16
Исмаилниң туғулуши
Амма Абрамниң аяли Сарай униңға һеч бала туғуп бәрмиди; лекин униң Һәҗәр исимлиқ мисирлиқ бир дедиги бар еди;«Һәҗәр» — бу исим ибраний тилида «Һагар» дәп елиниду. Бирақ бәзи оқурмәнләр Исмаилниң аписини «Һәҗәр» дәп аташқа адәтләнгән. Сарай Абрамға: — Мана, Пәрвәрдигар мени туғуштин тости. Әнди сән мениң дедигимниң қешиға киргин; бәлким у арқилиқ ана болуп тиклинишим мүмкин, — деди. Абрам болса Сарайниң сөзини қобул көрди.«бәлким у арқилиқ ана болуп тиклинишим мүмкин» — ибраний тилида «бәлким у арқилиқ қурулушум мүмкин». Әйни вақиттики өрп-адәтләр бойичә, аял ғоҗайинниң дедиги аял ғоҗайинниң еригә бала туғуп бәрсә, балини аял ғоҗайинниң балиси һесаплашқа болатти.
Шуниң билән Абрамниң аяли Сарай дедиги мисирлиқ Һәҗәрни өз ери Абрамға тоқаллиққа апирип бәрди (у вақитта Абрам Қанаан зиминида он жил олтарған еди). Абрам Һәҗәрниң қешиға кирди вә у һамилдар болди. Амма у өзиниң һамилдар болғинини билгинидә, у аял ғоҗайинини көзгә илмас болуп қалди. Сарай Абрамға қейидап: — Маңа чүшкән бу хорлуқ сениң бешиңға чүшсун! Мән өз дедигимни қучиғиңға селип бәрдим; әнди у өзиниң һамилдар болғинини көргәндә мән униң нәзиридә көзгә илинмидим. Хәйр, Пәрвәрдигар сән билән мениң оттуримизда һөкүм чиқарсун! — деди.
Абрам Сарайға: — Мана, дедигиң өз қолуңдидур; саңа немә лайиқ көрүнсә униңға шуни қилғин, — деди. Буниң билән Сарай униңға қаттиқлиқ қилишқа башлиди; буниң билән у униң алдидин қечип кәтти.
Амма Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уни чөлдики бир булақниң йенида, йәни Шур йолиниң бойидики булақниң йенидин тепип, униңға:«Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — «Тәбирләр»ни көрүң. «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» Тәврат дәвридә интайин алаһидә бир шәхс еди. Бәзи ишларда У Худаниң орнида көрүнәтти (мәсилән, йәнә 7-14-айәт, 18-бапни көрүң). Әй Сарайниң дедиги Һәҗәр, нәдин кәлдиң, нәгә барисән? — дәп сориди. У җавап берип: — Мән ғоҗайиним Сарайниң алдидин қечип чиқтим, — деди.
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға: — Аял ғоҗайиниңниң қешиға қайтип берип, униң қол астида бол, — деди.
10 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға йәнә: — Сениң нәслиңни шундақ көпәйтимәнки, көплүгидин уни санап болғили болмайду, — деди.
11 Андин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға: Мана, сән һамилдарсән; сән бир оғул туғуп, униңға Исмаил дәп ат қойғин; чүнки Пәрвәрдигар сениң җәбир-җапайиңни аңлиди.«Исмаил» — ибраний тилида «Ишмаил». Мәнаси «Худа аңлиди». 12 У явайи ешәк кәби бир адәм болиду; униң қоли һәр адәмгә қарши узитилиду, шуниңдәк һәр адәмниң қоли униңға қарши узитилиду; у қериндашлириниң удулида айрим туриду, деди.«У қериндашлириниң удулида айрим туриду » — яки «шәриқ тәрипидә туриду». Мәйли қайси тәрҗимиси тоғра болсун, бешарәтниң асасий мәнаси шуки, Исмаил (вә униң әвлатлири) башқилар билән, һәтта өз уруқ-туққанлири билән арилашмай айрим туриду яки уларға өчмәнликтә яшайду.  Яр. 25:18.
13 Һәҗәр өз-өзигә: «Мән мошу йәрдә мени Көргүчини арқисидин көрдүм» дәп, өзигә сөз қилған Пәрвәрдигарни: «Сән мени көргүчи Тәңридурсән» дәп атиди.«мени Көргүчини арқисидин көрдүм» — яки пәқәт «мени Көргүчини көрдүм». Йәнә башқа бир хил тәрҗимиси: «Мени көргүчини көрүпму, йәнә тирик қалдим!». 14 Шуниң билән у қудуқ: «Бәәр-лаһай-рой» дәп аталди. У Қадәш билән Бәрәд шәһириниң арилиғидидур.«Бәәр-лаһай-рой» — мәнаси «мени Көргүчиниң қудуғи».  Яр. 24:62; 25:11.
15 Һәҗәр Абрамға бир оғул туғуп бәрди. Абрам Һәҗәр униңға туғуп бәргән оғлиға Исмаил дәп ат қойди.Гал. 4:22. 16 Һәҗәр Абрамға Исмаилни туғуп бәргәндә Абрам сәксән алтә яшта еди.
 
 

16:1 «Һәҗәр» — бу исим ибраний тилида «Һагар» дәп елиниду. Бирақ бәзи оқурмәнләр Исмаилниң аписини «Һәҗәр» дәп аташқа адәтләнгән.

16:2 «бәлким у арқилиқ ана болуп тиклинишим мүмкин» — ибраний тилида «бәлким у арқилиқ қурулушум мүмкин». Әйни вақиттики өрп-адәтләр бойичә, аял ғоҗайинниң дедиги аял ғоҗайинниң еригә бала туғуп бәрсә, балини аял ғоҗайинниң балиси һесаплашқа болатти.

16:7 «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — «Тәбирләр»ни көрүң. «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» Тәврат дәвридә интайин алаһидә бир шәхс еди. Бәзи ишларда У Худаниң орнида көрүнәтти (мәсилән, йәнә 7-14-айәт, 18-бапни көрүң).

16:11 «Исмаил» — ибраний тилида «Ишмаил». Мәнаси «Худа аңлиди».

16:12 «У қериндашлириниң удулида айрим туриду » — яки «шәриқ тәрипидә туриду». Мәйли қайси тәрҗимиси тоғра болсун, бешарәтниң асасий мәнаси шуки, Исмаил (вә униң әвлатлири) башқилар билән, һәтта өз уруқ-туққанлири билән арилашмай айрим туриду яки уларға өчмәнликтә яшайду.

16:12 Яр. 25:18.

16:13 «мени Көргүчини арқисидин көрдүм» — яки пәқәт «мени Көргүчини көрдүм». Йәнә башқа бир хил тәрҗимиси: «Мени көргүчини көрүпму, йәнә тирик қалдим!».

16:14 «Бәәр-лаһай-рой» — мәнаси «мени Көргүчиниң қудуғи».

16:14 Яр. 24:62; 25:11.

16:15 Гал. 4:22.