7
Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми һәққидә •••• «Аләмниң яритилиши» 14:17-19ни көрүң
Чүнки бу Мәлкизәдәк Салем шәһириниң падишаси, шундақла Әң Алий Болғучи Худаниң каһини болуп, Ибраһим падишаларни йеңип җәңдин қайтқанда, униң алдиға чиққан вә униңға бәхит тилигән еди.«Салем шәһири» — йәни Йерусалим; «Салем»ниң мәнаси «салам, аманлиқ»тур.  Яр. 14:17-20. Ибраһим болса еришкән барлиқ олҗисиниң ондин бир үлүшини униңға атиған еди. Мәлкизәдәк дегән исимниң биринчи мәнаси «һәққанийәт падишаси» дегәнликтур; униң йәнә бир нами «Салемниң падишаси» болуп, буниң мәнаси «аманлиқ падишаси» дегәнликтур; униң атиси йоқ, аниси йоқ, нәсәбнамиси йоқ, күнлириниң башлиниши вә һаятиниң ахирлишиши йоқтур, бәлки у Худаниң Оғлиға охшаш қилинип, мәңгүлүк каһин болуп туриду.«униң атиси йоқ, аниси йоқ, нәсәбнамиси йоқ, күнлириниң башлиниши вә һаятиниң ахирлишиши йоқтур, бәлки у Худаниң Оғлиға охшаш қилинип, мәңгүлүк каһин болуп туриду» — бу айәтниң чоңқур мәзмуни үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
Әнди қараңлар, бу Мәлкизәдәк немидегән улуқ адәм-һә! Һәтта ата-бовилиримизниң чоңи Ибраһимму олҗисиниң ондин бирини униңға атиған. Дәрвәқә Лавийниң әвлатлиридин каһинлиқни зиммисигә алғанлар Тәврат қануни бойичә хәлиқтин, йәни өз қериндашлиридин Ибраһимниң пуштидин болғиниға қаримай тапқининиң ондин бир үлүшини жиғиши әмир қилинған.«Ибраһимниң пуштидин болғини...» — грек тилида: «Ибраһимниң чатириқидин чиққанлар...» дегән сөз билән ипадилиниду.  Чөл. 18:21; Қан. 18:1; Йә. 14:4; 2Тар. 31:5. Лекин буларниң қәбилә-уруғидин болмиған Мәлкизәдәк болса Ибраһимдин «ондин бир үлүши»ни қобул қилған андин Худаниң вәдилиригә егә болғучи Ибраһимға бәхит тилигән.Яр. 14:20. Шүбһисизки, бәхит тилигүчи бәхиткә еришкүчидин үстүндур.«бәхит тилигүчи» — яки «бәхит ата қилғучи». Бу йәрдики «ондин бир үлүш»ни қобул қилғучилар өлидиған адәмләрдиндур; у йәрдики «ондин бир үлүш»ни қобул қилғучи тоғрисида муқәддәс язмиларда «У һаят яшиғучи» дәп гувалиқ берилгәндур.«Бу йәрдики «ондин бир үлүш»ни қобул қилғучилар өлидиған адәмләрдиндур; у йәрдики «ондин бир үлүш»ни қобул қилғучи тоғрисида (муқәддәс язмиларда) «У һаят яшиғучи» дәп гувалиқ берилгәндур» — «өлидиған адәмләр» Лавийлиқ каһинларни, «һаят яшиғучи» болса Мәлкизәдәкни көрситиду.
Һәтта мундақ дейишкә болидуки, ондин бир үлүшни алидиған Лавийму әҗдати Ибраһим арқилиқ Мәлкизәдәккә ондин бир үлүшни бәргән. «Һәтта мундақ дейишкә болидуки, ондин бир үлүшни алидиған Лавийму әҗдати Ибраһим арқилиқ (Мәлкизәдәккә) ондин бир үлүшни бәргән» — ондин бир үлүшни алғини Лавий өзи әмәс, бәлки униң әвлатлири «Лавийлар»дур. 10 Чүнки Мәлкизәдәк Ибраһимни қарши алғанда, Лавийни кәлгүсидики пушти болуш сүпитидә йәнила Ибраһимниң тенидә еди, дәп һесаплашқа болиду.
11 Әнди Лавий қәбилисиниң каһинлиқ түзүми арқилиқ мукәммәл һәққанийлиқ келәләйдиған болса (чүнки шу түзүмгә асаслинип Тәврат қануни Исраил хәлқигә чүшүрүлгән еди), кейинки вақитларда Һарунниң каһинлиқ түзүми бойичә әмәс, бәлки Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми бойичә башқа бир каһинниң чиқишиниң немә һаҗити болатти?Гал. 2:21.
12 Әнди каһинлиқ түзүми өзгәртилгән болса, униңға мунасивәтлик қанун-түзүмму өзгәртилишкә тоғра келиду. 13 Чүнки бу ейтиливатқан сөзләр қаритилған зат болса башқа бир қәбилидин болуп, бу қәбилидин һеч ким қурбангаһта хизмәттә болуп бақмиған. 14 Чүнки Рәббимизниң Йәһуда қәбилисидин чиққанлиғи ениқ; Муса бу қәбилә тоғрисида каһинлиққа мунасивәтлик һеч бир нәрсә демигән еди.«Чүнки Рәббимизниң Йәһуда қәбилисидин чиққанлиғи ениқ; Муса бу қәбилә тоғрисида каһинлиққа мунасивәтлик һеч бир нәрсә демигән еди» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә каһинлар Лавий қәбилисидин болған.  Йәш. 11:1; Мат. 1:3.
15 Әнди Мәлкизәдәктәк башқа бир каһин чиққан болуп, бу өзгириш мунулардин техиму рошән болиду; «Әнди Мәлкизәдәктәк башқа бир каһин чиққан болуп, бу өзгириш мунулардин техиму рошән болиду» — «бу өзгириш» грек тилида «бу иш» дейилиду. «Бу иш»ниң немә екәнлиги тоғрилиқ башқа пикирдә болған бәзи алимлар бар. 16 униң каһинлиққа тайинлиниши әт егилиригә бағлиқ әмир билән әмәс, бәлки пүтмәс-түгимәс һаятниң қудритидин болғандур.«... униң каһинлиққа тайинлиниши әт егилиригә бағлиқ әмир билән әмәс, бәлки пүтмәс-түгимәс һаятниң қудритидин болғандур» — «әт егилиригә бағлиқ әмәс» — грек тилида «әтлик (демәк, инсанниң әтлиригә қарайдиған) бир әмир бойичә әмәс,...». Демәк, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә каһинлар Лавий қәбилисидин болуши керәк еди, лекин Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми һеч қандақ бир қәбилә билән мунасивәтсиз, пәқәт мәңгү һаят киши буниңға лайиқ келәтти.
17 Чүнки бу һәқтә муқәддәс язмиларда: «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» дәп гувалиқ берилгән. «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» — «Мәлкизәдәк» тоғрилиқ йәнә 7-бап 1-2-айәтләр вә «Зәбур»дики 109-күйгә қаралсун. Мәлкизәдәк өзи «Яр.» 14-бапта көрүниду.  Зәб. 109:4; Ибр. 5:6. 18 Чүнки алдинқи әмир-түзүм аҗизлиғи вә үнүмсизлиги түпәйлидин күчидин қалдурулған 19 (— чүнки Тәврат қануни һеч ишни камаләткә йәткүзәлмиди). Униң орниға бизни Худаға йеқинлаштуридиған, униңдин әвзәл үмүт елип келинди. Юһ. 1:17; Рос. 13:39; Рим. 3:21,28; 8:3; Гал. 2:16. 20-21 Униң үстигә, бу иш Худаниң қәсими билән капаләткә егә болмай қалмиди (илгири өткән каһинлар Худаниң қәсимисиз каһин болған еди; лекин, Әйса болса Өзигә: —
«Пәрвәрдигар шундақ қәсәм ичти, һәм һәргиз буниңдин янмайду: — «Сән әбәдил-әбәткичә каһиндурсән»» Дегүчиниң қәсими билән каһин болди). «Пәрвәрдигар шундақ қәсәм ичти, һәм һәргиз буниңдин янмайду: — «Сән әбәдил-әбәткичә каһиндурсән»» дегүчиниң қәсими билән каһин болди» — Зәбурдики (109:4) толуқ баян болса: «Пәрвәрдигар шундақ қәсәм ичти, һәм буниңдин янмайду: — «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән»».  Зәб. 109:4. 22 Әнди Әйса шундақ улуқ иш билән әвзәл бир әһдиниң кепили қилинди.
23 Йәнә келип, илгири өткән каһинлар көп болуши керәк еди; чүнки уларниң һәр бири өлүм түпәйлидин вәзиписини давамлаштуралмай қалған. 24 Лекин Әйса мәңгүгә турғачқа, Униң каһинлиғи һәргиз өзгәртилмәстур. 25 Шу сәвәптин, У Өзи арқилиқ Худаниң алдиға кәлгәнләрни үзүл-кесил қутқузушқа қадир; чүнки У улар үчүн Худаға мураҗиәт қилишқа мәңгү һаяттур.1Тим. 2:5; 1Юһа. 2:1.
26 Мошундақ бир баш каһин дәл бизниң һаҗитимиздин чиқидиған — муқәддәс, әйипсиз, ғубарсиз, гунакарлардин нери қилинған, әршләрдин жуқури елип көтирилгән каһиндур. 27 У әшу баш каһинлардәк һәр күни алди билән өз гуналири үчүн, андин хәлиқниң гуналири үчүн қурбанлиқ сунушқа муһтаҗ әмәс. Чүнки У Өзини қурбанлиқ сүпитидә сунғанда, һәммәйлән үчүн буни бир йолила ада қилди. Лав. 9:7; 16:6; Ибр. 5:3. 28 Чүнки Тәврат қануни аҗиз бәндә болған инсанларни баш каһин қилип тайинлайду, лекин Тәврат қанунидин кейин кәлгән Худаниң қәсәм-калами мәңгүгә камаләткә йәткүзүлгән Оғулни баш каһин қилип тайинлиди.
 
 

7:1 «Салем шәһири» — йәни Йерусалим; «Салем»ниң мәнаси «салам, аманлиқ»тур.

7:1 Яр. 14:17-20.

7:3 «униң атиси йоқ, аниси йоқ, нәсәбнамиси йоқ, күнлириниң башлиниши вә һаятиниң ахирлишиши йоқтур, бәлки у Худаниң Оғлиға охшаш қилинип, мәңгүлүк каһин болуп туриду» — бу айәтниң чоңқур мәзмуни үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

7:5 «Ибраһимниң пуштидин болғини...» — грек тилида: «Ибраһимниң чатириқидин чиққанлар...» дегән сөз билән ипадилиниду.

7:5 Чөл. 18:21; Қан. 18:1; Йә. 14:4; 2Тар. 31:5.

7:6 Яр. 14:20.

7:7 «бәхит тилигүчи» — яки «бәхит ата қилғучи».

7:8 «Бу йәрдики «ондин бир үлүш»ни қобул қилғучилар өлидиған адәмләрдиндур; у йәрдики «ондин бир үлүш»ни қобул қилғучи тоғрисида (муқәддәс язмиларда) «У һаят яшиғучи» дәп гувалиқ берилгәндур» — «өлидиған адәмләр» Лавийлиқ каһинларни, «һаят яшиғучи» болса Мәлкизәдәкни көрситиду.

7:9 «Һәтта мундақ дейишкә болидуки, ондин бир үлүшни алидиған Лавийму әҗдати Ибраһим арқилиқ (Мәлкизәдәккә) ондин бир үлүшни бәргән» — ондин бир үлүшни алғини Лавий өзи әмәс, бәлки униң әвлатлири «Лавийлар»дур.

7:11 Гал. 2:21.

7:14 «Чүнки Рәббимизниң Йәһуда қәбилисидин чиққанлиғи ениқ; Муса бу қәбилә тоғрисида каһинлиққа мунасивәтлик һеч бир нәрсә демигән еди» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә каһинлар Лавий қәбилисидин болған.

7:14 Йәш. 11:1; Мат. 1:3.

7:15 «Әнди Мәлкизәдәктәк башқа бир каһин чиққан болуп, бу өзгириш мунулардин техиму рошән болиду» — «бу өзгириш» грек тилида «бу иш» дейилиду. «Бу иш»ниң немә екәнлиги тоғрилиқ башқа пикирдә болған бәзи алимлар бар.

7:16 «... униң каһинлиққа тайинлиниши әт егилиригә бағлиқ әмир билән әмәс, бәлки пүтмәс-түгимәс һаятниң қудритидин болғандур» — «әт егилиригә бағлиқ әмәс» — грек тилида «әтлик (демәк, инсанниң әтлиригә қарайдиған) бир әмир бойичә әмәс,...». Демәк, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә каһинлар Лавий қәбилисидин болуши керәк еди, лекин Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми һеч қандақ бир қәбилә билән мунасивәтсиз, пәқәт мәңгү һаят киши буниңға лайиқ келәтти.

7:17 «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» — «Мәлкизәдәк» тоғрилиқ йәнә 7-бап 1-2-айәтләр вә «Зәбур»дики 109-күйгә қаралсун. Мәлкизәдәк өзи «Яр.» 14-бапта көрүниду.

7:17 Зәб. 109:4; Ибр. 5:6.

7:19 Юһ. 1:17; Рос. 13:39; Рим. 3:21,28; 8:3; Гал. 2:16.

7:20-21 «Пәрвәрдигар шундақ қәсәм ичти, һәм һәргиз буниңдин янмайду: — «Сән әбәдил-әбәткичә каһиндурсән»» дегүчиниң қәсими билән каһин болди» — Зәбурдики (109:4) толуқ баян болса: «Пәрвәрдигар шундақ қәсәм ичти, һәм буниңдин янмайду: — «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән»».

7:20-21 Зәб. 109:4.

7:25 1Тим. 2:5; 1Юһа. 2:1.

7:27 Лав. 9:7; 16:6; Ибр. 5:3.