23
Худа Исраилға бекиткән һейт-байрамлар
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: — Сән Исраилларға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар бекиткән һейтлар, силәр муқәддәс сорунлар болсун дәп чақирип җакалайдиған һейтлирим мана мунулардур: —«Пәрвәрдигар бекиткән һейтлар» — мошу ибарини тоғрирақ баян қилсақ «Пәрвәрдигар бекиткән вақит-пәсилләр» дегән болиду. Бу «пәсил-вақитлар»ниң көпинчиси шатлинидиған, хушал пәйтләр болсиму, лекин «кафарәт күни» ундақ күн әмәс. «сорунлар» — мошу йәрдә «сорун» (яки «жиғилиш») дегән сөз «сорунға чақирилиш» дегән мәнини билдүриду. Нәгә чақирилиду? Тәкитлинидиған иш хәлиқниң җәм болуши әмәс, бәлки «Худаниң йениға жиғилишқа чақирилиш»тин ибарәттур. Әмәлийәттә, бәзи һейтлар вә шабат күнлиридә хәлиқниң һәммиси жиғилип әмәс, бәлки һәр бир аилә «қәйәрдә турса», шу өй-чедирларда җәм болуп Худа бәргән арамдин бәһримән болиду. Шундақла улар шу күни Худани сеғинип, униңға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруши мүмкин, лекин бу ишлар муқәддәс қанунда рәсмий бекитилгән әмәс.
(алтә күн иш-әмгәк қилинсун; лекин йәттинчи күни «хас шабат күни», муқәддәс сорунлар күни болиду; у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар. Қәйәрдила турсаңлар бу күн Пәрвәрдигарға аталған шабат күни болиду).«хас шабат күни» — ибраний тилида «шабатларниң шабати» — мәхсус арам алидиған күн. «сорунлар» — мошу «сорунлар» дегәнниң мәнаси тоғрилиқ 2-айәттики изаһатни көрүң. «шабат күни» — мошу йәрдә «шабат күни»ниң тилға елинишиниң сәвәви бәлким шуки, мәлум бир һейт шабат күнигә тоғра келип қалған болса, шу күнидә охшашла иш қилмай арам елиши керәк еди.  Мис. 20:9; 23:12; Қан. 5:13; Луқа 13:14
 
«Өтүп кетиш һейти» вә «петир нан һейти»
Силәр бекитилгән күнлири муқәддәс сорунлар болсун дәп чақирип җакалайдиған, Пәрвәрдигарниң һейтлири мана мунулардур: —«Пәрвәрдигарниң һейтлири» — һейтлар тоғрилиқ «Чөл.» 28-бап, «Қан.» 16:1-17ниму көрүң. Биринчи айниң он төртинчи күни гугумда Пәрвәрдигарға аталған «өтүп кетиш һейти» болиду.«гугумда» — ибраний тилида «икки кәч арилиғида» дегән сөз билән ипадилиниду — Демәк, күн петиватқан чағдин қараңғу чүшкичә болған арилиқтики вақит. «өтүп кетиш «пасха» һейти» — бу һейт тоғрилиқ «Мисирдин чиқиш» 12-бап, болупму 13-айәт вә изаһатини, шундақла «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Мис. 12:18; 23:15; Чөл. 28:16; Қан. 16:1
 
Шу айниң он бәшинчи күни Пәрвәрдигарға аталған «петир нан» һейти болиду; силәр йәттә күнгичә петир нан йәйсиләр. Биринчи күнидә силәр муқәддәс жиғилиш қилип, һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар. Силәр йәттә күнгичә Пәрвәрдигарға атап отта сунидиған қурбанлиқларни сунуп туруңлар. Йәттинчи күнидә муқәддәс жиғилиш болиду; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
 
«Дәсләпки һосул» һейти
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
10 Сән Исраилларға мундақ дегин: — Силәр Мән өзүңларға тәқдим қилидиған зиминға кирип, униңдин һосул жиққиниңларда, һосулуңларниң дәсләпки пишқинидин бир бағламни каһинниң қешиға елип бериңлар. «һосулуңларниң дәсләпки пишқинидин бир бағламни каһинниң қешиға елип бериңлар» — бу айәттики һосул болса арпа һосули еди. Буғдай һосули кейин болиду (16-айәт). 11 Каһин силәр үчүн қобул болушқа уни Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун; уни пулаңлатқан вақит болса шабатниң әтиси болиду. «уни пулаңлатқан вақит болса шабатниң әтиси болиду» — «өтүп кетиш» (биринчи айниң он төртинчи күни) һейтиниң әтисидин башлап йәттә күнлүк «петир нан һейт»и болиду. Йәһудий әнъәнилири бойичә бу йәттә күн ичидә кәлгән шабат күниниң иккинчи күни «дәсләпки һосул һейти» болиду. 12 Силәр уни пулаңлатқан күндә силәр бир яшқа киргән беҗирим бир қозини Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунуңлар; 13 шуниңға қошуп ашлиқ һәдийә сүпитидә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин бир әфаһниң ондин бирини Пәрвәрдигарға хушбуй кәлтүрсун дәп отта сунуңлар; буниңға қошуп шарап һәдийә сүпитидә шараптин бир һинниң төрттин бирини сунуңлар. 14 Силәр Худайиңларға хас болған бу һәдийәни сунидиған күндин илгири йеңи һосулдин һеч немини, нә нан нә қомач нә көк баш болсун йемәңлар. Бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн қәйәрдә турсаңлар әбәдий бир бәлгүлимә болсун.
 
«Һәптиләр һейти» — бәзидә «орма һейти», «дәсләпки орма һейти» дәпму атилиду
15 Андин силәр шу шабат күнниң әтисидин, йәни шу бир бағламни пулаңлатма һәдийә сүпитидә сунған күнниң әтисидин тартип, йәттә һәптә санаңлар (улар толуқ һәптә болуши керәк); Қан. 16:9,10 16 йәттинчи шабатниң иккинчи күнигичә әллик күнни санаңлар; андин Пәрвәрдигарға атап йеңи һосулдин бир ашлиқ һәдийә сунуңлар. 17 Өзүңлар туруватқан җайлардин пулаңлатма һәдийә сүпитидә есил ундин бир әфаһниң ондин иккисидә етилгән икки нанни елип кәлтүрүңлар; улар ечитқу селип етилгән болсун; булар Пәрвәрдигарға аталған дәсләпки һосул һәдийәси дәп һесаплиниду. «булар ... дәсләпки һосул һәдийәси дәп һесаплиниду» — бу һосул болса, буғдай һосули еди. «Дәсләпки һосул һейти»дики һосул болса арпа һосули еди. 18 Нандин башқа йәнә бир яшлиқ йәттә беҗирим қоза, яш бир топақ вә икки қочқарни көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә Пәрвәрдигарға атап сунуңлар; уларға хас ашлиқ һәдийәлири вә шарап һәдийәлирини қошуп, һәммиси Пәрвәрдигарға хушбуй кәлтүрүшкә сунулсун.
19 Буниңдин башқа силәр гуна қурбанлиғи үчүн бир текини, енақлиқ қурбанлиғи үчүн бир яшлиқ икки қозини кәлтүрүңлар; 20 каһин буларни, йәни шу икки қозини дәсләпки һосул нанлириға қошуп пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигар алдида пулаңлатсун. Булар болса Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс санилип, каһинға тәгсун. 21 Шу күни силәр «бүгүн бизләргә муқәддәс жиғилиш болиду» дәп җакалаңлар; шу күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар. Бу силәр үчүн қәйәрдила турсаңлар әбәдий бир бәлгүлимә болиду.
 
Һосул оруш тоғрилиқ бәлгүлимә
22 Етизиңниң булуң-пучқақлириғичә тамам жиғивалмаңлар, вә һосулуңдин қалған васаңни теривалмиғин, бәлки буларни кәмбәғәлләр билән мусапирларға қойғин. Мән Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.Лав. 19:9; Қан. 24:19
 
«Канай челиш һейти»
23 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — 24 Сән Исраилларға мундақ дегин: —
Силәр йәттинчи айниң биринчи күни толуқ арам елип, канайлар челиниш билән әсләтмә йосунда һейт қилип, муқәддәс сорунларни түзүңлар. «канайлар» — яки «бурғилар» (қочқарниң мүңгүзлири).  Чөл. 29:1 25 У күндә һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар; Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған бир қурбанлиқ сунуңлар.
 
«Кафарәт күни»
26 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
27 Йәттинчи айниң онинчи күни болса кафарәт күни болиду; у күн силәр үчүн муқәддәс жиғилиш күни болиду; шу күни нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуп, Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқни сунуңлар; «кафарәт күни» — ибраний тилида «кафарәтләр күни». «нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуп, ...» — ибраний тилида бирла сөз билән ипадилиниду. Йәһудий әнъәнилири бойичә бу ишлар роза тутушни өз ичигә алатти. 16:29-31ниму көрүң.  Лав. 16:29,31; Чөл. 29:7 28 У күндә һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар; чүнки у бир кафарәт күни болуп, шу күн өзүңлар үчүн Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида кафарәт қилинишқа бекитилгәндур. 29 Һәр ким шу күни нәпсини тартмай өзини төвән тутмиса өз хәлқидин үзүп ташлиниду. 30 Кимдәким шу күндиму һәр қандақ бир иш қилса, Мән шу адәмни өз хәлқидин үзүп ташлаймән. 31 Шу күни һеч қандақ иш қилмаңлар; бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн қәйәрдә турсаңлар бир әбәдий бәлгүлимә болиду. 32 У күн силәр үчүн толуқ арам алидиған шабат күни болиду; нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуңлар. Шу айниң тоққузинчи күни гугумдин тартип әтиси гугумғичә шабат күнигә риайә қилип арам елиңлар.
 
«Кәпиләр һейти»
33 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
34 Сән Исраилларға мундақ дегин: — Йәттинчи айниң он бәшинчи күнидин башлап, йәттә күнгичә Пәрвәрдигарниң «кәпиләр һейти» болиду. «йәттинчи ай» — ибраний тилида «бу йәттинчи ай».  Мис. 23:16; Чөл. 29:12; Қан. 16:15 35 Биринчи күндә муқәддәс жиғилиш болиду; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар. 36 Йәттә күнгичә Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ сунуңлар; сәккизинчи күндә силәргә муқәддәс жиғилиш болиду; Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ сунуңлар. Бу өзи тәнтәнилик жиғилиш болғач, у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.Юһ. 7:37
37 Силәр «муқәддәс сорунлар болсун» дәп җакалайдиған, йәни Пәрвәрдигар бекиткән һейтлар мана шулардур. Шу сорунларда силәр һәр қайси күнгә бекитилгини бойичә, Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә-қурбанлиқ, йәни көйдүрмә қурбанлиқ, ашлиқ һәдийә, башқа һәр хил қурбанлиқлар вә шарап һәдийәләрни сунисиләр; 38 булардин башқа, Пәрвәрдигарниң шабат күнлирини тутисиләр вә Пәрвәрдигарға атап қалған һәдийәлириңларни берип, қәсәм қурбанлиқлириңларниң һәммисини ада қилип, ихтиярий қурбанлиқлириңларниң һәммисини сунисиләр.
39 Силәр әнди зиминдин һосул-мәһсулатлирини жиғип болуп, йәттинчи айниң он бәшинчи күнидин башлап йәттә күн Пәрвәрдигарниң һейтини өткүзүңлар. Биринчи күни толуқ арам елиш болиду, сәккизинчи конидиму толуқ арам елиш болиду. «һосул-мәһсулатлири» — мошу «һосул-мәһсулатлири» ашлиқлар һәм һәр хил мевә-чивә мәһсулатлирини өз ичигә алиду. 40 Биринчи күни силәр есил дәрәқләрдин шах-путақларни чатап, йәни хорма дәрәқлири билән қоюқ йопурмақлиқ дәрәқләрниң шахлирини кесип, ериқ бойидики сөгәт чивиқлирини қирқип Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида йәттә күнни шундақ шат-хурам өткүзисиләр. «есил дәрәқләрдин шах-путақларни чатап, ...» — ибраний тилида «есил дәрәқләрдин мевини чатап, ...». 41 Силәр һәр жили бу йәттә күнни Пәрвәрдигарға атиған бир һейт сүпитидә өткүзүңлар; дәвирдин-дәвиргичә бу силәр үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болиду. Силәр һейтни йәттинчи айда өткүзүңлар. 42 Йәттә күнгичә кәпиләрдә туруңлар. Исраилда туғулғанларниң һәммиси кәпидә турсун. «Йәттә күнгичә кәпиләрдә туруңлар, ...» — бу кәпиләр жуқуридики шах-чивиқлардин ясилиши керәк. 43 Буниң билән Мән Исраилларни Мисир зиминидин чиқарғинимда, уларни кәпиләрдә турғузғинимни әвлатлириңлар билиду. Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
44 Шундақ қилип Муса Пәрвәрдигарниң бекиткән шу һейтлирини Исраилларға баян қилди.
 
 

23:2 «Пәрвәрдигар бекиткән һейтлар» — мошу ибарини тоғрирақ баян қилсақ «Пәрвәрдигар бекиткән вақит-пәсилләр» дегән болиду. Бу «пәсил-вақитлар»ниң көпинчиси шатлинидиған, хушал пәйтләр болсиму, лекин «кафарәт күни» ундақ күн әмәс. «сорунлар» — мошу йәрдә «сорун» (яки «жиғилиш») дегән сөз «сорунға чақирилиш» дегән мәнини билдүриду. Нәгә чақирилиду? Тәкитлинидиған иш хәлиқниң җәм болуши әмәс, бәлки «Худаниң йениға жиғилишқа чақирилиш»тин ибарәттур. Әмәлийәттә, бәзи һейтлар вә шабат күнлиридә хәлиқниң һәммиси жиғилип әмәс, бәлки һәр бир аилә «қәйәрдә турса», шу өй-чедирларда җәм болуп Худа бәргән арамдин бәһримән болиду. Шундақла улар шу күни Худани сеғинип, униңға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруши мүмкин, лекин бу ишлар муқәддәс қанунда рәсмий бекитилгән әмәс.

23:3 «хас шабат күни» — ибраний тилида «шабатларниң шабати» — мәхсус арам алидиған күн. «сорунлар» — мошу «сорунлар» дегәнниң мәнаси тоғрилиқ 2-айәттики изаһатни көрүң. «шабат күни» — мошу йәрдә «шабат күни»ниң тилға елинишиниң сәвәви бәлким шуки, мәлум бир һейт шабат күнигә тоғра келип қалған болса, шу күнидә охшашла иш қилмай арам елиши керәк еди.

23:3 Мис. 20:9; 23:12; Қан. 5:13; Луқа 13:14

23:4 «Пәрвәрдигарниң һейтлири» — һейтлар тоғрилиқ «Чөл.» 28-бап, «Қан.» 16:1-17ниму көрүң.

23:5 «гугумда» — ибраний тилида «икки кәч арилиғида» дегән сөз билән ипадилиниду — Демәк, күн петиватқан чағдин қараңғу чүшкичә болған арилиқтики вақит. «өтүп кетиш «пасха» һейти» — бу һейт тоғрилиқ «Мисирдин чиқиш» 12-бап, болупму 13-айәт вә изаһатини, шундақла «қошумчә сөз»имизни көрүң.

23:5 Мис. 12:18; 23:15; Чөл. 28:16; Қан. 16:1

23:10 «һосулуңларниң дәсләпки пишқинидин бир бағламни каһинниң қешиға елип бериңлар» — бу айәттики һосул болса арпа һосули еди. Буғдай һосули кейин болиду (16-айәт).

23:11 «уни пулаңлатқан вақит болса шабатниң әтиси болиду» — «өтүп кетиш» (биринчи айниң он төртинчи күни) һейтиниң әтисидин башлап йәттә күнлүк «петир нан һейт»и болиду. Йәһудий әнъәнилири бойичә бу йәттә күн ичидә кәлгән шабат күниниң иккинчи күни «дәсләпки һосул һейти» болиду.

23:15 Қан. 16:9,10

23:17 «булар ... дәсләпки һосул һәдийәси дәп һесаплиниду» — бу һосул болса, буғдай һосули еди. «Дәсләпки һосул һейти»дики һосул болса арпа һосули еди.

23:22 Лав. 19:9; Қан. 24:19

23:24 «канайлар» — яки «бурғилар» (қочқарниң мүңгүзлири).

23:24 Чөл. 29:1

23:27 «кафарәт күни» — ибраний тилида «кафарәтләр күни». «нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуп, ...» — ибраний тилида бирла сөз билән ипадилиниду. Йәһудий әнъәнилири бойичә бу ишлар роза тутушни өз ичигә алатти. 16:29-31ниму көрүң.

23:27 Лав. 16:29,31; Чөл. 29:7

23:34 «йәттинчи ай» — ибраний тилида «бу йәттинчи ай».

23:34 Мис. 23:16; Чөл. 29:12; Қан. 16:15

23:36 Юһ. 7:37

23:39 «һосул-мәһсулатлири» — мошу «һосул-мәһсулатлири» ашлиқлар һәм һәр хил мевә-чивә мәһсулатлирини өз ичигә алиду.

23:40 «есил дәрәқләрдин шах-путақларни чатап, ...» — ибраний тилида «есил дәрәқләрдин мевини чатап, ...».

23:42 «Йәттә күнгичә кәпиләрдә туруңлар, ...» — бу кәпиләр жуқуридики шах-чивиқлардин ясилиши керәк.