин өзимизни қачуруп уни башпанаһ қилған бизләр күчлүк риғбәт-илһамға еришәләймиз» — «өзимизни қачуруп» дегән ибарә «мошу рәзил дунияниң ақивитидин өзини қачуруп», дегән мәнидә.

6:19 «әрштики ибадәтханиниң ички пәрдисидин өтүп бизни шу йәргә туташтуриду» — «әрштики ибадәтханиниң пәрдиси» дегән ибаридә биз «әрштики» дегән сөзни қошуп киргүздуқ. Чүнки «ибадәтханиниң пәрдиси» йәр йүзидики ибадәтханини көрсәткән әмәс, бәлки әрштә болған ибадәтханини көрситиду (8:5ни көрүң). Демәк, етиқатчилар үчүн ейтқанда, уларниң асмандики ибадәтханидики әң муқәддәс җай билән чиң алақиси бардур.

6:20 «Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми тәртивидә мәңгүлүк тайинланған Баш Каһин болди» — «Мәлкизәдәк» тоғрилиқ 7-бап -1-2-айәтләргә қаралсун. Мәлкизәдәк «Яр.» 14-бапта көрүниду.

6:20 Ибр. 3:1; 4:14; 8:1; 9:11.