Һагай
1
Биринчи вәһий вә хәлиқниң инкаси
Дариус падишаниң иккинчи жили, алтинчи айниң биринчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ Шеалтиәлниң оғли, Йәһуданиң валийиси Зәруббабәлгә һәм Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуаға кәлди: —«Дариус падишаниң иккинчи жили, алтинчи айниң биринчи күни» — «Дариус падиша», йәни «Дариус Хиспастес» (миладийәдин илгәрки 521-485-жиллар). Бу күн миладийәдин илгәрки 520-жили, 29-авғуст еди. «Алтинчи ай» — Муқәддәс Китапта жил, айлар тилға елинғанда, Йәһудийларниң кона календари бойичә һесаплиниду («Тәбирләр»ниму көрүң). «алтинчи айниң биринчи күни» — һәр айниң биринчи күни һейт болатти, Йерусалимда бу сөзни аңлиған кишиләр бәлким аз болмиса керәк. «баш каһин Йәшуа» — «каһин» муқәддәс ибадәтханида пухралар үчүн мәхсус қурбанлиқни көйдүргүчи хадим.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Бу хәлиқ: «Вақти кәлмиди, Пәрвәрдигарниң өйини қуруш вақти техи кәлмиди» — дәйду.«Бу хәлиқ: «Вақти кәлмиди, Пәрвәрдигарниң өйини қуруш вақти техи кәлмиди» — дәйду» — муқәддәс ибадәтханини қайта қуруш хизмити 15 жил илгири башланған еди, бирақ хәлиқ башқа әлләрниң тәһдитигә учрап, қуруш хизмитидин қол тартқан еди («Әзра», 3-5-бапларни көрүң).
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ келип мундақ дейилди: —
Бу өй техичила харабә турса, бу силәр тахтайдин безәлгән өйлириңларда яшайдиған вақитму?«тахтайдин безәлгән өйлириңлар» — «тахтайдин безәлгән» дегән бу сөз Тәвратта пәқәт Сулайман қурған муқәддәс ибадәтханиниң безилиши вә «Йәһоаһаз падиша»ниң ордисиниң безилишини тәсвирләш үчүн бир қетим ишлитилгән. Шуниңдин көримизки, хәлиқләр бәлким муқәддәс ибадәтханини қурушқа 15 жил илгири тәйярлиған яғачни һазир өз өйлирини безәш үчүн ишләтмәктә. Шуңа уларниң икки гунайи бар еди: (1) Худаниң өйини қурушни кечиктүрүш; (2) Худаниң өйи үчүн тәйярлап қоюлған яғачни өз өйлири үчүн ишлитиш.
Мана, Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
— Қиливатқиниңлар үстидә көңүл қоюп ойлиниңлар!
Териғиниңлар көп, жиғивалидиғиниңлар аз;
Йәйсиләр, бирақ тоймайсиләр;
Ичисиләр, бирақ қанмайсиләр;
Кийисиләр, бирақ һеч қандақ иллимайсиләр;
Иш һәққи алғучи болса,
Худди иш һәққини төшүк һәмянға салғанға охшаштур.Қан. 28:38; Мик. 6:14, 15.
— Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Қиливатқиниңлар үстидә көңүл қоюп ойлиниңлар!
Таққа чиқип, яғачни елип келиңлар, өйни қуруңлар; шундақ қилсаңлар Мән униңдин хурсән болимән, шан-шәрәпкә еришимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
— Силәр көпни күттүңлар, мана, еришкиниңлар аз болди; уни өйгә епкәлгиниңларда, Мән уни пүвләп йоқаттим; бу немә үчүн? — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар —
— Чүнки Мениң өйүмниң харабә болғиниға қаримай, өз өйүңларни селишқа жүгүрүшүп жүрүватисиләр.
10 Шуңа үстүңларда асманлар шәбнәмни бәрмәйду, зиминму һосулини бәрмәйду;«Шуңа үстүңларда асманлар шәбнәмни бәрмәйду» — шәбнәм, болупму 8- вә 9-айда пишидиған мевә яки ашлиқни йегиләштин сақлашта муһим роль ойнайду.  Қан. 28:23
11 Мән зиминға, таққа, зираәтләргә, йеңи шарапларға, зәйтун мейиға, тупрақниң үндүрмилиригә, инсанларға, мал-варанларға вә қоллардики барлиқ әҗирләргә қурғақчилиқни чақирдим.«Мән зиминға, таққа, зираәтләргә, ... қоллардики барлиқ әҗирләргә қурғақчилиқни чақирдим» — «қурғақчилиқ» ( ибраний тилида «хорәб») һәм «харабә» дегәнләр бир-биригә охшап кетидиған сөзләр — Худаниң өйи «харабә» болса, уларға «хорәб» (қурғақчилиқ) болиду.
12 Шуниң билән Шеалтиәлниң оғли Зәруббабәл һәм Йәһозадакниң оғли баш каһин Йәшуа вә хәлиқниң қалдисиниң һәммиси Пәрвәрдигар Худасиниң авазиға, шуниңдәк Пәрвәрдигар Худасиниң Һагай пәйғәмбәрни әвәтиши билән, униң сөзлиригә қулақ салди; хәлиқ Пәрвәрдигар алдида қорқти.
13 Андин Пәрвәрдигарниң әлчиси Һагай Пәрвәрдигарниң хәвирини хәлиққә йәткүзүп:
— «Мән силәр билән биллидурмән» — дәйду Пәрвәрдигар, — деди. 14 Вә Пәрвәрдигар Шеалтиәлниң оғли, Йәһуданиң валийиси Зәруббабәлниң роһини, шундақла Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуаниң роһини һәм хәлиқ қалдисиниң һәр бириниң роһини қозғиди; улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Худасиниң өйигә келип ишлиди.
15 Бу Дариус падишаниң иккинчи жили, алтинчи айниң жигирмә төртинчи күни еди.«Бу Дариус падишаниң иккинчи жили, алтинчи айниң жигирмә төртинчи күни еди» — Һагай бешарәт берип, хәлиқ Худаниң өйидә иш башлиғичә 23 күн өтти. Бу вақит һосул жиғидиған пәсил болғачқа, иш бәлким һосулни жиғип болғандин кейин башланған.
 
 

1:1 «Дариус падишаниң иккинчи жили, алтинчи айниң биринчи күни» — «Дариус падиша», йәни «Дариус Хиспастес» (миладийәдин илгәрки 521-485-жиллар). Бу күн миладийәдин илгәрки 520-жили, 29-авғуст еди. «Алтинчи ай» — Муқәддәс Китапта жил, айлар тилға елинғанда, Йәһудийларниң кона календари бойичә һесаплиниду («Тәбирләр»ниму көрүң). «алтинчи айниң биринчи күни» — һәр айниң биринчи күни һейт болатти, Йерусалимда бу сөзни аңлиған кишиләр бәлким аз болмиса керәк. «баш каһин Йәшуа» — «каһин» муқәддәс ибадәтханида пухралар үчүн мәхсус қурбанлиқни көйдүргүчи хадим.

1:2 «Бу хәлиқ: «Вақти кәлмиди, Пәрвәрдигарниң өйини қуруш вақти техи кәлмиди» — дәйду» — муқәддәс ибадәтханини қайта қуруш хизмити 15 жил илгири башланған еди, бирақ хәлиқ башқа әлләрниң тәһдитигә учрап, қуруш хизмитидин қол тартқан еди («Әзра», 3-5-бапларни көрүң).

1:4 «тахтайдин безәлгән өйлириңлар» — «тахтайдин безәлгән» дегән бу сөз Тәвратта пәқәт Сулайман қурған муқәддәс ибадәтханиниң безилиши вә «Йәһоаһаз падиша»ниң ордисиниң безилишини тәсвирләш үчүн бир қетим ишлитилгән. Шуниңдин көримизки, хәлиқләр бәлким муқәддәс ибадәтханини қурушқа 15 жил илгири тәйярлиған яғачни һазир өз өйлирини безәш үчүн ишләтмәктә. Шуңа уларниң икки гунайи бар еди: (1) Худаниң өйини қурушни кечиктүрүш; (2) Худаниң өйи үчүн тәйярлап қоюлған яғачни өз өйлири үчүн ишлитиш.

1:6 Қан. 28:38; Мик. 6:14, 15.

1:10 «Шуңа үстүңларда асманлар шәбнәмни бәрмәйду» — шәбнәм, болупму 8- вә 9-айда пишидиған мевә яки ашлиқни йегиләштин сақлашта муһим роль ойнайду.

1:10 Қан. 28:23

1:11 «Мән зиминға, таққа, зираәтләргә, ... қоллардики барлиқ әҗирләргә қурғақчилиқни чақирдим» — «қурғақчилиқ» ( ибраний тилида «хорәб») һәм «харабә» дегәнләр бир-биригә охшап кетидиған сөзләр — Худаниң өйи «харабә» болса, уларға «хорәб» (қурғақчилиқ) болиду.

1:15 «Бу Дариус падишаниң иккинчи жили, алтинчи айниң жигирмә төртинчи күни еди» — Һагай бешарәт берип, хәлиқ Худаниң өйидә иш башлиғичә 23 күн өтти. Бу вақит һосул жиғидиған пәсил болғачқа, иш бәлким һосулни жиғип болғандин кейин башланған.