7
Амосниң дуалири — Худаниң қарари
Рәб Пәрвәрдигар маңа көрсәттики —
Кейинки от-чөп баш тартқан вақтида, мана У чекәткиләрни ясиди (бу падиша өзигә от-чөп орғандин кейинки, иккинчи қетимлиқ от-чөп өскән вақит еди) «Рәб Пәрвәрдигар маңа көрсәттики — кейинки от-чөп баш тартқан вақтида, мана у чекәткиләрни ясиди...» — бу ишни (шундақла -4-, 7- вә 8:1-айәттики ишларниму) Амос бешарәтлик ғайипанә көрүнүштә көргән болса керәк. Чүнки 3-, 6-айәттә Пәрвәрдигар «бундақ иштин» яниду. һәм шундақ болдики, чекәткиләр зиминдики от-чөпни қалдурмай йәвәткәндин кейин, мән: —
«И Рәб Пәрвәрдигар, өтүнүп қалай, кәчүргәйсән! Яқуп қандақму чидалайду? У кичик турса!» — дедим.
Пәрвәрдигар әнди ундақ қилиштин янди: «Әнди ундақ болмайду» — деди Пәрвәрдигар.
Рәб Пәрвәрдигар маңа көрсәтти —
Мана, Рәб Пәрвәрдигар хәлқи билән күрәш қилишқа отни чақирди;
От һәтта чоңқур деңизниму қурутти,
Мирас болған зиминниму йәп кәтти;
Әнди мән: —
«И Рәб Пәрвәрдигар, өтүнүп қалай, тохтиғайсән! Яқуп қандақму чидалайду? У кичик турса!» — дедим.
Пәрвәрдигар шундақ қилиштин янди: «Әнди ундақ болмайду» — деди Рәб Пәрвәрдигар.
 
Әнди У маңа мундақ бир ишни көрсәтти —
Вә мана, Рәб тик өлчигүч жип билән қопурулған там түвидә,
Қолида тик өлчигүч жипни тутқиничә туратти; вә Пәрвәрдигар мәндин: —
«Амос, немини көрдуң?» дәп сориди.
Мән: «Тик өлчигүч жипни» — дедим.
Рәб: «Мән йәнә Өз хәлқим Исраил оттурисиға тик өлчигүч жипни тикләймән; Мән йәнә уларни җазалимай өтүп кәтмәймән;
Һәм Исһақниң «жуқури җайлири» һалак болиду,
Исраилниң тавапгаһлири вәйран қилиниду;
Йәробоам җәмәтигә қилич билән һуҗум қилишқа орнумдин туримән» — деди.«Исһақниң «жуқури җайлири» һалак болиду» — «жуқури җайлар» тағ чоққилири қатарлиқ җайларда Худаға қурбанлиқ қилиш әслидә Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанунда мәнъий қилинған еди. Шундақтиму, Исраил һәм Йәһудадикиләр хелә бурунла тағ чоққилири үстидә Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилип ибадәт қилишқа башлиған еди. Кейин улар мошу «жуқури җайлар»да бутқа чоқунушқа башлиди.
 
Амосниң бутпәрәсләрниң тавапгаһи болуп қалған Бәйт-Әлниң каһини, йәни «шималий падишалиқ» Исраилниң «баш каһини» Амазия билән болған күриши
10 Шуниң билән Бәйт-Әлдики каһин Амазия Исраил падишаси Йәробоамға хәвәр йоллап: —
«Амос Исраил җәмәти арисида турупму силигә сүйқәст қилди; зимин униң қилған барлиқ гәплирини көтирәлмәйду. 11 Чүнки Амос: — «Йәробоам қиличта өлиду, Исраил әсиргә елинип өз зиминидин сүргүн болмай қалмайду!» — дәйду» — деди.«Чүнки Амос: — «Йәробоам қиличта өлиду, Исраил әсиргә елинип өз зиминидин сүргүн болмай қалмайду!» — дәйду» — әмәлийәттә Амос: — «Пәрвәрдигар Йәробоамниң җәмәтигә қилич билән һуҗум қилиду» — дегән еди (9-айәт).
12 Андин Амазия Амосқа: — Һәй алдин көргүчи! Бәс, йоқал, Йәһуда зиминиға қач, әшу йәрдә бешарәт берип, шу йәрдә нан тепип йә! 13 Бирақ Бәйт-Әлдә йәнә бешарәт бәрмә; чүнки у падишаниң тавапгаһи, шаһлиқ өйдур, — деди.«Бәйт-Әлдә йәнә бешарәт бәрмә; чүнки у падишаниң тавапгаһи» — «падишаниң тавапгаһи» ибраний тилида «падишаниң «муқәддәс җай»и» дейилиду.
14 Амос Амазияға җавап берип мундақ деди: —
«Мән әсли пәйғәмбәр әмәс едим, яки пәйғәмбәрниң оғлиму әмәсмән; бәлки мән бир чарвичи, шундақла ерән дәрәқлириниң мевисини тәргүчи едим. 15 Бирақ пада беқиватқан чеғимда Пәрвәрдигар мени Өз илкигә алди вә маңа: «Барғин, хәлқим Исраилға бешарәт бәр» — деди. 16 Әнди, и Амазия, Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ сал! Сән маңа: «Исраилни әйипләйдиған бешарәтләрни бәрмә, Исһақ җәмәтини әйипләйдиған сөзләрни ейтма», дедиң.Әз. 21:7 17 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Сениң аялиң шәһәрдә паһишә болиду, оғул-қизлириң қилич билән қирилиду вә зиминиң өлчәш таниси тартилиши билән парчилиниду; сән напак бир зиминда өлисән; вә Исраил әсиргә елинип өз зиминидин сүргүн болмай қалмайду»».
 
 

7:1 «Рәб Пәрвәрдигар маңа көрсәттики — кейинки от-чөп баш тартқан вақтида, мана у чекәткиләрни ясиди...» — бу ишни (шундақла -4-, 7- вә 8:1-айәттики ишларниму) Амос бешарәтлик ғайипанә көрүнүштә көргән болса керәк. Чүнки 3-, 6-айәттә Пәрвәрдигар «бундақ иштин» яниду.

7:9 «Исһақниң «жуқури җайлири» һалак болиду» — «жуқури җайлар» тағ чоққилири қатарлиқ җайларда Худаға қурбанлиқ қилиш әслидә Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанунда мәнъий қилинған еди. Шундақтиму, Исраил һәм Йәһудадикиләр хелә бурунла тағ чоққилири үстидә Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилип ибадәт қилишқа башлиған еди. Кейин улар мошу «жуқури җайлар»да бутқа чоқунушқа башлиди.

7:11 «Чүнки Амос: — «Йәробоам қиличта өлиду, Исраил әсиргә елинип өз зиминидин сүргүн болмай қалмайду!» — дәйду» — әмәлийәттә Амос: — «Пәрвәрдигар Йәробоамниң җәмәтигә қилич билән һуҗум қилиду» — дегән еди (9-айәт).

7:13 «Бәйт-Әлдә йәнә бешарәт бәрмә; чүнки у падишаниң тавапгаһи» — «падишаниң тавапгаһи» ибраний тилида «падишаниң «муқәддәс җай»и» дейилиду.

7:16 Әз. 21:7