13
Шу күни Давут җәмәти һәм Йерусалимда туруватқанлар үчүн гунани вә паскинилиқни жуйидиған бир булақ ечилиду.Лав. 16; 23:26-32; Зәк. 12:10-14; Рим. 11:26
Шу күни шундақ болидуки, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — Мән мәбудларниң намлирини зиминдин йоқитимәнки, улар йәнә һеч әсләнмәйду; вә Мән пәйғәмбәрләрни вә паскина роһниму зиминдин чиқирип йөткиветимән. «Мән пәйғәмбәрләрни вә паскина роһниму зиминдин чиқирип йөткиветимән» — бу пәйғәмбәрләр сахта пәйғәмбәрләр, әлвәттә. Әмәлийәттә болса Мәсиһ-Қутқузғучи дунияға қайтип кәлгәндин кейин пәйғәмбәрләрниң һеч һаҗити йоқ болиду. Шундақ әмәлгә ашурулидуки, бирәйлән йәнила пәйғәмбәрчилик қилип бешарәт берәй десә, униң өзини туққан ата-аниси униңға: «Сән һаят қалмайсән; чүнки Пәрвәрдигарниң намида ялған гәп қиливатисән» дәйду; андин өзини туққан ата-аниси уни бешарәт бериватқинидила санҗип өлтүриду. «униң өзини туққан ата-аниси униңға: «Сән һаят қалмайсән; чүнки Пәрвәрдигарниң намида ялған гәп қиливатисән» дәйду; андин өзини туққан ата-аниси уни бешарәт бериватқинидила санҗип өлтүриду» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә сахта пәйғәмбәрләрни өлтүрүш керәк. Мошу адәмниң ата-аниси Худадин шунчә әйминидуки, өз оғлини нәқ мәйданда өлтүриду.  Қан. 13:6-11, 18:20 Шу күни шундақ болидуки, пәйғәмбәрләрниң һәр бири өзлири бешарәт бериватқанда көргән көрүнүштин хиҗил болиду; улар хәқни алдаш үчүн иккинчи чупурлуқ чапанни киймәйду; «улар хәқни алдаш үчүн иккинчи чупурлуқ чапанни киймәйду» — Иляс, Елиша вә Йәһя пәйғәмбәрләр мошундақ интайин аддий кийим кийгән. У: «Мән пәйғәмбәр әмәс, мән пәқәт териқчимән; чүнки яшлиғимдин тартип тупрақ билән тирикчилик қиливатимән» — дәйду. «чүнки яшлиғимдин тартип тупрақ билән тирикчилик қиливатимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «чүнки яшлиғимдин тартип мән адәмниң мәдикари болуп кәлдим». Әнди бириси униңдин: «Һәй, әнди сениң мәйдәңдики бу зәхмәтләр немә?» — десә, у: «Достлиримниң өйидә ярилинип қалдим» — дәп җавап бериду.«Әнди бириси униңдин: «Һәй, әнди сениң мәйдәңдики бу зәхмәтләр немә?» — десә, у: «Достлиримниң өйидә ярилинип қалдим» — дәп җавап бериду» — «мәйдәңдики зәхмәтләр» ибраний тили бойичә сөзмусөз алсақ «икки қолуң оттурисидики зәхмәтләр» болиду. «Бутпәрәс пәйғәмбәрләр» җин-шәйтанларниң диққитини тартиш үчүн пат-пат өз тенини кесивалатти вә ахирқи замандиму шундақ қилиши мүмкин («1Пад.», 18:28-айәттә мисал көрүлиду). Шуниң билән хәлиқ мошундақ зәхмәтләрдин гуманлиниду, сахта пәйғәмбәр зәхмәтлиридин хиҗил болуп рошән бир ялған банини көрситиду.
 
Һәқиқий падичиниң азап-оқубәтлири вә нәтиҗилири тоғрилиқ йәнә бир бешарәт
Ойған, и қилич, Мениң падичимға, йәни Мениң шеригим болған адәмгә қарши чиқ, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар; — Падичини урувәт, қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду; Мән қолумни кичик пеилларниң үстигә чүшүрүп турғузимән. «Мән қолумни кичик пеилларниң үстигә чүшүрүп турғузимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән қолумни кичик пеиллар үстигиму қарши чүшүримән». Бирақ бизниң тәрҗимимиз 8-айәткә маслишиду; умумий мәнаси Худа Өзигә тәвә кичик пеиллиқларни қоғдайду.  Қан. 37:42; Йәш. 26:20; Мат. 26:31; Мар. 14:27; Луқа 22:35-38; Юһ. 18:8 Зиминда шундақ әмәлгә ашурулидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — үчтин икки қисми қирилип өлиду; бирақ үчтин бир қисми униңда тирик қалиду. Андин Мән үчинчи қисмини отқа киргүзимән, уларни күмүч тавлиғандәк тавлаймән, алтун синалғандәк уларни синаймән; улар Мениң намимни чақирип нида қилиду вә Мән уларға җавап беримән; Мән: «Бу Мениң хәлқим» дәймән; улар: «Пәрвәрдигар мениң Худайим» — дәйду.Зәб. 49:3-5, 15; 90:15; 143:15; Мал. 3:1-4; Юһ. 20:28; 1Пет. 1:6.
 
 

13:1 Лав. 16; 23:26-32; Зәк. 12:10-14; Рим. 11:26

13:2 «Мән пәйғәмбәрләрни вә паскина роһниму зиминдин чиқирип йөткиветимән» — бу пәйғәмбәрләр сахта пәйғәмбәрләр, әлвәттә. Әмәлийәттә болса Мәсиһ-Қутқузғучи дунияға қайтип кәлгәндин кейин пәйғәмбәрләрниң һеч һаҗити йоқ болиду.

13:3 «униң өзини туққан ата-аниси униңға: «Сән һаят қалмайсән; чүнки Пәрвәрдигарниң намида ялған гәп қиливатисән» дәйду; андин өзини туққан ата-аниси уни бешарәт бериватқинидила санҗип өлтүриду» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә сахта пәйғәмбәрләрни өлтүрүш керәк. Мошу адәмниң ата-аниси Худадин шунчә әйминидуки, өз оғлини нәқ мәйданда өлтүриду.

13:3 Қан. 13:6-11, 18:20

13:4 «улар хәқни алдаш үчүн иккинчи чупурлуқ чапанни киймәйду» — Иляс, Елиша вә Йәһя пәйғәмбәрләр мошундақ интайин аддий кийим кийгән.

13:5 «чүнки яшлиғимдин тартип тупрақ билән тирикчилик қиливатимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «чүнки яшлиғимдин тартип мән адәмниң мәдикари болуп кәлдим».

13:6 «Әнди бириси униңдин: «Һәй, әнди сениң мәйдәңдики бу зәхмәтләр немә?» — десә, у: «Достлиримниң өйидә ярилинип қалдим» — дәп җавап бериду» — «мәйдәңдики зәхмәтләр» ибраний тили бойичә сөзмусөз алсақ «икки қолуң оттурисидики зәхмәтләр» болиду. «Бутпәрәс пәйғәмбәрләр» җин-шәйтанларниң диққитини тартиш үчүн пат-пат өз тенини кесивалатти вә ахирқи замандиму шундақ қилиши мүмкин («1Пад.», 18:28-айәттә мисал көрүлиду). Шуниң билән хәлиқ мошундақ зәхмәтләрдин гуманлиниду, сахта пәйғәмбәр зәхмәтлиридин хиҗил болуп рошән бир ялған банини көрситиду.

13:7 «Мән қолумни кичик пеилларниң үстигә чүшүрүп турғузимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән қолумни кичик пеиллар үстигиму қарши чүшүримән». Бирақ бизниң тәрҗимимиз 8-айәткә маслишиду; умумий мәнаси Худа Өзигә тәвә кичик пеиллиқларни қоғдайду.

13:7 Қан. 37:42; Йәш. 26:20; Мат. 26:31; Мар. 14:27; Луқа 22:35-38; Юһ. 18:8

13:9 Зәб. 49:3-5, 15; 90:15; 143:15; Мал. 3:1-4; Юһ. 20:28; 1Пет. 1:6.