2
Қадәш-барнеадин Моабқа болған сәпәр
Андин биз бурулуп, Пәрвәрдигар маңа ейтқандәк Қизил деңизға баридиған йол билән сәпәргә атландуқ; биз нурғун күнләр Сеир теғи әтрапида айлинип жүрдуқ. Пәрвәрдигар маңа сөз қилип: —
«Силәрниң мошу тағни айлинип турған вақтиңлар йетәрлик болди; әнди шимал тәрәпкә бурулуңлар. Хәлиққә: — Силәр Сеирда туруватқан қериндишиңлар Әсавларниң чегарисидин өтидиған болдуңлар; улар силәрдин қорқиду, шуңа бәк еһтият қилип, уларға җәң қозғимаңлар; чүнки мән силәргә уларниң зиминидин һәтта тапанчилиқ йәрниму бәрмәймән; чүнки Сеир теғини Әсавға мирас қилип бәрдим. Яр. 36:8 Силәр уларға пул төләп озуқ-түлүк сетивелиңлар, пул төләп су сетивелиңлар. «Силәр уларға пул төләп...» —ибраний тилида «Силәр уларға күмүч төләп...». Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар қолуңлардики барлиқ әҗирни бәрикәтләп кәлгән; У силәрниң бу бепаян чөл-баявандин меңип өтүватқиниңларда һәммини билди; Пәрвәрдигар Худайиңлар бу қириқ жил силәр билән биллә болди; һеч нәрсидин кам болмидиңлар» — деди.«...У силәрниң... өтүватқиниңларда һәммини билди»...» — мошу сөз бәлким «У (Худа) силәрдин хәвәр елип кәлди» дегән мәнини өз ичигә алиду.
Шуниң билән биз Сеирда туруватқан қериндашлиримиз Әсавларниң зиминидин вә Арабаһ түзләңлигидин, шундақла Елат вә Езион-Гәбәрдин өтүп, бурулуп Моабдики чөл-баяван йоли билән маңдуқ. Пәрвәрдигар маңа: «Моабийларни аварә қилмаңлар яки уларға җәң қозғимаңлар; чүнки Мән уларниң зиминини силәргә мирас қилип бәрмәймән; чүнки Мән Ар шәһәр-зиминини Лутниң әвлатлириға мирас қилип бәрдим» — деди «Лутниң әвлатлири» — демәк, Моабийлар вә Аммонийлар («Яр.» 19:30-38ни көрүң). 10 (Әмийләр әслидә шу йәрдә туратти; улар Анакийларға охшаш күчлүк, сани көп, егиз бойлуқ бир хәлиқ еди. 11 Улар Анакийлардәк «гигантлар» дәп һесаплиниду; лекин Моабийлар уларни «Әмийләр» дәп атайду. «Улар Анакийлардәк «гигантлар» дәп һесаплиниду» — ибраний тилида «Рәфайийлар» дегән сөзләр билән ипадилиниду. 12 Сеирда әслидә Һорийлар туратти; лекин Әсавлар Һорийларни зиминидин һайдиветип, уларни йоқитип орниға олтирақлашти — худди Исраиллар Мәнки Пәрвәрдигар уларға тәқдим қилған, уларниң тәвәлиги болған зиминға қилғиниға охшаш).
13 Пәрвәрдигар: «Әнди һазир орнуңлардин туруп Зәрәд еқинидин өтүңлар» деди. Буни аңлап биз Зәрәд еқинидин өттуқ.
14 Қадәш-Барнеадин айрилип Зәрәд еқинидин өткичә болған күнләр оттуз сәккиз жил болди; бу дәл худди Пәрвәрдигар уларға қәсәм қилғинидәк, у дәвирдики җәңчиләр баргаһтин пүтүнләй йоқитилғичә болған арилиқтики вақит еди. «Қадәш-Барнеадин айрилип Зәрәд еқинидин өткичә болған күнләр оттуз сәккиз жил болди...» — 1:34-39ни вә «Чөл.» 14:26-34ни көрүң. Худаниң сөзигә ишәнмигән, жигирмә яштин ашқан барлиқ «җәңчиләр»ниң һәммиси («шу дәвир»дә 20 яштин 60 яшқичә болғанлар) Худа вәдә қилған зиминни көрмәй чөл-баяванда өлүп түгигән еди. 15 Дәрвәқә Пәрвәрдигарниң қоли уларни баргаһтин йоқитип түгәткичә уларни һалак қилишқа қарши чиққан еди.
16 Вә шундақ болдики, шу җәңчиләр өлүп хәлиқ арисидин пүтүнләй түгигәндин кейин, 17 Пәрвәрдигар маңа сөз қилип: —
18 «Силәр бүгүн Моабниң, йәни Арниң чегарисидин өтисиләр. 19 Шуниң билән силәр Аммонийларға йеқин келисиләр; амма уларни аварә қилмаңлар яки уларға җәң қозғимаңлар; чүнки Мән Аммонийларниң зиминини силәргә мирас қилип бәрмәймән; чүнки Мән уни Лутниң әвлатлириға мирас қилип бәрдим» — деди.«Лутниң әвлатлири» — демәк, Моабийлар вә Аммонийлар («Яр.» 19:30-38ни көрүң).
20 (бу зиминму «гигантларниң зимини» һесаплиниду; чүнки илгири гигантлар шу йәрдә турған еди; Аммонийлар уларни «Замзумлар» дәп атайду. «гигантларниң зимини» — яки «Рәфайийларниң зимини». 21 Улар Анакийларға охшаш күчлүк, сани көп, егиз бойлуқ бир хәлиқ еди. Пәрвәрдигар уларни Аммонийларниң алдида йоқитиши билән Аммонийлар уларни зиминидин мәһрум қилип, уларниң орниға олтирақлашқан еди. 22 Пәрвәрдигар Сеирда турған Әсавлар үчүнму охшаш иш қилди, уларниң алдидин Һорийларни йоқатти; шуниң билән Әсавлар уларни зиминидин мәһрум қилип, бүгүнгә қәдәр уларниң орниға олтирақлашқан еди. 23 Вә Газа шәһиригичә кәнт-қишлақларда олтирақлашқан аввийларни болса, Кафтордин чиққан Кафторийлар йоқитип, уларниң орниға олтирақлашти).«Газа» — мошу йәрдә Газа «Аззаһ» дейилиду. «....кәнт-қишлақларда олтирақлашқан аввийларни болса, Кафтордин чиққан Кафторийлар йоқитип, уларниң орниға олтирақлашти» — Муса пәйғәмбәр немишкә Исраилларға бу төрт йәрдики гигантлар (Әмийлар, Анакийлар, Һорийлар вә Аввийлар)ни тилға алиду? Шүбһисизки, у Исраилларға: «Қараңлар, Худа бу етиқатсиз хәлиқләр (Аммонийлар, Әсавлар қатарлиқ) алдида бу гигантларни йоқатқан йәрдә, силәр Қанаанға чиқип шу йәрдә туруватқан гигантлар билән соқушуштин зади немишкә қорқисиләр?» дәп риғбәтләндүрмәкчи болиду.
Кафтор — Крет арали.
24 — «Әнди орнуңлардин қозғилиңлар, сәпириңларға чиқиңлар; Арнон дәриясидин өтүңлар; мана, Мән Һәшбонниң падишаси Аморий Сиһонни вә униң зимининиму қолуңларға тапшурдум; ишни башлаңлар, зиминни егиләшкә, униң билән җәң қилишқа чиқиңлар; 25 Мән бүгүндин башлап силәрниң қорқунучуңлар вә вәһшитиңларни пүткүл асман астидики хәлиқләр үстигә чүшүримән; улар силәрниң хәвириңларни аңлап силәрниң түпәйлиңлардин титрәп дәккә-дүккигә чүшиду».
 
Һәшбонниң падишаси Сиһон мәғлуп болиду
26 Шу чағда мән Һәшбонниң падишаси Сиһонға Кәдәмот чөлидин әлчиләрни әвәтип, течлиқ салими йоллап: — Чөл. 21:21; Һак. 11:19
27 «Бизниң зиминиңдин өтүшимизгә йол қойғайсән; оңға, солға бурулмай, пәқәтла йолдин чиқмай маңимиз. Чөл. 21:21,22 28 Сән маңа озуқ-түлүкни пулға сетип берисән, суни пулға сетип берисән; биз пәқәтла пиядә меңип өтимиз, халас. 29 Сеирда туруватқан Әсавлар, Арда туруватқан Моабийлар бизгә муамилә қилғандәк сәнму биз Иордан дәриясидин өтүп, Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә тәқдим қилидиған зиминға киргичә шундақ муамилә қилғайсән» — дедим.
30 Лекин Һәшбонниң падишаси Сиһонниң бизниң у йәрдин өтүшимизгә йол қойғуси йоқ еди; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар уни силәрниң қолуңларға тапшуруш үчүн униң роһ-қәлбини қаттиқ, көңлини җаһил қиливәткән (бүгүнки әһвал дәрвәқә шундақ). 31 Пәрвәрдигар маңа: «Мана, Мән алдиңларда Сиһонни вә униң зиминини силәргә тапшурушқа башлидим; ишни башлаңлар, униң зиминини егиләш үчүн уни ишғал қилишқа киришиңлар» — деди.
32 Сиһон дәрвәқә өзи вә барлиқ хәлқи биз билән қаршилишиш үчүн җәң қилишқа Яһазға чиқти. Чөл. 21:23 33 Лекин Пәрвәрдигар Худайимиз уни бизниң алдимизда қолимизға тапшурди; биз униң өзини, оғуллирини вә барлиқ хәлқини уруп мәғлуп қилдуқ. Қан. 29:6 34 Шу чағда биз униң барлиқ шәһәрлирини ишғал қилип уларни пүтүнләй һалак қилдуқ; улардики барлиқ әркәк, қиз-аял вә балиларни бириниму қоймай йоқаттуқ; улардин һеч қайсисини тирик қоймидуқ. «...биз униң барлиқ шәһәрлирини ишғал қилип уларни пүтүнләй һалак қилдуқ» — «һалак қилдуқ» дегән сөзләр Худаниң буйруши билән мәлум бир әл, шәһәр яки һәртүрлүк нәрсини тәлтөкүс йоқитишни билдүриду. 35 Биз пәқәт өзлиримиз үчүн чарва маллирини вә ишғал қилған шәһәрләрдин олҗа ғәниймәт алдуқ.
36 Арнон дәрияси бойидики Ароәрдин вә шу йәрдики җилғидики шәһәрдин тартип Гилеадқичә һеч қандақ шәһәр бизгә тәң келәлмиди; Пәрвәрдигар Худайимиз бизниң алдимизда һәммисини мәғлубийәткә учратти. «Арнон дәрияси бойидики Ароәрдин вә шу йәрдики җилғидики шәһәрдин тартип...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Арнон дәрияси бойидики Ароәр, йәни җилғидики шәһәрдин тартип...». «һеч қандақ шәһәр бизгә тәң келәлмиди» — яки «бизгә нисбәтән һеч шәһәр сепили егиз кәлмиди». 37 Һалбуки, силәр Аммонийларниң зиминиға, чегариси болған пүткүл Яббок вадисиға, тағдики шәһәрләргә яки Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә мәнъий қилған һәр қайси йәргә йеқинлашмидиңлар.
 
 

2:5 Яр. 36:8

2:6 «Силәр уларға пул төләп...» —ибраний тилида «Силәр уларға күмүч төләп...».

2:7 «...У силәрниң... өтүватқиниңларда һәммини билди»...» — мошу сөз бәлким «У (Худа) силәрдин хәвәр елип кәлди» дегән мәнини өз ичигә алиду.

2:9 «Лутниң әвлатлири» — демәк, Моабийлар вә Аммонийлар («Яр.» 19:30-38ни көрүң).

2:11 «Улар Анакийлардәк «гигантлар» дәп һесаплиниду» — ибраний тилида «Рәфайийлар» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

2:14 «Қадәш-Барнеадин айрилип Зәрәд еқинидин өткичә болған күнләр оттуз сәккиз жил болди...» — 1:34-39ни вә «Чөл.» 14:26-34ни көрүң. Худаниң сөзигә ишәнмигән, жигирмә яштин ашқан барлиқ «җәңчиләр»ниң һәммиси («шу дәвир»дә 20 яштин 60 яшқичә болғанлар) Худа вәдә қилған зиминни көрмәй чөл-баяванда өлүп түгигән еди.

2:19 «Лутниң әвлатлири» — демәк, Моабийлар вә Аммонийлар («Яр.» 19:30-38ни көрүң).

2:20 «гигантларниң зимини» — яки «Рәфайийларниң зимини».

2:23 «Газа» — мошу йәрдә Газа «Аззаһ» дейилиду. «....кәнт-қишлақларда олтирақлашқан аввийларни болса, Кафтордин чиққан Кафторийлар йоқитип, уларниң орниға олтирақлашти» — Муса пәйғәмбәр немишкә Исраилларға бу төрт йәрдики гигантлар (Әмийлар, Анакийлар, Һорийлар вә Аввийлар)ни тилға алиду? Шүбһисизки, у Исраилларға: «Қараңлар, Худа бу етиқатсиз хәлиқләр (Аммонийлар, Әсавлар қатарлиқ) алдида бу гигантларни йоқатқан йәрдә, силәр Қанаанға чиқип шу йәрдә туруватқан гигантлар билән соқушуштин зади немишкә қорқисиләр?» дәп риғбәтләндүрмәкчи болиду. Кафтор — Крет арали.

2:26 Чөл. 21:21; Һак. 11:19

2:27 Чөл. 21:21,22

2:32 Чөл. 21:23

2:33 Қан. 29:6

2:34 «...биз униң барлиқ шәһәрлирини ишғал қилип уларни пүтүнләй һалак қилдуқ» — «һалак қилдуқ» дегән сөзләр Худаниң буйруши билән мәлум бир әл, шәһәр яки һәртүрлүк нәрсини тәлтөкүс йоқитишни билдүриду.

2:36 «Арнон дәрияси бойидики Ароәрдин вә шу йәрдики җилғидики шәһәрдин тартип...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Арнон дәрияси бойидики Ароәр, йәни җилғидики шәһәрдин тартип...». «һеч қандақ шәһәр бизгә тәң келәлмиди» — яки «бизгә нисбәтән һеч шәһәр сепили егиз кәлмиди».