12
Худаниң Ибраһим, йәни Абрамни таллиши — Ибраһимниң етиқати
Пәрвәрдигар әслидә Абрамға мундақ дегән еди: —
Сән өз жутуңдин, өз уруқ-туққанлириңдин вә өз ата җәмәтиңдин айрилип, Мән саңа көрситидиған зиминға барғин.Рос. 7:3; Ибр. 11:8. Шундақ қилсаң Мән сени улуқ бир хәлиқ қилип, саңа бәхит-бәрикәт ата қилип, намиңни улуқ қилимән; шуниң билән сән өзүң башқиларға бәхит-бәрикәт болисән; кимләр саңа бәхит-бәрикәт тилисә Мән уларни бәрикәтләймән, кимки сени хорлиса, Мән чоқум уни ләнәткә қалдуримән; сән арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә-қәбилиләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду! — деди.«сени хорлиса» — яки «сени төвән көрсә», «сени пәс қилса». «сән арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә-қәбилиләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду!» — Худаниң бу интайин муһим әһдиси вә шәртлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.  Яр. 18:18; 22:18; 26:4; Рос. 3:25; Гал. 3:8.   


Ибраһимниң сәпири
Абрам Пәрвәрдигар униңға ейтқини бойичә Һарандин айрилди; Лутму униң билән биллә маңди. Абрам Һарандин чиққинида йәтмиш бәш яшта еди.
Абрам аяли Сарай билән инисиниң оғли Лутни елип, уларниң жиққан барлиқ мал-мүлүгини қошуп, Һаранда егидарчилиқ қилған адәмләрни биллә қетип, Қанаан зиминиға бериш үчүн йолға чиқти; шундақ қилип улар Қанаан зиминиға йетип кәлди.Рос. 7:4. Абрам зиминни кезип, Шәкәм дегән җайдики «Морәһниң дуб дәриғи»ниң йениға кәлди (у чағда у зиминда Ⱪананийлар туратти).Яр. 10:18,19; 13:7.
Пәрвәрдигар Абрамға көрүнүп, униңға: — Мән бу зиминни сениң нәслиңгә ата қилимән, — деди.
Шуниң билән у шу йәрдә өзигә көрүнгән Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ салди.«У... Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ салди» — қизиқ бир йери шуки, Абрам бир нәччә қурбангаһ салиду, лекин сунған қурбанлиқлири тоғрисида һеч қандақ хатирә йоқтур. Бәлким у көңлидә: — «Пәрвәрдигар маңа шундақ шапаәт көрсәткән турса, униңға ибадәт йолида мәлум бир қурбанлиқ сунушум керәк» дәп ойлиған болсиму, лекин немини қурбанлиқ сүпитидә сунушниң мувапиқ болидиғанлиғини билмәй, ясиған қурбангаһлар қурбанлиқсиз қуруқ туруп қалған болуши мүмкин.  Яр. 13:15; 15:18; 17:8; 24:7; 26:4; Қан. 34:4. Андин у бу йәрдин йөткилип, Бәйт-Әлниң шәрқидики таққа барди; ғәрип тәрипидә Бәйт-Әл, шәриқ тәрипидә Айи дегән җай бар еди; у шу йәрдә чедир тикти. У шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ ясап, Пәрвәрдигарниң намини чақирип ибадәт қилди.«Пәрвәрдигарниң намини чақирип ибадәт қилди» — яки «Пәрвәрдигарниң намини чақирип нида қилди». 4:26ни көрүң. Андин кейин Абрам тәдриҗий көчүп, җәнубидики Нәгәв райониға қарап йөткәлди.
 
Абрамниң Мисирға чүшүши
10 Зиминда ачарчилиқ болған еди; Абрам Мисирға чүшти; у шу йәрдә вақтинчә турмақчи болған еди, чүнки зиминда ачарчилиқ бәк еғир еди.«чүшти» —Ибранийларға нисбәтән улар Худаниң «муқәддәс зимин»и болған Қанаан (Пәләстин)дин чиқип һәр қайси җайларға (уларниң җуғрапийилик орни егиз болсун, пәс болсун) маңса, «чүшүш» дегән пеил билән ипадилиниду; шуниңдәк һәр қайси йәрдин Пәләстингә қарап маңса, «чиқиш» дегән пеил билән ипадилиниду. «Абрам Мисирға чүшти» — Абрам (Ибраһим)ниң Мисирға чүшүши тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиз («Ибраһимниң һаятидин алидиған савақлар вә ибрәтләр»)дә азрақ тохтилимиз. 11 Амма шундақ болдики, у Мисирға йеқинлашқанда, аяли Сарайға: — Мана, мән сениң һөсүн-җамалиңниң гөзәллигини билимән. 12 Шундақ болидуки, мисирлиқлар сени көрсә, «Бу униң аяли екән» дәп, мени өлтүрүветип, сени тирик қалдуриду. 13 Шуниң үчүн сениң: «Мән униң сиңлиси» дейишиңни өтинимән. Шундақ қилсаң, мән сениңдин яхшилиқ тепип, сән арқилиқ тирик қалимән, — деди.Яр. 20:12; 26:7.
14 Абрам Мисирға киргәндә шундақ болдики, мисирлиқлар дәрвәқә аялниң гөзәл екәнлигини көрди. 15 Пирәвнниң әмирлириму уни көрүп, Пирәвнгә униң тәрипини қилди; шуниң билән аял Пирәвнниң ордисиға елип кирилди.«Пирәвн» — Мисирниң падишасиниң умумий унвани еди. 16 Пирәвн Сарайниң сәвәвидин Абрамға яхши муамилә қилди; шуниң билән у қой, кала, һаңга ешәкләр, қул-дедәкләр, мада ешәкләр вә төгиләргә еришти. 17 Амма Пәрвәрдигар Пирәвн вә өйидикилирини Абрамниң аяли Сарайниң сәвәвидин толиму еғир вабаларға муптила қилди.Зәб. 104:14-15 18 Шуниң үчүн Пирәвн Абрамни чақирип униңға: — «Бу зади сениң маңа немә қилғиниң? Немишкә униң өз аялиң екәнлигини маңа ейтмидиң? 19 Немишкә уни «сиңлим» дәп мениң уни хотунлуққа елишимға сәвәпкар болғили тас қалисән! Мана бу аялиң! Уни елип кәткин! — деди.
20 Пирәвн өз адәмлиригә Абрам тоғрисида әмир қилди; улар уни, аялини вә униң барлиғини қошуп йолға селивәтти.
 
 

12:1 Рос. 7:3; Ибр. 11:8.

12:3 «сени хорлиса» — яки «сени төвән көрсә», «сени пәс қилса». «сән арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә-қәбилиләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду!» — Худаниң бу интайин муһим әһдиси вә шәртлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

12:3 Яр. 18:18; 22:18; 26:4; Рос. 3:25; Гал. 3:8.

12:5 Рос. 7:4.

12:6 Яр. 10:18,19; 13:7.

12:7 «У... Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ салди» — қизиқ бир йери шуки, Абрам бир нәччә қурбангаһ салиду, лекин сунған қурбанлиқлири тоғрисида һеч қандақ хатирә йоқтур. Бәлким у көңлидә: — «Пәрвәрдигар маңа шундақ шапаәт көрсәткән турса, униңға ибадәт йолида мәлум бир қурбанлиқ сунушум керәк» дәп ойлиған болсиму, лекин немини қурбанлиқ сүпитидә сунушниң мувапиқ болидиғанлиғини билмәй, ясиған қурбангаһлар қурбанлиқсиз қуруқ туруп қалған болуши мүмкин.

12:7 Яр. 13:15; 15:18; 17:8; 24:7; 26:4; Қан. 34:4.

12:8 «Пәрвәрдигарниң намини чақирип ибадәт қилди» — яки «Пәрвәрдигарниң намини чақирип нида қилди». 4:26ни көрүң.

12:10 «чүшти» —Ибранийларға нисбәтән улар Худаниң «муқәддәс зимин»и болған Қанаан (Пәләстин)дин чиқип һәр қайси җайларға (уларниң җуғрапийилик орни егиз болсун, пәс болсун) маңса, «чүшүш» дегән пеил билән ипадилиниду; шуниңдәк һәр қайси йәрдин Пәләстингә қарап маңса, «чиқиш» дегән пеил билән ипадилиниду. «Абрам Мисирға чүшти» — Абрам (Ибраһим)ниң Мисирға чүшүши тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиз («Ибраһимниң һаятидин алидиған савақлар вә ибрәтләр»)дә азрақ тохтилимиз.

12:13 Яр. 20:12; 26:7.

12:15 «Пирәвн» — Мисирниң падишасиниң умумий унвани еди.

12:17 Зәб. 104:14-15