3
Төртинчи аламәт көрүнүш — •••• Йәшуа баш каһинни кийндүрүш
Андин у маңа Пәрвәрдигарниң Пәриштиси алдида туруватқан баш каһин Йәшуани, шуниңдәк Йәшуаниң оң тәрипидә униң билән дүшмәнлишишкә турған Шәйтанни көрсәтти.«Андин у маңа ... баш каһин Йәшуани, шуниңдәк Йәшуаниң оң тәрипидә униң билән дүшмәнлишишкә турған Шәйтанни көрсәтти» — оқурмәнләр бәлким билидуки, «Йәшуа» (яки «Йәһошуа») Йәһудийлар арисида көп көрүлидиған исим болуп, мәнаси: «Пәрвәрдигар Қутқузғучи» дегәнликтур. «Әйса» дегән исим «Йәшуа»ниң әрәб тилидики ипадилинишидур.
«Шәйтан» дегәнниң мәнаси: «дүшмән, күшәндә».
Бу айәт ибраний тилида: «Андин у маңа Пәрвәрдигарниң Пәриштиси алдида туруватқан баш каһин Йәшуани, шуниңдәк Йәшуаниң оң тәрипидә Шәйтанниң униңға «шәйтан болуш»қа турғанлиғини көрсәтти» — дейилиду.
Пәрвәрдигар Шәйтанға: «Пәрвәрдигар сени әйиплисун, и Шәйтан! Бәрһәқ, Йерусалимни талливалған Пәрвәрдигар сени әйиплисун! Бу киши оттин тартивелинған бир чучула отун әмәсму?» — деди. «Бәрһәқ, Йерусалимни талливалған Пәрвәрдигар сени әйиплисун! Бу киши оттин тартивелинған бир чучула отун әмәсму?» — бу сөз Йәшуани көрситиду, әлвәттә; вә бәлким Йәшуаниң Бабилға сүргүн болуштики синақ-аздурушлиридин қутқузулғанлиғини көрситиду. Бу тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә көрсәткинимиздәк, бу ишта Йәшуа Исраилға вәкил қилиниду.  Йәһ. 9
Йәшуа болса паскина кийимләрни кийгән һалда Пәриштиниң алдида туратти.
У Униң алдида туруватқанларға: «Бу паскина кийимни униңдин салдуриветиңлар» — деди вә униңға: «Қара, Мән қәбиһлигиңни сәндин елип кәттим, саңа һейтлиқ кийим кийгүздүм» — деди. «Униң алдида туруватқанлар» — бизниңчә Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң алдидики пәриштиләрни көрситиду.  Мик. 7:18
Мән: «Улар бешиға пакиз бир сәллини орисун!» — дедим. Шуниң билән улар пакиз бир сәллини униң бешиға орап, униңға кийим киййдүрди; Пәрвәрдигарниң Пәриштиси бир янда туратти.«Мән: «Улар бешиға пакиз бир сәллини орисун!» — дедим...» — бу сөз бәлким Зәкәрияниң дуаси — демәк, «Йәшуаниң каһинлиқ кийимлири толуқ болсун!».
Вә Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Йәшуаға мундақ җекилиди: — «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әгәр йоллиримда маңсаң, тапилиғинимни чиң тутсаң, Мениң өйүмни башқурисән, һойлилиримға қарайдиған болисән; саңа йенимда туруватқанларниң арисида туруш һоқуқини беримән.
— И баш каһин Йәшуа, сән вә сениң алдиңда олтарған һәмраһлириң аңлаңлар (чүнки улар бешарәтлик адәмләр): — Мана, Мән «Шах» дәп аталған қулумни мәйданға чиқиримән. «Мана, Мән «Шах» дәп аталған қулум...» — «мана» дегән сөз мошу йәрдә ибраний тилида «чүнки, мана» дейилиду. «чүнки» дегән сөз ишлитилгәндә, әслидә униң кәйнидә бир сәвәп бар болуши керәк. Бу сәвәп жуқуриқи 1-7-айәттә тепилиши мүмкин, бирақ бизгә һазирчә намәлум. «Мениң «Шах» дегән қулум» — 6-бап, 12-13-айәттиму тилға елиниду. ««Шах» дегән қулум» Мәсиһни көрситиду. «Шах», «Йәшуа», «униң алдиға олтарған адәмләр» вә төвәндики айәттики «йәттә көзлүк таш» үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  Йәш. 4:2; 11:1; Йәр. 23:5; 33:15; Зәк. 6:12 Мана, Мән Йәшуаниң алдиға қойған ташқа қара! — Бу бир ташниң үстидә йәттә көз бар; мана, Мән униң нәқишлирини Өзүм ойимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — вә Мән бу зиминниң қәбиһлигини бир күн ичидила елип ташлаймән.«Бу бир ташниң үстидә йәттә көз бар; мана, Мән униң нәқишлирини Өзүм ойимән» — «көз» ибраний тилида «булақ» дегән мәниниму көрситиду. Бәзи алимлар шу мәнидә чүшинип мундақ тәрҗимә қилиду: «Бу бир ташниң үстидә йәттә булақ бар; Мән буларниң ағзилирини ачимән...». 3-бап, -10-айәттә йәттә көз тилға елинғачқа, биз әсли «көз» дегән мәнидә болуши керәк, дәп қараймиз. Мүмкинчилигиму барки, «көз» дегән сөз мошу йәрдә икки мәнини өз ичигә алиду.  Зәк. 4:10; Вәһ. 5:6; Зәб. 117:22; Йәш. 8:14; 28:16; Мат. 21:42; 1Пет. 2:4; Йәш. 49:16; Юһ. 20:20, 25-27; Зәк. 13:1
10 Шу күни, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — һәр бириңлар өз йеқиниңларни үзүм тели вә әнҗир дәриғи астиға олтиришқа тәклип қилисиләр».
 
 

3:1 «Андин у маңа ... баш каһин Йәшуани, шуниңдәк Йәшуаниң оң тәрипидә униң билән дүшмәнлишишкә турған Шәйтанни көрсәтти» — оқурмәнләр бәлким билидуки, «Йәшуа» (яки «Йәһошуа») Йәһудийлар арисида көп көрүлидиған исим болуп, мәнаси: «Пәрвәрдигар Қутқузғучи» дегәнликтур. «Әйса» дегән исим «Йәшуа»ниң әрәб тилидики ипадилинишидур. «Шәйтан» дегәнниң мәнаси: «дүшмән, күшәндә». Бу айәт ибраний тилида: «Андин у маңа Пәрвәрдигарниң Пәриштиси алдида туруватқан баш каһин Йәшуани, шуниңдәк Йәшуаниң оң тәрипидә Шәйтанниң униңға «шәйтан болуш»қа турғанлиғини көрсәтти» — дейилиду.

3:2 «Бәрһәқ, Йерусалимни талливалған Пәрвәрдигар сени әйиплисун! Бу киши оттин тартивелинған бир чучула отун әмәсму?» — бу сөз Йәшуани көрситиду, әлвәттә; вә бәлким Йәшуаниң Бабилға сүргүн болуштики синақ-аздурушлиридин қутқузулғанлиғини көрситиду. Бу тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә көрсәткинимиздәк, бу ишта Йәшуа Исраилға вәкил қилиниду.

3:2 Йәһ. 9

3:4 «Униң алдида туруватқанлар» — бизниңчә Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң алдидики пәриштиләрни көрситиду.

3:4 Мик. 7:18

3:5 «Мән: «Улар бешиға пакиз бир сәллини орисун!» — дедим...» — бу сөз бәлким Зәкәрияниң дуаси — демәк, «Йәшуаниң каһинлиқ кийимлири толуқ болсун!».

3:8 «Мана, Мән «Шах» дәп аталған қулум...» — «мана» дегән сөз мошу йәрдә ибраний тилида «чүнки, мана» дейилиду. «чүнки» дегән сөз ишлитилгәндә, әслидә униң кәйнидә бир сәвәп бар болуши керәк. Бу сәвәп жуқуриқи 1-7-айәттә тепилиши мүмкин, бирақ бизгә һазирчә намәлум. «Мениң «Шах» дегән қулум» — 6-бап, 12-13-айәттиму тилға елиниду. ««Шах» дегән қулум» Мәсиһни көрситиду. «Шах», «Йәшуа», «униң алдиға олтарған адәмләр» вә төвәндики айәттики «йәттә көзлүк таш» үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

3:8 Йәш. 4:2; 11:1; Йәр. 23:5; 33:15; Зәк. 6:12

3:9 «Бу бир ташниң үстидә йәттә көз бар; мана, Мән униң нәқишлирини Өзүм ойимән» — «көз» ибраний тилида «булақ» дегән мәниниму көрситиду. Бәзи алимлар шу мәнидә чүшинип мундақ тәрҗимә қилиду: «Бу бир ташниң үстидә йәттә булақ бар; Мән буларниң ағзилирини ачимән...». 3-бап, -10-айәттә йәттә көз тилға елинғачқа, биз әсли «көз» дегән мәнидә болуши керәк, дәп қараймиз. Мүмкинчилигиму барки, «көз» дегән сөз мошу йәрдә икки мәнини өз ичигә алиду.

3:9 Зәк. 4:10; Вәһ. 5:6; Зәб. 117:22; Йәш. 8:14; 28:16; Мат. 21:42; 1Пет. 2:4; Йәш. 49:16; Юһ. 20:20, 25-27; Зәк. 13:1