15
Елифаз йәнә сөзләйду — Яманларниң ақивити
Теманлиқ Елифаз буниңға җававән мундақ деди: —
Данишмән кишиниң қуруқ шамалдәк сәпсәтә билән җавап бериши тоғриму?
Данишмән қосиғини иссиқ мәшриқ шамили билән тойғузса боламду?
Пайдисиз сөзләр билән,
Тайини йоқ гәпләр билән муназирилишиши мувапиқму?
Бәрһәқ, сән иман-ихласни йоқ қиливәтмәкчисән,
Худаниң алдида дуа-истиқамәткә тосалғу болисән.
Чүнки қәбиһлигиң ағзиңға сөз салиду,
Сән мәккарларниң тилини таллап қоллинисән.
Мән әмәс, бәлки өз ағзиң өзүңниң гунайиңни бекитиду,
Өз ләвлириң саңа қарши гувалиқ бериду.«Өз ләвлириң саңа қарши гувалиқ бериду» — Елифаз мошу йәрдә Аюпниң Худа алдида җазаланған гунайи һәм һакавурлуғи униң өз ағзи билән қилған аччиқ һәм өткүр сөзлиридә көрүниду, демәкчи. Бирақ Елифаз билән икки достиниң Аюпниң ағзидин чиққан шу аччиқ өткүр сөзләргә мәсъулийити бар.
Сән инсанлар ичидә тунҗа болуп туғулғанму?
Сән тағ-даванлардин авал апиридә болғанму?
Тәңриниң мәхпий кеңишини аңлап кәлгәнмусән?
Даналиқ сән биләнла чәклинәмду?Рим. 11:34
Сән билгәнләрни бизниң билмәйдиғанлиримиз барму?
Сән чүшәнгәнни бизниң чүшәнмәйдиғинимиз барму?
10  Ақсақаллар һәм қерилар бизниң тәрипимиздә туриду,
Улар сениң атаңдинму яшта чоңдур.«Ақсақаллар һәм қерилар бизниң тәрипимиздә туриду... » — Елифаз илгәрки дәвирләрдики ата-бовилириниң көзқаришини өзиниңкигә охшаш дәп қараватиду.  Аюп 32:7
11  Тәңриниң тәсәллилири,
Йәни саңа мулайимлиқ билән ейтқан мошу сөз сән үчүн азлиқ қиламду?
12  Немишкә көңүлниң кәйнигә кирип кетисән?
Көзүңни немигә пақиритисән?
13  Шундақ қилип сән роһуңни Тәңригә қарши турғуздуң,
Еғизиңдин шундақ сөзләрниң чиқишиға йол қоюватисән!
14  Инсан немә еди? Өз-өзини паклалиғидәк?
Анидин туғулған адәм балиси немә еди? Һәққаний болалиғидәк?1Пад. 8:46; 2Тар. 6:36; Аюп 14:4; Зәб. 13:2-3; 50:7; Пәнд. 20:9; Топ. 7:20; 1Юһа. 1:8,10
15  Қара, Худа Өз муқәддәслиригиму ишәнмигән йәрдә,
Асманларму униң нәзиридә пак болмиған йәрдә,«Қара, Худа Өз муқәддәслиригиму ишәнмигән йәрдә...» — мошу йәрдики «муқәддәсләр» Худаниң пәриштилирини көрсәтсә керәк. Елифаз һелиқи яман роһниң әслидә униңға дегән гәплиригә (4:15-21) ишинип , қайтилайду.  Аюп 4:18; 25:5
16  Жиркинчлик болған, сесип кәткән,
Қәбиһликни су ичкәндәк ичидиған инсан балиси зади қандақ болар?«Қәбиһликни су ичкәндәк ичкән бир адәм» — мошу гәп, шүбһисизки, Аюпниң өзини көрситиду.
17  Мән саңа көрситәй, маңа қулақ сал;
Көзүм көргәнни баян қилмақчимән.
18  Данишмәнләр ата-бовилиридин буларни аңлиған,
Йошурмай буларни баян қилған: —
19  (Пәқәт шуларғила, йәни ата-бовилириғила йәр-зимин тапшурулған еди,
Уларниң арисидин ят адәм өтүшкә петиналмайтти)«Пәқәт шуларғила, йәни ата-бовилириғила йәр-зимин тапшурулған еди, уларниң арисидин ят адәм өтүшкә петиналмайтти» — Елифаз бу сөз билән бу ата-бовиларниң Худа алдида һәққаний болғанлиғини, шуңа Худа уларниң йәр-зиминини ят адәмләрниң бастуруп киришидин қоғдиғанлиғини көрсәтмәкчи; шуниң билән уларниң мәдинийити уруш-җедәлниң дәхлигә учримай, тәдриҗи тәрәққий қилип, билими пәллигә йәткән еди, демәкчи болуши мүмкин.
20  — Рәзил адәм барлиқ күнлиридә азаплиниду,
Залим кишигә жиллар санақлиқла бекитилгәндур.«Рәзил адәм барлиқ күнлиридә азаплиниду, залим кишигә жиллар санақлиқла бекитилгәндур» — бу сөз һәм төвәндики 35-айәткичә болған сөзләрниң һәммиси Аюпқа беваситә қаритилип дейилгән болуши мүмкин.
21  Униң қулиқиға вәһимиләрниң авази кириду,
Баяшатлиғида булаңчи униң устигә бесип чүшиду.1Тес. 5:3
22  Қараңғулуқтин қутулушқа униң көзи йәтмәйду,
У қилич билән чепилишқа сақланғандур.
23  У аш издәп: «Зади нәдин тепилар?» дәп йолда тенәп жүриду,
У зулмәт күниниң униңға йеқинлашқанлиғини билиду.«У аш издәп: «Зади нәдин тепилар?» дәп йолда тенәп жүриду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У йолдин тенип кетип, қорултазлар үчүн йәм болиду».  Аюп 18:12; Зәб. 108:10
24  Дәрд-әләм һәм азап униңға вәһимә қилиду,
Һуҗумға тәйяр болған падишадәк униң үстидин ғәлибә қилиду.
25  Чүнки у Тәңригә қарши қолини көтәргән,
Һәммигә қадирға күч көрсәтмәкчи болған,
26  Шуңа у бойнини қаттиқ қилип,
Көп қәвәтлик қалқанни көтирип униңға қарап етилиду.
27  Йүзини яғ басқан болсиму,
Беқинлири сәмрәп кәткән болсиму,
28  У харабә шәһәрләрдә,
Адәм қонғуси кәлмәйдиған,
Кесәк дүвилири болушқа бекитилгән өйләрдә яшайду;«У харабә шәһәрләрдә..., кесәк дүвилири болушқа бекитилгән өйләрдә яшайду» — қедимдә бәзи шәһәрләр Худаниң ләнити билән вәйран болған болуп, Худаниң ләнитигә учриған бу җайларда адәттики кишиләр уларни қайтидин қуруп у йәрдә олтирақлишишқа петиналмайтти. Бирақ (Елифазниң дейишичә) бу рәзил кишиләр (җүмлидин Аюпниң өзи?) Худадин қорқмай ундақ йәрләрдә туруштин баш тартмайтти.
29  У һеч бейимайду,
Униң мал-мүлки болса үзүлүп қалиду,
Униң тәәллуқатлири зимин үстидә кеңәймәйду.
30  У қараңғулуқтин қечип қутулалмайду,
Ялқун униң шахлирини көйдүрүп қурутиду,
Худаниң бир нәпәси билән у дуниядин кетиду.«Худаниң бир нәпәси билән у дуниядин кетиду» — ибраний тилида «Униң бир нәпәси билән у дуниядин кетиду».
31  У сахтилиққа таянмисун!
У алдинип кәткән, шуңа сахтилиқниң өзи униң инъами болиду;
32  Униң күни техи тошмай турупла,
Униң шехи техи көкирип болмайла, бу ишлар әмәлгә ашурулиду.Аюп 22:16; Зәб. 54:24
33  Үзүм тели силкинип, тоң үзүмләр чүшүрүветилгәндәк,
Зәйтун дәриғиниң чечиги ечилипла төкүлүп кәткәндәк болиду.«Үзүм тели силкинип, тоң үзүмләр чүшүрүветилгәндәк...» — адәттә үзүм тели пишмиған үзүмлирини ташлимайду. Бирақ Елифаз шу охшитиши билән, мундақ адәмләрниң ишлири техи һеч пишмиған болуп бекарға кетиду, демәкчи.
34  Чүнки ипласларниң җәмәти туғмас болиду,
От пара йегәнләрниң чедирлирини көйдүриветиду.
35 Бирақ улар һәрдайим яманлиқни ойлап, қәбиһлик туғдуриду,
Көңлидә һаман һейлә-микир тәйярлайду. Зәб. 7:15; Йәш. 59:4; Һош. 10:13
 
 

15:6 «Өз ләвлириң саңа қарши гувалиқ бериду» — Елифаз мошу йәрдә Аюпниң Худа алдида җазаланған гунайи һәм һакавурлуғи униң өз ағзи билән қилған аччиқ һәм өткүр сөзлиридә көрүниду, демәкчи. Бирақ Елифаз билән икки достиниң Аюпниң ағзидин чиққан шу аччиқ өткүр сөзләргә мәсъулийити бар.

15:8 Рим. 11:34

15:10 «Ақсақаллар һәм қерилар бизниң тәрипимиздә туриду... » — Елифаз илгәрки дәвирләрдики ата-бовилириниң көзқаришини өзиниңкигә охшаш дәп қараватиду.

15:10 Аюп 32:7

15:14 1Пад. 8:46; 2Тар. 6:36; Аюп 14:4; Зәб. 13:2-3; 50:7; Пәнд. 20:9; Топ. 7:20; 1Юһа. 1:8,10

15:15 «Қара, Худа Өз муқәддәслиригиму ишәнмигән йәрдә...» — мошу йәрдики «муқәддәсләр» Худаниң пәриштилирини көрсәтсә керәк. Елифаз һелиқи яман роһниң әслидә униңға дегән гәплиригә (4:15-21) ишинип , қайтилайду.

15:15 Аюп 4:18; 25:5

15:16 «Қәбиһликни су ичкәндәк ичкән бир адәм» — мошу гәп, шүбһисизки, Аюпниң өзини көрситиду.

15:19 «Пәқәт шуларғила, йәни ата-бовилириғила йәр-зимин тапшурулған еди, уларниң арисидин ят адәм өтүшкә петиналмайтти» — Елифаз бу сөз билән бу ата-бовиларниң Худа алдида һәққаний болғанлиғини, шуңа Худа уларниң йәр-зиминини ят адәмләрниң бастуруп киришидин қоғдиғанлиғини көрсәтмәкчи; шуниң билән уларниң мәдинийити уруш-җедәлниң дәхлигә учримай, тәдриҗи тәрәққий қилип, билими пәллигә йәткән еди, демәкчи болуши мүмкин.

15:20 «Рәзил адәм барлиқ күнлиридә азаплиниду, залим кишигә жиллар санақлиқла бекитилгәндур» — бу сөз һәм төвәндики 35-айәткичә болған сөзләрниң һәммиси Аюпқа беваситә қаритилип дейилгән болуши мүмкин.

15:21 1Тес. 5:3

15:23 «У аш издәп: «Зади нәдин тепилар?» дәп йолда тенәп жүриду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У йолдин тенип кетип, қорултазлар үчүн йәм болиду».

15:23 Аюп 18:12; Зәб. 108:10

15:28 «У харабә шәһәрләрдә..., кесәк дүвилири болушқа бекитилгән өйләрдә яшайду» — қедимдә бәзи шәһәрләр Худаниң ләнити билән вәйран болған болуп, Худаниң ләнитигә учриған бу җайларда адәттики кишиләр уларни қайтидин қуруп у йәрдә олтирақлишишқа петиналмайтти. Бирақ (Елифазниң дейишичә) бу рәзил кишиләр (җүмлидин Аюпниң өзи?) Худадин қорқмай ундақ йәрләрдә туруштин баш тартмайтти.

15:30 «Худаниң бир нәпәси билән у дуниядин кетиду» — ибраний тилида «Униң бир нәпәси билән у дуниядин кетиду».

15:32 Аюп 22:16; Зәб. 54:24

15:33 «Үзүм тели силкинип, тоң үзүмләр чүшүрүветилгәндәк...» — адәттә үзүм тели пишмиған үзүмлирини ташлимайду. Бирақ Елифаз шу охшитиши билән, мундақ адәмләрниң ишлири техи һеч пишмиған болуп бекарға кетиду, демәкчи.

15:35 Зәб. 7:15; Йәш. 59:4; Һош. 10:13