20
Ибраһим билән Абимәләк
Ибраһим у йәрдин чиқип, җәнуп тәрәптики Нәгәвгә көчүп келип, Қадәш билән Шурниң арилиғида туруп қалди; бир мәзгилдин кейин Гәрарда олтирақлашти. Шу йәрдә Ибраһим аяли Сараһ тоғрисида: «У мениң сиңлимдур», дегән еди. Шуниң билән Гәрарниң падишаси Абимәләк адәм әвәтип, Сараһни өзигә хотун болушқа еливалди.Яр. 12:13; 26:7.
Лекин бир күни кечиси чүшидә Худа Абимәләккә келип униңға: — Мана, сән өзүңгә еливалған аял сәвәвидин әнди өлгән адәмдурсән; чүнки у башқа бирисиниң аялидур — деди.
Амма Абимәләк униңға техи йеқинчилиқ қилмиған еди. У Худаға: — И Рәб, һәққаний бир хәлиқниму һалак қиламсән?«һәққаний хәлиқниму һалак қиламсән?» — Абимәләкниң өйидикиләргә, болупму қиз-аялларға бир хил ваба чүшкән еди (18-айәт). Шуниң билән мошу йәрдә у пәқәт өзи үчүнла әмәс, бәлки өз хәлқи үчүн рәһим тилимәкчи. Абимәләкниң көп җәһәтләрдә хелә яхши тәрәплири бар. У өзиму маңа: «У мениң сиңлим» дәп ейтмидиму? Йәнә келип, бу аялму «У мениң акам», дәп ейтқан еди. Мән болсам сап көңлүм вә дурус нийитим билән бу ишни қилдим, — деди.«сап көңлүм вә дурус нийитим билән...» — ибраний тилида «қолумниң паклиги билән...».
Худа чүшидә униңға йәнә: — Бу ишни сап көңүл билән қилғиниңни билимән; шу сәвәптин Мән сени алдимда гуна қилиштин тосуп, униңға тегишиңгә қоймидим. Әнди у кишиниң аялини өзигә қайтуруп бәр; чүнки у Пәйғәмбәр, у сениң һәққиңдә дуа қилиду вә сән тирик қалисән. Әгәр уни яндуруп бәрмисәң шуни билип қойғинки, сән вә һәммә адәмлириң қошулуп җәзмән өлисиләр, — деди.
Абимәләк әтигән таң сәһәрдә қопуп, һәммә хизмәткарлирини чақирип, бу сөзләрниң һәммисини уларниң қулақлириға салди; бу адәмләр наһайити қорқушуп кәтти. Андин Абимәләк Ибраһимни чақирип униңға: — Бу бизгә немә қилғиниң? Мән саңа зади немә гуна қилдим, сән мән вә падишалиғимға еғир бир гунани жүкләп қойдуң? Маңа қилмайдиған ишларни қилдиң! — деди.
10 Абимәләк Ибраһимға йәнә: — Сән зади бизниң немә ишимизни көргиниң үчүн мошу ишни қилдиң? — деди.«сән зади бизниң немә ишимизни көргиниң үчүн мошу ишни қилдиң?» — Абимәләк бу иккинчи соални бәлким һәқиқий кәмтәрлик билән сориған болса керәк. У шүбһисизки Худадин қорққчқа, Худаниң Ибраһим тоғрилиқ «У пәйғәмбәр» дегән сөзини есидин чиқармиди.
11 Ибраһим җавап берип: — «Бу йәрдә шүбһисизки һеч ким Худадин қорқмайдикән, улар мени аялим түпәйлидин өлтүрүветиду», дәп ойлиған едим. 12 Әмәлийәттә, униң мениң сиңлим екәнлиги раст, лекин у мениң ата бир, ана бөләк сиңлим; кейин у мениң аялим болди.«лекин у мениң ата бир, ана бөләк сиңлим» — ибраний тилида «лекин у анамниң қизи әмәс, бәлки атамниң қизи еди». 13 Лекин Худа мени атамниң өйидин чиқирип сәргәрданлиққа жүргүзгинидә, мән аялимға: — Биз қәйәргила барсақ, сән маңа шундақ шапаәт көрсәткәйсәнки, мениң тоғрамда: «Бу мениң акам болиду», дегин, — дәп ейтқан едим — деди.Яр. 12:13.
14 Андин Абимәләк қой-калилар, қуллар вә дедәкләрни елип уларни Ибраһимға бәрди вә аяли Сараһниму униңға қайтуруп бәрди.
15 Абимәләк: — Мана мениң зиминим болса алдиңда турупту; көзүңгә қайси йәр яқса шу йәрдә турғин, — деди.
16 У Сараһқа: «Мана, мән акаңға миң күмүч тәңгә бәрдим; мана булар өз йениңдикиләр, шундақла һәммә адәмләрниң көз алдида уятни япқучи болиду; шуниң билән сән һәр қандақ дағ-әйиптин халас болисән». «шуниң билән сән һәр қандақ дағ-әйиптин халас болисән» — биз шу замандики өрп-адәтләрдин толуқ хәвәрдар болмиғачқа, Абимәләкниң бу соғитиниң әһмийитини һазир чүшинишимиз тәсрәк болиду; һалбуки, униң мәхсити ениқ көрүниду. 17-18 Ибраһим Худаға дуа қилди, Худа Абимәләк, аяли вә кенизәклирини сақайтти; андин улар йәнә бала туғалайдиған болди; чүнки Пәрвәрдигар Ибраһимниң аяли Сараһ түпәйлидин Абимәләкниң өйидики һәммә хотунларниң балиятқулирини етип қойған еди.
 
 

20:2 Яр. 12:13; 26:7.

20:4 «һәққаний хәлиқниму һалак қиламсән?» — Абимәләкниң өйидикиләргә, болупму қиз-аялларға бир хил ваба чүшкән еди (18-айәт). Шуниң билән мошу йәрдә у пәқәт өзи үчүнла әмәс, бәлки өз хәлқи үчүн рәһим тилимәкчи. Абимәләкниң көп җәһәтләрдә хелә яхши тәрәплири бар.

20:5 «сап көңлүм вә дурус нийитим билән...» — ибраний тилида «қолумниң паклиги билән...».

20:10 «сән зади бизниң немә ишимизни көргиниң үчүн мошу ишни қилдиң?» — Абимәләк бу иккинчи соални бәлким һәқиқий кәмтәрлик билән сориған болса керәк. У шүбһисизки Худадин қорққчқа, Худаниң Ибраһим тоғрилиқ «У пәйғәмбәр» дегән сөзини есидин чиқармиди.

20:12 «лекин у мениң ата бир, ана бөләк сиңлим» — ибраний тилида «лекин у анамниң қизи әмәс, бәлки атамниң қизи еди».

20:13 Яр. 12:13.

20:16 «шуниң билән сән һәр қандақ дағ-әйиптин халас болисән» — биз шу замандики өрп-адәтләрдин толуқ хәвәрдар болмиғачқа, Абимәләкниң бу соғитиниң әһмийитини һазир чүшинишимиз тәсрәк болиду; һалбуки, униң мәхсити ениқ көрүниду.