18
Әйсаниң тутқун қилиниши
Мат. 26:47-56; Мар. 14:43-50; Луқа 22:47-53
Әйса буларни ейтқандин кейин, мухлислири билән биллә ташқириға чиқип Кидрон җилғисиниң у қетиға өтти. У йәрдә бир бағчә бар еди. Әйса билән мухлислири у бағчигә кирди.«Әйса буларни ейтқандин кейин, мухлислири билән биллә ташқириға чиқип...» — мошу йәрдики «ташқириға чиқип...» зияпәт болған өйдин яки Йерусалим шәһириниң өзидин чиқишни билдүриду. Кидрон вадиси болса шәһәрниң сиртида (шәриқ тәрәптә) еди.  2Сам. 15:23; Мат. 26:36; Мар. 14:32; Луқа 22:39. Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһудаму у йәрни биләтти, чүнки Әйса мухлислири билән пат-пат у йәрдә жиғилип олтиратти. Шуниң билән Йәһуда бир топ Рим ләшкәрлири билән баш каһинлар һәм Пәрисийләр әвәткән қаравулларни башлап бу йәргә кәлди. Уларниң қоллирида панус, мәшъәл вә қураллар бар еди.Мат. 26:47; Мар. 14:43; Луқа 22:47. Әйса бешиға чүшидиғанларниң һәммисини билип, уларниң алдиға чиқип:
— Кимни издәйсиләр? — дәп сориди.
Насарәтлик Әйсани, — дәп җавап беришти улар.
Әйса уларға:
— Мана мән болимән, — деди.
(Униңға сатқунлуқ қилған Йәһудаму уларниң арисида туратти). Әйса: «Мана мән болимән» девиди, улар арқисиға йенип йәргә жиқилишти.«Әйса: «Мана мән болимән» девиди, улар арқисиға йенип йәргә жиқилишти» — «Юһанна»дики башқа бәзи йәрләрдики «Мән болимән» дегән сөз Худаниң «Мән әзәлдин Бар Болғучидурмән» дегән намини билдүриду. Бизниңчә мошу йәрдә «Мана мән болимән» дегәнму шу мәнини билдүриду; чүнки аңлиғучилар уни аңлапла «арқилириға йенип йәргә жиқилишти». Шуниң билән Әйса улардин йәнә бир қетим:
— Кимни издәйсиләр? — дәп сориди.
— Насарәтлик Әйсани, — дейишти улар.
Әйса: — Силәргә ейттимғу, мән шу болимән. Әгәр издигиниңлар мән болсам, буларни кәткили қоюңлар, — деди.
Буниң билән өзиниң: «Ата, Сән маңа бәргәнләрдин һеч қайсисини жүтүрмидим» дегән сөзи әмәлгә ашурулди.«Буниң билән өзиниң ... сөзи әмәлгә ашурулди» — яки «Буниң билән өзиниң ... сөзи әмәлийәттә испатланди». Бу сөзләр асасән һәм 6:39 һәм 17:12дә тепилиду.  Юһ. 6:39; 10:28; 17:12.
10 Симон Петрусниң йенида бир қилич болғач, у шуан уни суғуруп, баш каһинниң чакириға бирни уруп, оң қулиқини шилип чүшүрүвәтти. Чакарниң исми Малкус еди. Мат. 26:51; Мар. 14:47; Луқа 22:50. 11 Әйса Петрусқа:
— Қилични ғилапқа сал! Ата маңа тапшурған қәдәһни ичмәмдим? — деди.«Ата маңа тапшурған қәдәһни ичмәмдим?» — бу «қәдәһ» өзи тартиш керәк болған азап-оқубәтләрни көрситиду. «Мат.» 26:39, «Мар.» 14:36 вә Луқа» 22:42ни көрүң.  Мат. 20:22; 26:39.
 
Әйсаниң Аннасниң алдиға елип берилип, сорақ қилиниши
Мат. 26:57-58; Мар. 14:53-54; Луқа 22:54
12 Шуниң билән, ләшкәрләр топи билән миң беши һәм Йәһудийларниң қаравуллири Әйсани тутуп бағлашти. 13 Андин уни алди билән Аннасниң алдиға елип беришти. Аннас болса шу жили баш каһин болуп турған Қаяфаниң қейинатиси еди. Мат. 26:57; Мар. 14:53; Луқа 3:2; 22:54. 14 Бурун Йәһудий кеңәшмисидикиләргә: «Пүтүн хәлиқниң һалак болушиниң орниға, бирла адәмниң улар үчүн һалак болуши яхши» дәп мәслиһәт бәргән киши дәл шу Қаяфа еди.««Пүтүн хәлиқниң һалак болушиниң орниға, бирла адәмниң улар үчүн һалак болуши яхши» дәп мәслиһәт бәргән киши дәл шу Қаяфа еди» — 11:49-50ни көрүң.  Юһ. 11:50.
 
Петрусниң Әйсадин тениши
Мат. 26:69-70; Мар. 14:66-68; Луқа 22:55-57
15 Әнди Симон Петрус билән йәнә бир мухлис Әйсаниң кәйнидин әгишип барған еди. У мухлис баш каһинға тонуш болғачқа, баш каһинниң сарийиға Әйса билән тәң кирди. «йәнә бир мухлис...» — «йәнә бир мухлис» грек тилида «һелиқи мухлис». Юһанна баянида пат-пат өзини намсиз көрситип «һелиқи мухлис» дәйду (18:16, 20:2, 3, 4 вә 8ни көрүң). «У мухлис баш каһинға тонуш болғачқа...» — алимлар намсиз «у мухлис»ни Юһанна дәп билиду. Чүнки ушбу баянда болғандәк у дайим дегидәк пәқәт «өз көзүм билән көргәнлирим»нила асас қилиду. 21:24ни көрүң.  Мат. 26:58; Мар. 14:54; Луқа 22:54. 16 Лекин Петрус болса дәрвазиниң сиртида қалди. Шуңа баш каһинға тонуш болған һелиқи мухлис ташқириға чиқип, дәрвазивән қиз билән сөзлишип, Петрусни ичкиригә башлап кирди. 17 Дәрвазивән болған шу дедәк Петрустин:
— Сәнму бу адәмниң мухлислиридин әмәсму? — дәп сориди.
Яқ, әмәс, — деди Петрус.«Сәнму бу адәмниң мухлислиридин әмәсму?» — «сәнму» дегән сөз бәлким биринчи мухлис өзиниң Әйсаниң мухлиси екәнлигини бу қизға етирап қилғанлиғини көрситиду.
18 Әнди һава соғ болғанлиғи үчүн, чакарлар вә қаравуллар шахардин гүлхан яққан болуп, униң чөрисидә иссинип турушатти. Петрусму уларниң йенида туруп иссинди.Мат. 26:69; Мар. 14:67; Луқа 22:55.
 
Баш каһин Аннасниң Әйсани сорақ қилиши
Мат. 26:59-66; Мар. 14:55-64; Луқа 22:66-71
19 Баш каһин болса Әйсадин мухлислири тоғрилиқ вә тәлими тоғрилиқ соал сорашқа башлиди. 20 Әйса униңға җававән мундақ бәрди:
— Мән хәлиқ-аләм алдида ашкарә сөз қилғанмән, барлиқ Йәһудийлар жиғилидиған синагогларда вә ибадәтханида дайим тәлим берип кәлдим, мән йошурун һеч немә демидим. Юһ. 7:26. 21 Буларни немишкә мәндин сорайсән? Ейтқан сөзлиримни аңлиғанлардин сориғин; мана, улар немә дегәнлигимни билиду.
22 Әйса бу сөзләрни қилғанда, йенида турған қаравуллардин бири уни бир качат уруп:
— Баш каһинға мошундақ җавап қайтурамсән? — деди.Йәр. 20:2; Рос. 23:2.
23 — Әгәр яман сөз қилған болсам, униң яман екәнлигини көпчиликниң алдида көрсәткин. Амма ейтқанлирим дурус болса, мени немә үчүн урисән? — деди Әйса униңға.
24 Буниң билән Аннас уни бағлақлиқ пети баш каһин Қаяфаға йоллиди.«буниң билән Аннас уни бағлақлиқ пети баш каһин Қаяфаға йоллиди» — бу айәткә қариғанда икки баш каһин бар еди. 22-айәттә Аннасму «баш каһин» дейилиду. Мүмкинчилиги барки, улар нөвәт бойичә баш каһинлиқ вәзиписини өтәватқан. 19:21ниму көрүң.  Мат. 26:57; Мар. 14:53; Луқа 22:54.
 
Петрусниң Әйсадин йәнә икки қетим тениши
Мат. 26:71-75; Мар. 14:69-72; Луқа 22:58-62
25 Симон Петрус отниң алдида иссинип туруватқан еди. Йенидикиләр:
— Сәнму униң мухлислиридин әмәсмидиң? — дейишти.
— Яқ, әмәсмән, — дәп танди Петрус.«йенидикиләр» — грек тилида «улар».  Мат. 26:71; Мар. 14:69; Луқа 22:58.
26 У йәрдә баш каһинниң чакарлиридин, Петрус қулиқини кесип ташлиған кишигә туққан бириси бар еди. У Петрусқа:
— Бағчидә сени униң билән биллә көргән едимғу?! — деди.
27 Петрус йәнә танди. Дәл шу чағда ғораз чиллиди.Юһ. 13:38.
 
Әйсаниң валий Пилатус алдида сорақ қилиниши
Мат. 27:1-2, 11-31; Мар. 15:1-20; Луқа 23:1-25
28 Андин улар Әйсани Қаяфаниң йенидин римлиқ валийниң ордисиға елип кәлди (шу чағда таң атқан еди). Уни елип кәлгән Йәһудийлар болса өзимизни напак қилип булғимайли дәп, ордиға кирмиди. Болмиса өтүп кетиш һейтиниң дәстихинидин ғизалиналмайтти.«...Болмиса өтүп кетиш һейтиниң дәстихинидин ғизалиналмайтти» — мошу айәттики «өтүп кетиш һейти» болса «петир нан һейти»ниң биринчи күни (йәни бир хил «шабат күни» дәп һесаплинатти)ни көрситиду. 19:14дики изаһатни көрүң.
«Өзимизни напак қилип булғимайли». Уларниң көзқариши: «Йәһудий әмәсләрниң өйигә кирсәк болмайду; чүнки улар бәлким «напак бир нәрсә» (мәсилән бир җәсәт яки өлүк нәрсә)гә тәккән болуши мүмкин; биз уларға тәгсәк улардики «напаклиқ» бизгиму жуқтурулуши мүмкин» дегәндәк еди. Демисәкму, улар көңүл бөлгән бу «таһарәтләр» Тәвраттики муқәддәс қанундики «напаклиқ» тоғрилиқ бәлгүлимиләрдин көп ешип кәткән еди. Қизиқ йери шуки, улар «булғиниш»тин қорқуп өз «паклиғини» булғимаслиққа қизғинлиқ билән тиришқини билән, йәнә Худа әвәткән Қутқузғучи-Мәсиһни өлтүрүш алдида туратти.
  Мат. 27:1; Мар. 15:1; Луқа 22:66; 23:1.
29 Шуңа валий Пилатус сиртқа чиқип, уларниң алдиға берип уларға:
— Бу адәмниң үстидин немә әрз қилисиләр? — дәп сориди.
30 Улар:
— Бу адәм җинайәтчи болмиса, уни сизгә тапшурмиған болаттуқ, — дәп җавап беришти.«бу адәм җинайәтчи болмиса...» — яки «бу адәм рәзил қилғучи болмиса...».
31 — Уни өзүңлар елип кетип, өз қанунуңлар бойичә һөкүм чиқириңлар! — деди Пилатус уларға.
Йәһудийлар:
— Бизниң һеч кимни өлүмгә мәһкүм қилиш һоқуқимиз йоқ турса, — дейишти.
32 Бу ишлар Әйсаниң өзи қандақ өлүм билән өлүдиғини тоғрисидики алдин-ала ейтқан бешарәтлик сөзиниң әмәлгә ашурулуши үчүн йүз бәрди.«Бу ишлар Әйсаниң өзи қандақ өлүм билән өлүдиғини тоғрисидики алдин-ала ейтқан бешарәтлик сөзиниң әмәлгә ашурулуши үчүн йүз бәрди» — оқурмәнләрниң есидә барки, Мәсиһ бир нәччә қетим Йәһудий хәлқиниң өзини өлтүрүш үчүн етиқатсиз Йәһудий әмәсләрниң қолиға тапшуридиғанлиғини вә шуниңдәк өзиниң римлиқлар иҗад қилған кресттә өлидиғанлиғини ейтқан еди (мәсилән, «Мат.» 20:19, 26:2, «Луқа» 18:32-33, «Юһ.» 3:14, 12:32-33).  Мат. 20:19; Юһ. 12:32.
33 Андин Пилатус йәнә ордисиға кирип, Әйсани чақиртип, униңдин:
— Сән Йәһудийларниң падишасиму? — дәп сориди.Мат. 27:11; Мар. 15:2; Луқа 23:3.
34 Әйса униңға:
— Бу соални өзүң сораватамәсән, яки башқилар мән тоғрилиқ саңа шундақ ейтқанму? — деди.
35 — Мән бир Йәһудийму?! Сени маңа тапшурғанлар өз хәлқиң вә баш каһинларғу! Немә җинайәт өткүзгән едиң? — деди Пилатус.«мән бир Йәһудийму?» — Пилатусниң бу сөзи: «Мән Йәһудий әмәс, хәлқиң сән тоғрилиқ бир немә демигән болса, мәнму һеч немә демәймәнғу!» дегән пуриғи бар соалдур.
36 Әйса җававән: — Мениң падишалиғим бу дунияға тәвә әмәстур. Әгәр бу дунияға тәвә болған болса, хизмәтчилирим мениң Йәһудийларға тапшурулмаслиғим үчүн җәң қиливатқан болатти. Һалбуки, мениң падишалиғим бу йәргә тәвә әмәстур, — деди.«Мениң падишалиғим бу дунияға тәвә әмәстур» — яки «мениң падишалиғим бу дуниядин әмәстур».  Юһ. 6:15; 1Тим. 6:13.
37 Шуңа Пилатус униңға:
— Ундақта, сән падишаму?
Әйса җававән: — Шундақ, ейтқиниңдәк, падишамән. Мән шуниңға туғулғанмән, вә шуниңға дунияға кәлдим: — һәқиқәткә гувалиқ беришим үчүндин ибарәттур. Һәқиқәткә тәвә болған һәр бир киши болса мениң авазимға қулақ салиду, — деди.«Шундақ, ейтқиниңдәк» —Әйсаниң бу җавапниң грек тилида «Шундақ, лекин әһвал дәл сениң ойлиғиниңдәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду.
38 Пилатус униңдин:
— «Һәқиқәт» дегән немә? — дәп сориди.
Пилатус мошуларни дәп, йәнә ташқириға, Йәһудийларниң алдиға чиқип уларға:
— Мән униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим. Мат. 27:24; Луқа 23:4. 39 Лекин һәр жили өтүп кетиш һейтида силәр үчүн мәһбуслардин бирни қоюп бериш қаидәм бар. Шуңа бу «Йәһудийларниң падишаси»ни силәргә қоюп беришимни халамсиләр? — деди.«...мәһбуслардин бирни қоюп бериш қаидәм бар» — яки: «...мәһбуслардин бирни қоюп бериш бир адитим бар».  Мат. 27:15; Мар. 15:6; Луқа 23:17.
40 Уларниң һәммиси җавап берип:
— Бу адәмни әмәс, Бараббасни қоюп бериң! — дәп қийқас-сүрән селишти (Бараббас болса бир қарақчи еди).Мат. 27:16; Мар. 15:7; Луқа 23:19; Рос. 3:1.
 
 

18:1 «Әйса буларни ейтқандин кейин, мухлислири билән биллә ташқириға чиқип...» — мошу йәрдики «ташқириға чиқип...» зияпәт болған өйдин яки Йерусалим шәһириниң өзидин чиқишни билдүриду. Кидрон вадиси болса шәһәрниң сиртида (шәриқ тәрәптә) еди.

18:1 2Сам. 15:23; Мат. 26:36; Мар. 14:32; Луқа 22:39.

18:3 Мат. 26:47; Мар. 14:43; Луқа 22:47.

18:6 «Әйса: «Мана мән болимән» девиди, улар арқисиға йенип йәргә жиқилишти» — «Юһанна»дики башқа бәзи йәрләрдики «Мән болимән» дегән сөз Худаниң «Мән әзәлдин Бар Болғучидурмән» дегән намини билдүриду. Бизниңчә мошу йәрдә «Мана мән болимән» дегәнму шу мәнини билдүриду; чүнки аңлиғучилар уни аңлапла «арқилириға йенип йәргә жиқилишти».

18:9 «Буниң билән өзиниң ... сөзи әмәлгә ашурулди» — яки «Буниң билән өзиниң ... сөзи әмәлийәттә испатланди». Бу сөзләр асасән һәм 6:39 һәм 17:12дә тепилиду.

18:9 Юһ. 6:39; 10:28; 17:12.

18:10 Мат. 26:51; Мар. 14:47; Луқа 22:50.

18:11 «Ата маңа тапшурған қәдәһни ичмәмдим?» — бу «қәдәһ» өзи тартиш керәк болған азап-оқубәтләрни көрситиду. «Мат.» 26:39, «Мар.» 14:36 вә Луқа» 22:42ни көрүң.

18:11 Мат. 20:22; 26:39.

18:13 Мат. 26:57; Мар. 14:53; Луқа 3:2; 22:54.

18:14 ««Пүтүн хәлиқниң һалак болушиниң орниға, бирла адәмниң улар үчүн һалак болуши яхши» дәп мәслиһәт бәргән киши дәл шу Қаяфа еди» — 11:49-50ни көрүң.

18:14 Юһ. 11:50.

18:15 «йәнә бир мухлис...» — «йәнә бир мухлис» грек тилида «һелиқи мухлис». Юһанна баянида пат-пат өзини намсиз көрситип «һелиқи мухлис» дәйду (18:16, 20:2, 3, 4 вә 8ни көрүң). «У мухлис баш каһинға тонуш болғачқа...» — алимлар намсиз «у мухлис»ни Юһанна дәп билиду. Чүнки ушбу баянда болғандәк у дайим дегидәк пәқәт «өз көзүм билән көргәнлирим»нила асас қилиду. 21:24ни көрүң.

18:15 Мат. 26:58; Мар. 14:54; Луқа 22:54.

18:17 «Сәнму бу адәмниң мухлислиридин әмәсму?» — «сәнму» дегән сөз бәлким биринчи мухлис өзиниң Әйсаниң мухлиси екәнлигини бу қизға етирап қилғанлиғини көрситиду.

18:18 Мат. 26:69; Мар. 14:67; Луқа 22:55.

18:20 Юһ. 7:26.

18:22 Йәр. 20:2; Рос. 23:2.

18:24 «буниң билән Аннас уни бағлақлиқ пети баш каһин Қаяфаға йоллиди» — бу айәткә қариғанда икки баш каһин бар еди. 22-айәттә Аннасму «баш каһин» дейилиду. Мүмкинчилиги барки, улар нөвәт бойичә баш каһинлиқ вәзиписини өтәватқан. 19:21ниму көрүң.

18:24 Мат. 26:57; Мар. 14:53; Луқа 22:54.

18:25 «йенидикиләр» — грек тилида «улар».

18:25 Мат. 26:71; Мар. 14:69; Луқа 22:58.

18:27 Юһ. 13:38.

18:28 «...Болмиса өтүп кетиш һейтиниң дәстихинидин ғизалиналмайтти» — мошу айәттики «өтүп кетиш һейти» болса «петир нан һейти»ниң биринчи күни (йәни бир хил «шабат күни» дәп һесаплинатти)ни көрситиду. 19:14дики изаһатни көрүң. «Өзимизни напак қилип булғимайли». Уларниң көзқариши: «Йәһудий әмәсләрниң өйигә кирсәк болмайду; чүнки улар бәлким «напак бир нәрсә» (мәсилән бир җәсәт яки өлүк нәрсә)гә тәккән болуши мүмкин; биз уларға тәгсәк улардики «напаклиқ» бизгиму жуқтурулуши мүмкин» дегәндәк еди. Демисәкму, улар көңүл бөлгән бу «таһарәтләр» Тәвраттики муқәддәс қанундики «напаклиқ» тоғрилиқ бәлгүлимиләрдин көп ешип кәткән еди. Қизиқ йери шуки, улар «булғиниш»тин қорқуп өз «паклиғини» булғимаслиққа қизғинлиқ билән тиришқини билән, йәнә Худа әвәткән Қутқузғучи-Мәсиһни өлтүрүш алдида туратти.

18:28 Мат. 27:1; Мар. 15:1; Луқа 22:66; 23:1.

18:30 «бу адәм җинайәтчи болмиса...» — яки «бу адәм рәзил қилғучи болмиса...».

18:32 «Бу ишлар Әйсаниң өзи қандақ өлүм билән өлүдиғини тоғрисидики алдин-ала ейтқан бешарәтлик сөзиниң әмәлгә ашурулуши үчүн йүз бәрди» — оқурмәнләрниң есидә барки, Мәсиһ бир нәччә қетим Йәһудий хәлқиниң өзини өлтүрүш үчүн етиқатсиз Йәһудий әмәсләрниң қолиға тапшуридиғанлиғини вә шуниңдәк өзиниң римлиқлар иҗад қилған кресттә өлидиғанлиғини ейтқан еди (мәсилән, «Мат.» 20:19, 26:2, «Луқа» 18:32-33, «Юһ.» 3:14, 12:32-33).

18:32 Мат. 20:19; Юһ. 12:32.

18:33 Мат. 27:11; Мар. 15:2; Луқа 23:3.

18:35 «мән бир Йәһудийму?» — Пилатусниң бу сөзи: «Мән Йәһудий әмәс, хәлқиң сән тоғрилиқ бир немә демигән болса, мәнму һеч немә демәймәнғу!» дегән пуриғи бар соалдур.

18:36 «Мениң падишалиғим бу дунияға тәвә әмәстур» — яки «мениң падишалиғим бу дуниядин әмәстур».

18:36 Юһ. 6:15; 1Тим. 6:13.

18:37 «Шундақ, ейтқиниңдәк» —Әйсаниң бу җавапниң грек тилида «Шундақ, лекин әһвал дәл сениң ойлиғиниңдәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду.

18:38 Мат. 27:24; Луқа 23:4.

18:39 «...мәһбуслардин бирни қоюп бериш қаидәм бар» — яки: «...мәһбуслардин бирни қоюп бериш бир адитим бар».

18:39 Мат. 27:15; Мар. 15:6; Луқа 23:17.

18:40 Мат. 27:16; Мар. 15:7; Луқа 23:19; Рос. 3:1.