25
Ибраһимниң башқа әвлатлири
1Тар. 1:28-42
Ибраһим Кәтураһ исимлиқ йәнә бир аялни алған еди. У Ибраһимға Зимран, Йоқшан, Медан, Мидиян, Ишбак вә Шуаһни туғуп бәрди.1Тар. 1:32. Йоқшандин Шеба билән Дедан төрәлди; Деданниң әвлатлири Ашурийлар, Летушийлар вә Леуммийлар еди.«ашурийлар» — мошу «ашурийлар» болса кейинки «Ашурлар» яки «Асурийләр» әмәс. ‭ ‬«Ашурлар» яки «асурийләр» болса шәмниң әвлатлиридин еди (10:22ни көрүң). Мидиянниң оғуллири Әфаһ, Ефәр, Һанох, Абида вә Әлдааһ еди. Булар һәммиси Кәтураһниң әвлатлири еди.
Ибраһим барлиғини Исһаққа ативәткән еди;Яр. 24:36. Ибраһим техи Һаят вақтида кичик хотунлиридин болған оғуллириға һәдийәләрни берип, андин буларни оғли Исһақтин жирақ турсун дәп, күн чиқиш тәрәпкә, шәрқий зиминға әвәтивәткән еди.«кичик хотунлири» — Һәҗәр вә Кәтураһлар еди. Ибраһимниң шундақ орунлаштуруши, шүбһисизки, кейинки вақитларда оғуллири арисида Худа вәдә қилған мирас (Пәләстин зимини) үстидә чиқиши мүмкин болған җедәлләрниң алдини елиш үчүн еди.
 
Ибраһимниң өлүми вә дәпнә қилиниши
7-8 Ибраһимниң өмриниң күнлири бир йүз йәтмиш жил болди; у толиму қерип, күнлири тошуп, нәпәстин тохтап вапат болди; у өз қовминиң қешиға берип қошулди.«өз қовминиң қешиға берип қошулди» — 15:15 вә изаһатини көрүң.  Яр. 15:15. Униң оғуллири Исһақ вә Исмаил уни Мамрәниң удулиға җайлашқан, Һиттий Зоһарниң оғли Әфронниң етизлиғидики Макпелаһниң ғарида дәпнә қилди. 10 Бу етизлиқни Ибраһим Һиттийлардин сетивалған еди; мана бу йәрликкә Ибраһим дәпнә қилинди, аяли Сараһму мошу йәргә дәпнә қилинған еди.
11 Ибраһим вапат болғандин кейин шундақ болдики, Пәрвәрдигар униң оғли Исһақни бәрикәтлиди. Исһақ Бәәр-Лаһай-Ройниң йенида туратти.
 
Исмаилниң әвлатлири
12 Төвәндикиләр Сараһниң мисирлиқ дедиги Һәҗәрдин туғулған, Ибраһимниң оғли болған Исмаилниң әвлатлири: —«төвәндикиләр .... Исмаилниң әвлатлири» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң йәттинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Исмаилниң толидоти» («Исмаилниң әвлатлириниң тарихи») (25:12-18) башлиниду.
13 Исмаилниң оғуллириниң, уларниң нәсәбнамилири вә қәбилилири бойичә исми төвәндикичә: — Исмаилниң тунҗа оғли Небайот; андин Кедар, Адбәәл, Мибсам,1Тар. 1:29. 14 Мишма, Думаһ, Масса, 15 Һадад билән Тема, Йәтур билән Нафиш вә Қәдәмаһ еди. 16 Булар болса Исмаилниң оғуллири болуп, уларниң кәнт вә чедиргаһлири уларниң нами билән аталған болуп, улар он икки қәбилигә әмир болған еди.
17 Исмаилниң өмриниң жиллири бир йүз оттуз йәттә жил болди; у ахирқи нәпсини тартип вапат болуп, өз қовминиң қешиға берип қошулди.
18 Униң әвлатлири Һавилаһ районидин тартип шурғичә олтирақлашти (Шур болса Мисирниң уттурисида болуп, Ашурға баридиған йолда еди). Исмаил өзиниң барлиқ қериндашлириниң удулида олтирақлашти.«Исмаил өзиниң барлиқ қериндашлириниң удулида олтирақлашти» — бу баян Исмаил тоғрисидики илгәрки бешарәт (16:12)ниң әмәлгә ашурулушини көрситиду; униңдин бәлким Исмаил вә әвлатлириниң өз қериндашлири болған йәһудийлар вә башқилар билән қаршилишишиниң башланғанлиғини пуратқан болуши мүмкин.
Мошу айәттики «Ашур» Асурийә әмәс, бәлким Синай чөлидики бир районни көрситиши мүмкин.
 
Әсав билән Яқупниң дунияға келиши
19 Ибраһимниң оғли Исһақниң нәслиниң баяни мундақтур: — Ибраһимдин Исһақ төрәлди.«Ибраһимниң оғли Исһақниң нәслиниң баяни мундақтур» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң сәккизинчи «толидот»и («тарихи», йәни «Исһақниң толидоти») («Исһақниң нәслиниң баяни») (25:19-35:26) башлиниду. 20 Исһақ Падан-Арамда олтиришлиқ арамий Бетуәлниң қизи, арамий Лабанниң сиңлиси болған Ривкаһни хотунлуққа алғанда қириқ яшқа киргән еди. 21 Амма Ривкаһ болса туғмас болғачқа, Исһақ хотуни үчүн Пәрвәрдигарға дуа-тилавәт қилди; Пәрвәрдигар униң дуасини иҗабәт қилди; шуниң билән аяли Ривкаһ һамилдар болди.Рим. 9:10.
22 Амма униң қосиғидики икки бала бир-бири билән соқушқили турди. Шуниң билән Ривкаһ: — Әгәр бундақлиғини билсәм, һамилдар болуп немә қилаттим? — дәп Пәрвәрдигардин сәвәвини сориғили барди.
23 Пәрвәрдигар униңға: —
«Сениң қосиғиңда икки әл бардур,
Ичиңдин икки хәлиқ чиқип бир-биридин айрилиду,
Бир хәлиқ йәнә бир хәлиқтин ғалип келиду,
Чоңи кичигиниң хизмитини қилиду» — деди.2Сам. 8:14; Рим. 9:12.
 
24 Униң ай-күни тошқанда, мана униң қосиғида дәрвәқә бир җүп кош гезәк бар еди.«Әсав» — «түклүк». 25 Авал туғулғини қизғуч болуп, пүтүн бәдини җувидәк түклүк еди. Улар униң исмини Әсав дәп қойди.«Яқуп» — мәнаси «тапанға есилғучи» яки көчмә мәнидә «орун басар» яки «муһапизәтчи» дегәнлик еди. Кейин Әсав Яқупқа өч болуп қелип, униң исмини «орун егиливалғучи» дегән сәлбий мәнидә ишлитиду (27:36). 26 Андин иниси қоли билән Әсавниң тапинини тутқан һалда чиқти. Бу сәвәптин униң исми Яқуп дәп қоюлди. Улар туғулғанда Исһақ атмиш яшта еди.Һош. 12:4.
 
Әсавниң тунҗилиқ һоқуқи, йәни тунҗа оғуллуқ һоқуқни сетиветиши
27 Балилар өсүп чоң болди; Әсав маһир овчи болуп, дала-җаңгалда жүридиған адәм болди. Яқуп болса дурус адәм болуп, чедирларда туратти.«чүшәнмә» — умумән ейтқанда, Тәвратта овчилиқ қилиш сәлбий қарилиду. «Чедирларда туратти» Яқупни һорун адәм дегәнлик әмәс, бәлки аилисидики ишлар, болупму чарвичилиқ билән шуғуллиниватқинини көрситиду. Яқупниң тәҗрибилик қойчи екәнлиги 29:7дин көрүниду.
Бәзи тәрҗимиләрдә «Яқуп җимғур адәм» дейилгини билән ибраний тилидики бу сөз («там» яки «тамам») Тәвратта дайим «дурус», «камил» дегән мәнини билдүриду.
28 Исһақ Әсавниң овлап кәлгән гөшидин дайим йәп турғачқа, униңға амрақ еди. Лекин Ривкаһ Яқупқа амрақ еди.
29 Бир күни Яқуп почақ шорписи қайнитивататти; Әсав даладин һерип-ечип қайтип кәлди. 30 Әсав Яқупқа: — Мән һалимдин кәттим! Өтүнүп қалай, аву қизилдин бәрсәң! — Аву қизил нәрсидин мени озуқландурсаңчу! Мән һалимдин кәттим, — деди (шу сәвәптин униң ети «Едом» дәпму аталди).«Едом» — «қизил».
31 Яқуп униңға: — Ундақ болса, тунҗилиқ һоқуқуңни маңа сетип бәргин, — деди.«тунҗилиқ һоқуқи» — (яки «тунҗа оғуллуқ һоқуқ») — Бу һоқуқ төрт ишни өз ичигә алған болуши мүмкин: —
(1) пүткүл аилисидикиләр үчүн егидарчилиқ мәсъулийити;
(2) башқа оғулларға қариғанда, атисидин мирасни бир һәссә көп елиш;
(3) атисиниң бәхит-бәрикәт тиләш хәйрлиқ дуасидин алаһидә бәһриман болуш;
(4) пүткүл аилисидикиләр үчүн каһинлиқ (дуа қилиш) вәзиписини өтәш.
Биз «тунҗилиқ һоқуқи» тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә йәнә тохтилимиз.
32 Әсав: — Мән өләй дәватимән, бу тунҗилиқ һоқуқиниң маңа немә пайдиси? — деди.Йәш. 22:13; 1Кор. 15:32.
33 Яқуп: — Әмисә һазир маңа қәсәм қилғин, девиди, у униңға қәсәм қилип, тунҗилиқ һоқуқини Яқупқа сетип бәрди.
34 Шуниң билән Яқуп Әсавға нан билән қизил почақ шорписини бәрди. У йәп-ичип орнидин туруп кәтти. Шундақ қилип Әсав тунҗилиқ һоқуқиға шунчә етиварсиз қариған еди.
 
 

25:2 1Тар. 1:32.

25:3 «ашурийлар» — мошу «ашурийлар» болса кейинки «Ашурлар» яки «Асурийләр» әмәс. ‭ ‬«Ашурлар» яки «асурийләр» болса шәмниң әвлатлиридин еди (10:22ни көрүң).

25:5 Яр. 24:36.

25:6 «кичик хотунлири» — Һәҗәр вә Кәтураһлар еди. Ибраһимниң шундақ орунлаштуруши, шүбһисизки, кейинки вақитларда оғуллири арисида Худа вәдә қилған мирас (Пәләстин зимини) үстидә чиқиши мүмкин болған җедәлләрниң алдини елиш үчүн еди.

25:7-8 «өз қовминиң қешиға берип қошулди» — 15:15 вә изаһатини көрүң.

25:7-8 Яр. 15:15.

25:12 «төвәндикиләр .... Исмаилниң әвлатлири» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң йәттинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Исмаилниң толидоти» («Исмаилниң әвлатлириниң тарихи») (25:12-18) башлиниду.

25:13 1Тар. 1:29.

25:18 «Исмаил өзиниң барлиқ қериндашлириниң удулида олтирақлашти» — бу баян Исмаил тоғрисидики илгәрки бешарәт (16:12)ниң әмәлгә ашурулушини көрситиду; униңдин бәлким Исмаил вә әвлатлириниң өз қериндашлири болған йәһудийлар вә башқилар билән қаршилишишиниң башланғанлиғини пуратқан болуши мүмкин. Мошу айәттики «Ашур» Асурийә әмәс, бәлким Синай чөлидики бир районни көрситиши мүмкин.

25:19 «Ибраһимниң оғли Исһақниң нәслиниң баяни мундақтур» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң сәккизинчи «толидот»и («тарихи», йәни «Исһақниң толидоти») («Исһақниң нәслиниң баяни») (25:19-35:26) башлиниду.

25:21 Рим. 9:10.

25:23 2Сам. 8:14; Рим. 9:12.

25:24 «Әсав» — «түклүк».

25:25 «Яқуп» — мәнаси «тапанға есилғучи» яки көчмә мәнидә «орун басар» яки «муһапизәтчи» дегәнлик еди. Кейин Әсав Яқупқа өч болуп қелип, униң исмини «орун егиливалғучи» дегән сәлбий мәнидә ишлитиду (27:36).

25:26 Һош. 12:4.

25:27 «чүшәнмә» — умумән ейтқанда, Тәвратта овчилиқ қилиш сәлбий қарилиду. «Чедирларда туратти» Яқупни һорун адәм дегәнлик әмәс, бәлки аилисидики ишлар, болупму чарвичилиқ билән шуғуллиниватқинини көрситиду. Яқупниң тәҗрибилик қойчи екәнлиги 29:7дин көрүниду. Бәзи тәрҗимиләрдә «Яқуп җимғур адәм» дейилгини билән ибраний тилидики бу сөз («там» яки «тамам») Тәвратта дайим «дурус», «камил» дегән мәнини билдүриду.

25:30 «Едом» — «қизил».

25:31 «тунҗилиқ һоқуқи» — (яки «тунҗа оғуллуқ һоқуқ») — Бу һоқуқ төрт ишни өз ичигә алған болуши мүмкин: — (1) пүткүл аилисидикиләр үчүн егидарчилиқ мәсъулийити; (2) башқа оғулларға қариғанда, атисидин мирасни бир һәссә көп елиш; (3) атисиниң бәхит-бәрикәт тиләш хәйрлиқ дуасидин алаһидә бәһриман болуш; (4) пүткүл аилисидикиләр үчүн каһинлиқ (дуа қилиш) вәзиписини өтәш. Биз «тунҗилиқ һоқуқи» тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә йәнә тохтилимиз.

25:32 Йәш. 22:13; 1Кор. 15:32.