108
108-күй •••• Интиқам үчүн оқулған дуа
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
И мәдһийәмниң Егиси Худайим, җим турма!
2 Мана рәзилләрниң ағзи, мәккарларниң ағзи көз алдимда йоған ечилди;
Улар ялғанчи тил билән маңа қарши сөзлиди.
3 Нәпрәтлик сөзләр билән мени чулғап,
Улар бекардин-бекар маңа зәрбә бәрмәктә. ◘Зәб. 68:5
4 Муһәббитим үчүн улар маңа қарши шикайәтчи болди,
Мән болсам — дуаға берилдим.
5 Яхшилиғим үчүн яманлиқ,
Сөйгүм үчүн нәпрәт қайтурди.
6 Һәр бириниң үстидә рәзил бир адәм тайинлиғайсән,
Униң оң йенида бир дәвагәр турғай. ◘Зәк. 3:1, 2
7 У сорақ қилинғанда әйипдар болуп чиқсун,
Дуаси гуна дәп һесапланғай. ◘Пәнд. 15:8; 28:9
8 Күнлири қисқа болғай,
Мәнсивини башқиси егилиғай.
9 Балилири йетим қалқай,
Хотуни тул болғай.
10 Оғуллири сәргәрдан тиләмчи болғай,
Турған харабиликлиридин нан издәп.
11 Җазанихор униң егилиги үстигә тор ташлиғай,
Меһнәт әҗрини ятлар булап-талиғай.
12 Униңға меһриванлиқ көрситидиған бириси болмимай,
Житим қалған балилириға илтипат қилғучи болмимай.
13 Униң нәсли қурутулғай;
Келәр әвладида намлири өчүрүлғәй.
14 Ата-бовилириниң қәбиһлигиниң әйиплири Пәрвәрдигарниң ядида қалкай,
Анисиниң гунайи өчүрүлмигәй.
15 Буларниң әйиплири дайим Пәрвәрдигарниң көз алдида болғай,
Шуниң билән У уларниң нам-әмилини йәр йүзидин өчүрүп ташлайду. ◘Аюп 18:17; Зәб. 33:17
16 Чүнки рәзил киши меһриванлиқ көрситишни һеч есигә кәлтүрмиди,
Бәлки езилгән, йоқсул һәм дили сунуқларни өлтүрмәккә қоғлап кәлди.
17 У ләнәт оқушқа амрақ еди,
Шуңа ләнәт униң бешиға келиду;
Бәхит тиләшкә райи йоқ еди,
Шуңа бәхит униңдин жирақ болиду.
18 У ләнәтләрни өзигә кийим қилип кийгән;
Шуңа булар аққан судәк униң ич-бағриға,
Майдәк, сүйәклиригә кириду;
19 Булар униңға йепинған тонидәк,
Һәрдайим бағланған бәлвеғидәк чапланғай.
20 Булар болса мени әйиплигүчиләргә Пәрвәрдигарниң бекиткән мукапати болғай!
Мениң яман гепимни қилғанларниң инъами болғай!
21 Бирақ Сән, Пәрвәрдигар Рәббим,
Өз намиң үчүн мениң тәрипимдә бир иш қилғайсән,
Меһир-муһәббитиң әла болғачқа,
Мени қутқузғайсән;
22 Чүнки мән езилгән һәм һаҗәтмәндурмән,
Қәлбим хәстә болди.
23 Мән қуяш узартқан көләңгидәк йоқилай дәп қалдим,
Чекәткә қеқиветилгәндәк чәткә қеқиветилдим.
24 Роза тутқинимдин тизлирим кетиду,
Әтлирим сизип кетиду.
25 Шуңлашқа мән улар алдида рәсва болдум;
Улар маңа қарашқанда, бешини силкишмәктә.
26 Маңа ярдәмләшкәйсән, и Пәрвәрдигар Худайим,
Өзгәрмәс муһәббитиң бойичә мени қутқузғайсән;
27 Шуниң билән улар буниң Сениң қолуңдики иш екәнлигини,
Буни қилғучиниң Сән Пәрвәрдигар екәнлигини билгәй.
28 Улар ләнәт оқувәргей, Сән бәхит ата қилғайсән;
Улар һуҗум қилишқа турғанда, хиҗаләттә қалқай,
Бирақ қулуң шатланғай!
29 Мени әйиплигүчиләр хиҗаләт билән кийинғай,
Улар өз шәрмәндилигини өзлиригә тон қилип йепинғай.
30 Ағзимда Пәрвәрдигарға зор тәшәккүр-мәдһийә қайтүримән;
Бәрһәқ, көпчилик арисида туруп Уни мәдһийиләймән;
31 Чүнки һаҗәтмәнниң җенини гунаға бекитмәкчи болғанлардин қутқузуш үчүн,
Пәрвәрдигар униң оң йенида туриду.