Йәшаяниң демәкчи болғини, Худа Өзигә садиқ бир «қалдиси» қалдурмиған болса, Исраилму бу икки шәһәргә охшаш рәзиллик билән толуп, охшашла пүтүнләй вәйран болуп йәр йүзидин йоқилип кәткән болатти. ■Яр. 19:24; Йәш. 17:6; 24:6; 30:17; Рим. 9:29
□1:2 «И асманлар, аңлаңлар!» — Муқәддәс Китап бойичә үч асман бар. «Тәбирләр»ни көрүң. «Чүнки Пәрвәрдигар сөз ейтти...» — мошу китапта елинған «Пәрвәрдигар» болса, ибраний тилидики «Яһвәһ» дегәнниң тәрҗимисидур. «Яһвәһ» Худаниң йәнә бир исми болуп, «Мәңгүлүк Болғучи», «Өзүм Бардурмән», «әһдисидә мәңгү Турғучи Худа» дегәнни билдүриду. Тәбирләрниму көрүң.
□1:4 «Аһ, гунакар «ят әл»...» — бу һәҗвий, кинайилик гәп. Худаға нисбәтән Исраил бутпәрәс бир «ят әл» болуп кәткән еди. «Исраилдики Муқәддәс Болғучи» — Худаниң йәнә бир исмидур. Бу исим бәлким, «Өзиниң Исраил хәлқигә бирдин-бир пак-муқәддәс болғучи екәнлигини көрсәткән Худа вә Исраил арисида пак-муқәддәс турғучи Худа» дегән мәнидә. Йәшая пәйғәмбәр Худани тилға алғанда, бу исимни көп ишлитиду.
□1:6 «уларға һеч мәлһәм сүрүлмигән» — яки «уларға һеч зәйтун мейи сүрүлмигән».
□1:8 «үзүмзарға селинған чәллидәк, тәрхәмәкликкә селинған кәпидәк...» — Йерусалимниң әһвалини тәсвирләйду; у наһайити қил үстидә турғанлиғини, интайин муқимсиз әһвалда қалдурулғанлиғини билдүрсә керәк. «Зион» — яки «Зион теғи» болса Йерусалим шәһири, шуниңдәк муқәддәс ибадәтхана җайлашқан тағдур.
□1:9 «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» — «Йәшая» китавида көп ишлитилидиған Худаниң бир нами. «Пәрвәрдигар бизгә азғинә «қалдиси»ни қалдурмиған болса...» — «қалди» (Худаниң «қалдиси») «Йәшая» дегән китапта көп көрүлидиған тема яки мавзудур. Исраил хәлқиниң көп қисми Худадин жирақлишип кәткән болсиму, Худаниң меһри-шәпқити билән уларниң арисида һаман өзигә садиқ бир «қалди» болиду. «Содом шәһәригә охшап қалаттуқ, Гоморраниң һалиға чүшүп қалаттуқ» — кона заманларда, (Ибраһим пәйғәмбәрниң дәвридә) бу икки шәһәр Худаниң нәзиридә наһайити рәзил болуп, У асмандин от-гуңгутни яғдуруп уларни пүтүнләй вәйран қилған. Икки шәһәрниң бүгүнгә қәдәр һеч қандақ излири қалмиди («Яр.» 19-бапни көрүң). Йәшаяниң демәкчи болғини, Худа Өзигә садиқ бир «қалдиси» қалдурмиған болса, Исраилму бу икки шәһәргә охшаш рәзиллик билән толуп, охшашла пүтүнләй вәйран болуп йәр йүзидин йоқилип кәткән болатти.
■1:9 Яр. 19:24; Йәш. 17:6; 24:6; 30:17; Рим. 9:29
□1:10 «И Содомниң һөкүмранлири,... И Гоморраниң хәлқи, ...» — мошу йәрдә, Йәшая пәйғәмбәр өз хәлқини Содом һәм Гоморрадикиләргә беваситә охшитиду.
□1:11 «көйдүрмә қурбанлиқ» — мошу хил қурбанлиқ Худаға атап толуқ көйдүрүләтти.
■1:11 Зәб. 49:8-14; Пәнд. 15:8; 21:27; Йәш. 66:3; Йәр. 6:20; Ам. 5:22
□1:12 «дәссәп-чәйләшни ким тәләп қилған?» — «дәссәп-чәйләш» дегән сөз мошу йәрдә бәлким хәлиқ елип киргән нурғунлиған қурбанлиқ маллириниң ибадәтханиниң һойлилирини дәссигәнлигини көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси «дәпсәндә қилиш».
□1:13 «ашлиқ һәдийә»ләр — «ашлиқ һәдийә» адәттә «көйдүрмә қурбанлиқлар» һәм ға қошулатти. «хушбуй болса маңа жиркиничлик болуп қалди» — Муса пәйғәмбәргә тапшурулған қанунға асасән, һәр күни муқәддәс ибадәтханида хушбуй йеқиш керәк еди. «шабат күни» — болса шәнбә күни болуп, Исраиллар үчүн «муқәддәс күн»дур, бу һеч қандақ иш-әмгәк қилмай Худаға сеғинидиған, ибадәт қилидиған күн еди. Йәһудийлар бу күнни «шабат күни», йәни «(хизмәттин) дәм елиш күни» дәйду. Йәнә 56-бап, 2-айәтни көрүң.
■1:16 Зәб. 33:14-15; 36:27; Ам. 5:15; Рим. 12:9
□1:17 «Зомигәрләргә тәнбиһ бериңлар» — башқа бир хил тәрҗимиси, «Езилгүчиләргә яр-йөләк болуңлар».
□1:18 «Силәрниң гунайиңлар қип-қизил болсиму» — бу «қизил қурут» Йәһудийлар бу қурутни бояқ ясаш үчүн ишләткән.
□1:21 «Садиқ шәһәр қандақму паһишә болуп қалди!?» — Йәшая пәйғәмбәр Йерусалим шәһирини әслидә Худаға садиқ бир аялға охшаш шәһәр еди, бирақ һазир бир паһишә аялға айланди дәп охшитиду.
□1:23 «Соға-саламларни көзләп жүрмәктә...» — ибраний тилида «Соға-саламларни қоғлап жүрмәктә...».
□1:24 «Исраилдики қудрәт Егиси...» — Худаниң йәнә бир намидур. Бу нам бәлким, «Исраил хәлқигә Өзиниң күч-қудритини көрсәткүчи Худа, Исраилда турған наһайити қудрәтлик, қадир Худа» дегән мәнидә. Йәшая пәйғәмбәр Худани тилға алғанда, бу намни көп ишлитиду.
□1:27 «униңға (Зионға) қайтип кәлгәнләр» — мошу йәрдә «қайтип келиш» бәлким икки ишни өз ичигә алиду. Биринчиси, кәлгүсидә «товва қилип, Худаниң йениға қайтидиғанлар»; иккинчиси, «жирақ жуттики қуллуқтин, сүргүн болушидин (йәни Худаниң җазалиқ тәрбийисидин) чиқип Зионға қайтип кәлгәнләр». «қутқузулуп һөр қилиниш» — ибраний тилида пәқәт бир сөз билән ипадилиниду. Бу сөз һәм «бәдәл төләп, қуллуқтин қутқузуп һөр қилиш»ниму өз ичигә алиду.
■1:28 Аюп 31:3; Зәб. 1:6; 5:6; 72:27; 91:10; 103:35
□1:29 «дуб дәрәқлири ... бағлар...» — мошу «дуб дәрәқлири» вә «бағлар» шүбһисизки, шу дәвирдики бутпәрәсликкә алаһидә аталған җайларни көрситиду. Билишимизчә мошу хил бутпәрәслик җинсий әхлақсизлиқ биләнму мунасивәтлик еди.
□1:31 «отқа шам пилиги» — яки «отқа тәрмәч».