21
Исһақниң дунияға келиши
Әнди Пәрвәрдигар вәдә қилғинидәк Сараһни йоқлиди; Пәрвәрдигар Сараһқа дегинидәк қилди.«Пәрвәрдигар ... Сараһни йоқлиди» — Тәврат-Инҗилда, Худа мәлум кишини яки мәлук хәлиқни «йоқлап» униңға яки уларға йеқинлашса, яки алаһидә бәхит-бәрикәт, шапаәт көрситиду, яки қаттиқ җазалайду. Мошу йәрдә бәхит-бәрикәт йәткүзүш үчүн, әлвәттә.
Бу ишта қизиқ бир йери шуки, Ибраһим башқилар үчүн «улар балилиқ болсун» (20:17-18) дәп дуа қилғандин кейин өзиму пәрзәнт көриду.
  Яр. 17:19; 18:10. Сараһ һамилдар болуп, Ибраһим қериғанда Худа униңға бекиткән вақитта бир оғул туғуп бәрди.Яр. 18:10,14; Гал. 4:23; Ибр. 11:11. Ибраһим өзигә төрәлгән оғли, йәни Сараһ униңға туғуп бәргән оғлиниң исмини Исһақ қойди.«Исһақ» — «күлкә». Андин Ибраһим Худа униңға буйруғинидәк өз оғли Исһақ туғулуп сәккизинчи күни хәтнә қилди.Яр. 17:10. Оғли Исһақ туғулған чағда, Ибраһим йүз яшта еди. Сараһ: «Худа мени күлдүрүвәтти; һәр ким бу ишни аңлиса, мән билән тәң күлүшиду», деди.
У йәнә: — Кимму Ибраһимға: «Сараһ бала емитидиған болиду!» дәп ейталайтти? Чүнки у қериғанда униңға бир оғул туғуп бәрдим! — деди.
 
Һәҗәр билән Исмаилниң қоғлиниши
Бала чоң болуп, әмчәктин айрилди. Исһақ әмчәктин айрилған күни Ибраһим чоң зияпәт өткүзүп бәрди. Амма Сараһ мисирлиқ Һәҗәрниң Ибраһимға туғуп бәргән оғулниң Исһақни мәсқирә қиливатқинини көрүп қалди. 10 Шуниң билән у Ибраһимға: — Бу дедәк билән оғлини һайдивәт! Чүнки бу дедәкниң оғли мениң оғлум Исһақ билән тәң варис болса болмайду!, — деди.Гал. 4:30.
11 Сараһниң бу сөзи Ибраһимға толиму еғир кәлди; чүнки Исмаилму униң оғли-дә!«еғир» — яки «яман». 12 Лекин Худа Ибраһимға: — Балаң вә дедигиң вәҗидин бу сөз саңа еғир кәлмисун, бәлки Сараһниң саңа дегәнлириниң һәммисигә қулақ салғин; чүнки Исһақтин болғини сениң нәслиң һесаплиниду.Рим. 9:7; Ибр. 11:18. 13 Лекин дедәкниң оғлидинму бир хәлиқ-милләт пәйда қилимән, чүнки уму сениң нәслиң, — деди.Яр. 16:10; 17:20.
14 Әтиси таң сәһәрдә Ибраһим қопуп, нан билән бир тулум суни елип Һәҗәргә берип, өшнисигә йүдкүзүп, балини униңға тапшуруп, иккисини йолға селип қойди. Һәҗәр кетип, Бәәр-Шебаниң чөлидә кезип жүрди.«бала» — шу вақитта Исмаил 15-16 яшқа киргән еди. 15-16 Әнди тулумдики су түгәп кәткән еди; Һәҗәр балини бир чатқалниң түвигә ташлап қоюп, өз-өзигә: «Балиниң өлүп кетишигә қарап чидимаймән» дәп, бир оқ етимчә жираққа берип, удулида олтарди. У удулида олтирип, пәряд көтирип жиғлиди.
 
17 Худа оғулниң жиға авазини аңлиди; шуниң билән Худаниң Пәриштиси асмандин Һәҗәрни чақирип униңға: — Әй Һәҗәр, саңа немә болди? Қорқмиғин; чүнки Худа оғулниң йиға авазини ятқан йеридин аңлиди. 18 Әнди қопуп, қолуң билән балини йөләп турғуз; чүнки Мән уни улуқ бир әл-милләт қилимән, — деди.Яр. 16:10; 17:20.
19 Шуан Худа Һәҗәрниң көзлирини ачти, у бир қудуқни көрди. У берип тулумға су толдуруп, оғулға ичкүзди.
20 Худа у бала билән биллә болди; у өсүп чоң болди. У чөлдә яшап, мәргән болуп йетишти. 21 У Паран чөлидә турди; шу вақитларда аниси униңға Мисир зиминидин бир қизни хотунлуққа елип бәрди.
 
Ибраһимниң Абимәләк падиша билән келишим түзүши
22 У вақитларда шундақ болдики, Абимәләк вә униң ләшкәр беши Фикол келип Ибраһимға: — Қилған һәммә ишлириңда, Худа сениң билән биллидур. 23 Әнди сән дәл мошу йәрдә маңа, оғлумға вә нәврәмгә хиянәт қилмаслиққа Худаниң намида қәсәм қилип бәргәйсән; мән саңа көрситип кәлгән меһриванлиғимдәк, сәнму маңа вә сән һазир туруватқан жутқа меһриванлиқ қилғайсән, — деди.Яр. 14:23.
24 Ибраһим: Қәсәм қилип берәй, деди.
25 Андин Ибраһим Абимәләкниң чакарлири тартивалған бир қудуқ тоғрисида Абимәләкни әйиплиди. 26 Абимәләк: — Бу ишни қилған кишини билмәймән; сән бу ишни маңиму ейтмапсән; мән бу ишни пәқәт бүгүнла аңлишим, — деди.
27 Ибраһим қой-кала елип Абимәләккә тәқдим қилди; андин улар иккилиси әһдә қилишти. 28 Ибраһим йәнә падидин йәттә чиши қозини бир тәрәпкә айрип қойди. 29 Абимәләк Ибраһимдин: — Сән бир тәрәпкә айрип қойған бу йәттә чиши қозиниң немә мәнаси бар? — дәп соривиди, 30 у: — Мениң бу қудуқни колиғинимни етирап қилғиниңға гувалиқ сүпитидә бу йәттә чиши қозини қолумдин қобул қилғайсән, — дәп җавап бәрди.
31 Бу иккиси шу йәрдә қәсәм қилишқанлиғи үчүн, у шу җайни «Бәәр-Шеба» дәп атиди.«Бәәр-Шеба» — «қәсәм қудуғи» дегән мәнидә. Ибраний тилида «қәсәм» («шеба» яки «шебуа») вә «йәттә» («шеба») дегәнләрниң аһаңи охшаш болғачқа, йәнә «йәттиниң қудуғи» дегән мәнасиму бар. 32 Шу тәриқидә улар Бәәр-Шебада әһдә қилишти. Андин Абимәләк вә униң ләшкәр беши Фикол қозғилип, Филистийләрниң зиминиға йенип кәтти.«Фикол» — Гәрар падишаниң сәрдариниң умумий унвани еди (26:26).
33 Ибраһим Бәәр-Шебада бир түп жулғунни тикип, у йәрдә Әбәдий Тәңри болған Пәрвәрдигарниң намиға нида қилип ибадәт қилди.«бир түп жулғунни тикип» — жулғун тикиш хурапий иш әмәс, бәлки униң әһмийити хошна әл билән әһдә түзгәнлиги үчүн, «мошу йәрдә узун вақит турмақчимән» дегәндәк мәнини билдүрүштин ибарәт еди.  Яр. 4:26. 34 Ибраһим Филистийләрниң зиминида узун вақитқичә туруп қалди.«узун вақит» — ибраний тилида «нурғун күнләр».
 
 

21:1 «Пәрвәрдигар ... Сараһни йоқлиди» — Тәврат-Инҗилда, Худа мәлум кишини яки мәлук хәлиқни «йоқлап» униңға яки уларға йеқинлашса, яки алаһидә бәхит-бәрикәт, шапаәт көрситиду, яки қаттиқ җазалайду. Мошу йәрдә бәхит-бәрикәт йәткүзүш үчүн, әлвәттә. Бу ишта қизиқ бир йери шуки, Ибраһим башқилар үчүн «улар балилиқ болсун» (20:17-18) дәп дуа қилғандин кейин өзиму пәрзәнт көриду.

21:1 Яр. 17:19; 18:10.

21:2 Яр. 18:10,14; Гал. 4:23; Ибр. 11:11.

21:3 «Исһақ» — «күлкә».

21:4 Яр. 17:10.

21:10 Гал. 4:30.

21:11 «еғир» — яки «яман».

21:12 Рим. 9:7; Ибр. 11:18.

21:13 Яр. 16:10; 17:20.

21:14 «бала» — шу вақитта Исмаил 15-16 яшқа киргән еди.

21:18 Яр. 16:10; 17:20.

21:23 Яр. 14:23.

21:31 «Бәәр-Шеба» — «қәсәм қудуғи» дегән мәнидә. Ибраний тилида «қәсәм» («шеба» яки «шебуа») вә «йәттә» («шеба») дегәнләрниң аһаңи охшаш болғачқа, йәнә «йәттиниң қудуғи» дегән мәнасиму бар.

21:32 «Фикол» — Гәрар падишаниң сәрдариниң умумий унвани еди (26:26).

21:33 «бир түп жулғунни тикип» — жулғун тикиш хурапий иш әмәс, бәлки униң әһмийити хошна әл билән әһдә түзгәнлиги үчүн, «мошу йәрдә узун вақит турмақчимән» дегәндәк мәнини билдүрүштин ибарәт еди.

21:33 Яр. 4:26.

21:34 «узун вақит» — ибраний тилида «нурғун күнләр».