6
Бешарәтләр 3-қатар •••• Худаниң дәваси
Пәрвәрдигарниң немә дәватқинини һазир аңлаңлар: —
«Орнуңдин тур, тағлар алдида дәвайиңни баян қил,
Егизликләргә авазиңни аңлатқин».«Орнуңдин тур, тағлар алдида дәвайиңни баян қил, егизликләргә авазиңни аңлатқин» — бу сөзләр Микаһниң өзигә (Исраиллар аңлисун дәп) ейтилған. Қедимки тағлар вә дөң-егизликләр мошу дәвада Худаниң вәдилиридә турғанлиғиға гувалиқ бериду («Қан.» 4:26, «Йәш.» 1:2ни көрүң).
«И тағлар,
Вә силәр, йәр-зиминниң өзгәрмәс һуллири,
Пәрвәрдигарниң дәвасини аңлаңлар;
Чүнки Пәрвәрдигарниң Өз хәлқи билән бир дәваси бар,
У Исраил билән муназилишип әйивини көрсәтмәкчи;Һош. 4:1
И хәлқим, Мән саңа зади немә қилдим?
Сени немә ишта бизар қилиптимән?
Мениң хаталиғим тоғрилиқ гувалиқ беришкин!
Чүнки Мән сени Мисир зиминидин елип чиқардим,
Сени қуллуқ маканидин һөрлүккә қутқуздум;
Алдиңда йетәкләшкә Муса, Һарун вә Мәрйәмләрни әвәттим.Мис. 12:51; 14:30; 20:2
И хәлқим, Пәрвәрдигарниң һәққанийлиқлирини билип йетишиңлар үчүн,
Моаб падишаси Балакниң қандақ нийитиниң барлиғини,
Беорниң оғли Балаамниң униңға қандақ җавап бәргәнлигини,
Шиттимдин Гилгалғичә немә ишлар болғанлиғини һазир есиңларға кәлтүрүңлар.«И хәлқим... Моаб падишаси Балакниң қандақ нийитиниң барлиғини, Беорниң оғли Балаамниң униңға қандақ җавап бәргәнлигини, Шиттимдин Гилгалғичә немә ишлар болғанлиғини һазир есиңларға кәлтүрүңлар» — Худа Шиттимдә Исраилларниң бутпәрәслигини җазалиған, андин уларни кәчүрүм қилған; У Гилгалда мөҗизә яритип, уларни Иордан дәриясидин өткөзгән. Әнди һазир охшаш ишлар болмамду — улар халисила, бутпәрәсликтин товва қилип, Худаниң ниҗатини көрүдиған болиду. Тилға елинған вақиәләр «Чөл.» 24-, 25-бап, вә «Йәшуа» 1-5-бапларда хатириләнгән.  Чөл. 22:5; 23:7; 25; Йә. 5
 
— Мән әнди немини көтирип Пәрвәрдигар алдиға келимән?
Немәм билән Һәммидин Алий Болғучи Худаниң алдида егилимән?
Униң алдиға көйдүрмә қурбанлиқларни,
Бир жиллиқ мозайларни елип келәмдим?
Пәрвәрдигар миңлиған қочқарлардин,
Түмәнлигән зәйтун мейи дәриялиридин һозур аламду?
Итаәтсизлигим үчүн тунҗа баламни,
Тенимниң пуштини җенимниң гунайиға атамдимән!?«Тенимниң пуштини җенимниң гунайиға атамдимән!?» — ибраний тилида «тенимниң мевисини җенимниң гунайиға атамдимән!?».
И инсан, У саңа немә ишниң яхши екәнлигини көрсәтти,
Бәрһәқ, Пәрвәрдигар сәндин немә тәләп қилғанлиғини көрсәтти —
Адаләтни жүргүзүш,
Меһриванлиқни сөйүш,
Сениң Худайиң билән биллә кәмтәрлик билән меңиштин башқа йәнә немә ишиң болсун?Қан. 10:12
 
Дәваниң давами, һөкүм чиқириш
Пәрвәрдигарниң авази шәһәргә хитап қилип чақириду;
(Пәм-даналиқ болса намиңға һөрмәт билән қарайду!)
Әнди һөкүм палиқини вә уни Бекиткинини аңлаңлар: —«Әнди һөкүм палиқини вә уни бекиткинини аңлаңлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әнди и қәбилә вә шәһәр җамаити, аңлаңлар!».
10 Рәзил адәмниң өйидә рәзилликтин алған байлиқлар йәнә бармиду?
Кам өлчәйдиған жиркиничлик өлчәм йәнә бармиду?«Рәзил адәмниң өйидә рәзилликтин алған байлиқлар йәнә бармиду? Кам өлчәйдиған жиркиничлик өлчәм йәнә бармиду?...» — 10-15-айәтләрдә хатириләнгән Исраилниң қилмишлири жуқуриқи 8-айәттики сөзниң әкси болиду (адаләтни жүргүзүш, меһриванлиқни сөйүш, кәмтәрләрчә Худа билән биллә меңиш). Мошу айәттики «өлчәм» ибраний тилида «әфаһ» болиду.
11 Адилсиз тараза билән,
Бир халта сахта тараза ташлири билән пак болаламдим?«Адилсиз тараза билән, бир халта сахта тараза ташлири билән пак болаламдим?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Адилсиз таразини, бир халта сахта тараза ташлирини тутуп турған адәмләрни пак һесаплаламдим?».  Һош. 12:8
12 Чүнки шәһәрниң байлири зораванлиқ билән толған,
Униң аһалиси ялған гәп қилиду,
Уларниң ағзидики тили алдамчидур. Йәр. 9:7
13 Шуңа Мән сени уруп кесәл қилимән,
Гуналириң түпәйлидин сени харабә қилимән.
14 Йәйсән, бирақ тоюнмайсән,
Оттураңда ач-бошлуқ қалиду,
Сән мүлкүңни елип йөткимәкчи болисән,
Бирақ сақлалмайсән;
Сақлап қалдурғиниң болсиму, уни қиличқа тапшуримән.«Йәйсән, бирақ тоюнмайсән, оттураңда ач-бошлуқ қалиду» — бәзи алимлар бу ибарә толғақ кесили «дизентерийә»ни көрситиду, дәп қарайду. «Сән мүлкүңни елип йөткимәкчи болисән, бирақ сақлалмайсән; сақлап қалдурғиниң болсиму, уни қиличқа тапшуримән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «сән толғаққа келисән, бирақ балини туғмайсән; туғсаңму, балаңни қиличқа тапшуримән».  Һош. 4:10
15 Терийсән, бирақ һосул алмайсән;
Зәйтунларни чәйләйсән, бирақ өзүңни мейини сүртүп мәсиһ қилалмайсән,
Йеңи шарапни чәйләп чиқирисән,
Бирақ шарап ичәлмәйсән.Қан. 28:38; Һаг. 1:6
16 Чүнки «Омриниң бәлгүлимилири»ни,
«Аһабниң җәмәтидикиләр қилғанлири»ни тутисән;
Сән уларниң несиһәтлиридә маңисән,
Шуниң билән Мән сени харабә,
Сәндә туруватқанларниң һәммиси исқиртиш объекти қилимән;
Сән хәлқимдики шәрмәндичиликни көтирисән.«Чүнки «Омриниң бәлгүлимилири»ни, «Аһабниң җәмәтидикиләр қилғанлири»ни тутисән» — Омри Исраилниң интайин рәзил падишаси болуп, нурғунлиған бутларни ясап, Исраилни буларға чоқунушқа буйруған. Аһаб униңдин техиму рәзилликкә өтүп, бутпәрәсликкә паһишивазлиқ, «инсан қурбанлиғи», пухраларни булаң-талаң қилиш вә қатиллиқни қошқан еди. («1Пад.» 16-22-бапларни көрүң). «Сәндә туруватқанларниң һәммиси исқиртиш объекти қилимән» — мошу йәрдә «исқиртиш» мазақ қилишни билдүриду.  1Пад. 16:25, 26, 30-34
 
 

6:1 «Орнуңдин тур, тағлар алдида дәвайиңни баян қил, егизликләргә авазиңни аңлатқин» — бу сөзләр Микаһниң өзигә (Исраиллар аңлисун дәп) ейтилған. Қедимки тағлар вә дөң-егизликләр мошу дәвада Худаниң вәдилиридә турғанлиғиға гувалиқ бериду («Қан.» 4:26, «Йәш.» 1:2ни көрүң).

6:2 Һош. 4:1

6:4 Мис. 12:51; 14:30; 20:2

6:5 «И хәлқим... Моаб падишаси Балакниң қандақ нийитиниң барлиғини, Беорниң оғли Балаамниң униңға қандақ җавап бәргәнлигини, Шиттимдин Гилгалғичә немә ишлар болғанлиғини һазир есиңларға кәлтүрүңлар» — Худа Шиттимдә Исраилларниң бутпәрәслигини җазалиған, андин уларни кәчүрүм қилған; У Гилгалда мөҗизә яритип, уларни Иордан дәриясидин өткөзгән. Әнди һазир охшаш ишлар болмамду — улар халисила, бутпәрәсликтин товва қилип, Худаниң ниҗатини көрүдиған болиду. Тилға елинған вақиәләр «Чөл.» 24-, 25-бап, вә «Йәшуа» 1-5-бапларда хатириләнгән.

6:5 Чөл. 22:5; 23:7; 25; Йә. 5

6:7 «Тенимниң пуштини җенимниң гунайиға атамдимән!?» — ибраний тилида «тенимниң мевисини җенимниң гунайиға атамдимән!?».

6:8 Қан. 10:12

6:9 «Әнди һөкүм палиқини вә уни бекиткинини аңлаңлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әнди и қәбилә вә шәһәр җамаити, аңлаңлар!».

6:10 «Рәзил адәмниң өйидә рәзилликтин алған байлиқлар йәнә бармиду? Кам өлчәйдиған жиркиничлик өлчәм йәнә бармиду?...» — 10-15-айәтләрдә хатириләнгән Исраилниң қилмишлири жуқуриқи 8-айәттики сөзниң әкси болиду (адаләтни жүргүзүш, меһриванлиқни сөйүш, кәмтәрләрчә Худа билән биллә меңиш). Мошу айәттики «өлчәм» ибраний тилида «әфаһ» болиду.

6:11 «Адилсиз тараза билән, бир халта сахта тараза ташлири билән пак болаламдим?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Адилсиз таразини, бир халта сахта тараза ташлирини тутуп турған адәмләрни пак һесаплаламдим?».

6:11 Һош. 12:8

6:12 Йәр. 9:7

6:14 «Йәйсән, бирақ тоюнмайсән, оттураңда ач-бошлуқ қалиду» — бәзи алимлар бу ибарә толғақ кесили «дизентерийә»ни көрситиду, дәп қарайду. «Сән мүлкүңни елип йөткимәкчи болисән, бирақ сақлалмайсән; сақлап қалдурғиниң болсиму, уни қиличқа тапшуримән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «сән толғаққа келисән, бирақ балини туғмайсән; туғсаңму, балаңни қиличқа тапшуримән».

6:14 Һош. 4:10

6:15 Қан. 28:38; Һаг. 1:6

6:16 «Чүнки «Омриниң бәлгүлимилири»ни, «Аһабниң җәмәтидикиләр қилғанлири»ни тутисән» — Омри Исраилниң интайин рәзил падишаси болуп, нурғунлиған бутларни ясап, Исраилни буларға чоқунушқа буйруған. Аһаб униңдин техиму рәзилликкә өтүп, бутпәрәсликкә паһишивазлиқ, «инсан қурбанлиғи», пухраларни булаң-талаң қилиш вә қатиллиқни қошқан еди. («1Пад.» 16-22-бапларни көрүң). «Сәндә туруватқанларниң һәммиси исқиртиш объекти қилимән» — мошу йәрдә «исқиртиш» мазақ қилишни билдүриду.

6:16 1Пад. 16:25, 26, 30-34