11
«Бабил мунари вақиәси» — Худаниң инсанларниң тилини парчиливетиши
У заманда пүткүл йәр йүзидики тил һәм сөз бир хил еди.«пүткүл йәр йүзидики тил ... бир хил еди» — бу тил қайси тил болуши керәк? Биз уни ибраний тили, дәп қараймиз. Сәвәви: (1) «Аләмниң Яритилиши»да учрайдиған, «Бабил мунари» вақиәсидин илгәрки барлиқ нам-исимлар ибраний тилидики нам-исимлар еди; (2) «Аләмниң Яритилиши» 1-11 баблардики көп айәтләрдә «сөз оюни» ишлитилгәнлиги бизгә мәлум (мәсилән, 2:32, 11:9 вә шуниңға мунасивәтлик изаһатларни көрүң). Әгәр шу замандики тил ибраний тили болмиған болса, ундақта, «Аләмниң Яритилиши»да шундақ «сөз оюни»ниң ишлитилиши мүмкин болмайтти. Лекин шундақ болдики, адәмләр мәшриқ тәрәпкә сәпәр қилип, Шинар жутида бир түзләңликни учритип, шу йәрдә олтирақлашти.Яр. 10:10. Улар бир-биригә: — Келиңлар, биз хиш қуюп, отта пиширайли! — дейишти. Шундақ қилип, улар қурулушта ташниң орниға хиш, лайниң орниға қаримай ишләтти. Улар йәнә: — Келиңлар, әнди өзимизгә бир шәһәр бена қилип, шәһәрдә учи асманларға тақашқидәк бир мунар ясайли! Шундақ қилип өзимизгә бир нам тикләләймиз. Болмиса, пүткүл йәр йүзигә тарилип кетимиз, — дейишти.«учи асманларға тақашқидәк бир мунар ясайли» — уларниң мошу мәхсити бир хил мәғрурлуқни билдүрүпла қалмай, бәлки йәнә мунар арқилиқ асмандики роһлар (җин-шәйтанлар) билән алақә қилиш («Әф.» 2:2), палчилиқ қилиш мәхситиниңму барлиғини ипадиләйду. Демәк, у мунар Худаниң йолиға қаримуқарши болған. Униң үстигә уларниң бундақ өзлирини тарилип кетиштин сақлаш тәдбири Худаниң адәмләргә: «силәр җүплишип көпийип, йәр йүзини толдуруңлар» (9:1) дегән әмригә хилап еди.  Қан. 1:28
У вақитта Пәрвәрдигар адәм балилири бена қиливатқан шәһәр билән мунарни көргили чүшти. Пәрвәрдигар: — «Мана, буларниң һәммиси бир қовмдур, уларниң һәммисиниң тилиму бирдур; бу уларниң ишиниң башлинишидур! Бундин кейин уларниң нийәт қилған һәр қандақ ишини һеч тосувалғили болмайду. Шуңа Биз төвәнгә чүшүп уларниң бир-бириниң гәплирини уқалмаслиғи үчүн уларниң тилини башқа-башқа қилип қалаймиқанлаштуруветәйли» — деди.
Шундақ қилип Пәрвәрдигар уларни у җайдин пүткүл йәр йүзигә таритивәтти. Шуниң билән улар шәһәрни ясаштин тохтап қалди.Қан. 32:8; Рос. 17:26. Шуңа бу шәһәрниң нами «Бабил» дәп аталди; чүнки у йәрдә Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзидикиләрниң тилини қалаймиқанлаштурувәтти. Шундақ қилип Пәрвәрдигар уларни у җайдин пүткүл йәр йүзигә таритивәтти.«Бабил» — бу сөзниң икки мәнаси бар: — «Худаниң дәрвазиси» вә «қалаймиқанчилиқ»; шүбһисизки, шәһәрни қурғучилар «мошу шәһәр билән асманларға житимиз» дегән мәхсәттә шәһәргә «Худаниң дәрвазиси» дегән мәнилик намни қойған; лекин кейин «Бабил» дегән сөзниң «қалаймиқанчилиқ» дегән иккинчи мәнаси шу шәһәргә дәл мунасип кәлди. «Пәрвәрдигар уларни у җайдин пүткүл йәр йүзигә таритивәтти» — бу вақиә 10-баптики йәтмиш әл-қовмниң қайси йол билән бир-биридин айрилип кәктләнлигини, шундақла Нимродниң Бабил шәһиридин чиқип кәткәнлигини чүшәндүриду. Йәнә бир мүмкинчилиги барки, Бабилдикиләр кейинки дәвирләрдә чоқунған илаһ «Мардук» яки «Мәродак» әслидә Нимродниң өзи еди.
 
Шәмниң нәсәбнамиси
1Тар. 1:1-27
10 Төвәндикиләр Шәмниң әвлатлиридур: — топан өтүп икки жилдин кейин, Шәм йүз йешида, униңдин Арфакшад төрәлди.«Төвәндикиләр Шәмниң әвлатлиридур: — » — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң бәшинчи «толидоти» («тарихи»), йәни «Шәмниң толидоти» («Шәмниң әвлатлириниң тарихи») (11:9-11:26) башлиниду.  Яр. 10:22-31; 1Тар. 1:17. 11 Арфакшад туғулғандин кейин Шәм бәш йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
12 Арфакшад оттуз бәш яшқа киргәндә униңдин Шелаһ төрәлди. 13 Шелаһ туғулғандин кейин Арфакшад төрт йүз үч жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
14 Шелаһ оттуз яшқа киргәндә униңдин Ебәр төрәлди. 15 Ебәр туғулғандин кейин Шелаһ төрт йүз үч жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
16 Ебәр оттуз төрт яшқа киргәндә униңдин Пәләг төрәлди. 17 Пәләг туғулғандин кейин Ебәр төрт йүз оттуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
18 Пәләг оттуз яшқа киргәндә униңдин Рәу төрәлди.1Тар. 1:25 19 Рәу туғулғандин кейин Пәләг икки йүз тоққуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
20 Рәу оттуз икки яшқа киргәндә униңдин Серуг төрәлди. 21 Серуг туғулғандин кейин Рәу икки йүз йәттә жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
22 Серуг оттуз яшқа киргәндә униңдин Наһор төрәлди. 23 Наһор туғулғандин кейин Серуг икки йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
24 Наһор жигирмә тоққуз яшқа киргәндә униңдин Тәраһ төрәлди. 25 Тәраһ туғулғандин кейин Наһор бир йүз он тоққуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
26 Тәраһ йәтмиш яшқа киргәндә униңдин Абрам, Наһор вә Һаран төрәлди.
 
Тәраһниң нәсәбнамиси
27 Тәраһниң әвлатлири төвәндикичә: — Тәраһтин Абрам, Наһор вә Һаран төрәлди; Һарандин Лут төрәлди.«Тәраһниң әвлатлири төвәндикичә: —» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң алтинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Тәраһниң толидоти» («Тәраһниң әвлатлириниң тарихи») (11:27-25:11) башлиниду.  Йә. 24:2; 1Тар. 1:26. 28 Лекин Һаран туғулған жути болған, калдийләрниң Ур шәһиридә атиси Тәраһниң алдида, Тәраһтин илгири өлди.«Калдийләр» — ибраний тилида «касдийлар». 29 Абрам билән Наһор иккиси өйләнди. Абрамниң аялиниң исми Сарай, Наһорниң аялиниң исми Милкаһ еди; Милкаһ Һаранниң қизи еди; Һаран болса Милкаһ вә Искаһниң атиси еди.Яр. 22:20. 30 Лекин Сарай туғмас болғачқа, униң балиси йоқ еди.Яр. 16:1, 2; 18:11, 12.
31 Тәраһ болса оғли Абрамни, нәвриси Лут (Һаранниң оғли)ни вә келини, йәни Абрамниң аяли Сарайни елип, Қанаан зиминиға бериш үчүн калдийләрниң Ур шәһиридин йолға чиқти; бирақ улар Һаран дегән җайға йетип кәлгәндә, шу йәрдә олтирақлишип қалди.«Қанаан зиминиға бериш үчүн калдийләрниң Ур шәһиридин йолға чиқти» — хәритә бетини көрүң.  Йә. 24:2; Нәһ. 9:7; Рос. 7:4. 32 Тәраһниң көргән күнлири икки йүз бәш жил болуп, Һаранда аләмдин өтти. «Ибраһимниң сәпири» — мунасивәтлик хәритини көрүң.
 
 

11:1 «пүткүл йәр йүзидики тил ... бир хил еди» — бу тил қайси тил болуши керәк? Биз уни ибраний тили, дәп қараймиз. Сәвәви: (1) «Аләмниң Яритилиши»да учрайдиған, «Бабил мунари» вақиәсидин илгәрки барлиқ нам-исимлар ибраний тилидики нам-исимлар еди; (2) «Аләмниң Яритилиши» 1-11 баблардики көп айәтләрдә «сөз оюни» ишлитилгәнлиги бизгә мәлум (мәсилән, 2:32, 11:9 вә шуниңға мунасивәтлик изаһатларни көрүң). Әгәр шу замандики тил ибраний тили болмиған болса, ундақта, «Аләмниң Яритилиши»да шундақ «сөз оюни»ниң ишлитилиши мүмкин болмайтти.

11:2 Яр. 10:10.

11:4 «учи асманларға тақашқидәк бир мунар ясайли» — уларниң мошу мәхсити бир хил мәғрурлуқни билдүрүпла қалмай, бәлки йәнә мунар арқилиқ асмандики роһлар (җин-шәйтанлар) билән алақә қилиш («Әф.» 2:2), палчилиқ қилиш мәхситиниңму барлиғини ипадиләйду. Демәк, у мунар Худаниң йолиға қаримуқарши болған. Униң үстигә уларниң бундақ өзлирини тарилип кетиштин сақлаш тәдбири Худаниң адәмләргә: «силәр җүплишип көпийип, йәр йүзини толдуруңлар» (9:1) дегән әмригә хилап еди.

11:4 Қан. 1:28

11:8 Қан. 32:8; Рос. 17:26.

11:9 «Бабил» — бу сөзниң икки мәнаси бар: — «Худаниң дәрвазиси» вә «қалаймиқанчилиқ»; шүбһисизки, шәһәрни қурғучилар «мошу шәһәр билән асманларға житимиз» дегән мәхсәттә шәһәргә «Худаниң дәрвазиси» дегән мәнилик намни қойған; лекин кейин «Бабил» дегән сөзниң «қалаймиқанчилиқ» дегән иккинчи мәнаси шу шәһәргә дәл мунасип кәлди. «Пәрвәрдигар уларни у җайдин пүткүл йәр йүзигә таритивәтти» — бу вақиә 10-баптики йәтмиш әл-қовмниң қайси йол билән бир-биридин айрилип кәктләнлигини, шундақла Нимродниң Бабил шәһиридин чиқип кәткәнлигини чүшәндүриду. Йәнә бир мүмкинчилиги барки, Бабилдикиләр кейинки дәвирләрдә чоқунған илаһ «Мардук» яки «Мәродак» әслидә Нимродниң өзи еди.

11:10 «Төвәндикиләр Шәмниң әвлатлиридур: — » — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң бәшинчи «толидоти» («тарихи»), йәни «Шәмниң толидоти» («Шәмниң әвлатлириниң тарихи») (11:9-11:26) башлиниду.

11:10 Яр. 10:22-31; 1Тар. 1:17.

11:18 1Тар. 1:25

11:27 «Тәраһниң әвлатлири төвәндикичә: —» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң алтинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Тәраһниң толидоти» («Тәраһниң әвлатлириниң тарихи») (11:27-25:11) башлиниду.

11:27 Йә. 24:2; 1Тар. 1:26.

11:28 «Калдийләр» — ибраний тилида «касдийлар».

11:29 Яр. 22:20.

11:30 Яр. 16:1, 2; 18:11, 12.

11:31 «Қанаан зиминиға бериш үчүн калдийләрниң Ур шәһиридин йолға чиқти» — хәритә бетини көрүң.

11:31 Йә. 24:2; Нәһ. 9:7; Рос. 7:4.

11:32 «Ибраһимниң сәпири» — мунасивәтлик хәритини көрүң.