Зәкәрия
1
Ата-бовилириңлардәк болмаңлар!
Дариус падишаниң иккинчи жили сәккизинчи айда, Пәрвәрдигарниң сөзи Иддониң нәвриси, Бәрәкияниң оғли Зәкәрия пәйғәмбәргә келип мундақ дейилди: —«Дариус падишаниң иккинчи жили сәккизинчи айда...» — «Дариус падиша» йәни «Дариус Хиспастес» (миладийәдин илгәрки 521-485-жили). «сәккизинчи айда...» — китапта ейтилған айлар Йәһудийларниң кона календари бойичә еди. Бу ай миладийәдин илгәрки 520-жили Өктәбргә тоғра келиду.
— «Пәрвәрдигар ата-бовилириңлардин интайин қаттиқ ғәзәпләнди. Шуңа сән уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: — «Мениң йенимға қайтип келиңлар, Мән силәрниң йениңларға қайтип келимән» дәйду», — дегин. «Шуңа сән уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: — «...» дәйду», — дегин» — әсли шәкли: «Шуңа сән уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мениң йенимға қайтип келиңлар» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — «Мән силәрниң йениңларға йенип келимән» — сәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар!».
— Ата-бовилириңлардәк болмаңлар; чүнки илгәрки пәйғәмбәрләр уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: — Рәзил йоллириңлардин, рәзил қилмишлириңлардин йенип товва қилиңлар, дегән», — дәп җакалиған. Бирақ улар Маңа қулақ салмиған, бойсунмиған, — дәйду Пәрвәрдигар.Йәш. 31:6; Йәр. 3:12; 18:11; Әз. 18:30; Һош. 14:2
— Силәрниң ата-бовилириңлар һазир қени? Пәйғәмбәрләр болса, мәңгү яшамду? «Пәйғәмбәрләр болса, мәңгү яшамду?» — мәзкур реторик соал бәлким хәлиқниң диққитини пәйғәмбәрләргә мәркәзләштүрүш үчүн әмәс, бәлки уларниң йәткүзгән хәвәрлиригә мәркәзләштүрүш үчүн ейтилған. Һәтта пәйғәмбәрләрму дуниядин кетиду, бирақ уларниң сөзлири, йәни Худаниң сөзлири йәнила инавәтлик, шундақла әмәлгә ашурулмақта (6-айәтни көрүң).
Бәзи алимлар : «Пәйғәмбәрләр мәңгү яшамду?» дегән соални хәлиқниң Зәкәрия пәйғәмбәрниң сөзигә рәддийә бәрмәкчи болуп имансизлик билән бәргән җававидур, дәп қарайду.
Лекин Мениң пәйғәмбәрләргә буйруған сөзлирим вә бәлгүлимилирим, ата-бовилириңларниң бешиғиму чүшкән әмәсмиди?».
Шуниң билән улар йолидин йенип: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар йоллиримиз вә қилмишлиримиз бойичә бизни қандақ қилимән десә, шундақ қилди, — дегән.«Шуниң билән улар йолидин йенип: — ... Пәрвәрдигар йоллиримиз вә қилмишлиримиз бойичә бизни қандақ қилимән десә, шундақ қилди, — дегән» — «улар» бәлким нәқ мәйданда Зәкәрияға қулақ селип товва қилған хәлиқ.  Жиғ. 1:18
 
Сәккиз аламәт көрүнүш •••• Биринчи аламәт көрүнүш — Атлиқ адәм вә үч хил рәңлик атлар
Дариус падишаниң иккинчи жили, он биринчи ай, йәни «Шебат ейи»ниң жигирмә төртинчи күни, Пәрвәрдигарниң калами Иддониң нәвриси, Бәрәкияниң оғли Зәкәрия пәйғәмбәргә кәлди. У мундақ бешарәтни көрди: —«Дариус падишаниң иккинчи жили, он биринчи ай, йәни «шебат ейи»ниң жигирмә төртинчи күни...» — миладийәдин илгәрки 519-жили, 15-Феврал.
Мән кечидә аламәт көрүнүшләрни көрдүм; мана, торуқ атқа мингән бир адәмни көрдүм; у чоңқур ойманлиқтики хадас дәрәқлири арисида туратти; униң кәйнидә торуқ, ала-тағил вә ақ атлар бар еди. «чоңқур ойманлиқтики хадас дәрәқлири арисида » — «хадас дәриғи» пакар өсидиған, хуш пурақлиқ, дарчиндәк бир дәрәқ. «ала-тағил» — яки «җәдә рәңлик», «қоңур рәңлик». Мән униңдин: «Тәхсир, булар немә?» — дәп соридим. Мән билән сөзлишиватқан пәриштә маңа: «Мән саңа буларниң немә екәнлигини көрситимән» — деди.«Мән билән сөзлишиватқан пәриштә» — изаһат: «хадас дәрәқлири арисида турған адәм» (8-, 10-айәттә) болса «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси». «мән билән сөзлишиватқан пәриштә» болса «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» әмәс. Тәвраттики башқа қисимлардин билимизки, «Пәрвәрдигарниң Пәришитиси» Худаниң вәкили болупла қалмай, йәнә Худаниң тәбиитидә болған бир Шәхс; ишинимизки, у Мәсиһ-Қутқузғучи болуп, инсанлар дуниясида туғулуштин илгири, «адәм» қияпитидә дунияда көрүнгән. Кейинки текстләтдин қариғанда, «мән билән сөзлишиватқан пәриштә» болса «аддий бир пәриштә» еди (у 2-бап, 3-4-айәттә башқа пәриштә тәрипидин ишқа буйрулған). У бәлким Зәкәрияға аламәт көрүнүштә йолбашчи һәм чүшәндүргүчи рольида болған.
10 Хадас дәрәқлири арисида турған зат җававән: «Булар Пәрвәрдигарниң йәр йүзини уян-буян кезишкә әвәткәнлири» — деди.
11 Бу атлар хадас дәрәқлири арисида турған Пәрвәрдигарниң Пәриштисигә җавап қилип: «Биз йәр йүзидә уян-буян кезип кәлдуқ; мана, пүткүл йәр йүзи типтинч, арамлиқта туруватиду» — деди.
12 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси җававән: «И самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, қачанғичә сән бу йәтмиш жилдин бери аччиқлинип келиватқан Йерусалим вә Йәһуданиң шәһәрлиригә рәһим қилмайсән?» — деди.«...сән бу йәтмиш жилдин бери аччиқлинип келиватқан Йерусалим вә Йәһуданиң шәһәрлири...» — оқурмәнләрниң есидә бар болуши керәкки, Исраил Худаниң җазаси билән Бабил империйәсидә 70 жил сүргүн болған («Йәр.» 25:11-12, «Дан.» 9:2ни көрүң).
13 Пәрвәрдигар мән билән сөзлишиватқан пәриштигә йеқимлиқ сөзләр, тәсәлли бәргүчи сөзләр билән җавап бәрди.
14 Шуниң билән мән билән сөзлишиватқан пәриштә маңа мундақ деди: «Сән мундақ җакалиғин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: «Йерусалим вә Зионға болған отлуқ муһәббитимдин жүригим лавилдап көйиду! 15 Шуниң билән Мән әркин-азатиликтә яшаватқан әлләргә қаттиқ ғәзәплинимән; чүнки Мән хәлқимгә сәлла ғәзәплинип қойивидим, улар һәддидин ешип хәлқимгә зор азар қилди», дәйду. «Шуниң билән мән әркин-азатиликтә яшаватқан әлләргә қаттиқ ғәзәплинимән» — Тәврат һәм Зәбурдики «әлләр» дегән сөз адәттә Исраилдин башқа барлиқ хәлиқләрни, йәни «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду. Шуңа бәзидә «ят әлләр» дәп тәрҗимә қилимиз. Тәвратта «әлләр», «таипиләр», «ят әлләр» яки «хәлиқ-милләтләр» дейилсә, һәрдайим мошу мәнини билдүриду. «чүнки мән хәлқимгә сәлла ғәзәплинип қойивидим, улар һәддидин ешип хәлқимгә зор азар қилди» — Худа Исраилдин (бутпәрәслиги түпәйлидин) ғәзәплинип уларға «ят әлләр» арқилиқ азар бәргүзүп җазалап, Бабил империйәсигә 70 жил сүргүн қилдурған. Бирақ «ят әлләр» бу ишта Худаниң җазасиниң даирисидин чиқип толиму рәһимсизлик қилған. 16 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән Йерусалимға рәһим-шәпқәтләр билән қайтип кәлдим; Мениң өйүм униң ичидә қурулиду» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — «вә Йерусалим үстигә «өлчәм таниси» йәнә тартилиду».««өлчәм таниси тартилиду» — демәк, өлчәм танисида шәһәрни өлчәш Йерусалим шәһириниң қайтидин толуқ қурулидиғанлиғидин дерәк бериду.  Әз. 11:23
17 — Йәнә мундақ җакалиғин: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Мениң шәһәрлирим йәнә аватлишиду, Пәрвәрдигар йәнә Зионға тәсәлли бериду вә Йерусалимни йәнә талливалиду».
 
Иккинчи аламәт көрүнүш — «төрт мүңгүз» вә «төрт һүнәрвән»
18 Андин мән бешимни көтәрдим, мана төрт мүңгүзни көрдүм. 19 Мән билән сөзлишиватқан пәриштидин: «Булар немә?» дәп соридим. У маңа: «Бу Йәһуда, Исраил вә Йерусалимни тарқитивәткән мүңгүзләрдур» — деди.
20 Вә Пәрвәрдигар маңа төрт һүнәрвәнни көрсәтти. 21 Мән: «Бу һүнәрвәнләр немә иш қилғили кәлди?» дәп соридим. У: «Мана булар болса Йәһудадикиләрни һеч ким қәддини руслалмиғидәк дәриҗидә тарқитивәткән мүңгүзләр; бирақ бу һүнәрвәнләр мүңгүзләрни дәккә-дүккигә чүшүргили, йәни әлләрниң Йәһуданиң зиминини тарқитиветиш үчүн көтәргән мүңгүзлирини йәргә ташливәткили кәлди!» — деди.«Мән: «бу (һүнәрвәнләр) немә иш қилғили кәлди?» дәп соридим...» — әнди бу «төрт мүңгүз» вә «төрт һүнәрвән» немини көрситидиғанлиғи үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ пикирлишимиз.
 
 

1:1 «Дариус падишаниң иккинчи жили сәккизинчи айда...» — «Дариус падиша» йәни «Дариус Хиспастес» (миладийәдин илгәрки 521-485-жили). «сәккизинчи айда...» — китапта ейтилған айлар Йәһудийларниң кона календари бойичә еди. Бу ай миладийәдин илгәрки 520-жили Өктәбргә тоғра келиду.

1:3 «Шуңа сән уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: — «...» дәйду», — дегин» — әсли шәкли: «Шуңа сән уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мениң йенимға қайтип келиңлар» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — «Мән силәрниң йениңларға йенип келимән» — сәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар!».

1:4 Йәш. 31:6; Йәр. 3:12; 18:11; Әз. 18:30; Һош. 14:2

1:5 «Пәйғәмбәрләр болса, мәңгү яшамду?» — мәзкур реторик соал бәлким хәлиқниң диққитини пәйғәмбәрләргә мәркәзләштүрүш үчүн әмәс, бәлки уларниң йәткүзгән хәвәрлиригә мәркәзләштүрүш үчүн ейтилған. Һәтта пәйғәмбәрләрму дуниядин кетиду, бирақ уларниң сөзлири, йәни Худаниң сөзлири йәнила инавәтлик, шундақла әмәлгә ашурулмақта (6-айәтни көрүң). Бәзи алимлар : «Пәйғәмбәрләр мәңгү яшамду?» дегән соални хәлиқниң Зәкәрия пәйғәмбәрниң сөзигә рәддийә бәрмәкчи болуп имансизлик билән бәргән җававидур, дәп қарайду.

1:6 «Шуниң билән улар йолидин йенип: — ... Пәрвәрдигар йоллиримиз вә қилмишлиримиз бойичә бизни қандақ қилимән десә, шундақ қилди, — дегән» — «улар» бәлким нәқ мәйданда Зәкәрияға қулақ селип товва қилған хәлиқ.

1:6 Жиғ. 1:18

1:7 «Дариус падишаниң иккинчи жили, он биринчи ай, йәни «шебат ейи»ниң жигирмә төртинчи күни...» — миладийәдин илгәрки 519-жили, 15-Феврал.

1:8 «чоңқур ойманлиқтики хадас дәрәқлири арисида » — «хадас дәриғи» пакар өсидиған, хуш пурақлиқ, дарчиндәк бир дәрәқ. «ала-тағил» — яки «җәдә рәңлик», «қоңур рәңлик».

1:9 «Мән билән сөзлишиватқан пәриштә» — изаһат: «хадас дәрәқлири арисида турған адәм» (8-, 10-айәттә) болса «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси». «мән билән сөзлишиватқан пәриштә» болса «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» әмәс. Тәвраттики башқа қисимлардин билимизки, «Пәрвәрдигарниң Пәришитиси» Худаниң вәкили болупла қалмай, йәнә Худаниң тәбиитидә болған бир Шәхс; ишинимизки, у Мәсиһ-Қутқузғучи болуп, инсанлар дуниясида туғулуштин илгири, «адәм» қияпитидә дунияда көрүнгән. Кейинки текстләтдин қариғанда, «мән билән сөзлишиватқан пәриштә» болса «аддий бир пәриштә» еди (у 2-бап, 3-4-айәттә башқа пәриштә тәрипидин ишқа буйрулған). У бәлким Зәкәрияға аламәт көрүнүштә йолбашчи һәм чүшәндүргүчи рольида болған.

1:12 «...сән бу йәтмиш жилдин бери аччиқлинип келиватқан Йерусалим вә Йәһуданиң шәһәрлири...» — оқурмәнләрниң есидә бар болуши керәкки, Исраил Худаниң җазаси билән Бабил империйәсидә 70 жил сүргүн болған («Йәр.» 25:11-12, «Дан.» 9:2ни көрүң).

1:15 «Шуниң билән мән әркин-азатиликтә яшаватқан әлләргә қаттиқ ғәзәплинимән» — Тәврат һәм Зәбурдики «әлләр» дегән сөз адәттә Исраилдин башқа барлиқ хәлиқләрни, йәни «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду. Шуңа бәзидә «ят әлләр» дәп тәрҗимә қилимиз. Тәвратта «әлләр», «таипиләр», «ят әлләр» яки «хәлиқ-милләтләр» дейилсә, һәрдайим мошу мәнини билдүриду. «чүнки мән хәлқимгә сәлла ғәзәплинип қойивидим, улар һәддидин ешип хәлқимгә зор азар қилди» — Худа Исраилдин (бутпәрәслиги түпәйлидин) ғәзәплинип уларға «ят әлләр» арқилиқ азар бәргүзүп җазалап, Бабил империйәсигә 70 жил сүргүн қилдурған. Бирақ «ят әлләр» бу ишта Худаниң җазасиниң даирисидин чиқип толиму рәһимсизлик қилған.

1:16 ««өлчәм таниси тартилиду» — демәк, өлчәм танисида шәһәрни өлчәш Йерусалим шәһириниң қайтидин толуқ қурулидиғанлиғидин дерәк бериду.

1:16 Әз. 11:23

1:21 «Мән: «бу (һүнәрвәнләр) немә иш қилғили кәлди?» дәп соридим...» — әнди бу «төрт мүңгүз» вә «төрт һүнәрвән» немини көрситидиғанлиғи үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ пикирлишимиз.