6
Қуллуқ боюнтуруқ астида болғанларниң һәммиси өз ғоҗайинлирини һәр тәрәптә һөрмәтлисун. Шундақ қилғанда, Худаниң нами вә Униң тәлиминиң һақарәткә учришидин сақланғили болиду.Әф. 6:5; Кол. 3:22; Тит. 2:9; 1Пет. 2:18. Ғоҗайинлири етиқатчи болса, қуллири: «Биз һәммимиз охшашла қериндашларғу» дәп, уларға һөрмәтсизлик қилмисун. Әксичә, уларға техиму әстайидил хизмәт қилсун. Чүнки уларниң яхши хизмитидин бәһримән болидиғанлар дәл садиқ етиқатчилар һәм сөйүмлүк бәндиләрдур. Сән бу тәлимләрни үгәткин вә җекилигин.
 
Ялған тәлим вә пулпәрәсликниң ақивити
Охшимиған тәлимләрни тәрғиб қилған вә сағлам сөзләрни (йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң һәқ сөзлирини), шундақла ихласмәнликкә йетәкләйдиған тәлимни қобул қилмиған киши болса, ундақлар дәвәқә көрәңләп кәткән, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдиндур. Улар низа-муназирә пәйда қилишқа вә гәп талишишқа һерисмән; бундақ ишлардин һәсәтхорлуқ, җедәл-маҗира, төһмәт, рәзил гуманхорлуқ һасил болиду,1Тим. 1:4; 2Тим. 2:23; Тит. 3:9. һәмдә нийити чирикләшкән, һәқиқәттин мәһрум болған кишиләр арисида дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бундақ кишиләр ихласмәнликни пайда-тапавәтниң бир йоли дәп қарайду.1Кор. 11:16.
Дәрвәқә, Худаға ихласмән вә разимән болуш ғайәт зор пайдидур.Пәнд. 15:16; Ибр. 13:5. Чүнки биз бу дунияға һеч немә елип кәлмидуқ, шуниңдәк униңдин һеч неминиму елип кетәлмәймиз.Аюп 1:21; 27:19; Зәб. 48:18 Шуңа, йемәк-ичмәк вә кийим-кечик йетәрлик болсила булардин қанаәт қилимиз.Зәб. 54:24; Пәнд. 27:26; Мат. 6:25; 1Пет. 5:7. Лекин бай болушни ойлайдиғанлар болса һаман аздурулушларға учрап, қапқанқа вә шундақла инсанларни вәйранчилиққа вә һалакәткә чөктүридиған нурғун әхмиқанә һәм зиянлиқ арзу-һәвәсләрниң илкигә тейилип кетиду. Пәнд. 11:28; Мат. 13:22; Яқ. 5:1. 10 Чүнки пулпәрәслик һәр хил рәзилликләрниң йилтизидур. Бәзиләр буниңға интилиши билән етиқаттин чәтнәп, өзлирини нурғун дәрд-қайғулар билән санҗиди.Мис. 23:8; Қан. 16:19; Пәнд. 15:16.
 
Тимотийға несиһәт
11 Амма сән, әй Худаниң адими, бундақ ишлардин жирақ қач; һәққанийлиқ, ихласмәнлик, ишәш-етиқат, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мөмин-мулайимлиқни интилип қоғла. 2Тим. 2:22. 12 Етиқаттики гөзәл күрәштә күчәп күрәш қил. Мәңгүлүк һаятни чиң тутқин. Сән дәл буниңға чақирилдиң һәмдә униң йолида нурғунлиған гувачилар алдида бу етиқатниң гөзәл шаһитлиғини қилдиң.«Етиқаттики гөзәл күрәштә күчәп күрәш қил» — бу сөзләр вә айәтниң қалған қисми («гөзәл шаһитлиқ») тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.  1Тим. 1:18.
 
13 Һәммигә һаятлиқ бериватқан Худаниң алдида, шундақла Понтиус Пилатус алдида гөзәл шаһитлиқни қилип гувалиқ бәргән Мәсиһ Әйсаниң алдида саңа шуни тапилаймәнки, «Һәммигә һаятлиқ бериватқан Худаниң алдида, шундақла Понтиус Пилатус алдида гөзәл шаһитлиқни қилип гувалиқ бәргән Мәсиһ Әйса...» — «гөзәл шаһидлиқ» дегән сөз тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Қан. 32:39; 1Сам. 2:6; Мат. 27:11; Юһ. 18:37; 1Тим. 5:21. 14 Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта аян болғичә, Худаниң бу әмригә һеч қусурсиз вә дағсиз әмәл қилғин. «бу әмригә һеч қусурсиз вә дағсиз әмәл қилғин» — «бу әмир» болса Тимотийға тапшурулған толуқ вәзипини көрситиду (3:3-20, 6:2-5). 15-16 Униң аян болушини вақит-саити кәлгәндә бирдин-бир мәңгү өлмигүчи, инсан йеқинлишалмайдиған нур ичидә яшайдиған, һеч ким көрмигән вә көрәлмәйдиған мубарәкләшкә лайиқ болған бирдин-бир Һөкүмран, йәни падишаларниң Падишаси, рәбләрниң Рәбби әмәлгә ашуриду. Униңға иззәт-һөрмәт вә әбәдил-әбәт күч-қудрәт болғай, амин!1Тим. 1:17; Вәһ. 17:14; 19:16; Мис. 33:20; Қан. 4:12; 1Юһа. 4:12.
17 Бу заманда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, таянғусиз өткүнчи байлиққа әмәс, бәлки биз бәһримән болушқа һәммини бизгә сехийлиқ билән толуп ташқан һалда тәминлигүчи Худаға тайинип үмүт бағлашни тапилиғин;«биз бәһримән болушқа һәммини бизгә сехийлиқ билән толуп ташқан һалда тәминлигүчи Худа...» — «сехийлиқ билән» грек тилида «зор байлиқлиридин бәргәндәк» дегән сөз билән ипадилиниду.  Мар. 4:18; Луқа 8:14. 18 уларға яхши әмәлләрни қилишта һәқиқий бай болуңлар, хәйр-сахавәтлик ишларда мәрт, башқилар билән ортақ бәһрлинишкә қоли очуқ болуңлар дәп тапилиғин. 19 Улар бундақ қилғанда, һәқиқий һаятни тутуш үчүн келәчәктә өзлиригә пухта бир асас-һул болидиған бир ғәзнә топлалайду.Мат. 6:20; Луқа 12:33; 16:9.
20 Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған һәқиқәтләрни қоғда. Өзүңни ихлассиз, қуруқ гәпләрдин һәмдә аталмиш илимниң талаш-тартишлиридин нери тутқин. 1Тим. 1:4; 4:7; 2Тим. 2:16; Тит. 1:14; 3:9. 21 Бәзиләр мошундақ бемәна илимгә егимән дәп җакалап, етиқаттин чәтниди.
Меһри-шәпқәт силәргә яр болғай!«меһри-шәпқәт силәргә яр болғай!» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «меһри-шәпқәт саңа яр болғай!» дейилиду.

6:1 Әф. 6:5; Кол. 3:22; Тит. 2:9; 1Пет. 2:18.

6:4 1Тим. 1:4; 2Тим. 2:23; Тит. 3:9.

6:5 1Кор. 11:16.

6:6 Пәнд. 15:16; Ибр. 13:5.

6:7 Аюп 1:21; 27:19; Зәб. 48:18

6:8 Зәб. 54:24; Пәнд. 27:26; Мат. 6:25; 1Пет. 5:7.

6:9 Пәнд. 11:28; Мат. 13:22; Яқ. 5:1.

6:10 Мис. 23:8; Қан. 16:19; Пәнд. 15:16.

6:11 2Тим. 2:22.

6:12 «Етиқаттики гөзәл күрәштә күчәп күрәш қил» — бу сөзләр вә айәтниң қалған қисми («гөзәл шаһитлиқ») тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.

6:12 1Тим. 1:18.

6:13 «Һәммигә һаятлиқ бериватқан Худаниң алдида, шундақла Понтиус Пилатус алдида гөзәл шаһитлиқни қилип гувалиқ бәргән Мәсиһ Әйса...» — «гөзәл шаһидлиқ» дегән сөз тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.

6:13 Қан. 32:39; 1Сам. 2:6; Мат. 27:11; Юһ. 18:37; 1Тим. 5:21.

6:14 «бу әмригә һеч қусурсиз вә дағсиз әмәл қилғин» — «бу әмир» болса Тимотийға тапшурулған толуқ вәзипини көрситиду (3:3-20, 6:2-5).

6:15-16 1Тим. 1:17; Вәһ. 17:14; 19:16; Мис. 33:20; Қан. 4:12; 1Юһа. 4:12.

6:17 «биз бәһримән болушқа һәммини бизгә сехийлиқ билән толуп ташқан һалда тәминлигүчи Худа...» — «сехийлиқ билән» грек тилида «зор байлиқлиридин бәргәндәк» дегән сөз билән ипадилиниду.

6:17 Мар. 4:18; Луқа 8:14.

6:19 Мат. 6:20; Луқа 12:33; 16:9.

6:20 1Тим. 1:4; 4:7; 2Тим. 2:16; Тит. 1:14; 3:9.

6:21 «меһри-шәпқәт силәргә яр болғай!» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «меһри-шәпқәт саңа яр болғай!» дейилиду.