«У силәргә қаршлиқ көрсәтмәйду» дегән баян бәлким Худаниң мөмин бәндилириниң характерини һәмдә уларниң аҗиз-аний икәнликини көрситишиму мумкин.
Кейин у ағриқ қериндашниң әһвали тоғрилиқ сөзләйду. ■Әф. 5:19; Кол. 3:16. 14 Араңларда ағриқ-силақлар барму? Улар җамаәтниң ақсақаллирини чақиртип кәлсун; улар Рәбниң намида униң бешиға май сүрүп мәсиһ қилип дуа қилсун. □«Араңларда ағриқ-силақлар барму? Улар җамаәтниң ақсақаллирини чақиртип кәлсун; улар Рәбниң намида униң бешиға май сүрүп мәсиһ қилип дуа қилсун» — «мәсиһ қилиш» тоғрилиқ «Тәбирләр»дики изаһатимизни көрүң. Мошу йәрдә май һеч қандақ дориниң рольида әмәс, бәлки ақсақалларниң қоллирини бемарниң бешиға тәккүзүши билән уларниң бемар билән бирликтә екәнлигини ипадиләш үчүн һәмдә униңға Муқәддәс Роһниң кесәлни сақайтиш қудритини әслитиш үчүн болиду. ■Мар. 6:13. 15 Шундақ қилип иман-ишәш билән қилинған дуа бемарни сақайтиду, Рәб уни орнидин турғузиду. Әгәр бемар гуналарни қилған болса, булар кәчүрүм қилиниду. 16 Шуниң үчүн өткүзгән гуналириңларни бир-бириңларға иқрар қилиңлар вә шипалиқ тепишиңлар үчүн бир-бириңларға дуа қилиңлар. Һәққаний адәмниң дуаси зор күч вә чоң үнүмгә егидур. 17 Иляс пәйғәмбәрму бизгә охшашла инсаний тәбиәтлик еди. У ямғур яғмисун дәп ихлас билән дуа қилди; нәтиҗидә, зиминға үч жил алтә ай һеч ямғур яғмиди. □«Иляс пәйғәмбәрму бизгә охшашла инсаний тәбиәтлик еди» — «инсаний тәбиәтлик» дегән ибарә мошу йәрдә адәмниң һессият, хошаллиқ вә қайғулирини көрситиду. ■1Пад. 17:1; Луқа 4:25. 18 Андин у йәнә дуа қилди вә ямғур қайта яғди, йәрму һосул-мевисини йәнә бәрди.■1Пад. 18:45.
Әгәр «өлүм» бу дуниядин кетиш болса «1Юһ.» 5:16-17дә яки «Рос.» 5-бапта хатириләнгәндәк Худаниң еғир гунаға патқан етиқатчиларниң бешиға чүшүридиған җазасини көрситиду.
«Нурғун гуналарниң йепип қоюлуши» — бәлким (1) бу гунакар кишиниң гуналириниң кәчүрүм қилинишини вә (2) у кишиниң башқилар алдида уятқа қалмаслиғини вә (3) у кишиниң гунайиниң башқиларниму гунаға путлаштуруп қоюшиниң алдини елишини көрситиши мүмкин. ■Пәнд. 10:12; 11:30; 1Пет. 4:8.
■5:1 Пәнд. 11:28; Ам. 6:1; Луқа 6:24; 1Тим. 6:9.
□5:3 «алтун-күмүчлириңларни болса дат басти» — расул Яқуп бу айәтләрдә байларниң бешиға кәлгүсидә чүшидиған җазани аллиқачан йүз бәргәндәк тәрздә көрситиду. «Силәрниң байлиқларни топлишиңлар ахирқи күнләрдә болди!» — башқа бир тәрҗимиси: «Чүнки силәр бу ахир заманда байлиқ топлаш биләнла болуп кетиватисиләр!». Қандақла болмисун, уларниң байлиқлири «ахирқи күнләрдә» топланған болуп, улар булардин анчә узун һозур алалмайду.
□5:5 «Силәр бу дунияда һәшәмәтчилик вә әйш-ишрәт ичидә яшап келиватисиләр» — «бу дунияда» грек тилида «йәр йүзидә». Демәк, беһиштә ундақ раһәтлик һаяттин бәһримән болмайсиләр. «Қойлар боғузлаш күнигә тәйярланғандәк, силәрму боғузлиниш күнигә өзүңларни бордап келиватисиләр» — «өзүңларни бордап келиватисиләр» грек тилида «жүрәклириңларни бордап келиватисиләр». Бу үч бислиқ сөз болуп: (1) өзүңлар интайин һәшәмәтлик, әйш-ишрәтлик турмуш өткүздуңлар; (2) көңлүңларни таш қилдиңлар (мәсилән, «Йәш.» 10:6 вә 63:17ни көрүң); (3) (кинайилик мәнидә) «боғузлаш күни» (қиямәт күни)гә өзүңларни «бордап» яхши тәйярлидиңлар».
■5:5 Аюп 21:13; Луқа 16:19,25.
□5:6 «Силәр һәққаний болғучини гунаға мәһкүм қилип, өлтүрүп кәлдиңлар; у силәргә қаршилиқ көрсәтмәйду» — «һәққаний болғучи» (1) Мәсиһни яки (2) һәққаний адәмләрни көрситиду. Бизниңчә һәққаний адәмләрни көрситиду, чүнки грек тилида «өлтүрүш» дегән пеил көп қетимлиқ өлтүрүшләрни көрситиши мүмкин. Әнди немишкә «һәққаний болғучилар» әмәс, бәлки «һәққаний болғучи» дәйду? Бизниңчә расул Яқуп Мәсиһ Әйсаниң Өз мөмин бәндилиридә туруватқанлиғини, улар билән бир болғанлиғини тәкитләшни халайду («Пәнд.» 14:31, 17:5 вә «Рос.» 9:4ни көрүң). Расул Яқуп шу чағларда «һәққаний Яқуп» дәп атилатти вә кейин Йерусалимдикиләр тәрипидин өлтүрүветилди (миладийә 60-жилларда). «У силәргә қаршлиқ көрсәтмәйду» дегән баян бәлким Худаниң мөмин бәндилириниң характерини һәмдә уларниң аҗиз-аний икәнликини көрситишиму мумкин.
□5:7-8 «дехан киши йәрниң есил мевисини күтиду; йәр дәсләпки вә кейинки ямғурларға муйәссәр болғичә уни интизарлиқ билән сәвир-тақәт ичидә күтиду» — «дәсләпки ямғурлар» Исраилда 10- яки 11-айда йеғип, йәрни юмшақ қилип һайдашкә тәйярлайду, андин чечилған уруқларни үндүрүшкә түрткә болиду. «Кейинки ямғурлар» болса 3- яки 4-айда йеғип, әтиязлиқ зираәтләрни пишириш рольини ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, улар уни бәк қәдирләйду. «... Силәрму сәвир-тақәт қилип қәлбиңларни мустәһкәм қилиңлар. Чүнки Рәбниң қайта келиши йеқинлап қалди» — бу 7-8-айәтләр үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
□5:11 «Аюпниң азап-оқубәткә қандақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигини аңлиғансиләр вә Пәрвәрдигарниң униңға ахирқи қилғинини... көргәнсиләр» — «Пәрвәрдигарниң униңға ахирқи қилғини» демәк, Худаниң ахирида Аюпниң һаятини қандақ бәрикәтләп, яхши орунлаштурғанлиғи. «Пәрвәрдигарниң ич-бағри шәпқәт вә рәһимдиллиқ билән толған» — бу сөзләр «Мис.» 34:6, «Нәһ.» 9:17, «Зәб.» 85:15, 102:8-9, 14, «Йо.» 2:13дә хилму-хил шәкилдә көрүлиду.
■5:11 Чөл. 14:18; Аюп 1:21 ,22; 42:10-17; Зәб. 102:8-9; Мат. 5:11.
■5:12 Мат. 5:34; 2Кор. 1:17, 18.
□5:13 «Араңларда азап тартқучи киши барму? У дуа қилсун. Хошал жүрүватқанлар барму? У күй-мәдһийә нахшилирини ейтсун» — бу сөз бәлким җамаәтниң ибадәт сорунлиридики әһвалини көздә тутиду. Демәк, җамаәт сорунлирида қериндашларниң һәм жиғлаш һәм хошал болуш әркинлиги болушиға тоғра келиду. Амма бу сөзләр қериндашлар ялғуз қалғанда охшашла инавәтлик болиду, әлвәттә! Кейин у ағриқ қериндашниң әһвали тоғрилиқ сөзләйду.
□5:14 «Араңларда ағриқ-силақлар барму? Улар җамаәтниң ақсақаллирини чақиртип кәлсун; улар Рәбниң намида униң бешиға май сүрүп мәсиһ қилип дуа қилсун» — «мәсиһ қилиш» тоғрилиқ «Тәбирләр»дики изаһатимизни көрүң. Мошу йәрдә май һеч қандақ дориниң рольида әмәс, бәлки ақсақалларниң қоллирини бемарниң бешиға тәккүзүши билән уларниң бемар билән бирликтә екәнлигини ипадиләш үчүн һәмдә униңға Муқәддәс Роһниң кесәлни сақайтиш қудритини әслитиш үчүн болиду.
□5:17 «Иляс пәйғәмбәрму бизгә охшашла инсаний тәбиәтлик еди» — «инсаний тәбиәтлик» дегән ибарә мошу йәрдә адәмниң һессият, хошаллиқ вә қайғулирини көрситиду.
□5:20 «Мошундақ киши шуни билсунки, гунакар кишини азған йолидин қайтуруп әкәлгүчи шу кишиниң җениниң өлүмдин қутулушиға вә нурғун гуналарниң йепип қуюлишиға сәвәпчи болиду» — «өлүмдин қутулуш» дегән ибарә «мәңгүлүк өлүм» (дозақ) яки бу дуниядин кетишини көрситәмду? Бизниңчә расул бу гунакарниң «җениниң қутулуши»ни тәкитлигәчкә, мәңгүлүк өлүмни көрсәтсә керәк. Әгәр «өлүм» бу дуниядин кетиш болса «1Юһ.» 5:16-17дә яки «Рос.» 5-бапта хатириләнгәндәк Худаниң еғир гунаға патқан етиқатчиларниң бешиға чүшүридиған җазасини көрситиду. «Нурғун гуналарниң йепип қоюлуши» — бәлким (1) бу гунакар кишиниң гуналириниң кәчүрүм қилинишини вә (2) у кишиниң башқилар алдида уятқа қалмаслиғини вә (3) у кишиниң гунайиниң башқиларниму гунаға путлаштуруп қоюшиниң алдини елишини көрситиши мүмкин.
■5:20 Пәнд. 10:12; 11:30; 1Пет. 4:8.