5
Азаплиқ күнләрдә Мәсиһ туғулиду вә Исраилни қутқузиду
Әнди өзүңлар қошун-қошун болуп жиғилиңлар, и қошун қизи;
Чүнки бириси бизни муһасиригә алди;
Улар Исраилниң һаким-сорақчисиниң мәңзигә һаса билән уриду;«Әнди өзүңлар қошун-қошун болуп жиғилиңлар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әнди өз-өзүңларни кесип тиләңлар!» (демәк, қаттиқ қайғу-һәсрәтни билдүрүш үчүн). «... Қошун-қошун болуп жиғилиңлар, и қошун қизи» — «қошун қизи» дегән сирлиқ сөз Йерусалимдикиләрни көрситиду; бешарәт әмәлгә ашурулғанда Йерусалимдикиләрниң һәммисиниң әскәр болидиғанлиғини билдүрүрүши мүмкин. «Чүнки бириси бизни муһасиригә алди; улар Исраилниң һаким-сорақчисиниң мәңзигә һаса билән уриду» — бу «муһасирә» бәлким икки муһасирини көрситиши мүмкин: (1) Асурийә империйәсиниң Йерусалимға болған муһасириси; шу чағда бириси Һәзәкия падишаниң «мәңзигә һаса билән урған»мекин? (2) ахирқи замандики «нурғун әлләр»ниң муһасириси (4:11-13ни көрүң). Бу икки тәһлил тоғра болса айәтниң иккинчи җүмлисидики «у»: (1) Асурийә падишасини вә кейин: (2) ахирқи замандики дәҗҗални көрситиду.
(Сән, и Бәйт-Ләһәм-Әфратаһ, Йәһудадики миңлиған шәһәр-йезилар арисида интайин кичик болған болсаңму,
Сәндин Мән үчүн Исраилға Һаким Болғучи чиқиду;
Униң һозурумдин чиқишлири қедимдин,
Йәни әзәлдин бар еди)«Сән, и Бәйт-Ләһәм-Әфратаһ, Йәһудадики миңлиған шәһәр-йезилар арисида интайин кичик болған болсаңму, сәндин мән үчүн Исраилға Һаким Болғучи чиқиду; униң һозурумдин чиқип-киришлири қедимдин, йәни әзәлдин бар еди» — демисәкму, бу Мәсиһ Әйсани көрситиду. У: (1) «Бәйт-Ләһәм» дегән кичик йезида туғулған; (2) шуниң билән бир вақитта у Худаниң «Калами» болуп, Худа униң вастиси арқилиқ һәммә мәвҗудатларни яратқан еди («Юһ.» 1:1-4), Мәсиһ униң йенидин «әзәлдин тартип» Худаниң ирадисини беҗа кәлтүрүшкә чиқип-кирип турған еди.  Мат. 2:6; Юһ. 7:42; Яр.3:8; 7:12; 14:18; 16:7; Мис.3:4; Юһ. 13:3
Шуңа толғақ тутқан аял туғуп болғичә,
У уларни дүшмәнлиригә ташлап қойиду;
Шу чағда Униң қериндашлири болған қалдиси Исраилларниң йениға қайтип келиду.«У уларни дүшмәнлиригә ташлап қойиду» — яки «уларни ташлап қойиду». «шуңа толғақ тутқан аял туғуп болғичә, У уларни (дүшмәнлиригә) ташлап қойиду» — демәк, бешарәт бойичә «Мәсиһ» туғулғичә Худа Исраилни ят әлләрниң һөкүмранлиғи астиға тапшуриду, улар башқа әлләрниң һакимийити астида туриду; шуниңдәк улар җапа вә азап тартиду. «Шу чағда Униң (Мәсиһниң) қериндашлири болған қалдиси Исраилларниң йениға қайтип келиду» — айәткә қариғанда Мәсиһниң туғулуши Худаға садиқ болған бир «қалдиси», йәни «униң қериндашлири» Пәләстин зиминиға қайтип келиши билән бағлиқ; тарихтин билимизки, Худаниң «қалдиси»ниң «қайтип келиш»и Мәсиһ туғулуштин илгири еди (миладийәдин илгәрки 520-жили).
У болса Пәрвәрдигарниң күчи билән,
Пәрвәрдигар Худасиниң наминиң һәйвитидә падисини беқишқа орнидин туриду;
Шундақ қилип улар мәзмут туруп қалиду;
Чүнки У шу чағда йәр йүзиниң қәрилиригичә улуқ дәп билиниду.
Вә бу адәм арам-хатирҗәмлигимиз болиду;
Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә,
Ордилиримизни дәссәп чәйлигәндә,
Биз униңға қарши йәттә хәлиқ падичисини,
Сәккиз қабилийәтлик йетәкчини чиқиримиз;Йәш. 9:5
Улар Асурийә зиминини қилич билән,
Нимродниң зиминини өткәллиридә харабә қилиду;
Вә Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә,
Чегаримиз ичини чәйлигәндә,
У адәм бизни униң қолидин қутқузиду.«Улар Асурийә зиминини қилич билән, Нимродниң зиминини өткәллиридә харабә қилиду» — «Нимрод» болса Бабил шәһириниң асасчиси еди. «Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә, чегаримиз ичини чәйлигәндә, у адәм бизни униң қолидин қутқузиду» — ахирқи заманда Мәсиһ Исраилни (улар товва қилғандин кейин) барлиқ дүшмәнлиридин қутқузиду.
Вә Яқупниң қалдиси нурғун хәлиқләр арисида Пәрвәрдигардин чүшкән шәбнәмдәк болиду,
Чөп үстигә яққан ямғурлардәк болиду;
Булар инсан үчүн кечикмәйду,
Адәм балилириниң әҗрини күтүп турмайду.«Вә Яқупниң қалдиси урғун хәлиқләр арисида Пәрвәрдигардин чүшкән шәбнәмдәк болиду, чөп үстигә яққан ямғурлардәк болиду; булар инсан үчүн кечикмәйду, адәм балилириниң әҗрини күтүп турмайду» — бу охшитишниң асасий мәнаси: «адәмләрниң һәр қандақ иш-паалийәтлири шәбнәм вә ямғурға һеч қандақ тәсир йәткүзәлмәйду; улар чүшүши үчүн адәмләрниң һәрикитини күтмәйду. Шәбнәм вә ямғур бәрибир пәқәт Худаниң орунлаштуруши билән чүшиду»; кәлгүсидә Худа Өз меһри-шәпқити билән Яқуп җәмәтини дуниядики барлиқ әлләрни (улар һеч иш-паалийәтләрни қилмайла) ойғитидиған вә йеңилайдиған бир бәрикәт қилиду.
Яқупниң қалдиси әлләр арисида,
Йәни нурғун хәлиқләр арисида ормандики һайванлар арисидики ширдәк болиду,
Қой падилири арисидики асландәк болиду;
Шир өткәндә уларниң арисидин,
Һеч ким қутқузуп алалмиғидәк чәйләп дәссәйду,
Титма-тит қилип житиветиду.«Шир өткәндә уларниң арисидин, һеч ким қутқузуп алалмиғидәк чәйләп дәссәйду, титма-тит қилип житиветиду» — «улар» мошу йәрдә «ормандики һайванлар» вә «қой падлири»ни (демәк, ят әлләрни) көрсәтсә керәк.
Қолуң күшәндилириң үстигә көтирилиду,
Барлиқ дүшмәнлириң үзүп ташлиниду.
10 Шу күнидә шундақ болидуки, — дәйду Пәрвәрдигар,
Мән араңлардин барлиқ атлириңни үзүп ташлаймән,
Җәң һарвулириңни һалак қилимән.«Мән араңлардин барлиқ атлириңни үзүп ташлаймән, җәң һарвулириңни һалак қилимән» — Худаниң Муса пәйғәмбәргә тапшурған пәрманлири бойичә, Исраиллар арисидики атлар вә җәң һарвулирини көпәйтишкә болмайду. Худаниң мәхсити шүбһисизки, Өз хәлқиниң атларға, һарвуларға әмәс, бәлки Худа Өзигила тайинишидин ибарәттур («Қан.»17:16, «Зәб.»19:8, «Йәш.31:1»ниму көрүң).  Һош. 14:4
11 Зиминиңдики шәһәрлириңни йоқитимән,
Барлиқ истиһкамлириңни ғулитимән.«Зиминиңдики шәһәрлириңни йоқитимән, барлиқ истиһкамлириңни ғулитимән» — Худаниң бу ишта болған мәхсити барлиқ атларни вә җәң һарвулирини йоқитиш мәхситигә охшаш болуши керәк — Исраилни пәқәт Өзигила таяндуруштур.
12 Сеһирләрни қолуңдин үзүп ташлаймән;
Силәрдә палчилар болмайду.
13 Мән ойма мәбудлириңни,
«Бут түврүк»лириңларни оттуруңдин үзүп ташлаймән;
Сән өз қолуңниң ясиғиниға иккинчи баш урмайсән.
14 Араңдин «Ашераһ»лириңни жулуветимән,
Вә шәһәрлириңни һалак қилимән; «Араңдин «Ашераһ»лириңни жулуветимән» — «Ашераһ»лар бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләр еди. Дәрәқләр бут шәклигә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин еди. «вә шәһәрлириңни һалак қилимән» — «шәһәрлириң»ниң башқа бир тәрҗимиси: «қанлиқ қурбангаһлириң».
15 Вә Маңа қулақ салмиған әлләрниң үстигә аччиқ вә дәрғәзәп билән интиқамни жүргүзимән.
 
 

5:1 «Әнди өзүңлар қошун-қошун болуп жиғилиңлар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әнди өз-өзүңларни кесип тиләңлар!» (демәк, қаттиқ қайғу-һәсрәтни билдүрүш үчүн). «... Қошун-қошун болуп жиғилиңлар, и қошун қизи» — «қошун қизи» дегән сирлиқ сөз Йерусалимдикиләрни көрситиду; бешарәт әмәлгә ашурулғанда Йерусалимдикиләрниң һәммисиниң әскәр болидиғанлиғини билдүрүрүши мүмкин. «Чүнки бириси бизни муһасиригә алди; улар Исраилниң һаким-сорақчисиниң мәңзигә һаса билән уриду» — бу «муһасирә» бәлким икки муһасирини көрситиши мүмкин: (1) Асурийә империйәсиниң Йерусалимға болған муһасириси; шу чағда бириси Һәзәкия падишаниң «мәңзигә һаса билән урған»мекин? (2) ахирқи замандики «нурғун әлләр»ниң муһасириси (4:11-13ни көрүң). Бу икки тәһлил тоғра болса айәтниң иккинчи җүмлисидики «у»: (1) Асурийә падишасини вә кейин: (2) ахирқи замандики дәҗҗални көрситиду.

5:2 «Сән, и Бәйт-Ләһәм-Әфратаһ, Йәһудадики миңлиған шәһәр-йезилар арисида интайин кичик болған болсаңму, сәндин мән үчүн Исраилға Һаким Болғучи чиқиду; униң һозурумдин чиқип-киришлири қедимдин, йәни әзәлдин бар еди» — демисәкму, бу Мәсиһ Әйсани көрситиду. У: (1) «Бәйт-Ләһәм» дегән кичик йезида туғулған; (2) шуниң билән бир вақитта у Худаниң «Калами» болуп, Худа униң вастиси арқилиқ һәммә мәвҗудатларни яратқан еди («Юһ.» 1:1-4), Мәсиһ униң йенидин «әзәлдин тартип» Худаниң ирадисини беҗа кәлтүрүшкә чиқип-кирип турған еди.

5:2 Мат. 2:6; Юһ. 7:42; Яр.3:8; 7:12; 14:18; 16:7; Мис.3:4; Юһ. 13:3

5:3 «У уларни дүшмәнлиригә ташлап қойиду» — яки «уларни ташлап қойиду». «шуңа толғақ тутқан аял туғуп болғичә, У уларни (дүшмәнлиригә) ташлап қойиду» — демәк, бешарәт бойичә «Мәсиһ» туғулғичә Худа Исраилни ят әлләрниң һөкүмранлиғи астиға тапшуриду, улар башқа әлләрниң һакимийити астида туриду; шуниңдәк улар җапа вә азап тартиду. «Шу чағда Униң (Мәсиһниң) қериндашлири болған қалдиси Исраилларниң йениға қайтип келиду» — айәткә қариғанда Мәсиһниң туғулуши Худаға садиқ болған бир «қалдиси», йәни «униң қериндашлири» Пәләстин зиминиға қайтип келиши билән бағлиқ; тарихтин билимизки, Худаниң «қалдиси»ниң «қайтип келиш»и Мәсиһ туғулуштин илгири еди (миладийәдин илгәрки 520-жили).

5:5 Йәш. 9:5

5:6 «Улар Асурийә зиминини қилич билән, Нимродниң зиминини өткәллиридә харабә қилиду» — «Нимрод» болса Бабил шәһириниң асасчиси еди. «Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә, чегаримиз ичини чәйлигәндә, у адәм бизни униң қолидин қутқузиду» — ахирқи заманда Мәсиһ Исраилни (улар товва қилғандин кейин) барлиқ дүшмәнлиридин қутқузиду.

5:7 «Вә Яқупниң қалдиси урғун хәлиқләр арисида Пәрвәрдигардин чүшкән шәбнәмдәк болиду, чөп үстигә яққан ямғурлардәк болиду; булар инсан үчүн кечикмәйду, адәм балилириниң әҗрини күтүп турмайду» — бу охшитишниң асасий мәнаси: «адәмләрниң һәр қандақ иш-паалийәтлири шәбнәм вә ямғурға һеч қандақ тәсир йәткүзәлмәйду; улар чүшүши үчүн адәмләрниң һәрикитини күтмәйду. Шәбнәм вә ямғур бәрибир пәқәт Худаниң орунлаштуруши билән чүшиду»; кәлгүсидә Худа Өз меһри-шәпқити билән Яқуп җәмәтини дуниядики барлиқ әлләрни (улар һеч иш-паалийәтләрни қилмайла) ойғитидиған вә йеңилайдиған бир бәрикәт қилиду.

5:8 «Шир өткәндә уларниң арисидин, һеч ким қутқузуп алалмиғидәк чәйләп дәссәйду, титма-тит қилип житиветиду» — «улар» мошу йәрдә «ормандики һайванлар» вә «қой падлири»ни (демәк, ят әлләрни) көрсәтсә керәк.

5:10 «Мән араңлардин барлиқ атлириңни үзүп ташлаймән, җәң һарвулириңни һалак қилимән» — Худаниң Муса пәйғәмбәргә тапшурған пәрманлири бойичә, Исраиллар арисидики атлар вә җәң һарвулирини көпәйтишкә болмайду. Худаниң мәхсити шүбһисизки, Өз хәлқиниң атларға, һарвуларға әмәс, бәлки Худа Өзигила тайинишидин ибарәттур («Қан.»17:16, «Зәб.»19:8, «Йәш.31:1»ниму көрүң).

5:10 Һош. 14:4

5:11 «Зиминиңдики шәһәрлириңни йоқитимән, барлиқ истиһкамлириңни ғулитимән» — Худаниң бу ишта болған мәхсити барлиқ атларни вә җәң һарвулирини йоқитиш мәхситигә охшаш болуши керәк — Исраилни пәқәт Өзигила таяндуруштур.

5:14 «Араңдин «Ашераһ»лириңни жулуветимән» — «Ашераһ»лар бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләр еди. Дәрәқләр бут шәклигә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин еди. «вә шәһәрлириңни һалак қилимән» — «шәһәрлириң»ниң башқа бир тәрҗимиси: «қанлиқ қурбангаһлириң».