26
Исһақниң Гәрарда мусапир болуп туруши
Қанаан зиминида Ибраһимниң вақтидики ачарчилиқтин башқа йәнә бир қетимлиқ ачарчилиқ йүз бәрди. Шуниң билән Исһақ Гәрар шәһиригә, Филистийләрниң падишаси Абимәләкниң қешиға барди.«Абимәләк» — шу вақитта Гәрар падишасиниң умумий унвани еди. Бу «Абимәләк» Ибраһимниң вақтидики «Абимәләк» (20-бап) әмәс. Пәрвәрдигар униңға көрүнүп мундақ деди: — Сән Мисирға чүшмәй, бәлки Мән саңа көрситип беридиған жутта турғин.«Сән Мисирға чүшмәй» — Гәрар шәһири Қанаан зимининиң ичидә болуп, Мисир зиминиға баридиған йол үстидә еди. Мошу зиминдин чиқмай мусапир болуп турғин; шуниң билән Мән сән билән биллә болуп, саңа бәхит-бәрикәт ата қилимән; чүнки Мән сән вә нәслиңгә бу зиминларниң һәммисини берип, атаң Ибраһимға бәргән қәсимимни ада қилимән;Яр. 13:15; 15:18. нәслиңни асмандики юлтузлардәк көпәйтимән вә нәслиңгә бу зиминларниң һәммисини беримән; йәр йүзидики барлиқ әл-жутлар нәслиңниң нами билән өзлиригә бәхит-бәрикәт тиләйду;«йәр йүзидики барлиқ әл-жутлар нәслиңниң нами билән өзлиригә бәхит-бәрикәт тиләйду» — яки «йәр йүзидики барлиқ әл-жутлар нәслиңниң вастиси билән бәхит-бәрикәт тапиду».  Яр. 12:3; 18:18; 22:18. Чүнки Ибраһим Мениң авазимға қулақ селип, тапилиғиним, әмирлирим, бәлгүлимилирим вә қанунлиримни беҗа кәлтүрди, — деди.
Шуниң билән Исһақ Гәрарда туруп қалди. Амма у йәрлик кишиләр униң аяли тоғрисида сориса у: — Бу мениң сиңлим болиду, — деди; чүнки Ривкаһ интайин чирайлиқ болғачқа, Исһақ өз-өзигә: «Бу мениң аялим болиду», десәм, бу йәрлик адәмләр Ривкаһниң сәвәвидин мени өлтүрүветәрмекин, — дәп қорқти.
Лекин у шу йәрдә узақ вақит турғандин кейин шундақ болдики, Филистийләрниң падишаси Абимәләк дәризидин қаривиди, мана Исһақ вә аяли Ривкаһ бир-биригә әркилишип туратти.«Исһақ вә аяли Ривкаһ бир-биригә әркилишип туратти» — яки «Исһақ аяли Ривкаһни силап туратти». Андин Абимәләк Исһақни чақирип: — Мана, у җәзмән сениң аялиң екән! Сән немә дәп: «У мениң сиңлим», дедиң? — девиди, Исһақ униңға: — Чүнки мән әслидә униң сәвәвидин бириси мени өлтүрүветәрмекин, дәп әнсиригән едим, — деди.
10 Абимәләк униңға: Бу бизгә немә қилғиниң? Тас қапту хәлиқ арисидин бирәрси аялиң билән биргә болғили?! Ундақ болған болса сән бизни гунаға патқузған болаттиң! — деди.
11 Андин Абимәләк һәммә хәлиққә буйруп: — Кимки бу кишигә вә яки хотуниға қол тәккүзсә җәзмән өлтүрүлмәй қалмайду, — дәп ярлиқ чүшүрди.
12 Исһақ у зиминда териқчилиқ қилди: у шу жили йәрдин йүз һәссә һосул алди; Пәрвәрдигар уни бәрикәтлигән еди. 13 Бу киши баш көтирип, барғансери раваҗ тепип, толиму катта кишиләрдин болуп қалди. 14 Униң қой-кала падилири вә өйидики қуллири интайин көпәйди; Филистийләр униңға һәсәт қилғили турди.
15 Бу сәвәптин униң атиси Ибраһимниң күнлиридә атисиниң қуллири колиған қудуқларниң һәммисини Филистийләр етип, топа билән тиндурувәтти.«қудуқларниң һәммисини Филистийләр етип, топа билән тиндурувәтти» — ачарчилиқ болған вақтида бундақ қилиш яман иш һесаплинатти һәм һамақәтлик болатти.
16 Абимәләк Исһаққа: — Сән биздин зиядә күчийип кәттиң, әнди аримиздин чиқип кәткин, — деди.
17 Исһақ у йәрдин кетип, Гәрар вадисиға чедир тикип, шу йәрдә туруп қалди. 18 Ибраһим һаят вақтида қуллири бир мунчә қудуқларни қазған еди; бирақ Ибраһим өлгәндин кейин, Филистийләр буларни топа билән тиндурувәткән еди. Исһақ бу қудуқларни қайтидин колитип, уларға атиси илгири қойған исимларни йәнә қойди. 19 Исһақниң қуллири вадида қудуқ колаватқанда сулири урғуп чиқип ақидиған бир қудуқни тепивалди. 20 Лекин Гәрардики падичилар Исһақниң падичилиридин уни талишип: — Бу су бизниңкидур, — деди. Улар Исһақ билән җедәлләшкәчкә, у бу қудуқни «Есәк» дәп атиди.«Есәк» — «маҗира». 21 Улар йәнә башқа бир қудуқни колиди, улар йәнә бу қудуқ тоғрисида җедәлләшти. Шуниң билән Исһақ буниң исмини «Ситнаһ» дәп атиди.«Ситнаһ» — «қаршилиқ».
22 Андин у у йәрдин кетип, башқа йәргә берип, шу йәрдиму йәнә бир қудуқ колиди; әнди Гәрардикиләр бу қудуқни талашмиди. Бу сәвәптин у униң етини «Рәһобот» қоюп: «Әнди Пәрвәрдигар биз үчүн җай бәргән екән, бу зиминда мевилик болимиз», — деди.«Рәһобот» — «азатә йәр».
23 Андин у у йәрдин чиқип Бәәр-Шебаға барди. 24 Пәрвәрдигар шу кечиси униңға көрүнүп: — Мән болсам атаң Ибраһимниң Худасидурмән; қорқмиғин, чүнки Мән сән билән биллимән, сени бәхит-бәрикәтләп, нәслиңни қулум Ибраһимниң сәвәвидин көпәйтимән, — деди.
25 У шу йәрдә бир қурбангаһ ясап, Пәрвәрдигарниң намиға нида қилип ибадәт қилди. У шу йәрдә чедирини тикти, Исһақниң қуллири шу йәрдә бир қудуқ колиди.
 
Исһақниң Абимәләк билән падиша келишим түзүши
26 Әнди Абимәләк, ағиниси Аһуззат билән ләшкәр беши Фикол биргә Гәрардин чиқип, униң қешиға барди. 27 Исһақ уларға: — Маңа өчмәнлик қилип, мени араңлардин қоғливәткәндин кейин, немә үчүн мениң қешимға кәлдиңлар? — деди.
28-29 Улар җававән: — Биз Пәрвәрдигарниң сән билән биллә болғинини рошән байқидуқ, шуниң билән биз сениң тоғраңда: «Оттуримизда бир келишим болсун, йәни бизләр билән сән бир-биримизгә қәсәм берип әһдә қилишайли» дедуқ; шу вәҗидин сән бизгә һеч қандақ зиян-зәхмәт йәткүзмигәйсән; биз саңа һеч тәгмигинимиздәк, шундақла саңа яхшилиқтин башқа һеч бир немә қилмиғинимиздәк (бәлки сени аман-есәнлик ичидә йолуңға әвәткән едуқ) сәнму шундақ қилғайсән. Мана һазир сән Пәрвәрдигар тәрипидин бәхит-бәрикәт көрүватисән! — дейишти.«әһдә қилишиш» — «әһдә кесиш» дегән сөзләр билән ипадилиниду (15:10ни көрүң).
30 Шуниң билән у уларға бир зияпәт қилип бәрди. Улар болса йәп-ичти. 31 Әтиси таң сәһәрдә улар қопуп бир-биригә қәсәм қилишти; андин Исһақ уларни йолға селип қойди; улар униң қешидин аман-есән кәтти.
32 У күни шундақ болдики, Исһақниң қуллири келип, униңға өзи колиған қудуқ тоғрисида хәвәр берип: «Биз су таптуқ!» деди. 33 У униң намини «Шибаһ» қойди. Бу сәвәптин бу шәһәрниң исми бүгүнгичә «Бәәр-Шеба» дәп атилип кәлмәктә.«Шебаһ» вә «Шеба» — бу икки сөз «қәсәм» дегәнни билдүриду. «Бәәр-шеба» дегәнниң мәнаси «қәсәмниң қудуғи». Бу бәлким шу йәрдики иккинчи қудуқ болуши мүмкин; Ибраһим әслидә охшап кетидиған иш түпәйлидин шу йәргә охшаш исим қойған еди (31:21ниму көрүң).
 
Әсавниң ят қәбилидин алған аяллири
34 Әсав қириқ яшқа киргәндә, Һиттийлардин болған Бәәриниң қизи Йәһудит билән Һиттийлардин болған Елонниң қизи Басиматни хотунлуққа алди. 35 Амма булар Исһақ билән Ривкаһниң көңлигә азап елип кәлди.Яр. 27:46.
 
 

26:1 «Абимәләк» — шу вақитта Гәрар падишасиниң умумий унвани еди. Бу «Абимәләк» Ибраһимниң вақтидики «Абимәләк» (20-бап) әмәс.

26:2 «Сән Мисирға чүшмәй» — Гәрар шәһири Қанаан зимининиң ичидә болуп, Мисир зиминиға баридиған йол үстидә еди.

26:3 Яр. 13:15; 15:18.

26:4 «йәр йүзидики барлиқ әл-жутлар нәслиңниң нами билән өзлиригә бәхит-бәрикәт тиләйду» — яки «йәр йүзидики барлиқ әл-жутлар нәслиңниң вастиси билән бәхит-бәрикәт тапиду».

26:4 Яр. 12:3; 18:18; 22:18.

26:8 «Исһақ вә аяли Ривкаһ бир-биригә әркилишип туратти» — яки «Исһақ аяли Ривкаһни силап туратти».

26:15 «қудуқларниң һәммисини Филистийләр етип, топа билән тиндурувәтти» — ачарчилиқ болған вақтида бундақ қилиш яман иш һесаплинатти һәм һамақәтлик болатти.

26:20 «Есәк» — «маҗира».

26:21 «Ситнаһ» — «қаршилиқ».

26:22 «Рәһобот» — «азатә йәр».

26:28-29 «әһдә қилишиш» — «әһдә кесиш» дегән сөзләр билән ипадилиниду (15:10ни көрүң).

26:33 «Шебаһ» вә «Шеба» — бу икки сөз «қәсәм» дегәнни билдүриду. «Бәәр-шеба» дегәнниң мәнаси «қәсәмниң қудуғи». Бу бәлким шу йәрдики иккинчи қудуқ болуши мүмкин; Ибраһим әслидә охшап кетидиған иш түпәйлидин шу йәргә охшаш исим қойған еди (31:21ниму көрүң).

26:35 Яр. 27:46.