«Зәб.» 77:15-16, «Пәнд.» 4:23, «Йәш.» 44:3, 55:1, «Әз.» 47:1-12, «Йо.» 3:18, «Зәк.» 13:1, 14:8му бәлким «Муқәддәс Роһниң төкүлүши» билән мунасивәтликтур. ■Йәш. 12:3. 39 (у бу сөзни өзигә етиқат қилғанларға ата қилинидиған Муқәддәс Роһқа қарита ейтқан еди. Худаниң Роһи техи һеч кимгә ата қилинмиғанмиди, чүнки Әйса техи шан-шәривигә кирмигән еди).■Йәш. 44:3; Йо. 2:27-29; Рос. 2:17.
□7:3 «Мошу йәрдин айрилип Йәһудийәгә барғин, шуниң билән мухлислириңму карамәт әмәллириңни көрәләйду!» — Әйсаниң инилириниң бу сөзиниң ички мәнаси бәлким: «Муһим мөтивәр кишиләрниң көпи Галилийә дегән мошу намрат, пинһан җайдин әмәс, бәлки пайтәхт Йерусалимдидур; сән шу йәрдә өзүңни көрситишиң керәк; шуниң билән һәқиқий нам-инавитиң вә һәйвитиң болиду» дегәндәк болса керәк. Сәл ғәлитә иш шуки, улар униңға ишәнмигини билән (5-айәтни көрүң): «Исраилниң падишаси болай десәң, карамәт әмәллириңни очуқ мәйданида көрситишиң керәк» дегән гуманий несиһәтни бәргән (4-айәтни көрүң).
□7:6 «силәргә нисбәтән һәрвақит мунасиптур» — бу сөзниң ички мәнаси бәлким интайин аддийдур. Худаниң ирадисигә көңүл бөлидиған адәм Худаниң йетәкчилигини вә башпанаһлиғини издәп жүриду; лекин пәқәт өз ирадисигә қарайдиған киши Худаниң йетәкчилигиниң вә башпанаһлиғиниң кериги йоқ дәп жүриду вә шундақла, бу дуниядикиләрдин һеч қандақ қаршилиққа яки өчмәнликкә учримайду, халиған йәргә беривериду. Лекин Худаниң ирадисини издигән киши тәбиий һалда бу дуниядикиләрниң қилмишлирини ашкарә қилғачқа, уларниң нәпритигә учрайду (7-айәтни көрүң).
□7:8 «Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа бармаймән» — көп кона көчүрмиләрдә «Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа техи бармаймән» яки «Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа һазирчә бармаймән» дейилиду. «Техи» яки «һазирчә» сөзләр әслидә болсун, болмисун, бәрибир айәтниң мәнаси асасән охшаштур; чүнки Әйса инилири һейтқа чиққандин кейин астиртин барди (10-айәт). Бәзиләр «һазирчә» дегәнни чүшәндүрүш йолида киргүзиду.
■7:12 Мат. 21:46; Луқа 7:16; Юһ. 6:14; 9:16; 10:19.
□7:13 «Йәһудий чоңлиридин қорқуп...» — грек тилида «Йәһудийлардин қорқуп» дейилиду. Мошу йәрдә «Йәһудийлар» чоқум уларниң чоңлирини көрситиду.
□7:14 «...кирип» — грек тилида «...чиқип»
□7:15 «Йәһудийлар» — бәлким Йәһудий чоңлар.
■7:16 Юһ. 3:11; 8:28; 12:49; 14:10, 24.
□7:19 «немишкә мени өлтүрмәкчи болисиләр?» — яки «немишкә мени өлтүргили издәйсиләр?».
■7:19 Мис. 20:1; 24:3; Мат. 12:14; Мар. 3:6; Юһ. 5:18; 10:39; 11:53; Рос. 7:53.
□7:20 «Сени өлтүрмәкчи болған ким екән?» — яки «Сени өлтүргили издәйдиған ким?».
■7:20 Юһ. 8:48,52; 10:20.
□7:21 «Мән бир карамәтни яритишим билән һәммиңлар һаң-таң қелиштиңлар» — бу «бир карамәт», шүбһисизки, у алдинқи қетим Йерусалимда болғанда шабат күнидә паләч адәмни сақайтқанлиғини көрситиду (23-айәт вә 5-бапни көрүң). Әйсаниң сөзигә қариғанда, гәрчә бу мөҗизә бир нәччә ай илгири көрситилгән болсиму, уларниң есидә техичә бар еди. Шу вәҗидин улар Әйсани өлтүрүвәтмәкчи болиду. 22-24-айәтләрдә Әйса «шабат күнидә адәмни сақайтиш Тәврат қануниға хилап», дегән хиялға қаттиқ рәддийә бериду. Бизниңчә у әслидә уларни бу мәсилә тоғрилиқ ойландуруш үчүн бу мөҗизини қәстән шабат күнидә яратқан еди.
□7:22 «әмәлийәттә болса хәтнә қилиш Муса пәйғәмбәрдин әмәс, ата-бовилардин қалған» — «хәтнә қилиш»ни Худа әслидә Ибраһим пәйғәмбәргә (Муса пәйғәмбәрдин илгири, әлвәттә) Өзиниң Ибраһим вә әвлатлири билән болған әһдиниң символи болсун дәп тапшурған еди («Яр.» 17-бап). «шуңа силәр шабат күнигә тоғра келип қалсиму шу күнидә адәмниң хәтнисини қиливерисиләр» — әмир болса «Бала туғулуп сәккизинчи күни хәтнисини қилиш керәк» («Яр.» 17:13). Шуниң билән «сәккизинчи күн» шабат күнигә тоғра келип қалсиму (вә шабат күни «ишләш»кә болмайду) балини сүннәт қиливериш керәк. Болмиса Тәврат қануниға хилаплиқ болиду.
■7:24 Қан. 1:16,17; Пәнд. 24:23; Яқ. 2:1.
□7:27 «бу адәмниң қәйәрдин кәлгәнлигини биз ениқ билимиз» — улар уни Галилийәлик дәп биләтти. Әмәлийәттә у Бәйт-Ләһәмдә туғулған, әлвәттә. «Лекин Мәсиһ кәлгәндә, униң қәйәрдин кәлгәнлигини һеч ким билмәстиғу, — дейишти.» — халайиқниң бу сөзлири анчә тоғра әмәс еди; бу кишиләр пәйғәмбәрләрниң Мәсиһ тоғрилиқ бешарәтлик язмилирини толуқ билмигән болса керәк. Бәлким уларниң көздә тутқини пәқәт Мәсиһниң туюқсиз намайән болидиғанлиғини көрсәткән бешарәтләрла еди.
■7:27 Мат. 13:55; Мар. 6:3; Луқа 4:22.
□7:28 «силәр мени тонуймиз һәмдә мениң қәйәрдин кәлгәнлигимниму билимиз, дәватисиләр?! Бирақ мән өзлүгүмдин әмәс, мән мени Әвәткүчидин кәлдим, У һәқтур; бирақ силәр Уни тонумайсиләр» — Бу сөз Әйсаниң уларниң «Бу адәмниң... қәйәрдин кәлгәнлигини ениқ билимиз» дегинигә рәддийә қилған җавави еди. Әгәр улар Худани тонуған болса Әйсаниң қәйәрдин кәлгәнлигини билгән болатти, лекин улар Худани тонимайтти (айәттики ахирқи сөзгә қараң).
■7:28 Юһ. 5:43; 8:26, 42; Рим. 3:4.
□7:30 «Шуңа улар уни тутуш йолини издәйтти...» — «улар» бәлким йәнила чоңларни көрситиду.
■7:30 Мар. 11:18; Луқа 19:47; 20:19; Юһ. 7:19; 8:20, 37.
□7:32 «қаравулларни әвәтти» — яки «ибадәтхана қаравуллирини әвәтти». Лекин бизниңчә 30- вә -44-айәтләр (Лавийлардин болған) мошу кишиләрни айрим көрситиду.
□7:35 «У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә барар? Грекләр арисидики тарқақ Йәһудий муһаҗирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмдиғанду?» — бу айәттики «грекләр» Қанаанниң (Пәләстинниң) сиртида турған барлиқ ят әлликләргә вәкиллик қилиду.
□7:37 «Һейтниң ахирқи һәм әң катта күни, Әйса орнидин туруп, жуқури аваз билән: — Кимдәким уссиса, мениң йенимға келип ичсун!» — Әйса бу сөзләрни һейтниң ахирқи күни, йәни дәл Худаниң Исраил хәлқи чөлдики вақтида Муса пәйғәмбәр арқилиқ уларни су билән тәминлигән мөҗизә яратқан хатирә күнидә ейтқан.
■7:37 Лав. 23:36; Йәш. 55:1; Юһ. 6:35; Вәһ. 22:17.
□7:38 «Маңа етиқат қилғучи кишиниң худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк, ич-бағридин һаятлиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду!» — «муқәддәс язмиларда ейтилғандәк» — «Йәш.» 58:11 вә «Әз.» 47:1-12ни көрүң. «Зәб.» 77:15-16, «Пәнд.» 4:23, «Йәш.» 44:3, 55:1, «Әз.» 47:1-12, «Йо.» 3:18, «Зәк.» 13:1, 14:8му бәлким «Муқәддәс Роһниң төкүлүши» билән мунасивәтликтур.
■7:39 Йәш. 44:3; Йо. 2:27-29; Рос. 2:17.
□7:40 «Келиши муқәррәр болған пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!» — Муса пәйғәмбәрниң бу пәйғәмбәр тоғрилиқ алдин-ала ейтқан бешарити «Қан.» 18:15дә тепилиду.
■7:40 Мат. 21:46; Луқа 7:16; Юһ. 6:14.
■7:42 Зәб. 131:11; Мик. 5:1; Мат. 2:6.
■7:48 Йәш. 33:18; Юһ. 12:42; 1Кор. 1:20; 2:8.
□7:49 «Тәврат қанунини билмәйдиған бу чүпрәндиләр ләнәткә қалиду!» — «чүпрәндиләр» аддий хәлиқни көрситиду. Ақсақаллар вә Пәрисийләр уларни интайин кәмситәтти.
■7:51 Мис. 23:1; Лав. 19:15; Қан. 1:17; 17:8; 19:15.
□7:52 «Муқәддәс язмиларни көр, қетирқинип оқуп бақ, Галилийәдин һеч қандақ пәйғәмбәр чиқмайду!» — уларниң бу сөзидә Галилийәлик болған Юнус пәйғәмбәрни қәстән унтуған еди. Чүнки Тәвратниң «Юнус пәйғәмбәр» дегән қисмида, Худаниң Йәһудий әмәсләргә ниҗат пурситини йәткүзгәнилиги ениқ хатирилиниду. Улар йәнә «Йәш.» 8:12дики бешарәт, йәни Мәсиһниң өз хизмитини Галилийәдә башлайдиғанлиғи тоғрилиқ бешарәтни қәстән унтуған охшайду.
□7:53 «шуниң билән уларниң һәр бири өз өйигә кәтти» — «һәр бири өз өйигә кәтти» дегәнлик бәлким Никодимниң соали уларниң виҗданиға санҗилған болса керәк.