16
«Кафарәт күни»
Һарунниң икки оғли Пәрвәрдигарниң алдиға йеқинлишиши билән өлүп кәтти. Улар өлүп кәткәндин кейин, Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилди. Лав. 10:1, 2 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — «Сән өз қериндишиң Һарунға: «Сән өлүп кәтмәслигиң үчүн пәрдиниң ичидики муқәддәс җайға қоюлған әһдә сандуғиниң үстидики «кафарәт тәхти»ниң алдиға һәр вақит кәлмә», дегин. Чүнки Мән «кафарәт тәхти»ниң үстидики булутта аян болимән. Мис. 30:10; Ибр. 9:7 Һарун әң муқәддәс җайға муну йол билән кирсун: — Гуна қурбанлиғи үчүн бир яш топақ, көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир қочқарни кәлтүрсун; өзи муқәддәс канап халта көйнәкни кийип, әтлирини япидиған канап иштанниму кийип, белигә бир канап бәлвағни бағлап, бешиға канап сәллини йөгәп кәлсун. Булар муқәддәс кийимләр болғачқа, кийиштин илгири бәдинини суда жуйсун.«әтлири» — бу айәттики «әтлири» дегән сөз әврәт, уят йәрлирини көрситиду.
У Исраилларниң җамаитидин гуна қурбанлиғи үчүн икки текә, көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир қочқарни тапшурувалсун. Шуниң билән Һарун авал гуна қурбанлиғи болидиған топақни сунуп, өзи вә өз өйидикиләр үчүн кафарәт кәлтүрүши керәк. Ибр. 7:27,28 Андин у икки текини елип, уларни җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдиға кәлтүрүп, Пәрвәрдигарниң алдида турғузсун. Андин Һарун бу икки текә тоғрисида чәк ташлисун; чәкниң бирини «Пәрвәрдигар үчүн», йәнә бирини «азазәл үчүн» ташлисун. «Азазәл» — алимлар «азазәл» тоғрилиқ төрт пикирдә болуп кәлгән: (1) бу исим «текә» билән «һайдалмәк» дегән сөзләрниң бирикмиси болуп, «һайдивәтгән текә» дегәнни билдүриду; (2) «вәйранә қилиш» яки «елип ташлиниш» дегәнни билдүриду; (3) тик бир яр; (4) бир хил җин-алвастиниң исми. Биз биринчи яки иккинчи пикиргә майилмиз (иккилиси тоғра болуши мүмкин). «қошумчә сөз»имиздә бу тоғрилиқ тохтилимиз. Һеч болмиғанда төртинчи пикирни әң намувапиқ дәп қараймиз; 23-бап вә «қошумчә сөз»ни көрүң. Һарун Пәрвәрдигарға чәк чүшкән текини кәлтүрүп, гуна қурбанлиғи сүпитидә сунсун. 10 Лекин «азазәл»гә чәк чүшкән текини болса, кафарәт кәлтүрүши үчүн чөлгә һайдилишкә, шундақла «азазәл»гә әвәтилишкә Пәрвәрдигарниң алдида тирик қалдурулсун. 11 Андин Һарун гуна қурбанлиғини, йәни өзи үчүн болған топақни кәлтүрүп, өзи вә өз өйидикиләр үчүн кафарәт кәлтүрүшкә өзигә гуна қурбанлиғи болидиған бу топақни боғузлисун; 12 Андин у Пәрвәрдигарниң алдидики қурбангаһтин елинған чоғ билән толған бир хушбуйданни елип, икки қоллап юмшақ езилгән есил хушбуй әтир билән толдуруп, буни пәрдиниң ичигә елип барсун; 13 андин хушбуй ис-түтики һөкүм-гува сандуғиниң үстидики кафарәт тәхтини қаплисун дәп, хушбуйни Пәрвәрдигарниң һозуридики отниң үстигә қойсун; шуниң билән у өлмәйду. 14 У топақниң қенидин елип өз бармиғи билән кафарәт тәхтиниң шәриқ тәрипигә чечип, кафарәт тәхтиниң алдиғиму өз бармиғи билән қандин елип, йәттә қетим сәпсун.«шәриқ(ий) тәрипи» — сандуқниң алди тәрипи. «кафарәт тәхтиниң алдиғиму» — бәлким кафарәт тәхтиниң алдидики йәр йүзигә.  Лав. 4:6; Ибр. 9:25; 10:4
15 Андин у хәлиқ үчүн гуна қурбанлиғи қилинидиған текини боғузлисун; қенини пәрдиниң ичигә кәлтүрүп, топақниң қенини қилғандәк қилсун, йәни униң қенидин елип кафарәт тәхтигә вә кафарәт тәхтиниң алдиға чачсун. 16 У бу йол билән муқәддәс җай үчүн кафарәт кәлтүрүп, уни Исраилларниң напаклиғидин, һәммә итаәтсизликлирини елип баридиған гуналиридин паклайду вә шуниңдәк уларниң напаклиғи арисида туруватқан җамаәт чедири үчүнму шундақ кафарәт қилсун. 17 У кафарәт кәлтүрүш үчүн әң муқәддәс җайға киргәндин тартип униңдин чиққичә һеч бир адәм җамаәт чедири ичидә болмисун; бу йол билән у өзи, өйидикиләр вә Исраилниң пүткүл җамаити үчүн кафарәт кәлтүриду.
18 Андин у Пәрвәрдигарниң алдидики қурбангаһқа чиқип, униң үчүнму кафарәт кәлтүриду; шуниңдәк топақниң қени билән текиниң қенидин елип қурбангаһниң чөрисидики мүңгүзләргә сүрсун; «Пәрвәрдигарниң алдидики қурбангаһ» — (1) муқәддәс җайдики «хушбуйгаһ» яки (2) һойлидики қурбангаһни көрситиду. Бизниңчә, 20-айәттики сөзләрдин (ибадәт чедириниң үч қисми үчүн кафарәт кәлтүрүлгәнлигидин) қариғанда, муқәддәс җайдики хушбуйгаһни көрситиши мүмкин. 19 у бармиғи билән қандин елип қурбангаһниң үстигә йәттә қетим сәпсун; шуниң билән у уни Исраилларниң напаклиқлиридин паклап Худаға атап муқәддәс қилиду.
 
Гуна қурбанлиғи болидиған тирик текә тоғрилиқ
20 — Муқәддәс җай, җамаәт чедири вә қурбангаһ үчүн кафарәт кәлтүрүп болғандин кейин, у тирик текини кәлтүрсун; 21 андин Һарун икки қолини тирик текиниң бешиға қоюп туруп, униң үстидә туруп, Исраилларниң барлиқ қәбиһликлири вә итаәтсизликлирини елип баридиған гуналирини иқрар қилип, уларни текиниң бешиға артсун; андин уни йенида тәйяр туридиған бир адәмниң қоли билән чөлгә әвәтивәтсун. 22 Бу йол билән текә уларниң һәммә қәбиһликлирини өз үстигә елип, адәмзатсиз чөлгә кетиду. Шуңа у текини чөлгә қоювәтсун.«... Шуңа у текини чөлгә қоювәтсун» — бу икки текә тоғрисидики тәпсилатлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
 
Ахирқи рәсмийәтләр
23 — Андин Һарун җамаәт чедириға кирип муқәддәс җайға киргән вақитта кийгән канап кийимлирини селип шу йәрдә уларни қоюп қойсун. 24 У муқәддәс йәрдә өз бәдинини суда жуюп, өз кийимлирини кийип ташқириға чиқип, өзиниң көйдүрмә қурбанлиғи билән хәлиқниң көйдүрмә қурбанлиғини сунуп, шу йол билән өзи вә хәлиқ үчүн кафарәт кәлтүриду. 25 Шундақла у гуна қурбанлиғиниң мейини қурбангаһта көйдүрсун.
26 «Азазәл»гә бекитилгән текини елип берип қоювәткән киши өз кийимлирини жуюп, бәдинини суда жуюп, андин чедиргаһқа киришкә болиду. 27 Кафарәт кәлтүрүш үчүн қени әң муқәддәс җайға елип кирилип, гуна қурбанлиғи қилинған топақ билән гуна қурбанлиғи қилинған текини бириси чедиргаһниң ташқириға елип чиқип, уларниң териси, гөши вә тезәклирини отта көйдүрсун. Лав. 6:23; Ибр. 13:11 28 Уларни көйдүргән киши өз кийимлирини жуюп, бәдинини суда жуюп, андин чедиргаһқа киришкә болиду.
 
Умумий бәлгүлимиләр
29 — Мана бу силәргә бир әбәдий қанун-бәлгүлимә болсун: — Һәр йәттинчи айниң онинчи күнидә силәр өз нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуңлар вә һеч қандақ иш қилмаңлар; мәйли йәрликләр болсун яки араңларда туруватқан Яқ. жутлуқлар болсун шундақ қилишиңлар керәк. «нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуңлар» — ибраний тилида бирла сөз билән ипадилиниду. Йәһудий әнъәнилири бойичә бу ишлар роза тутушни өз ичигә алатти. «мәйли йәрликләр болсун...» — «йәрликләр» Қанаан зиминда туғулған Исраилларни көрситиду.  Лав. 23:27 30 Чүнки шу күнидә силәрни паклашқа силәр үчүн кафарәт кәлтүрүлиду; Пәрвәрдигарниң алдида силәр һәммә гуналириңлардин пак болисиләр. 31 Бу күн силәргә пүтүнләй арам алидиған шабат күни болуп, нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутисиләр; бу әбәдий бир бәлгүлимидур.«пүтүнләй арам алидиған шабат» — ибраний тилида «шабатларниң шабати».
32 Кимки атисиниң орнида каһинлиқ жүргүзүш үчүн мәсиһ қилинип, Худаға атап тикләнгән каһин болса шу йол билән кафарәт кәлтүриду. У канаптин етилгән муқәддәс кийимни кийип туруп, «Худаға атап тикләнгән каһин» — баш каһин, демәк. 33 Әң муқәддәс җай үчүн кафарәт кәлтүриду; җамаәт чедири билән қурбангаһ үчүнму кафарәт кәлтүриду; қалған каһинлар билән барлиқ хәлиқниң җамаити үчүн һәм кафарәт кәлтүриду.
34 Бу болса силәр үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болиду; шуниң билән Исраилларни барлиқ гуналиридин паклаш үчүн жилда бир қетим кафарәт кәлтүрүп берисиләр».
Шуниң билән Һарун Пәрвәрдигар Мусаға буйруғинидәк қилди.Мис. 30:10; Ибр. 9:7
 
 

16:1 Лав. 10:1, 2

16:2 Мис. 30:10; Ибр. 9:7

16:4 «әтлири» — бу айәттики «әтлири» дегән сөз әврәт, уят йәрлирини көрситиду.

16:6 Ибр. 7:27,28

16:8 «Азазәл» — алимлар «азазәл» тоғрилиқ төрт пикирдә болуп кәлгән: (1) бу исим «текә» билән «һайдалмәк» дегән сөзләрниң бирикмиси болуп, «һайдивәтгән текә» дегәнни билдүриду; (2) «вәйранә қилиш» яки «елип ташлиниш» дегәнни билдүриду; (3) тик бир яр; (4) бир хил җин-алвастиниң исми. Биз биринчи яки иккинчи пикиргә майилмиз (иккилиси тоғра болуши мүмкин). «қошумчә сөз»имиздә бу тоғрилиқ тохтилимиз. Һеч болмиғанда төртинчи пикирни әң намувапиқ дәп қараймиз; 23-бап вә «қошумчә сөз»ни көрүң.

16:14 «шәриқ(ий) тәрипи» — сандуқниң алди тәрипи. «кафарәт тәхтиниң алдиғиму» — бәлким кафарәт тәхтиниң алдидики йәр йүзигә.

16:14 Лав. 4:6; Ибр. 9:25; 10:4

16:18 «Пәрвәрдигарниң алдидики қурбангаһ» — (1) муқәддәс җайдики «хушбуйгаһ» яки (2) һойлидики қурбангаһни көрситиду. Бизниңчә, 20-айәттики сөзләрдин (ибадәт чедириниң үч қисми үчүн кафарәт кәлтүрүлгәнлигидин) қариғанда, муқәддәс җайдики хушбуйгаһни көрситиши мүмкин.

16:22 «... Шуңа у текини чөлгә қоювәтсун» — бу икки текә тоғрисидики тәпсилатлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң.

16:27 Лав. 6:23; Ибр. 13:11

16:29 «нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуңлар» — ибраний тилида бирла сөз билән ипадилиниду. Йәһудий әнъәнилири бойичә бу ишлар роза тутушни өз ичигә алатти. «мәйли йәрликләр болсун...» — «йәрликләр» Қанаан зиминда туғулған Исраилларни көрситиду.

16:29 Лав. 23:27

16:31 «пүтүнләй арам алидиған шабат» — ибраний тилида «шабатларниң шабати».

16:32 «Худаға атап тикләнгән каһин» — баш каһин, демәк.

16:34 Мис. 30:10; Ибр. 9:7