58
Қуруқ диний паалийәтләр адәмләрни дозаққа елип бариду; •••• Худаға яқидиған «розини тутуш»
— Нида қилип җакалиғин,
Авазиңни қоюп берип болушичә товла,
Авазиңни канайдәк көтәр,
Мениң хәлқимгә уларниң асийлиғини,
Яқупниң җәмәтигә гуналирини баян қилғин.
Бирақ улар Мени һәр күни издәйдиған,
Һәққанийлиқни жүргүзидиған,
Мениң йоллиримни билишни хошаллиқ дәп билидиған,
Худасиниң һөкүм-пәрманлирини ташливәтмәйдиған бир әлгә охшайду;
Улар Мәндин һәққанийлиқни бекитидиған һөкүм-пәрманларни сорайду;
Улар Худаға йеқинлишишни хурсәнлик дәп билиду.
Андин улар: — «Биз роза туттуқ,
Әнди немишкә сән көзүңгә илмидиң?
Биз җенимизни қийнидуқ,
Әнди немишкә буниңдин хәвириң йоқ?» — дәп сорайду.
— Қараңлар, роза күни өз көңлүңлардикини қиливерисиләр,
Хизмәтчилириңларни қаттиқ ишлитисиләр;
Силәрниң роза тутушлириңлар җәңги-җедәл чиқириш үчүнму?
Қәбиһ қоллириңлар мушт билән адәм урушни мәхсәт қилған охшимамду?
Һазирқи роза тутушлириңларниң мәхсити авазиңларни әршләрдә аңлитиш әмәстур!«әршләрдә» — ибраний тилида «жуқурида»
Мән таллиған шу роза тутуш күни —
Адәмләрниң җенини қийнайдиған күнму?
Бешини қомуштәк егип,
Астиға бөз вә күлләрни йейиш керәк болған күнму?
Силәр мошундақ ишларни «роза»,
«Пәрвәрдигар қобул қилғидәк бир күн» дәватамсиләр?Зәк. 7:5
Мана, Мән таллиған роза мошуки: —
Рәзиллик-зулумниң асарәтлирини бошитиш,
Боюнтуруқниң тасмилирини йешиш,
Езилгәнләрни бошитип һөр қилиш,
Һәр қандақ боюнтуруқни чеқип ташлаш әмәсмиди?«Һәр қандақ боюнтуруқни чеқип ташлаш әмәсмиди?» — «боюнтуруқ» бәлким инсанларға улақ һайванларниң қатарида муамилә қилишни билдүриду. Худаниң йолйоруғиниң биринчи басқучи болса, «боюнтуруқниң тасмилирини йешиш»; бирақ һәққанийлиқниң ахирқи мәхсити барлиқ боюнтуруқларни пачақлап ташлаштин ибарәт болуш керәк.
Аш-нениңни ачларға үләштүрүшүң,
Һаҗәтмән мусапирларни һимайә қилип өйүңгә апиришиң,
Ялаңачларни көргиниңдә, уни кийдүрүшүң,
Өзүңни өзүң билән бир җан бир тән болғанлардин қачурмаслиғиңдин ибарәт әмәсму?Әз. 18:7,16; Мат. 25:35
Шундақ қилғанда нуруң таң сәһәрдәк валлидә ечилиду,
Саламәтлигиң тездин әслигә келип яшнайсән;
Һәққанийлиғиң алдиңда маңиду,
Арқаңдики муһапизәтчиң болса Пәрвәрдигарниң шан-шәриви болиду.
Сән чақирсаң, Пәрвәрдигар җавап бериду;
Нида қилисән, У: «Мана Мән!» дәйду.
Әгәр араңлардин боюнтуруқни,
Тәңләйдиған бармақни,
Һәм төһмәт гәплирини йоқ қилсаң,«Тәңләйдиған бармақ» — һейлигәрлик ишарәтләрни яки әрз-шикайәт қилғанлиғини көрсәтсә керәк.
10 Җениңни ачлар үчүн пида қилсаң,
Езилгәнләрниң һаҗәтлиридин чиқсаң,
Шу чағда нуруң қараңғулуқта көтирилиду;
Зулмитиң чүштәк болиду;
11 Һәм Пәрвәрдигар сениң дайимлиқ йетәклигүчиң болиду,
Җениңни қурғақчилиқ болған вақтидиму қамдайду,
Устиханлириңни күчәйтиду;
Сән суғирилидиған бир бағ,
Сулири урғуп түгимәйдиған, адәмни алдимайдиған бир булақ болисән;«Адәмни алдимайдиған бир булақ» — чөл-баяванда жүргән йолучилар үчүн булақлар интайин муһим, әлвәттә. Һели бар, һазир йоқ болған булақлар, «адәмни алдайдиған» булақлар дейиләтти; бундақ булақлар йолучиларниң җениға замин болуши мүмкин.
12 Сәндин төрәлгәнләр кона харабиләрни қайтидин қуруп чиқиду;
Нурғун дәвирләр қалдурған һулларни қайтидин көтирисән,
Шуниң билән «Бөсүлгән тамларни қайтидин ясиғучи,
Коча-йол вә туралғуларни әслигә кәлтүргүчи» дәп атилисән.
13 Әгәр сән шабат күнидә қәдәмлириңни санап маңсаң,
Йәни Мениң муқәддәс күнүмдә өзүңниңки көңлүңдикиләрни қилмай,
Шабатни «хошаллиқ»,
Пәрвәрдигарниң муқәддәс күнини «һөрмәтлик күн» дәп билсәң,
Һәм Уни һөрмәтләп,
Өз йоллириңда маңмай,
Өз билгиниңни издимәй,
Қуруқ параң салмисаң,«Һәм Уни һөрмәтләп...» — мошу ибаридә «Уни» яки Пәрвәрдигарниң Өзини яки униң «шабат күни»ни көрситиду. «Өз йоллириңда маңмай, өз билгиниңни издимәй, қуруқ параң салмисаң,...» — Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраилға берилгән «он пәрман»ниң төртинчиси «шабат күнини муқәддәс күни сүпитидә сақлаңлар» дегән. Шабатниң муһим ишлири болса өзиниң һеч қандақ хусусий иш-хизмәтлирини қилмай, Худани сеғиништур.
14 Ундақта Пәрвәрдигарни көңлүңниң хошаллиғи дәп билисән,
Һәм Мән сени йәр йүзидики жуқури җайларға мингүзүп маңдуримән;
Атаң Яқупниң мираси билән сени озуқландуримән —
Чүнки Пәрвәрдигар Өз ағзи билән шундақ сөз қилди. «жуқури җайларға мингүзүп маңдуримән» — бу әҗайип сирлиқ гәп болуп, мәнаси (1) орнуң наһайити үстүн болиду; (2) наһайити мүшкүл һәм хәтәрлик ишлар саңа асан келиду. Әнди Худа Өзигә итаәт қилғанларни немигә миндүриду? — мошу йәрдә дейилмиди. Бәлким пәриштиләрниң күч-қудрити көрситилиши мүмкин.
 
 

58:4 «әршләрдә» — ибраний тилида «жуқурида»

58:5 Зәк. 7:5

58:6 «Һәр қандақ боюнтуруқни чеқип ташлаш әмәсмиди?» — «боюнтуруқ» бәлким инсанларға улақ һайванларниң қатарида муамилә қилишни билдүриду. Худаниң йолйоруғиниң биринчи басқучи болса, «боюнтуруқниң тасмилирини йешиш»; бирақ һәққанийлиқниң ахирқи мәхсити барлиқ боюнтуруқларни пачақлап ташлаштин ибарәт болуш керәк.

58:7 Әз. 18:7,16; Мат. 25:35

58:9 «Тәңләйдиған бармақ» — һейлигәрлик ишарәтләрни яки әрз-шикайәт қилғанлиғини көрсәтсә керәк.

58:11 «Адәмни алдимайдиған бир булақ» — чөл-баяванда жүргән йолучилар үчүн булақлар интайин муһим, әлвәттә. Һели бар, һазир йоқ болған булақлар, «адәмни алдайдиған» булақлар дейиләтти; бундақ булақлар йолучиларниң җениға замин болуши мүмкин.

58:13 «Һәм Уни һөрмәтләп...» — мошу ибаридә «Уни» яки Пәрвәрдигарниң Өзини яки униң «шабат күни»ни көрситиду. «Өз йоллириңда маңмай, өз билгиниңни издимәй, қуруқ параң салмисаң,...» — Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраилға берилгән «он пәрман»ниң төртинчиси «шабат күнини муқәддәс күни сүпитидә сақлаңлар» дегән. Шабатниң муһим ишлири болса өзиниң һеч қандақ хусусий иш-хизмәтлирини қилмай, Худани сеғиништур.

58:14 «жуқури җайларға мингүзүп маңдуримән» — бу әҗайип сирлиқ гәп болуп, мәнаси (1) орнуң наһайити үстүн болиду; (2) наһайити мүшкүл һәм хәтәрлик ишлар саңа асан келиду. Әнди Худа Өзигә итаәт қилғанларни немигә миндүриду? — мошу йәрдә дейилмиди. Бәлким пәриштиләрниң күч-қудрити көрситилиши мүмкин.