14
Абрамниң Лутни қутқузуши
Шинарниң падишаси Амрафәл, Әлласарниң падишаси Ариоқ, Еламниң падишаси Кедорлайомәр вә Гойимниң падишаси Тидалниң күнлиридә шу вақиә болдики, улар бирлишип Содомниң падишаси Бера, Гоморраниң падишаси Бирша, Адмаһниң падишаси Шинаб, Зәбоимниң падишаси Шәмъебәр вә Бела (йәни Зоар)ниң падишасиға қарши һуҗумға атланди. Бу бәшиниң һәммиси келишип Сиддим вадисиға, йәни «Шор Деңизи» вадисиға жиғилди.«Шор деңизи» — « Өлүк Деңиз» дәпму атилиду. Улар он икки жил Кедорлайомәргә беқинди болди, он үчинчи жилға кәлгәндә, Кедорлайомәргә қарши исян көтәрди.
Он төртинчи жили Кедорлайомәр вә униңға иттипақдаш болған падишалар һәммиси жиғилип, Аштарот-Карнаим дегән йәрдә рәфайийларға, шундақла Һам дегән йәрдә зузийларға, Шавәһ-Кириатайимда Емийларға һуҗум қилип уларни йәңди;Яр. 15:20; Қан. 2:10,11. андин улар Һорийларни уларниң Сеир теғида мәғлуп қилип, чөлниң йенидики Әл-Паранғичә сүрүп-тоқай қилди. Арқидинла, улар Ән-Мишпатқа (йәни Қадәшкә) йенип келип, Амаләкләрниң пүткүл жутини булаң-талаң қилди; Һазазон-Тамарда олтиришлиқ Аморийларниму һуҗум қилип мәғлуп қилди. Шуниң билән Содомниң падишаси, Гоморраниң падишаси, Адмаһниң падишаси, Зәбоимниң падишаси вә Беланиң (йәни Зоарниң) падишаси чиқип, Сиддим вадисида уларға қарши җәң қилишқа сәп тизди; мошу бәшәйлән Еламниң падишаси Кедорлайомәр, Гойимниң падишаси Тидал, Шинарниң падишаси Амрафәл, Әлласарниң падишаси Ариоқ қатарлиқлар билән соқушти; йәни төрт падиша билән бәш падиша өз ара соқушти. 10 Сиддим вадисидики һәммила йәрдә қаримай орәклири бар еди. Содом вә Гоморраниң падишалири қечип, орәкләргә чүшүп кәтти. Амма қалғанлар болса таққа қечип кәтти.
11 Ғалип кәлгән төрт падиша болса Содом билән Гоморраниң һәммә мал-мүлкини вә барлиқ озуқ-түлүгини елип кәтти. 12 Улар йәнә Абрамниң җийәни Лутниму маллири билән қошуп елип кәтти; чүнки у Содомда олтирақлашқан еди.
13 Һалбуки, қутулуп қалған бириси берип бу ишларни ибраний Абрамға ейтти. Шу чағда у Аморий Мамрәниң дубзарлиғиниң йенида туратти. Мамрә болса Әшкол вә Анәрниң акиси еди; бу үчәйлән Абрам билән иттипақдаш еди.«ибраний» — бу йәрдә «ибраний» дегән сөз биринчи қетим тилға елинған. «Ибраний» дегән сөз төвәндикидәк икки хил мәнидә болуши мүмкин : — (1) Ибраһим Ебәр дегән кишиниң әвлади (21:10); (2) «өткүчи». «Ибраний» дегәнниң бәлким «абар» («өтмәк») дегән пеил билән мунасивити болуши мүмкин. Ибраһим Қанаан зиминда туруватқанларға нисбәтән «дәриядин өткән киши» — демәк, у «улуқ дәрия» (Әфрат дәрияси)дин өтүп кәлгән киши еди. «бу үчәйлән Абрам билән иттипақдаш еди» — сәл тоғрирақ тәрҗимә қилсақ «Абрам бу үчәйлән билән иттипақдаш еди».  Яр. 13:18. 14 Абрам қериндишиниң әсир болуп қалғанлиғини аңлап, өз өйидә туғулған, алаһидә тәрбийиләнгән үч йүз он сәккиз адәмни башлап чиқип, төрт падишани қоғлап данғичә барди.«Абрам ... төрт падишани қоғлап данғичә барди» — тәхминән 150-200 километрғичә қоғлиған. 15 Кечиси у адәмлирини гуруппиларға бөлүп, улар билән бирликтә һуҗум қилип уларни мәғлуп қилип, уларни Дәмәшқниң шимал тәрипидики Һобаһ дегән җайғичә қоғлап берип, 16 пүткүл олҗа алған мал-мүлүкни қайтурувалди; өз қериндиши Лутни, униң мал-мүлки вә хотун-қизлирини, шундақла барлиқ қалған адәмләрни яндуруп кәлди.
 
Мәлкизәдәкниң Абрамға бәхит тилиши
17 Абрам Кедорлайомәр вә униң билән иттипақдаш падишаларни мәғлуп қилип, қайтип кәлгәндә, Содомниң падишаси Шавәһ вадиси (йәни Хан вадиси)ға униң алдиға чиқти. 18 Салемниң падишаси Мәлкизәдәкму нан билән шарап елип алдиға чиқти. У зат болса, Һәммидин Алий Тәңриниң каһини еди;«Мәлкизәдәк» — бу зат тоғрилиқ «Зәбур» 109-күйдики изаһатларни, шундақла «Ибранийларға»дики 5-7-бапларни вә шуларниң изаһатлири, «қошумчә сөз»иниму көрүң.  Ибр. 7:1, 2, 3. 19 у Абрамни бәхит-бәрикәтләп: — «Абрам асман билән зиминниң Егиси болған Һәммидин Алий Тәңри тәрипидин бәрикәтләнсун!«Асман билән зиминниң Егиси» — яки «асман билән зиминниң Яратқучиси». 20 Шундақла дүшмәнлириңни өз қолуңға тапшурған Һәммидин Алий Тәңригә Һәмдусана оқулғай!» — деди.
Абрам болса ғәниймәт алған нәрсиләрниң ондин бирини униңға бәрди.
21 Андин Содомниң падишаси Абрамға: — Адәмләрни маңа бәргәйла, ғәниймәтләрни өзлиригә алғайла, — деди.
22 Лекин Абрам Содомниң падишасиға җавап берип: — Мән болсам асман билән зиминниң Егиси болған Һәммидин Алий Тәңри Пәрвәрдигарға қол көтирип қәсәм қилғанмәнки, 23 мән сәндин һәтта бир тал жип нә бир тал боқучиниму нә сениң башқа һәр қандақ нәрсәңни алмаймән; болмиса, сән кейин: «мән Абрамни бай қилип қойдом» дейишиң мүмкин.
24 Шуңа жигитлиримниң йегән-ичкини, шундақла маңа һәмраһ болғанлар, йәни Анәр, Әшкол вә Мамрәләргә тегишлик үлүштин башқа, мән ғәниймәттин һеч нәрсә алмаймән; шулар өзлиригә тегишлик үлүшини алсун, — деди.«жигитләр» — Ибраһимниң өз хизмәткарлирини көрситиду. Ибраһимниң һәмраһлири Анәр, Әшкол вә Мамрә бәлким Пәрвәрдигарға етиқат қилғучилар болмиғачқа, Ибраһим өзигә қойған қаттиқ тәләпни (һеч ғәниймәт алмаймән дегәндәк) уларниң үстигә қоймайду.
 
 

14:3 «Шор деңизи» — « Өлүк Деңиз» дәпму атилиду.

14:5 Яр. 15:20; Қан. 2:10,11.

14:13 «ибраний» — бу йәрдә «ибраний» дегән сөз биринчи қетим тилға елинған. «Ибраний» дегән сөз төвәндикидәк икки хил мәнидә болуши мүмкин : — (1) Ибраһим Ебәр дегән кишиниң әвлади (21:10); (2) «өткүчи». «Ибраний» дегәнниң бәлким «абар» («өтмәк») дегән пеил билән мунасивити болуши мүмкин. Ибраһим Қанаан зиминда туруватқанларға нисбәтән «дәриядин өткән киши» — демәк, у «улуқ дәрия» (Әфрат дәрияси)дин өтүп кәлгән киши еди. «бу үчәйлән Абрам билән иттипақдаш еди» — сәл тоғрирақ тәрҗимә қилсақ «Абрам бу үчәйлән билән иттипақдаш еди».

14:13 Яр. 13:18.

14:14 «Абрам ... төрт падишани қоғлап данғичә барди» — тәхминән 150-200 километрғичә қоғлиған.

14:18 «Мәлкизәдәк» — бу зат тоғрилиқ «Зәбур» 109-күйдики изаһатларни, шундақла «Ибранийларға»дики 5-7-бапларни вә шуларниң изаһатлири, «қошумчә сөз»иниму көрүң.

14:18 Ибр. 7:1, 2, 3.

14:19 «Асман билән зиминниң Егиси» — яки «асман билән зиминниң Яратқучиси».

14:24 «жигитләр» — Ибраһимниң өз хизмәткарлирини көрситиду. Ибраһимниң һәмраһлири Анәр, Әшкол вә Мамрә бәлким Пәрвәрдигарға етиқат қилғучилар болмиғачқа, Ибраһим өзигә қойған қаттиқ тәләпни (һеч ғәниймәт алмаймән дегәндәк) уларниң үстигә қоймайду.