2
Иккинчи вәһий — риғбәтләндүрүш
Йәттинчи айниң жигирмә биринчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ келип мундақ дейилди:«Йәттинчи айниң жигирмә биринчи күни» — бу күн «кәпиләр һейти» («кәпә тикиш һейти»)ниң әң ахирқи күни болуп, хәлиқниң көп бир қисми Йерусалимда болған болуш керәк. — «Шеалтиәлниң оғли, Йәһуданиң валийиси Зәруббабәлгә, Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуаға һәмдә хәлиқниң қалдисиға сөз қилип улардин: —
«Араңлардин әйни чағдики шан-шәрәптә болған бу өйни көргәнләрдин ким бар? Силәр һазир униңға қандақ қарайсиләр? Нәзириңларда у һеч немигә әрзимәйду, шундақму?» — дәп сориғин. ««Араңлардин әйни чағдики шан-шәрәптә болған бу өйни көргәнләрдин ким бар? Силәр һазир униңға қандақ қарайсиләр? Нәзириңларда у һеч немигә әрзимәйду, шундақму?» — Сулайман падиша салған һәйвәтлик муқәддәс ибадәтхана (миладийәдин илгәрки 587-жили) Бабил тәрипидин вәйран қилинған. Бу вақиә Һагай сөз қилған вақиттин 67 жил илгири болғачқа, әсли ибадәтханиниң шан-шәриви йеңи ибадәтханиға қарайдиған бәзи бовайларниң есидин чиқмиған болуши керәк.
«әйни чағдики шан-шәрәптә болған бу өй» вә «униңға қандақ қарайсиләр?» дегән сөзләр испатлайдуки, Худа нәзиридә мәйли Сулайман қурған яки бу вақиттики хәлиқ қурған ибадәтхана болсун, һәр иккисини «бир» дәп һесаплайду.
— Бирақ һазир, и Зәруббабәл, җасарәтлик бол, — дәйду Пәрвәрдигар, — Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуа, җасарәтлик бол; зиминдики барлиқ хәлиқ, җасарәтлик болуп ишләңлар, — дәйду Пәрвәрдигар.
— чүнки Мән силәр билән биллидурмән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
— Мисирдин чиққан вақтиңларда силәргә әһдә қилған сөзүм вә Мениң Роһум араңларда туруп кәлди; һәргиз қорқмаңлар.
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
— Йәнә пәқәт азғина вақиттин кейин Мән асманлар, йәр йүзи, деңиз һәм қуруқлуқни тәвритимән; «... асманлар, йәр йүзи, деңиз һәм қуруқлуқни тәвритимән» — мошундақ сөзләр башқа пәйғәмбәр язмилиридиму тепилиду (мәсилән, «Йәшая» 13-бап, «Йәрәмия» 4- һәм 10-бап, «Йоел» 2-бап, «Наһум» 1-бапта). Шүбһисизки, булар «Пәрвәрдигарниң күни», йәни ахирқи заманни көрситиду.  Ибр. 12:26,27
Мән барлиқ әлләрни тәвритимән; нәтиҗидә әлләрниң сәрхил әтивар нәрсилири елип келиниду. Мән мошу өйни шан-шәрәпкә толдуримән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
— Күмүч Мениңки, алтун Мениңки, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.«Күмүч Мениңки, алтун Мениңки, — дәйду ... Пәрвәрдигар» — шу дәвирдә дуниядики көп қисим алтун-күмүч Парс имерийәсиниң қолида еди. Мәзкур бешарәттин азрақла бир мәзгилдин кейин, Парс императори Дариус тәрипидин: «Исраилниң әтрапидики жутлардин императорға елинған баҗларниң чоң бир қисмини айрип, бу пулни «Пәрвәрдигарниң өйини чирайлиқ ясаш үчүн ишлитиш керәк...»» дегән бир ярлиқ чүшүрүлди («Әзра» 4-6-бапни, шундақла «қошумчә сөз»имизни көрүң).
— Бу өйниң кейинки шан-шәриви әслидикидин зор болиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — вә Мән мошу йәрдә арамлик-хатирҗәмликни ата қилимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар». «Бу өйниң кейинки шан-шәриви әслидикидин зор болиду» — бу бешарәтниң әмәлгә ашурулуши наһайити әҗайип болди. Сөз көп болғачқа, шәрһини «қошумчә сөз»имизгә қойдуқ.  Мис. 23:20-22; Йәр. 31:31-34; Әз. 36:26-28; Мат. 3: 11-12; 11:10; 24:12-16; Мар. 1:2; Луқа 1:76; 7:27; Йуһ. 2:13-17; Йәш. 40:3; Ибр. 8:6; 12:24
 
Үчинчи вәһий — Худаниң шәпқити вә бәрикити
10 Дариус падишаниң иккинчи жили, тоққузинчи айниң жигирмә төртинчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ келип мундақ дейилди: —
11 «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Каһинларға сөз қилип улардин Тәврат-қануни тоғрилиқ: —
12 «Бириси тониниң етигидә «Худаға аталған гөш»ни көтирип кетиватқинида, униң етиги нанға, умачқа, шарапқа, зәйтун майға яки һәр қандақ аш-озуққа мундақла тегип кәтсә, ундақта у нәрсиләр «Худаға аталған» боламду?» — дәп сориғин».
Каһинлар җававән: «Яқ» — деди.«бириси тониниң етигидә «Худаға аталған гөш»ни көтирип кетиватқинида, униң етиги .. һәр қандақ аш-озуққа мундақла тегип кәтсә, ундақта у нәрсиләр «Худаға аталған» боламду?» — «Худаға аталған гөш» (яки «муқәддәс гөш») — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, бириси Худаға «гуна қурбанлиғи» («гунани тилидиған қурбанлиқ»), «енақ қурбанлиғи» яки « қурбанлиғи»ни қилғанда, бу қурбанлиқлардин мәлум парчә гөш қурбанлиқ қилмақчи болған кишиниң ярдимидә болған каһинға айрип берилгән. Бу гөш «Худаға аталған гөш» (яки «муқәддәс гөш») дәп аталған, бу гөшни пәқәт каһин вә униң аилисидикиләр йейишкә болиду.
13 Вә Һагай: «Бириси җәсәткә тегип «напак» болған болса, у бу аш-озуқниң қайсибиригә тәгсә, ундақта аш-озуқ напак боламду?» — дәп сориди.
Каһинлар җававән: «У напак болиду» — деди.«Бириси җәсәткә тегип «напак» болған болса, у бу аш-озуқниң қайсибиригә тәгсә, ундақта аш-озуқ напак боламду?» — «напак болған» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, бириси җәсәткә яки җәсәт қоюлған җайға тәгсә, яки бәзи хил кесәл кишиләргә тәгсә, «напак» дәп һесапланған. У бир мәзгил (бәзидә бир күн, бәзидә бир һәптә) айрим туруши керәк еди. Айрим турғандин кейин ғусул қилип (пүтүнләй жуюнуп) андин «пак» дәп һесапланған.
14 Андин Һагай җававән мундақ деди: —«Пәрвәрдигар: «Әнди бу хәлиқ, бу «ят әл» Мениң алдимдиму шундақтур, уларниң қоллирида ишләнгәнлириниң һәммисиму шундақтур, шуниңдәк уларниң шу йәрдә Маңа һәр бир сунғанлириму напактур» — дәйду.«Пәрвәрдигар: «... уларниң қоллирида ишләнгәнлириниң һәммисиму шундақтур (напак, демәк), шуниңдәк уларниң шу йәрдә Маңа һәр бир сунғанлириму напактур» — дәйду» — «шу йәрдә» дегән сөз бәлким «напак қоллирида» дегәнни көрситиши мүмкин.
«Пәрвәрдигар: «Әнди бу хәлиқ, бу «ят әл» Мениң алдимдиму шундақтур, уларниң қоллирида ишләнгәнлириниң һәммисиму шундақтур, шуниңдәк уларниң шу йәрдә Маңа һәр бир сунғанлириму напактур» — дәйду» — бу толуқ сөз Исраилға наһайити еғир еди. Исраил өзи капир бир «ят әл» болған охшайду. Улардики харәбә болған муқәддәс ибадәтханиниң өзи уларниң «пәрвайим пәләк» дегәндәк бихудлуқ гуналириға гува бериду. Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, гуналар пәқәт «қан төкүлүп қилинған қурбанлиқ»лар арқилиқ «йепилған» болиду. Бирақ муқәддәс ибадәтханиниң өзи харабә болуп, улар сунған қурбанлиқларни өзлириниң «напак қоллири» түпәйлидин «напак болди» десәк, әнди улар қандақму пак болалайду? «Ким напак нәрсиләрдин пак нәрсини чиқиралайду? — Һеч ким!» («Аюп» 14:4). Пәқәт рәһим-шәпқәтлик бир Худа Өзи напак хәлқи үчүн бир иш қилса, андин қутқузулғили болиду. Әнди Худа (15-айәт) уларниң гуналирини кәчүрүм қилип, уларға үмүт бериду. Униң қандақ йол билән уларниң гуналирини кәчүрүм қилғанлиғи ейтилмиди. Бу мәсилиләргә болған җавап (йәни Худаниң ахирида адәмләрни гунадин паклаш үчүн немә иш қилғанлиғи) пәқәт Инҗилдин тепилиду.
15 — Әнди һазир көңүл қоюп ойлиниңлар —
Бүгүндин башлап, мошу вақиттин тартип көрүңлар — таки Пәрвәрдигарниң ибадәтханисидики таш үстигә йәнә бир тал таш қоюлғичә, «Ибадәтханисидики таш үстигә йәнә бир тал таш қоюлғичә...» — Һагай пәйғәмбәр сөз қилғандин кейин, хәлиқ қайта қурулушниң хизмитини яңливаштин башлиған күнгичә, йәни «иккинчи жили, алтинчи айниң жигирмә төртинчи күни» (27-Сентәбр)гичә дегәнликтур. 16 шуниңдин илгәрки күнләрдә, бириси «жигирмә күрә»лик бир дога ашлиқни алғили кәлгәндә, мана пәқәт он күрила чиқти; бириси шарап күпидин әллик комзәк алғили кәлсә, мана пәқәт жигирмә комзәк чиқти.«шуниңдин илгәрки күнләрдә, бириси «жигирмә күрә»лик бир дога ашлиқни алғили кәлгәндә...» — «илгәрки» — Ибраний тилидики бу сөз бәзидә «илгәрки», бәзидә «кейинки» дегәнни билдүриду. Қошумчә сөзлиримиздә «илгәрки» дегән тәрҗимимизниң сәвәвини ейтимиз. 17 Мән қоллириңлар билән ишлигән барлиқ ишлириңларда силәрни җудун, һал вә мөлдүр апәтлири билән уруп кәлдим; бирақ силәр йенимға қайтмидиңлар. «Мән қоллириңлар билән ишлигән барлиқ ишлириңларда силәрни җудун, һал вә мөлдүр апәтлири билән уруп кәлдим; бирақ силәр йенимға қайтмидиңлар» — Һагай пәйғәмбәр мошу йәрдә Тәврат «Ам.» 4:9ни нәқил кәлтүриду.  Һаг. 1:11
18 Әнди өтүнимәнки, көңүл қоюп ойлиниңлар — бу күн, йәни тоққузинчи айниң жигирмә төртинчи күнидин башлап, мошу вақиттин тартип, — йәни Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң қайта қурулушини башлиған күнидин кейинки ишларға көңүл қоюп ойлиниңлар; 19 данлар амбарға жиғилдиму? Үзүм таллири, әнҗир, анар һәм зәйтун дәрәқлири һеч мевә бәрмиди. Бирақ Мән бу күндин башлап силәрни бәрикәтләймән».«...данлар амбарға жиғилдиму? Үзүм таллири... һеч мевә бәрмиди. Бирақ Мән бу күндин башлап силәрни бәрикәтләймән» — бу 16-19-айәтләрни қошумчә сөзлиримиздә тәһлил қилимиз.
 
Төртинчи вәһий — Ахирқи заман •••• Зәруббабәл тоғрилиқ
20 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи шу айниң жигирмә төртинчи күни Һагайға иккинчи қетим келип мундақ дейилди: —
21 — Йәһудаға валий болған Зәруббабәлгә сөз қилип мундақ дегин: —
— «Мән асманларни, зиминни тәвритишкә тәмшиливатимән;«Мән асманларни, зиминни тәвритишкә тәмшиливатимән» — бу сөзләр (вә 22-айәт) 6-7-айәттләрдикигә охшаш, бәлким ахирқи замандики ишларни көрситиду.
22 Падишаһлиқларниң тәхтини өрүветимән, әлләрниң падишалиқлириниң күчини йоқитимән; җәң һарвулири һәм униң үстидә олтарғанларни өрүветимән; атлар вә атлиқ әскәрләр, уларниң һәр бири өз қериндишиниң қиличи билән моллақ атқузулиду.Дан. 2:44-45; Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 2:12-22; 13:6-13; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29, Рос. 2:20; Вәһ. 6:12-13.
23 Шу күнидә — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар —
Мән сени, йәни Шеалтиәлниң оғли Зәруббабәлни алимән, — дәйду Пәрвәрдигар — андин сени худди мөһүрлүк үзүкүмдәк қилимән; чүнки Мән сени талливалдим, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар».«Мән сени, йәни Шеалтиәлниң оғли Зәруббабәлни алимән,... андин сени худди мөһүрлүк үзүкүмдәк қилимән; чүнки Мән сени талливалдим» — бу бешарәтниң әмәлгә ашурулушини «қошумчә сөз»имиздә тилға алимиз.

2:1 «Йәттинчи айниң жигирмә биринчи күни» — бу күн «кәпиләр һейти» («кәпә тикиш һейти»)ниң әң ахирқи күни болуп, хәлиқниң көп бир қисми Йерусалимда болған болуш керәк.

2:3 ««Араңлардин әйни чағдики шан-шәрәптә болған бу өйни көргәнләрдин ким бар? Силәр һазир униңға қандақ қарайсиләр? Нәзириңларда у һеч немигә әрзимәйду, шундақму?» — Сулайман падиша салған һәйвәтлик муқәддәс ибадәтхана (миладийәдин илгәрки 587-жили) Бабил тәрипидин вәйран қилинған. Бу вақиә Һагай сөз қилған вақиттин 67 жил илгири болғачқа, әсли ибадәтханиниң шан-шәриви йеңи ибадәтханиға қарайдиған бәзи бовайларниң есидин чиқмиған болуши керәк. «әйни чағдики шан-шәрәптә болған бу өй» вә «униңға қандақ қарайсиләр?» дегән сөзләр испатлайдуки, Худа нәзиридә мәйли Сулайман қурған яки бу вақиттики хәлиқ қурған ибадәтхана болсун, һәр иккисини «бир» дәп һесаплайду.

2:6 «... асманлар, йәр йүзи, деңиз һәм қуруқлуқни тәвритимән» — мошундақ сөзләр башқа пәйғәмбәр язмилиридиму тепилиду (мәсилән, «Йәшая» 13-бап, «Йәрәмия» 4- һәм 10-бап, «Йоел» 2-бап, «Наһум» 1-бапта). Шүбһисизки, булар «Пәрвәрдигарниң күни», йәни ахирқи заманни көрситиду.

2:6 Ибр. 12:26,27

2:8 «Күмүч Мениңки, алтун Мениңки, — дәйду ... Пәрвәрдигар» — шу дәвирдә дуниядики көп қисим алтун-күмүч Парс имерийәсиниң қолида еди. Мәзкур бешарәттин азрақла бир мәзгилдин кейин, Парс императори Дариус тәрипидин: «Исраилниң әтрапидики жутлардин императорға елинған баҗларниң чоң бир қисмини айрип, бу пулни «Пәрвәрдигарниң өйини чирайлиқ ясаш үчүн ишлитиш керәк...»» дегән бир ярлиқ чүшүрүлди («Әзра» 4-6-бапни, шундақла «қошумчә сөз»имизни көрүң).

2:9 «Бу өйниң кейинки шан-шәриви әслидикидин зор болиду» — бу бешарәтниң әмәлгә ашурулуши наһайити әҗайип болди. Сөз көп болғачқа, шәрһини «қошумчә сөз»имизгә қойдуқ.

2:9 Мис. 23:20-22; Йәр. 31:31-34; Әз. 36:26-28; Мат. 3: 11-12; 11:10; 24:12-16; Мар. 1:2; Луқа 1:76; 7:27; Йуһ. 2:13-17; Йәш. 40:3; Ибр. 8:6; 12:24

2:12 «бириси тониниң етигидә «Худаға аталған гөш»ни көтирип кетиватқинида, униң етиги .. һәр қандақ аш-озуққа мундақла тегип кәтсә, ундақта у нәрсиләр «Худаға аталған» боламду?» — «Худаға аталған гөш» (яки «муқәддәс гөш») — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, бириси Худаға «гуна қурбанлиғи» («гунани тилидиған қурбанлиқ»), «енақ қурбанлиғи» яки « қурбанлиғи»ни қилғанда, бу қурбанлиқлардин мәлум парчә гөш қурбанлиқ қилмақчи болған кишиниң ярдимидә болған каһинға айрип берилгән. Бу гөш «Худаға аталған гөш» (яки «муқәддәс гөш») дәп аталған, бу гөшни пәқәт каһин вә униң аилисидикиләр йейишкә болиду.

2:13 «Бириси җәсәткә тегип «напак» болған болса, у бу аш-озуқниң қайсибиригә тәгсә, ундақта аш-озуқ напак боламду?» — «напак болған» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, бириси җәсәткә яки җәсәт қоюлған җайға тәгсә, яки бәзи хил кесәл кишиләргә тәгсә, «напак» дәп һесапланған. У бир мәзгил (бәзидә бир күн, бәзидә бир һәптә) айрим туруши керәк еди. Айрим турғандин кейин ғусул қилип (пүтүнләй жуюнуп) андин «пак» дәп һесапланған.

2:14 «Пәрвәрдигар: «... уларниң қоллирида ишләнгәнлириниң һәммисиму шундақтур (напак, демәк), шуниңдәк уларниң шу йәрдә Маңа һәр бир сунғанлириму напактур» — дәйду» — «шу йәрдә» дегән сөз бәлким «напак қоллирида» дегәнни көрситиши мүмкин. «Пәрвәрдигар: «Әнди бу хәлиқ, бу «ят әл» Мениң алдимдиму шундақтур, уларниң қоллирида ишләнгәнлириниң һәммисиму шундақтур, шуниңдәк уларниң шу йәрдә Маңа һәр бир сунғанлириму напактур» — дәйду» — бу толуқ сөз Исраилға наһайити еғир еди. Исраил өзи капир бир «ят әл» болған охшайду. Улардики харәбә болған муқәддәс ибадәтханиниң өзи уларниң «пәрвайим пәләк» дегәндәк бихудлуқ гуналириға гува бериду. Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, гуналар пәқәт «қан төкүлүп қилинған қурбанлиқ»лар арқилиқ «йепилған» болиду. Бирақ муқәддәс ибадәтханиниң өзи харабә болуп, улар сунған қурбанлиқларни өзлириниң «напак қоллири» түпәйлидин «напак болди» десәк, әнди улар қандақму пак болалайду? «Ким напак нәрсиләрдин пак нәрсини чиқиралайду? — Һеч ким!» («Аюп» 14:4). Пәқәт рәһим-шәпқәтлик бир Худа Өзи напак хәлқи үчүн бир иш қилса, андин қутқузулғили болиду. Әнди Худа (15-айәт) уларниң гуналирини кәчүрүм қилип, уларға үмүт бериду. Униң қандақ йол билән уларниң гуналирини кәчүрүм қилғанлиғи ейтилмиди. Бу мәсилиләргә болған җавап (йәни Худаниң ахирида адәмләрни гунадин паклаш үчүн немә иш қилғанлиғи) пәқәт Инҗилдин тепилиду.

2:15 «Ибадәтханисидики таш үстигә йәнә бир тал таш қоюлғичә...» — Һагай пәйғәмбәр сөз қилғандин кейин, хәлиқ қайта қурулушниң хизмитини яңливаштин башлиған күнгичә, йәни «иккинчи жили, алтинчи айниң жигирмә төртинчи күни» (27-Сентәбр)гичә дегәнликтур.

2:16 «шуниңдин илгәрки күнләрдә, бириси «жигирмә күрә»лик бир дога ашлиқни алғили кәлгәндә...» — «илгәрки» — Ибраний тилидики бу сөз бәзидә «илгәрки», бәзидә «кейинки» дегәнни билдүриду. Қошумчә сөзлиримиздә «илгәрки» дегән тәрҗимимизниң сәвәвини ейтимиз.

2:17 «Мән қоллириңлар билән ишлигән барлиқ ишлириңларда силәрни җудун, һал вә мөлдүр апәтлири билән уруп кәлдим; бирақ силәр йенимға қайтмидиңлар» — Һагай пәйғәмбәр мошу йәрдә Тәврат «Ам.» 4:9ни нәқил кәлтүриду.

2:17 Һаг. 1:11

2:19 «...данлар амбарға жиғилдиму? Үзүм таллири... һеч мевә бәрмиди. Бирақ Мән бу күндин башлап силәрни бәрикәтләймән» — бу 16-19-айәтләрни қошумчә сөзлиримиздә тәһлил қилимиз.

2:21 «Мән асманларни, зиминни тәвритишкә тәмшиливатимән» — бу сөзләр (вә 22-айәт) 6-7-айәттләрдикигә охшаш, бәлким ахирқи замандики ишларни көрситиду.

2:22 Дан. 2:44-45; Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 2:12-22; 13:6-13; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29, Рос. 2:20; Вәһ. 6:12-13.

2:23 «Мән сени, йәни Шеалтиәлниң оғли Зәруббабәлни алимән,... андин сени худди мөһүрлүк үзүкүмдәк қилимән; чүнки Мән сени талливалдим» — бу бешарәтниң әмәлгә ашурулушини «қошумчә сөз»имиздә тилға алимиз.