18
Һәр бир адәмниң Худа алдида болған җавапкарлиғи
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
«Исраил зимини тоғрилиқ силәр: «Атилар аччиқ-чүчүк үзүмләрни йесә, балиларниң чиши қериқ сезилиду» дегән мошу мақални ишлитидиған кишиләр зади немә демәкчисиләр?«Атилар аччиқ-чүчүк үзүмләрни йесә, балиларниң чиши қериқ сезилиду» — демәк, ата-бовимиз яман иш қилған, бирақ биз униң яман нәтиҗилирини, Худаниң җазасини көримиз. Кейинки айәтләрни көрүң.  Йәр. 31:29
Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, дәйду Рәб Пәрвәрдигар, силәр Исраил ичидә мошу мақални қайтидин ишләтмәйсиләр. Мана, барлиқ җанлар Мениңкидур; атиниң җени Мениңкидәк, балиниң җениму Мениңкидур; гуна садир қилғучи җан егиси болса, у өлиду.
 
Үч мисал
Бириси һәққаний болса, адиллиқ вә адаләт жүргүзидиған болса, — у нә тағлар үстидә бутқа аталған таамни йемигән, нә Исраил җәмәтидики бутларға баш көтирип улардин тилимигән, нә хошнисиниң аялини һеч бузмиған, нә ай көргәндә аялға йеқин кәлмигән Лав. 18:19,20 ; Йәш. 57:7; 65:7 нә һеч биригә зулум-зумбулуқ ишләтмигән, бәлки қәриздардин капаләт алғанни қайтуридиған, булаңчилиқ қилмиған, өз ненини ач қалғанларға тәқсим қилип бәргән, йелиң-ялаңачқа кийим кийгүзгән; Мис. 22:21, 26; Лав. 19:13; 25:14; Қан. 15:7; 24:12; Йәш. 58:7; Мат. 25:3 пулни өсүмгә бәрмәйдиған, җазанә алмайдиған, бәлки қолини қәбиһликтин тартип, икки адәм арисида дурус һөкүм чиқиридиған; Мис. 22:25; Лав. 25:35, 36 Мениң бәлгүлимилиримдә маңидиған, башқиларға адил муамилә қилиш үчүн һөкүмлиримни тутидиған болса — мана мошу киши һәққаний, у җәзмән һаят болиду, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
10 Әгәрдә өз пушти болған, зораванлиқ қилғучи, қан төккүчи болған, шундақ яманлиқларниң бирини өз қериндишиға қилған, һәмдә жуқуриқи яхшилиқниң һеч қайсисини қилмиған, бир оғли болса, — йәни тағлар үстидә бутқа аталған таамни йегән, хошнисиниң аялини бузған, «шундақ яманлиқларниң бирини өз қериндишиға қилған, һәмдә жуқуриқи яхшилиқниң һеч қайсисини қилмиған, бир оғли болса» — башқа бир хил тәрҗимиси: «мошундақ яманлиқларниң бирини өз қериндишиға қилған бир оғли бар болса, — (атиси улардин бирини һеч қилмиған болсиму), — » 12 аҗиз-намратларға зулум-зумбулуқ ишләткән, булаңчилиқ қилған, қәриздардин капаләт алғанни қайтурмиған, бутларға баш көтирип улардин тилигән, жиркиничлик ишларни қилған, 13 пулни өсүмгә бәргән, җазанә алған бир оғли болса — әнди у һаят қаламду? У һаят қалмайду; у мошундақ жиркиничлик қилмишларни қилғини үчүн у җәзмән өлиду; униң өз қени өз беши үстигә чүшиду.
14 Бирақ мана, мошу кишиму бир оғул тапса, у атисиниң садир қилған барлиқ гуналирини көргән болсиму, һәм көргини билән шундақ қилмиса 15 — йәни тағлар үстидә бутқа аталған таамни йемигән, Исраил җәмәтидики бутларға баш көтирип улардин тилимигән, хошнисиниң аялини бузмиған, 16 һеч биригә зулум-зумбулуқ ишләтмигән, қәриздардин капаләт елишни һеч өзигә тутмиған, булаңчилиқ қилмиған, өз ненини ач қалғанларға тәқсим қилип бәргән, йелиң-ялаңачқа кийим кийгүзгән, «һеч биригә зулум-зумбулуқ ишләтмигән, қәриздардин капаләт елишни һеч өзигә тутмиған» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә қәриздардин «капаләт алса» болатти (мәсилән, пулниң орниға кийим-кечәк, қурал-әсвап алса болатти), бирақ қәриздар униңға керәк болғанда, униңға қайтуруп туруши керәк еди («Мис.» 22:26, «Қан.» 24:6-17-айәтни көрүң). 17 өз қолини қәбиһликтин тартидиған, пулни өсүмгә бәрмигән, өсүм-җазанә алмиған, бәлки Мениң һөкүмлиримгә әмәл қилидиған, бәлгүлимилиримдә маңидиған болса — у өз атисиниң қәбиһлиги түпәйлидин өлмәйду, у җәзмән һаят болиду.
18 Униң атиси болса, зулум-зумбулуқ ишләткән, өз қериндишиға булаңчилиқ қилған, өз хәлқи арисида натоғра ишларни қилғанлиғи түпәйлидин, мана у өз қәбиһлиги ичидә өлиду. 19 Силәр: «Немишкә оғул атисиниң қәбиһлигиниң җазасини көтәрмәйду?» дәп сорайсиләр; бирақ оғул адиллиқ һәм адаләтни жүргүзгән, Мениң барлиқ бәлгүлимилиримни тутуп уларға әмәл қилған; у җәзмән һаят болиду; Қан. 24:16; 2Пад. 14:6; 2Тар. 25:4 20 гуна садир қилғучи җан егиси өлиду. Оғул атисиниң қәбиһлигиниң җазасини көтәрмәйду, вә яки ата оғлиниң қәбиһлигиниң җазасини көтәрмәйду; һәққаний кишиниң һәққанийлиғи өз үстидә туриду, рәзил кишиниң рәзиллиги өз үстидә туриду; 21 вә рәзил киши барлиқ садир қилған гуналиридин йенип товва қилип, Мениң барлиқ бәлгүлимилиримни тутуп, адиллиқ һәм адаләтни жүргүзидиған болса, у җәзмән һаят болиду, у өлмәйду. 22 Униң садир қилған барлиқ итаәтсизликлири униң һесавиға әсләнмәйду; у қилған һәққанийлиғи билән һаят болиду.
23 Мән рәзил адәмниң өлүмидин һозур аламдимән? — дәйду Рәб Пәрвәрдигар. Әксичә, мәндики һозур униң өз йолидин йенип товва қилғанлилқидин әмәсму? Әз. 33:11
24 Һәққаний киши өз һәққанийлиғидин йенип, қәбиһлик қилған, рәзил адәмләрниң жиркиничлик қилмишлири бойичә иш қилған болса, у һаят қаламду? Униң қилған һәққанийлиқлиридин һеч қайсиси әсләнмәйду; өткүзгән асийлиғи, садир қилған гуна ичидә, у өлиду.
25 Амма силәр: «Рәбниң йоли адил әмәс» дәйсиләр; әнди, и Исраил җәмәти, аңлаңлар; Мениң йолум адил әмәсму? Силәрниң йоллириңлар адилсизлик әмәсму? Әз. 33:17,20 26 Һәққаний киши һәққанийлиғидин йенип, қәбиһликни өткүзгән болса, у өлиду; өткүзгән қәбиһлиги билән у өлиду. 27 Һәм рәзил адәм өткүзгән рәзиллигидин йенип товва қилип, адиллиқ һәм адаләт жүргүзидиған болса, у өз җенини һаят сақлайду. 28 Чүнки у ойлинип, барлиқ өткүзгән итаәтсизликлиридин янди; у җәзмән һаят болиду, у өлмәйду. 29 Лекин Исраил җәмәти «Рәбниң йоли адил әмәс» дәйду; и Исраил җәмәти, Мениң йоллирим адил әмәсму? Адил болмиғини силәрниң йоллириңлар әмәсму?
30 Шуңа Мән үстүңларға, йәни һәр бириңларни өз йоллириңлар бойичә һөкүм чиқирип җазалаймән, и Исраил җәмәти, дәйду Рәб Пәрвәрдигар. Қайтип йенимға келиңлар, барлиқ итаәтсизликлириңлардин йенип товва қилиңлар; шуниң билән қәбиһлик силәргә қилтақ болмайду. Мат. 3:2 31 Өзүңлардин барлиқ өткүзгән итаәтсизликлириңларни ташливетиңлар, өзүңларға йеңи қәлб вә йеңи роһни тикләңлар; немишкә өлмәкчисиләр, и Исраил җәмәти? «Өзүңларға йеңи қәлб вә йеңи роһни тикләңлар» — 11:19-айәтни көрүң. Бу «йеңи қәлб», «йеңи роһ» товва қилиш йолида Худадинла келиду.  Йәр. 32:39; Әз. 11:19; 36:26 32 Чүнки өлидиған кишиниң өлүмидин маңа һозур йоқтур, дәйду Рәб Пәрвәрдигар; шуңа йолуңлардин йенип товва қилип һаят болуңлар!».«өлидиған кишиниң өлүмидин маңа һозур йоқтур, дәйду Рәб Пәрвәрдигар» — «қошумчә сөз»имиздә мошу муһим бап үстидә тохтилимиз.  Әз. 33:11
 
 

18:2 «Атилар аччиқ-чүчүк үзүмләрни йесә, балиларниң чиши қериқ сезилиду» — демәк, ата-бовимиз яман иш қилған, бирақ биз униң яман нәтиҗилирини, Худаниң җазасини көримиз. Кейинки айәтләрни көрүң.

18:2 Йәр. 31:29

18:6 Лав. 18:19,20 ; Йәш. 57:7; 65:7

18:7 Мис. 22:21, 26; Лав. 19:13; 25:14; Қан. 15:7; 24:12; Йәш. 58:7; Мат. 25:3

18:8 Мис. 22:25; Лав. 25:35, 36

18:10 «шундақ яманлиқларниң бирини өз қериндишиға қилған, һәмдә жуқуриқи яхшилиқниң һеч қайсисини қилмиған, бир оғли болса» — башқа бир хил тәрҗимиси: «мошундақ яманлиқларниң бирини өз қериндишиға қилған бир оғли бар болса, — (атиси улардин бирини һеч қилмиған болсиму), — »

18:16 «һеч биригә зулум-зумбулуқ ишләтмигән, қәриздардин капаләт елишни һеч өзигә тутмиған» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә қәриздардин «капаләт алса» болатти (мәсилән, пулниң орниға кийим-кечәк, қурал-әсвап алса болатти), бирақ қәриздар униңға керәк болғанда, униңға қайтуруп туруши керәк еди («Мис.» 22:26, «Қан.» 24:6-17-айәтни көрүң).

18:19 Қан. 24:16; 2Пад. 14:6; 2Тар. 25:4

18:23 Әз. 33:11

18:25 Әз. 33:17,20

18:30 Мат. 3:2

18:31 «Өзүңларға йеңи қәлб вә йеңи роһни тикләңлар» — 11:19-айәтни көрүң. Бу «йеңи қәлб», «йеңи роһ» товва қилиш йолида Худадинла келиду.

18:31 Йәр. 32:39; Әз. 11:19; 36:26

18:32 «өлидиған кишиниң өлүмидин маңа һозур йоқтур, дәйду Рәб Пәрвәрдигар» — «қошумчә сөз»имиздә мошу муһим бап үстидә тохтилимиз.

18:32 Әз. 33:11