6
Исраилниң һаким-һөкүмдарлириға вай!
И Зионда хатирҗәм олтарғанлар һәм Самарийә теғиға тайинип аман-есән яшиғанлар!
И әлләрниң каттисиниң әрбаблири!
Исраил җәмәти силәрни издәп келиду —
— Силәрниң һалиңларға вай!Мис. 19:5; Йәр. 2:3
Силәр хәлиққә: — «Калнәһ шәһиригә берип көрүңлар;
Шу йәрдин «бүйүк Хамат» шәһиригә бериңлар,
Андин Филистийләрниң шәһири Гатқа чүшүп беқиңлар;
Булар силәрниң икки падишалиғиңлардин әвзәлму?
Уларниң чегариси силәрниңкидин кәңму?» — дәп махтинип сөзләйсиләр.«булар силәрниң икки падишалиғиңлардин әвзәлму?» — «икки падишалиқ» — биринчиси шималий падишалиқ — Исраил, пайтәхти Самарийә; иккинчиси җәнубий падишалиқ — Йәһуда, пайтәхти Йерусалим.
«Силер хәлиққә:... махтинип сөзләйсиләр» дегән сөзләр әслидики тексттә йоқ. Бу айәттә айдиңлаштурушқа тегишлик бир мәсилә бар: — айәттики сөзләрни Амос ейтқанму яки Самарийәдики әмирләр Самарийәниң бехәтәрлиги тоғрилиқ махтинип ейтқанму? Бизниңчә Самарийәдики әмирләр ейтқан болуши керәк; чүнки әгәр пәйғәмбәр агаһландуруш тәризидә сориған болса, соалниң әксичә сориған болатти, — Йәни «Бу шәһәрләр силәрниң икки падишалиғиңлардин аҗизму?» дәп сориған болатти. Шуңа бу сөзләрни қоштуқ. Бу үч шәһәрниң һәммиси дүшмәнниң һуҗумиға дуч келип, андин ғулиған болса керәк — бирақ һазирғичә бу ишлар тоғрилиқ тарихий хатириләр йоқ.
И яман күнни кечиктүрмәкчи болғанлар!
Силәр җәбир-зулумниң һөкүмранлиғини орнитип, уни өзүңларға йеқин қилмақчи болисиләр,Әз. 12:27; Ам. 5:18
Пил чишида нәқишләнгән кариватлар үстидә ятисиләр,
Диванлириңлар үстидә керилип ятисиләр,
Пада топидин пахланларни,
Кала қотанлиридин мозайни таллап йәйсиләр,
Чилтар аһаңиға тәңкәш қилип ейтисиләр,
Давуттәк өзүңларға сазларни иҗад қилисиләр,Йәш. 5:12
Шарапни чиниләп-чиниләп ичисиләр,
Өзүңларға сәрхил майлиқ әтирләрни сүрисиләр,
— Бирақ көңлүңлар Йүсүп җәмәтиниң зиян-зәхмити үчүн һеч азапланмайду!Йәш. 5:11,12
Шуңа улар тунҗа әсиргә чүшкәнләр арисида әсиргә елиниду;
Керилип ятқанларниң әйш-ишрити ахирлишиду.«Шуңа улар тунҗа әсиргә чүшкәнләр арисида әсиргә елиниду; керилип ятқанларниң әйш-ишрити ахирлишиду» — тарихий мәлуматлардин қариғанда, Асурийә империйәси мәлум бир жутқа таҗавуз қилғанда, авал шу жуттики мөтивәрләрни әсир қилип епкетиш адити бар еди.  Йәш. 5:13
Рәб Пәрвәрдигар Өз һаяти билән қәсәм қилғанки,
— дәйду Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа,
— Мән Яқупниң ғуруридин бизар болдум,
Униң орда-истиһкамлиридин нәпрәтлинимән;
Мән бу шәһәрни, шундақла униңдики һәммини дүшмәнгә тәңла өткүзүп беримән;
Вә әмәлгә ашурулидуки,
Бир өйдә он адәм болуп қалса, бу онәйләнму өлиду.«Бир өйдә он адәм болуп қалса, бу онәйләнму өлиду» — 5:3ни көрүң.
10 Әгәр мәлум бир өлгүчиниң туққини, йәни өлгүчиниң җәситини көйдүрүшкә мәсъул киши устиханларни көтирип өйдин чиқиветип, өй ичидики йәнә бирисидин:
— «Қешиңда йәнә бириси барму?» дәп сориса, у «Йоқ» дәйду,
Андин туққини йәнә: «Сүкүт! Пәрвәрдигарниң намини тилға елишимизға болмайду!» — дәйду.«мәлум бир өлгүчиниң туққини...» — ибраний тилида «мәлум бир өлгүчиниң тағиси...».
«... Җәситини көйдүрүшкә мәсъул киши устиханларни көтирип өйдин чиқиветип, өй ичидики йәнә бирисидин: — «қешиңда йәнә бириси барму?» дәп сориса, у «йоқ» дәйду, андин туққини йәнә: «сүкүт! Пәрвәрдигарниң намини тилға елишимизға болмайду!» — дәйду» — Йәһудий хәлқи адәттә җәсәтләрни көмиду, «җәсәтни көйдүрүш»ни өч көриду. «Җәситини күйдүрүш» дегән иш уларниң бешиға наһайити еғир апәт чүшидиғанлиғини көрситиду; шуниң билән уларниң җәсәтләрни көмүшкә қәтъий вақти чиқмайду, демәкчи. Шуңа бу бешарәт Самарийәниң наһайити җидди, бечарә әһвалға чүшидиғанлиғини көрситиду. Униң үстигә, җәсәт өйдә узунғичә турған — һазир пәқәт «устиханлар»ла қалған. Һаят қалған кишиләр шундақ қорқидуки, улар Пәрвәрдигарниң намини ейтишқиму петиналмайдиған болуп қалиду.
Қизиқ бир иш шуки, узундин тартип, болупму Йерусалимниң Әйса Мәсиһниң өлүмидин кейинки вәйран қилинишидин кейин, Йәһудийлар «Яһвәһ» (Пәрвәрдигар) дегән исимни ишлитишкә петиналмайду.
11 Сәвәви, Пәрвәрдигар буйруқ чүшүриду,
Вә чоң өйни парә-парә қиливетиду,
Кичик өйниму чак-чекидин йерип чеқиветиду.«Пәрвәрдигар... чоң өйни парә-парә қиливетиду, кичик өйниму чак-чекидин йерип чеқиветиду» — һаким-һөкүмдарларниң, әмәлдарларниң гуналири һаман башқиларни өз гуналириға четилдуруп қойиду; шу вәҗидин «кичик өйләр»му җазаға учрап кетиду.
12 Атлар таш үстидә чапаламду?
Адәмләр әшу йәрни калилар билән ағдураламду?
Бирақ силәр адаләтни өт сүйигә,
Һәққанийлиқниң мевисини әмәнгә айландурғансиләр —«...адаләтни өт сүйигә, һәққанийлиқни әмәнгә айландурғансиләр» — мошу ибариниң мәнаси 5-бап, 7-айәтниң мәнасигә охшаштур.  Ам. 5:7
13 — Йоқ бир нәрсидин шатлинип кәткәнсиләр,
«Өз күчимизгә тайинип қудрәткә егә болғанмиз» — дегәнсиләр.«Йоқ бир нәрсә» — бизниңчә, шүбһисизки, уларниң бутлирини көрситиду.
Пүткүл айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: ««Ло-дәбар шәһирини елип шатланған едуқ, Карнаим шәһириниму өз күчимизгә тайинип алдуққу?» — дегәнсиләр».
14 Чүнки мана, и Исраил җәмәти,
— дәйду Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа,
— Мән силәр билән қаршилишидиған бир әлни турғузимән;
Улар Хамат шәһириниң давинидин Арабаһ еқимиғичә силәрни харлайду.«Мән силәр билән қаршилишидиған бир әлни турғузимән» — «бир әл» Асурийә империйәсини көрситиду.
 
 

6:1 Мис. 19:5; Йәр. 2:3

6:2 «булар силәрниң икки падишалиғиңлардин әвзәлму?» — «икки падишалиқ» — биринчиси шималий падишалиқ — Исраил, пайтәхти Самарийә; иккинчиси җәнубий падишалиқ — Йәһуда, пайтәхти Йерусалим. «Силер хәлиққә:... махтинип сөзләйсиләр» дегән сөзләр әслидики тексттә йоқ. Бу айәттә айдиңлаштурушқа тегишлик бир мәсилә бар: — айәттики сөзләрни Амос ейтқанму яки Самарийәдики әмирләр Самарийәниң бехәтәрлиги тоғрилиқ махтинип ейтқанму? Бизниңчә Самарийәдики әмирләр ейтқан болуши керәк; чүнки әгәр пәйғәмбәр агаһландуруш тәризидә сориған болса, соалниң әксичә сориған болатти, — Йәни «Бу шәһәрләр силәрниң икки падишалиғиңлардин аҗизму?» дәп сориған болатти. Шуңа бу сөзләрни қоштуқ. Бу үч шәһәрниң һәммиси дүшмәнниң һуҗумиға дуч келип, андин ғулиған болса керәк — бирақ һазирғичә бу ишлар тоғрилиқ тарихий хатириләр йоқ.

6:3 Әз. 12:27; Ам. 5:18

6:5 Йәш. 5:12

6:6 Йәш. 5:11,12

6:7 «Шуңа улар тунҗа әсиргә чүшкәнләр арисида әсиргә елиниду; керилип ятқанларниң әйш-ишрити ахирлишиду» — тарихий мәлуматлардин қариғанда, Асурийә империйәси мәлум бир жутқа таҗавуз қилғанда, авал шу жуттики мөтивәрләрни әсир қилип епкетиш адити бар еди.

6:7 Йәш. 5:13

6:9 «Бир өйдә он адәм болуп қалса, бу онәйләнму өлиду» — 5:3ни көрүң.

6:10 «мәлум бир өлгүчиниң туққини...» — ибраний тилида «мәлум бир өлгүчиниң тағиси...». «... Җәситини көйдүрүшкә мәсъул киши устиханларни көтирип өйдин чиқиветип, өй ичидики йәнә бирисидин: — «қешиңда йәнә бириси барму?» дәп сориса, у «йоқ» дәйду, андин туққини йәнә: «сүкүт! Пәрвәрдигарниң намини тилға елишимизға болмайду!» — дәйду» — Йәһудий хәлқи адәттә җәсәтләрни көмиду, «җәсәтни көйдүрүш»ни өч көриду. «Җәситини күйдүрүш» дегән иш уларниң бешиға наһайити еғир апәт чүшидиғанлиғини көрситиду; шуниң билән уларниң җәсәтләрни көмүшкә қәтъий вақти чиқмайду, демәкчи. Шуңа бу бешарәт Самарийәниң наһайити җидди, бечарә әһвалға чүшидиғанлиғини көрситиду. Униң үстигә, җәсәт өйдә узунғичә турған — һазир пәқәт «устиханлар»ла қалған. Һаят қалған кишиләр шундақ қорқидуки, улар Пәрвәрдигарниң намини ейтишқиму петиналмайдиған болуп қалиду. Қизиқ бир иш шуки, узундин тартип, болупму Йерусалимниң Әйса Мәсиһниң өлүмидин кейинки вәйран қилинишидин кейин, Йәһудийлар «Яһвәһ» (Пәрвәрдигар) дегән исимни ишлитишкә петиналмайду.

6:11 «Пәрвәрдигар... чоң өйни парә-парә қиливетиду, кичик өйниму чак-чекидин йерип чеқиветиду» — һаким-һөкүмдарларниң, әмәлдарларниң гуналири һаман башқиларни өз гуналириға четилдуруп қойиду; шу вәҗидин «кичик өйләр»му җазаға учрап кетиду.

6:12 «...адаләтни өт сүйигә, һәққанийлиқни әмәнгә айландурғансиләр» — мошу ибариниң мәнаси 5-бап, 7-айәтниң мәнасигә охшаштур.

6:12 Ам. 5:7

6:13 «Йоқ бир нәрсә» — бизниңчә, шүбһисизки, уларниң бутлирини көрситиду. Пүткүл айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: ««Ло-дәбар шәһирини елип шатланған едуқ, Карнаим шәһириниму өз күчимизгә тайинип алдуққу?» — дегәнсиләр».

6:14 «Мән силәр билән қаршилишидиған бир әлни турғузимән» — «бир әл» Асурийә империйәсини көрситиду.