18
Әрштин чүшкән үч меһман
Пәрвәрдигар Мамрәдики дубзарлиқниң йенида Ибраһимға көрүнди; бу күн әң иссиған вақит болуп, у өз чедириниң ишигидә олтиратти. У бешини көтирип нәзәр селивиди, мана униң удулида үч киши өрә туратти. Уларни көрүп у чедириниң ишигидин қопуп, уларниң алдиға жүгүрүп берип, йәргә тәккидәк тазим қилип:Ибр. 13:2. — и Рәббим, әгәр пеқир нәзәрлиридә илтипат тапқан болсам, өтүнимәнки, қуллириниң йенидин өтүп кәтмигәйла;«Рәббим» — ибраний тилида «Адонай». Бу сөзигә қариғанда Ибраһим бу меһманниң Пәрвәрдигар екәнлигини билип йәткән еди. азғина су кәлтүрүлсун, силәр путлириңларни жуюп дәрәқниң тегидә арам еливелиңлар. Силәр өз қулуңларниң йенидин өткән екәнсиләр, мән бир чишләм нан елип чиқай, силәр һардуқуңларни чиқирип, андин өтүп кәткәйсиләр, деди. Улар җавап берип: — Ейтқиниңдәк қилғин, девиди, Ибраһим чедириға Сараһниң қешиға жүгүрүп кирип, униңға: — Үч дас есил ундин тез хемир жуғуруп тоғач әткин, — деди.«үч дас» — ибраний тилида «үч сеаһ». Үч сеаһ бәлким 22 литр ун болуши мүмкин еди.
Андин Ибраһим кала падисиға жүгүрүп берип, юмран убдан бир мозайни таллап, чакириға тапшурди; у буни тезла тәйяр қилди.
8-9 Андин Ибраһим сериқ май, сүт вә тәйярлатқан мозайни елип келип, уларниң алдиға тутуп, өзи дәрәқниң тегидә уларниң алдида өрә турди; улар улардин йеди. Улар униңдин: аялиң Сараһ нәдә, дәп соривиди, у җавап берип: — Мана, чедирда, деди.
10 Бириси: — Мән келәр жили мошу вақитта қешиңға җәзмән қайтип келимән, вә мана у вақитта аялиң Сараһниң бир оғли болиду, — деди. Сараһ болса униң кәйнидики чедирниң ишигидә туруп, буларни аңлавататти.«Бириси» — ибраний тилида «у».  Яр. 17:19,21; 21:2.
11 Ибраһим билән Сараһ иккиси яшинип, қерип қалған еди; Сараһта аял кишиләрдә болидиған адәт көрүш тохтап қалған еди.Яр. 17:17; Рим. 4:19; Ибр. 11:11. 12 Шуңа Сараһ өз ичидә күлүп: — Мән шунчә қерип кәткән турсам, растинла ләззәт көрәләрмәнму? Еримму қерип кәткән турса? — дәп хиял қилди.Һак. 19:26; 1Пет. 3:6.
13 Пәрвәрдигар Ибраһимға: — Сараһниң: «Мән қерип кәткән турсам, растинла бала туғармәнму?» дәп күлгини немиси? 14 Пәрвәрдигарға мүмкин болмайдиған тилсимат иш барму? Бекиткән вақитта, йәни келәр жили дәл бу чағда қайтип келимән вә у вақитта Сараһниң бир оғли болиду, — деди.Мат. 19:26; Луқа 1:37.
15 Амма Сараһ қорқуп кетип: — Күлмидим, дәп инкар қилди. Лекин У: — Яқ, сән күлдүң, — деди.
 
Ибраһимниң Худадин җийәни Лут үчүн өтүнуши
16 Андин бу затлар у йәрдин қопуп, Содом тәрәпкә нәзирини ағдурди. Ибраһимму уларни узитип, улар билән биллә маңди.
17 Пәрвәрдигар: — Мән қилидиған ишимни Ибраһимдин йошурсам боламду?Ам. 3:7. 18 Чүнки Ибраһимдин улуқ вә күчлүк бир әл чиқиду вә шуниңдәк йәр йүзидики барлиқ әл-милләтләр у арқилиқ бәхит-бәрикәткә муйәссәр болидиған турса?Яр. 12:3; 22:18; 26:4; Рос. 3:25; Гал. 3:8. 19 Чүнки Мән уни билип таллиғанмән; у чоқум өз балилирини вә униң өйидикиләрни өзигә әгәштүрүп, уларға Пәрвәрдигарниң йолини тутуп, һәққанийлиқни вә адаләтни жүргүзүшни үгитиду. Буниң билән Мәнки Пәрвәрдигар Ибраһим тоғрилиқ қилған вәдәмни әмәлгә ашуримән, — деди.«Чүнки Мән уни билип таллиғанмән; у чоқум өз балилирини вә униң өйидикиләрни өзигә әгәштүрүп...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки Мән... у өз балилириға үгәтсун дәп уни билип талливалдим». Лекин бундақ тәрҗимә айәтниң иккинчи қисмиға анчә мас кәлмәйду.
20 Андин Пәрвәрдигар мундақ деди: — «Содом вә Гоморра тоғрилиқ көтирилгән дад-пәряд наһайити күчлүк, уларниң гунайи интайин еғир болғини үчүн,«Содом билән Гоморра тоғрилиқ көтирилгән дад-пәряд» — бу пәряд шүбһисизки, Содом билән Гоморра тәрипидин хорланған вә зулум йегәнләрдин көтирилгән болса керәк («Әз.» 16:49ни көрүң). 21 Мән һазирла чүшимән, қилмишлири растинла шу дад-пәрядлардин Маңа мәлум болғандәк шунчә рәзилму, билип бақай; унчә рәзил болмиғандиму, Мән уни билишим керәк».
22 Шуниң билән бу кишиләр у йәрдин қозғилип, Содом тәрәпкә йол алди. Лекин Ибраһим йәнила Пәрвәрдигарниң алдида өрә туратти.«бу кишиләр» — кейинки баянлар бойичә, Пәрвәрдигар Ибраһим билән қалди; қалған икки зат Содомға маңиду вә шу йәрдә (19-бап) Лутни қутқузувалиду. Шу икки зат пәриштиләр еди (19:1).
23 Ибраһим йеқин берип: — Сән растинла һәққанийларни рәзилләр билән қошуп һалак қиламсән? 24 Шәһәрдә әллик һәққаний киши бар болуши мүмкин; Сән растинла шу җайни һалак қиламсән, әллик һәққаний киши үчүн у җайни кәчүрүм қилмамсән? 25 Яқ, яқ. Бу иш Сәндин нери болғай! Һәққанийларни рәзилләргә қошуп өлтүрүп, һәққанийларға рәзилләргә охшаш муамилә қилиш Сәндин нери болғай! Пүткүл җаһанниң сорақчиси адаләт жүргүзмәмду? — деди.Рим. 3:6.
26 Пәрвәрдигар җавап берип: — Әгәр Мән Содом шәһиридә әллик һәққанийни тапсам, улар үчүн пүткүл җайни аяп қалимән, — деди.
27 Андин Ибраһим җавап берип: — Мана мән пәқәт топа билән күлдин ибарәт болсамму, мән Егәм билән сөзләшкили йәнә петиналидим. 28 Мабада шу әллик һәққанийдин бәш киши кам болса, Сән бу бәш кишиниң кам болғини үчүн пүткүл шәһәрни йоқитамсән? — деди.
У: — Әгәр Мән шу йәрдә қириқ бәшни тапсамму, уни йоқатмаймән, деди.
29 Ибраһим Униңға сөзини давам қилип: — Шу йәрдә қириқ кишила тепилиши мүмкин, девиди, Пәрвәрдигар: — Бу қириқи үчүн уни йоқатмаймән, — деди.
30 У йәнә сөз қилип: И Егәм, хапа болмиғайсән, мән йәнә сөз қилай. Шу йәрдә оттузи тепилиши мүмкин? — деди.
У: — Әгәр Мән у йәрдә оттузни тапсамму, йоқатмаймән, — деди.
31 У йәнә сөз қилип: — Мана әнди мән Егәм билән сөзләшкили җүръәт қилдим; шу йәрдә жигирмиси тепилиши мүмкин, — деди.
Пәрвәрдигар сөз қилип: бу жигирмиси үчүн у йәрни йоқатмаймән, — деди.
32 У сөзләп: — И Егәм, хапа болмиғай, мән пәқәт мошу бир қетимла сөз қилай! Шу йәрдә они тепилиши мүмкин, девиди, у җавап берип: — Мән они үчүн уни йоқатмаймән, — деди.
33 Пәрвәрдигар Ибраһим билән сөзлишип болғандин кейин кәтти; Ибраһимму өз җайиға қайтип кәтти.
 
 

18:2 Ибр. 13:2.

18:3 «Рәббим» — ибраний тилида «Адонай». Бу сөзигә қариғанда Ибраһим бу меһманниң Пәрвәрдигар екәнлигини билип йәткән еди.

18:6 «үч дас» — ибраний тилида «үч сеаһ». Үч сеаһ бәлким 22 литр ун болуши мүмкин еди.

18:10 «Бириси» — ибраний тилида «у».

18:10 Яр. 17:19,21; 21:2.

18:11 Яр. 17:17; Рим. 4:19; Ибр. 11:11.

18:12 Һак. 19:26; 1Пет. 3:6.

18:14 Мат. 19:26; Луқа 1:37.

18:17 Ам. 3:7.

18:18 Яр. 12:3; 22:18; 26:4; Рос. 3:25; Гал. 3:8.

18:19 «Чүнки Мән уни билип таллиғанмән; у чоқум өз балилирини вә униң өйидикиләрни өзигә әгәштүрүп...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки Мән... у өз балилириға үгәтсун дәп уни билип талливалдим». Лекин бундақ тәрҗимә айәтниң иккинчи қисмиға анчә мас кәлмәйду.

18:20 «Содом билән Гоморра тоғрилиқ көтирилгән дад-пәряд» — бу пәряд шүбһисизки, Содом билән Гоморра тәрипидин хорланған вә зулум йегәнләрдин көтирилгән болса керәк («Әз.» 16:49ни көрүң).

18:22 «бу кишиләр» — кейинки баянлар бойичә, Пәрвәрдигар Ибраһим билән қалди; қалған икки зат Содомға маңиду вә шу йәрдә (19-бап) Лутни қутқузувалиду. Шу икки зат пәриштиләр еди (19:1).

18:25 Рим. 3:6.