28
Дайимлиқ көйдүрмә қурбанлиқ, йәни күнлүк көйдүрмә қурбанлиқ сунуш тоғрисидики низам
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —«Дайимлиқ көйдүрмә қурбанлиқ» — яки «дайимий көйдүрмә қурбанлиқ» яки «күнлүк көйдүрмә қурбанлиқ». «Мис. » 29:38-46ниму көрүң.
Сән Исраилларға буйруп: — «Маңа сунулған һәдийә-қурбанлиқларни, йәни Маңа озуқ болидиған, хушбуй кәлтүридиған отта сунулидиған һәдийә-қурбанлиқларни болса, силәр һәр бирини бекитилгән қәрәлидә сунушқа көңүл қоюңлар» — дегин. Сән уларға йәнә: «Силәрниң Пәрвәрдигарға атап отта сунидиған көйдүрмә қурбанлиғиңлар мундақ болиду: — һәр күни беҗирим бир яшлиқ әркәк қозидин иккини дайимий көйдүрмә қурбанлиқ қилиңлар.Мис. 29:38 Әтигини бирни, гугумда бирни сунуңлар;«гугум» — ибраний тилида «икки кәч арилиғида» дегән сөз билән ипадилиниду — демәк, күн петиватқан вақит билән қараңғу чүшүш арилиғида болған вақит. йәнә төрттин бир һиндин соқуп чиқирилған зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин ондин бир әфаһни ашлиқ һәдийә сүпитидә сунуңлар.«бир әфаһ» — тәхминән 2 күрә яки 22 литр еди. Бир һин тәхминән 3.6 литр еди.  Мис. 16:36; 29:40; Лав. 2:1 Синай теғида бәлгүләнгән, Пәрвәрдигарға атап хушбуй чиқарсун дәп, отта сунулидиған дайимий көйдүрмә қурбанлиқ мана шудур. Һәр бир қоза үчүн униңға қошулидиған шарап һәдийәси төрттин бир һин шарап болиду; ечитма ичимлик болған шарап һәдийәси муқәддәс җайда Пәрвәрдигарға сунуп төкүлсун.«муқәддәс җай» — мошу йәрдә ибадәт чедириниң һойлисини көрсәтсә керәк. Сән иккинчи бир қозини гугумда сунғин; уни әтигәнкидәк ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси билән қошуп сунғин; у хушбуй кәлтүрүш үчүн Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқ болиду.
 
Шабат күни сунулидиған қурбанлиқ
— Шабат күни беҗирим бир яшлиқ икки әркәк қоза сунулсун; униңға қошуп зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин иккиси ашлиқ һәдийә сүпитидә сунулсун вә шарап һәдийәси сунулсун; 10 бу һәр бир шабат күнидә сунулидиған шабат күнидики қурбанлиқтур; униң билән дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә қошумчә сунулидиған шарап һәдийәси биллә сунулсун.
 
Айниң биринчи күни сунулидиған қурбанлиқ
11 — Һәр айниң биринчи күни Пәрвәрдигарға атилидиған көйдүрмә қурбанлиқ сунуңлар; йәни икки яш топақ, бир қочқар, бир яшлиқ беҗирим йәттә әркәк қозини сунуңлар. 12 Һәр топақ бешиға зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин үчи ашлиқ һәдийә сүпитидә, қошқарға зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин иккиси ашлиқ һәдийә сүпитидә, 13 һәр бир қоза бешиға зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин бири ашлиқ һәдийә сүпитидә сунулсун; бу Пәрвәрдигарға отта сунулидиған, хушбуй чиқиридиған бир көйдүрмә қурбанлиқтур. 14 Уларниң шарап һәдийәлири болса: — һәр бир топақ бешиға шараптин йерим һин, қошқар бешиға һинниң үчтин бири, һәр бир қоза бешиға һинниң төрттин бири сунулсун. Бу һәр айда сунулидиған айлиқ көйдүрмә қурбанлиқ болуп, жилниң һәр ейида шундақ қилинсун. 15 Буларниң үстигә Пәрвәрдигарға атилидиған гуна қурбанлиқ сүпитидә бир текә сунулсун; шуларниң һәммиси дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә қошумчә шарап һәдийәси билән биллә сунулсун.
 
«Өтүп кетиш һейти» һәм «петир нан һейти»дики қурбанлиқлар
16 Биринчи айниң он төртинчи күни Пәрвәрдигарға аталған «өтүп кетиш» қозиси сунулсун.«Пәрвәрдигарға аталған «өтүп кетиш» қозиси сунулсун» —— Ибраний тилида «Пәрвәрдигарға аталған «өтүп кетиш» болиду». Бу һейт тоғрилиқ «Лав.» 23.5-14ниму көрүң.  Мис. 12:18; 23:15; Лав. 23:5 17 Шу айниң он бәшинчи күни һейт башлиниду; йәттә күн петир нан йейилсун. 18 Биринчи күни муқәддәс жиғилиш өткүзүлсун, һеч қандақ иш-әмгәк қилмаслиғиңлар керәк,Лав. 23:7 19 шу күни отта сунулидиған, Пәрвәрдигарға аталған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш топақтин иккини, бир қочқар вә йәттә бир яшлиқ әркәк қоза сунуңлар; улар алдиңларда беҗирим көрүнсун; 20 шуларға қошулидиған ашлиқ һәдийәлири зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ун болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси, 21 шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бири сунулсун; 22 шуниңдәк гунайиңлар үчүн кафарәт кәлтүрүшкә гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунулсун. 23 Буларниң һәммисини әтигәнлик көйдүрмә қурбанлиқ, йәни дайимий көйдүрмә қурбанлиқтин айрим сунуңлар. 24 Силәр бу тәриқидә уда йәттә күн Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, хушбуй кәлтүридиған ашундақ һәдийә-қурбанлиқларни сунуңлар; шуларниң һәммиси дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә қошуп сунулидиған шарап һәдийәсиниң сиртида сунулиду. 25 Йәттинчи күни муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар, шу күни һеч қандақ иш-әмгәк қилишқа болмайду.
 
«Һәптиләр һейти», йәни «Дәсләпки орма һейти»дики қурбанлиқлар
26 «Дәсләпки орма» күни, йәни «һәптиләр һейти»ңларда силәр йеңи ашлиқ һәдийәни Пәрвәрдигарға сунған чағда муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.««Дәсләпки орма» күни, йәни «һәптиләр һейти»ңларда» — яки «йәни (силәр) һәптәңларни (демәк, йәттә һәптә) өткүзгәндин кейин». «Лав.» 23:15-22ниму көрүң. 27 Силәр Пәрвәрдигарға аталған, хушбуй кәлтүридиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш топақтин иккини, қочқардин бирни, бир яшлиқ әркәк қозидин йәттини сунуңлар. 28 Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси, 29 шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бири сунулсун; 30 шуниңдәк силәрниң гунайиңлар үчүн кафарәт кәлтүрүшкә гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунулсун. 31 Шуларниң һәммиси дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә униң ашлиқ һәдийәсигә қошуп (буларниң һәммиси алдиңларда беҗирим көрүнсун), шарап һәдийәлири билән биллә сунулсун.
 
 

28:1 «Дайимлиқ көйдүрмә қурбанлиқ» — яки «дайимий көйдүрмә қурбанлиқ» яки «күнлүк көйдүрмә қурбанлиқ». «Мис. » 29:38-46ниму көрүң.

28:3 Мис. 29:38

28:4 «гугум» — ибраний тилида «икки кәч арилиғида» дегән сөз билән ипадилиниду — демәк, күн петиватқан вақит билән қараңғу чүшүш арилиғида болған вақит.

28:5 «бир әфаһ» — тәхминән 2 күрә яки 22 литр еди. Бир һин тәхминән 3.6 литр еди.

28:5 Мис. 16:36; 29:40; Лав. 2:1

28:7 «муқәддәс җай» — мошу йәрдә ибадәт чедириниң һойлисини көрсәтсә керәк.

28:16 «Пәрвәрдигарға аталған «өтүп кетиш» қозиси сунулсун» —— Ибраний тилида «Пәрвәрдигарға аталған «өтүп кетиш» болиду». Бу һейт тоғрилиқ «Лав.» 23.5-14ниму көрүң.

28:16 Мис. 12:18; 23:15; Лав. 23:5

28:18 Лав. 23:7

28:26 ««Дәсләпки орма» күни, йәни «һәптиләр һейти»ңларда» — яки «йәни (силәр) һәптәңларни (демәк, йәттә һәптә) өткүзгәндин кейин». «Лав.» 23:15-22ниму көрүң.