59
Худаниң сөзиниң давами — Гунаниң өзини тәһлил қилиш
— Қараңлар, Пәрвәрдигарниң қоли қутқузалмиғидәк күчсиз болуп қалған әмәс;
Яки Униң қулиқи аңлимиғидәк еғир болуп қалған әмәс;Чөл. 11:23; Йәш. 50:2
Бирақ силәрниң қәбиһлигиңлар силәрни Худайиңлардин жирақлаштурди,
Гунайиңлар Униң йүзини силәрдин қачуруп Униңға тилигиңларни аңлатқузмиди.«Қараңлар, Пәрвәрдигарниң қоли қутқузалмиғидәк күчсиз болуп қалған әмәс... бирақ силәрниң қәбиһлигиңлар силәрни Худайиңлардин жирақлаштурди, гунайиңлар Униң йүзини силәрдин қачуруп Униңға тилигиңларни аңлатқузмиди» — мошу -1-2-айәтләр болса 58-бап, 3-айәттики соалға берилгән җаваптур.
Чүнки қоллириңлар қан билән,
Бармақлириңлар қәбиһлик билән миләнгән,
Ләвлириңлар ялған гәп ейтқан,
Тилиңлар калдирлап қеришип сөзлигән;
Һәққанийлиқ тәрәптә сөзлигүчи йоқтур,
Һәқиқәт тәрәптә туридиған һөкүм сориғучи йоқтур;
Улар йоқ бир нәрсигә тайинип, алдамчилиқ қилмақта,
Уларниң қосиғидикиси зияндаш,
Уларниң туғуватқини қәбиһлик;Аюп 15:35; Зәб. 7:15
Улар чар иланниң тухумлирини төрәлдүриду,
Өмчүкниң торини торлайду,
Ким униң тухумлирини йесә өлиду;
Улардин бири чеқилса зәһәрлик илан чиқиду.«Улардин бири чеқилса зәһәрлик илан чиқиду» — демәк, улардин һеч қандақ яхшилиқ чиқмайду, уларға тақабил туруш интайин тәс; адәм «тухумлар»ни йесә, өлиду; «тухумлар»ни бузса, улардин техи хәтәрлик бир илан чиқиду.
Уларниң торлири кийим болалмайду;
Өзлири ишлигәнлири билән өзлирини япалмайду;
Ишлигәнлири болса қәбиһ ишлардур;
Уларниң қолида зораванлиқ туриду;«уларниң торлири кийим болалмайду» — мошу айәт вә 5-айәткә қариғанда, «торлири» дегәнлик уларниң қәстлири һәм яманлиқлирини диний ниқап билән япидиған усулларни билдүриду.  Аюп 8:14,15
Қәдәмлири яманлиқ тәрәпкә жүгүриду,
Гунасиз қанни төкүшкә алдирайду,
Уларниң ойлири қәбиһлик тоғрисидики ойлардур;
Барғанла йәрдә вәйранчилиқ вә һалакәт тепилиду.Пәнд. 1:16; Рим. 3:15
Течлиқ-арамлиқ йолини улар һеч тонумайду;
Жүрүшлиридә һеч һәқиқәт-адаләт йоқтур;
Улар йоллирини әгир-тоқай қиливалди;
Ким буларда маңған болса тинич-арамлиқни көрмәйду.
 
Исраил гунайини иқрар қилиду
— Шуңа һәқиқәт-адаләт биздин жирақ туриду;
Һәққанийлиқ йетип бизни чүмкигән әмәс;
Нурни күтимиз, бирақ йәнила қараңғулуқ!
Бирла ғил-пал парлиған йоруқлуқниму күтимиз,
Йәнила зулмәттә маңимиз.
10 Қариғулардәк биз тамни силаштуруп издәймиз,
Көзсиз болғандәк силаштуримиз;
Гугумда турғандәк чүштиму путлишип кетимиз,
Чәт яқиларда өлүкләрдәк жүримиз.«Чәт яқиларда өлүкләрдәк жүримиз» — башқа бир хил тәрҗимиси: «күчи барлар арисида өлүкләрдәк жүримиз».
11 Ейиқлардәк нәрә тартимиз,
Пахтәкләрдәк қаттиқ аһ уримиз;
Биз һөкүм-һәқиқәтни күтүп қараймиз, бирақ у йоқ;
Ниҗат-қутулушни күтимиз, бирақ у биздин жирақтур;
12 Чүнки итаәтсизликлиримиз алдиңда көпийип кәтти,
Гуналиримиз бизни әйипләп гувалиқ бериду;
Чүнки итаәтсизликлиримиз һәрдайим биз билән биллидур;
Қәбиһликлиримиз болса, бизгә рошәндур: —
13 Чүнки Пәрвәрдигарға итаәтсизлик қилмақтимиз, вапасизлиқ қилмақтимиз,
Униңдин йүз өримәктимиз,
Зулумни һәм асийлиқни тәрғип қилмақтимиз,
Ялған сөзләрни ойдуруп, ич-ичимиздин сөзлимәктимиз;
14 Адаләт-халислиқ болса йолдин йенип кәтти;
Һәққанийлиқ жирақта туриду;
Чүнки һәқиқәт кочида путлишип кетиду;
Дурус-диянәтниңму киргидәк йери йоқтур.
15 Шуниң билән һәқиқәт йоқай дәп қалди;
Өзүмни яманлиқтин нери қилай дегән адәм хәқниң олҗа нишани болуп қалди!
 
Пәрвәрдигар дуани аңлап ишқа кириду
16 Һәм Пәрвәрдигар көрди;
Һөкүм-һәқиқәтниң йоқлуғи Униң нәзиридә интайин яман билинди.
Вә У амал қилғидәк бирму адәмниң йоқлуғини көрди;
Гунакарларға вәкил болуп дуа қилғучи һеч кимниң йоқлуғини көрүп, азаплинип көңли паракәндә болди.
Шуңа Униң Өз Билиги өзигә ниҗат кәлтүрди;
Униң Өз һәққанийлиғи Өзини қоллап чидамлиқ қилди;«Һәм Пәрвәрдигар көрди; һөкүм-һәқиқәтниң йоқлуғи Униң нәзиридә интайин яман билинди» — Пәрвәрдигар Өз мөмин бәндилириниң дуасини аңлап ишқа киришиду.
«шуңа униң өз билиги өзигә ниҗат кәлтүрди» — оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, «Пәрвәрдигарниң Билиги» Униң дунияға әвәтидиған Қутқузғучи-Мәсиһи, йәни «Пәрвәрдигарниң қули»дур. Демәк, Исраил өзиниң асийлиғи, итаәтсизлигини, өзлириниң гунаға тақабил туралмайдиғанлиғини толуқ иқрар қилип товва қилған вақитта, «һеч қутқузғидәк адәм болмиғанда», Худаниң шан-шәривини әслигә кәлтүрүш үчүн, шундақла амалсиз қалған инсанни қутқузуш үчүн «Пәрвәрдигарниң Билиги» ниҗатни елип мошу дунияға келиду. Қутқузуш ишлирини у ялғуз ада қилиду; «һеч адәм» униңға ярдәм бәрмәйду. Йәнә 53-бапни көрүң.
  Йәш. 63:5
17 У һәққанийлиқни қалқан-савут қилди,
Бешиға ниҗатлиқ дубулғисини кийди;
Қисас либасини кийим қилди,
Муһәббәтлик қизғинлиқни тон қилип кийди.Әф. 6:17; 1Тес. 5:8
18 Адәмләрниң қилғанлири бойичә, у уларға қайтуриду;
Рәқиплиригә қәһр чүшүриду,
Дүшмәнлиригә ишлирини қайтуриду,
Чәт араллардикиләргиму у ишлирини қайтуриду.
19 Шуниң билән улар ғәриптә Пәрвәрдигарниң намидин,
Күнчиқишта Униң шан-шәривидин қорқиду;
Дүшмән кәлкүндәк бесип киргинидә,
Әнди Пәрвәрдигарниң Роһи униңға қарши бир туғни көтирип бериду;
20 Шуниң билән Һәмҗәмәт-Қутқузғучи Зионға келиду,
У Яқуп җәмәтидикиләр арисидин итаәтсизликтин йенип товва қилғанларға йеқинлишиду, — дәйду Пәрвәрдигар.«Шуниң билән Һәмҗәмәт-Қутқузғучи Зионға келиду, у Яқуп җәмәтидикиләр арисидин итаәтсизликтин йенип товва қилғанларға йеқинлишиду» — «Рим.» 11:26 көрүң.  Йәш. 10:21,22; Рим. 11:26
21 Мән болсам, мана, Мениң улар билән болған әһдәм шуки, — дәйду Пәрвәрдигар —
«сениң үстүңгә қонуп турған Мениң Роһум, шундақла Мән сениң ағзиңға қуйған сөз-каламим болса,
Буниңдин башлап әбәдил-әбәткичә өз ағзиңдин, нәслиңниң ағзидин яки нәслиңниң нәслиниң ағзидин һәргиз чүшмәйду! — дәйду Пәрвәрдигар. «сениң үстүңгә қонуп турған Мениң Роһум» — әнди мошу айәттики «сән» дегән ким? Жуқириқи 20-айәттә «Һәмҗәмәт-Қутқузғучи Зионға келиду» дейилгән. «Һәмҗәмәт-Қутқузғучи» болса, 16-айәттики «Пәрвәрдигарниң Билиги», йәни «Пәрвәрдигарниң қули»дур. Шүбһисизки, мошу сөзләр униңға, йәни Мәсиһгә дейилиду.
 
 

59:1 Чөл. 11:23; Йәш. 50:2

59:2 «Қараңлар, Пәрвәрдигарниң қоли қутқузалмиғидәк күчсиз болуп қалған әмәс... бирақ силәрниң қәбиһлигиңлар силәрни Худайиңлардин жирақлаштурди, гунайиңлар Униң йүзини силәрдин қачуруп Униңға тилигиңларни аңлатқузмиди» — мошу -1-2-айәтләр болса 58-бап, 3-айәттики соалға берилгән җаваптур.

59:4 Аюп 15:35; Зәб. 7:15

59:5 «Улардин бири чеқилса зәһәрлик илан чиқиду» — демәк, улардин һеч қандақ яхшилиқ чиқмайду, уларға тақабил туруш интайин тәс; адәм «тухумлар»ни йесә, өлиду; «тухумлар»ни бузса, улардин техи хәтәрлик бир илан чиқиду.

59:6 «уларниң торлири кийим болалмайду» — мошу айәт вә 5-айәткә қариғанда, «торлири» дегәнлик уларниң қәстлири һәм яманлиқлирини диний ниқап билән япидиған усулларни билдүриду.

59:6 Аюп 8:14,15

59:7 Пәнд. 1:16; Рим. 3:15

59:10 «Чәт яқиларда өлүкләрдәк жүримиз» — башқа бир хил тәрҗимиси: «күчи барлар арисида өлүкләрдәк жүримиз».

59:16 «Һәм Пәрвәрдигар көрди; һөкүм-һәқиқәтниң йоқлуғи Униң нәзиридә интайин яман билинди» — Пәрвәрдигар Өз мөмин бәндилириниң дуасини аңлап ишқа киришиду. «шуңа униң өз билиги өзигә ниҗат кәлтүрди» — оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, «Пәрвәрдигарниң Билиги» Униң дунияға әвәтидиған Қутқузғучи-Мәсиһи, йәни «Пәрвәрдигарниң қули»дур. Демәк, Исраил өзиниң асийлиғи, итаәтсизлигини, өзлириниң гунаға тақабил туралмайдиғанлиғини толуқ иқрар қилип товва қилған вақитта, «һеч қутқузғидәк адәм болмиғанда», Худаниң шан-шәривини әслигә кәлтүрүш үчүн, шундақла амалсиз қалған инсанни қутқузуш үчүн «Пәрвәрдигарниң Билиги» ниҗатни елип мошу дунияға келиду. Қутқузуш ишлирини у ялғуз ада қилиду; «һеч адәм» униңға ярдәм бәрмәйду. Йәнә 53-бапни көрүң.

59:16 Йәш. 63:5

59:17 Әф. 6:17; 1Тес. 5:8

59:20 «Шуниң билән Һәмҗәмәт-Қутқузғучи Зионға келиду, у Яқуп җәмәтидикиләр арисидин итаәтсизликтин йенип товва қилғанларға йеқинлишиду» — «Рим.» 11:26 көрүң.

59:20 Йәш. 10:21,22; Рим. 11:26

59:21 «сениң үстүңгә қонуп турған Мениң Роһум» — әнди мошу айәттики «сән» дегән ким? Жуқириқи 20-айәттә «Һәмҗәмәт-Қутқузғучи Зионға келиду» дейилгән. «Һәмҗәмәт-Қутқузғучи» болса, 16-айәттики «Пәрвәрдигарниң Билиги», йәни «Пәрвәрдигарниң қули»дур. Шүбһисизки, мошу сөзләр униңға, йәни Мәсиһгә дейилиду.