21
«Қилич» һәққидә
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
И инсан оғли, йүзүңни Йерусалимға қаритип, «муқәддәс җайлар»ни әйипләп, Исраил зиминини әйипләп бешарәт берип, Йәни Исраил зиминиға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән саңа қаршидурмән; қиличимни ғилаптин суғуруп, сәндин һәм һәққанийлар һәм рәзилләрни үзүп ташлаймән.
Мән сәндин һәм һәққанийлар һәм рәзилләрни үзүп ташлимақчи болғиним үчүн, қиличим барлиқ әт егилири, йәни җәнуптин шималғичә болған һәммәйлән билән қаршилишишға ғилаптин чиқиду; шуниң билән барлиқ әт егилири Мәнки Пәрвәрдигарниң Өз қиличимни ғилаптин суғурғанлиғимни тонуп йетиду; қилич ғилапқа қайтидин йенип кирмәйду.
Әнди уһ тартқин, и инсан оғли; ич-бағриң ечишқидәк дәрд-әләм билән уларниң көз алдида уһ-зар қил. Вә шундақ болидуки, улар сәндин: «Немишкә уһ тартисән?» дәп сориғанда, сән уларға: «Болған шум хәвәр түпәйлидин! Мана, у келиду! Барлиқ жүрәкләр ерип, барлиқ қоллар бошап кетиду, барлиқ роһлар зәиплишип, барлиқ тизлар сүйдүк билән чилиқ-чилиқ һөл болуп кетиду; мана у келиватиду! У йетип кәлди! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар» — дегин.«барлиқ тизлар сүйдүк билән чилиқ-чилиқ һөл болуп кетиду» — демәк, қорқунучтин шундақ болиду. Башқа бир хил тәрҗимиси «барлиқ тизлар судәк аҗиз болуп кетиду».  Йәр. 6:24; 49:23; Әз. 4:17; 7:17
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
И инсан оғли, бешарәт берип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, бир қилич, бир қилич, бисланған, пақиритилған! 10 У зор қирғинчилиқ үчүн бисланған, уни ялтирашқа пақиратқан; Өз оғлумниң шаһанә һасиси һәр қандақ аддий таяқни кәмситкәнлиги түпәйлидин, хошал болуп кетишимизгә тоғра келәмду?«У зор қирғинчилиқ үчүн бисланған, ... Өз оғлумниң шаһанә һасиси һәр қандақ сддий таяқни кәмситкәнлиги түпәйлидин, хошал болуп кетишимизгә тоғра келәмду?» — оқурмәнләр көп хил тәрҗимилири билән учришиши мүмкин. Бу җүмлиниң әйни текстини чүшиниш тәс. «Өз оғлум» мошу йәрдә бәлким Йәһуда яки Йәһуданиң падишаси Зәдәкия болуши мүмкин. Зәдәкия өзини «йеңилмәс» дәп һесаплиғини билән, униң Худа мәхсус тәйярлиған қилични «бир тал яғач таяқ»тәк асанла бир тәрәп қилиши һәргиз мүмкин әмәс.
11 У қилични пақиритилишқа, қол билән тутушқа бекиткән;
Қилич биләнгән, пақиритилған,
Қәтл қилғучиниң қолиға тутқузушқа тәйярланғандур!
12 Налә-пәряд көтирип пиған чәккин, и инсан оғли,
Чүнки қилич Мениң хәлқимгә қарши чиққан;
У Исраилниң барлиқ шаһзадилиригә қарши чиққан;
Улар Өз хәлқим билән тәң қиличқа тапшурулған;
Шуңа янпишиңға қаттиқ уруп қойғин!«шуңа янпишиңға қаттиқ уруп қойғин!» — «янпашқа уруш» қаттиқ дәрд-әләмниң ипадиси еди.  Әз. 6:11; 7:27
13 Чүнки синақ кәлди; әнди бу «шаһанә һаса » башқа яғачларни кәмситкини билән, у бәрибир түгишиду әмәсму?! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.Йәш. 1:5; Йәр. 6:28-30
14 — Әнди сән, и инсан оғли, бешарәт бәргин, чавак чалғин! Қилич икки қетим, үч қетим уруп қирсун! У қирғучи қилич, уларни һәр тәрәптин қоршивалған зор қәтл қилғучи қиличтур!«бешарәт бәргин, чавак чалғин!» — «чавак челиш» бәлким пәйғәмбәрниң Худаға вәкил болуп, Худаниң бу ишларни тоғра дегәнлигини ипадилиши еди.
15 Уларниң жүрәклирини ерисун дәп, улардин нурғунлири путлишип кәтсун дәп, Мән уларниң барлиқ дәрвазилириға тәһдит салғучи қилични қаритип қойдум. Вай! У чақмақтәк пақиритилған, у қиришқа суғурулған; «уларниң жүрәклирини ерисун дәп, ... Мән уларниң барлиқ дәрвазилириға тәһдит салғучи қилични қаритип қойдум. Вай! У чақмақтәк пақиритилған, у қиришқа суғурулған» — оқурмәнләр башқа нәччә хил тәрҗимилири билән учришиши мүмкин. Ибраний тилида бу айәттики бәзи сөзниң мәнасини пәқәт пәрәз қилишқила болиду.  Әз. 21:32 16 и қилич, оң тәрәпкә өткүр бол! Сол тәрәпкә бурулуп чап! Бисиңни қәйәргә қаратқан болса шу йәргә чап! 17 Мәнки Пәрвәрдигар Өз қолум билән чавак чалимән, Өз қәһримни төкүп пиғандин чиқимән; Мәнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилдим.
 
Худаниң Бабилниң падишасини Йерусалимға һуҗум қилишқа қаритип қойидиғанлиғи
18 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
19 Сән и инсан оғли, Бабил падишасиниң қиличиниң меңишиға тәйярланған икки йолни бекитип қойғин; иккилиси бир зиминдин чиқидиған болсун; Йерусалим шәһиригә маңидиған йолниң бешида бир йол бәлгүсини тикләп қойғин; 20 йәни қиличниң йетип келиши үчүн Аммонийларниң Раббаһ шәһиригә бир йол һәмдә Йәһудаға, йәни истиһками мәстәһкәм Йерусалим шәһиригә йәнә бир йолни бекитип қойғин; 21 чүнки Бабилниң падишаси һәдә йолда, йәни икки йолниң бешида пал ачқузиду; у оқларни силкийду, «көчмә мәбудлар»дин сорайду, җигәрни тәкшүриду.«көчмә мәбудлар» — ибраний тилида «тәрафим»; кичик, қол билән көтәргили болған «қолайлиқ бутлар». «җигәрни тәкүшүрүш» — кона замандики палчилиқниң бир усули еди. Билишимизчә улар бир һайванни союп, андин үчәй-қарни қатарлиқларни тәкшүрүп, көргән аламәтләр бойичә бир қарарға келәтти.
22 Әнди сепилни бөскүчи базғанларни тикләшни, қан төкүшкә пәрман қилишни, җәң елан қилип товлашни, дәрвазиларға урулғучи базғанларни тикләшни, сепилға чиқидиған дөңлүкләрни ясашни, потәйләрни қурушни, Йерусалимни муһасиригә елишни көрситидиған пал униң оң қолиға чүшиду; Әз. 4:2; 17:17 23 гәрчә бу пал уларға ялған көрүнгини билән, улар ичкән қәсәмләр түпәйлидин, Йәһудадикиләрни чаңгилиға алсун дәп падиша уларниң қәбиһлигини есигә кәлтүриду.«гәрчә бу пал уларға ялған көрүнгини билән, ... Йәһудадикиләрни чаңгилиға алсун дәп падиша уларниң қәбиһлигини есигә кәлтүриду» — пүтүн бу айәтниң әйни текстни чүшиниш тәс. «Ичкән қәсәмләр» бәлким Зәдәкия Небоқаднәсарға ичкән қәсәмләрни көрситиду. Небоқаднәсарниң мәслиһәтчилири бу пални ялған дәп қариғини билән, Худа Йерусалимни җазалансун (Небоқаднәсарниң чаңгилиға чүшсун) дәп қәтъий бекиткән болғачқа, Небоқаднәсар бәрибир Раббаһ шәһиригә әмәс, бәлки Йерусалимниң асийлиғини есигә кәлтүрүп униңға һуҗум қилишни қарар қилиду.
24 — Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Силәрниң асийлиғиңлар ашкарилинип, барлиқ қилмишлириңларда гуналириңлар көрүнгәчкә, қәбиһлигиңларни әскә кәлтүргиниңлар түпәйлидин — йәни өзүңлар паш қилинип әскә елинғиниңлар түпәйлидин, силәр қолға елинисиләр. 25 Әнди сән, и Исраилниң мунапиқ һәм рәзил шаһзадиси, қәбиһлигиңниң җазалиниш вақти-саити тошқинида, көридиған күниң келиду!«и Исраилниң мунапиқ һәм рәзил шаһзадиси» — «рәзил шаһзадә» Зәдәкия падишани көрситиду. Әзакиял пәйғәмбәр уни «падиша» дегүси кәлмәйду. «қәбиһлигиңниң җазалиниш вақти-саити тошқинида, көридиған күниң келиду!» — ибраний тилида «қәбиһлигиңниң җазалиниш вақти-саити тошқинида, көридиған күниң кәлди!» дейилиду. Демәк, көридиған күниниң йеқин кәлгәнлигини тәкитиләйду.
26 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сәллини униңдин еливәт, таҗни еливәт; ишлар өз петида туривәрмәйду; пәс турғанни егиз қил, егиз турғанни пәс қил; 27 униң тәхтини өрүвәт, өрүвәт, өрүвәт! Униң һоқуқиниң Егиси кәлмигичә, у йәнә мәвҗут болмайду; Мән уни Униңға тәқдим қилимән.«Униң һоқуқиниң егиси кәлмигичә, у йәнә мәвҗут болмайду; Мән уни униңға тәқдим қилимән» — бу айәтниң мәнаси, Зәдәкиядин кейин, Давут падишаниң әвлади, Исраил һәм аләмниң тегишлик падишаси Қутқузғучи-Мәсиһ кәлгичә Исраилниң тәхтигә өз хәлқидин болған һеч ким падиша болуп олтармайду. «Яр.» 49:10-тики бешарәтниму көрүң.
 
Аммон хәлқи тоғрилиқ бешарәт
28 Әнди и инсан оғли, бешарәт берип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар Аммонийлар вә уларниң мазақлири тоғрисида мундақ дәйду: «Бир қилич, бир қилич қәтл қилишқа суғурулған; у адәмни йәветишкә, чақмақтәк ялтирашқа пақиритилған!» — дегин!«Бир қилич, бир қилич қәтл қилишқа суғурулған; у адәмни йәветишкә, чақмақтәк ялтирашқа пақиритилған!» — Аммонийлар өзлириниң мошу қиличини Исраилларни союш үчүн суғурған (кейинки айәтләтни көрүң). Бирақ ахирида у өзлириниң бешиға чүшиду.
29 Чүнки палчилар сән қилич тоғруңда қуруқ аламәт көрүнүшләрни көрүп, сән үчүн ялғандин бир пал салиду; рәзилләрниң көридиған күни кәлгәндә, қәбиһликниң җазалиниш вақти-саити тошқанда, булар сени шу қирилған рәзилләрниң боюнлири үстигә қошуп ятқузиду!
30 Бу қилични өз ғилапиға қайтуруп сал!
Мән сениң үстүңгә өзүң яритилған җайда, йәни сән төрүлгән җайда һөкүм чиқирип җазалаймән.
31 Шуниң билән Мән үстүңгә қәһримни төкүп яғдуруп,
Ғәзивимниң оти қилип пүвләймән;
Мән сени қатиллиққа маһир явуз адәмләрниң қолиға тапшуруп беримән;
32 Сән отқа йеқилғу болисән;
Сениң қениң өз зиминиңдә төкүлиду;
Сән қайтидин әсләнмәйсән;
Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар сөз қилған.
 
 

21:7 «барлиқ тизлар сүйдүк билән чилиқ-чилиқ һөл болуп кетиду» — демәк, қорқунучтин шундақ болиду. Башқа бир хил тәрҗимиси «барлиқ тизлар судәк аҗиз болуп кетиду».

21:7 Йәр. 6:24; 49:23; Әз. 4:17; 7:17

21:10 «У зор қирғинчилиқ үчүн бисланған, ... Өз оғлумниң шаһанә һасиси һәр қандақ сддий таяқни кәмситкәнлиги түпәйлидин, хошал болуп кетишимизгә тоғра келәмду?» — оқурмәнләр көп хил тәрҗимилири билән учришиши мүмкин. Бу җүмлиниң әйни текстини чүшиниш тәс. «Өз оғлум» мошу йәрдә бәлким Йәһуда яки Йәһуданиң падишаси Зәдәкия болуши мүмкин. Зәдәкия өзини «йеңилмәс» дәп һесаплиғини билән, униң Худа мәхсус тәйярлиған қилични «бир тал яғач таяқ»тәк асанла бир тәрәп қилиши һәргиз мүмкин әмәс.

21:12 «шуңа янпишиңға қаттиқ уруп қойғин!» — «янпашқа уруш» қаттиқ дәрд-әләмниң ипадиси еди.

21:12 Әз. 6:11; 7:27

21:13 Йәш. 1:5; Йәр. 6:28-30

21:14 «бешарәт бәргин, чавак чалғин!» — «чавак челиш» бәлким пәйғәмбәрниң Худаға вәкил болуп, Худаниң бу ишларни тоғра дегәнлигини ипадилиши еди.

21:15 «уларниң жүрәклирини ерисун дәп, ... Мән уларниң барлиқ дәрвазилириға тәһдит салғучи қилични қаритип қойдум. Вай! У чақмақтәк пақиритилған, у қиришқа суғурулған» — оқурмәнләр башқа нәччә хил тәрҗимилири билән учришиши мүмкин. Ибраний тилида бу айәттики бәзи сөзниң мәнасини пәқәт пәрәз қилишқила болиду.

21:15 Әз. 21:32

21:21 «көчмә мәбудлар» — ибраний тилида «тәрафим»; кичик, қол билән көтәргили болған «қолайлиқ бутлар». «җигәрни тәкүшүрүш» — кона замандики палчилиқниң бир усули еди. Билишимизчә улар бир һайванни союп, андин үчәй-қарни қатарлиқларни тәкшүрүп, көргән аламәтләр бойичә бир қарарға келәтти.

21:22 Әз. 4:2; 17:17

21:23 «гәрчә бу пал уларға ялған көрүнгини билән, ... Йәһудадикиләрни чаңгилиға алсун дәп падиша уларниң қәбиһлигини есигә кәлтүриду» — пүтүн бу айәтниң әйни текстни чүшиниш тәс. «Ичкән қәсәмләр» бәлким Зәдәкия Небоқаднәсарға ичкән қәсәмләрни көрситиду. Небоқаднәсарниң мәслиһәтчилири бу пални ялған дәп қариғини билән, Худа Йерусалимни җазалансун (Небоқаднәсарниң чаңгилиға чүшсун) дәп қәтъий бекиткән болғачқа, Небоқаднәсар бәрибир Раббаһ шәһиригә әмәс, бәлки Йерусалимниң асийлиғини есигә кәлтүрүп униңға һуҗум қилишни қарар қилиду.

21:25 «и Исраилниң мунапиқ һәм рәзил шаһзадиси» — «рәзил шаһзадә» Зәдәкия падишани көрситиду. Әзакиял пәйғәмбәр уни «падиша» дегүси кәлмәйду. «қәбиһлигиңниң җазалиниш вақти-саити тошқинида, көридиған күниң келиду!» — ибраний тилида «қәбиһлигиңниң җазалиниш вақти-саити тошқинида, көридиған күниң кәлди!» дейилиду. Демәк, көридиған күниниң йеқин кәлгәнлигини тәкитиләйду.

21:27 «Униң һоқуқиниң егиси кәлмигичә, у йәнә мәвҗут болмайду; Мән уни униңға тәқдим қилимән» — бу айәтниң мәнаси, Зәдәкиядин кейин, Давут падишаниң әвлади, Исраил һәм аләмниң тегишлик падишаси Қутқузғучи-Мәсиһ кәлгичә Исраилниң тәхтигә өз хәлқидин болған һеч ким падиша болуп олтармайду. «Яр.» 49:10-тики бешарәтниму көрүң.

21:28 «Бир қилич, бир қилич қәтл қилишқа суғурулған; у адәмни йәветишкә, чақмақтәк ялтирашқа пақиритилған!» — Аммонийлар өзлириниң мошу қиличини Исраилларни союш үчүн суғурған (кейинки айәтләтни көрүң). Бирақ ахирида у өзлириниң бешиға чүшиду.