Амос бу йәрдә сөз оюни қилиду, «Гилгал әсиргә чүшиду» дәйду. Бу ибраний тилида «Гилгал галаһ-галаһ» дегән билән ипадилиниду. «Бәйт-Әл йоққа чиқиду» дегәнниң «Бәйт-Әл «йоқ» (йоққа баравәр болған) бир бутқа охшап қалиду» дегән ички мәнаси бар. ■Ам. 4:4
Башқа бир хил тәрҗимиси «Намратлардин еғир иҗарә һәққи елип,...». ■Зәф. 1:13
□5:5 «Бәйт-Әлни издимәңлар, Гилгалғиму бармаңлар, Бәәр-Шебаға сәпәр қилмаңлар» — Бәйт-Әл, Гилгал һәм Бәәр-Шеба Исраиллар үчүн үч тавабгаһқа айланған еди. Бу үч җайға берип қурбанлиқ қилиш қатарлиқлар «тавап қилиш»тәк «саваблиқ иш» дәп қаралған. Бу үч җай Ибраһим, Исһақ, Яқуп, Йәшуа қатарлиқ пәйғәмбәрләрниң тарихи билән зич мунасивәтлик болған җайлардур. Тәвратта, бундақ «таваб қилиш» ишлириниң һәммиси хорапилйлиқ дәп қарилиду. Амос бу йәрдә сөз оюни қилиду, «Гилгал әсиргә чүшиду» дәйду. Бу ибраний тилида «Гилгал галаһ-галаһ» дегән билән ипадилиниду. «Бәйт-Әл йоққа чиқиду» дегәнниң «Бәйт-Әл «йоқ» (йоққа баравәр болған) бир бутқа охшап қалиду» дегән ички мәнаси бар.
□5:7 «И адаләтни әмәнгә айландурғучи» — «әмән» дегән аччиқ бир өсүмлүк болғачқа, мошу йәрдә адәмләргә қайғу-һәсрәтни епкелидиған адаләтсизликни билдүриду.
□5:10 «Шу Исраиллар шәһәр дәрвазисида тәнбиһ беридиғанларға өч,...» — «шәһәр дәрвазиси» шәһәрдики ақсақаллар олтиридиған, әрз-дәваларни аңлайдиған, сорақ қилидиған җай.
□5:11 «Әнди силәр намратларни езип,...» — ибраний тилида «Әнди силәр намратларни дәссәп,...». Башқа бир хил тәрҗимиси «Намратлардин еғир иҗарә һәққи елип,...».
□5:13 ««пәмлик адәм» сүкүт қилиду» — мошу «пәмлик адәм» бәлким «өз бехәтәрлиги яки мәнпәәтини көзләп жүридиған адәм» дегән мәнидә. Жуқириқи 10-, 12-айәтни көрүң. Буниңға қариғанда, Амос пәйғәмбәрниң «епи йоқ» охшайду, чүнки у опочуқ һалда рәзил һөкүмдарларға, байларға тәнбиһ бәрмәктә.
□5:15 «...Худа бәлким Йүсүпниң қалдисиға шапаәт көрситәр» — «Йүсүпниң қалдиси» шималий падишалиқ болған «Исраил»дин қалдурулғанларни көрситиду. Йүсүптин төрүлгән Әфраим вә Манассәһдин Исраил ичидики әң чоң қәбилиләр чиққан.
■5:15 Зәб. 33:15-16; 96:10; Рим. 12:9
□5:17 «Мән Өзүм араңлардин өтүп кетимән» — «Мис.» 12:12дә, Пәрвәрдигарниң Исраилға «Мән Мисирни кезип өтимән» дәп Мисирлиқларға өлүм җазасини жүргүзгәнлигигә охшаш, У һазир Өз хәлқи арисидин «өтүп кетип», Өз җазасини елип бариду.
□5:18 «Пәрвәрдигарниң күнигә тәқәззар болған силәргә вай!» — Амос дәвридикиләр Тәвраттики «Обадия» һәм «Йоел» пәйғәмбәрләрниң язмилиридин «Пәрвәрдигарниң күни»ни хата чүшинип, бәлким «Худа һәммә «капир әҗнәбий» әлләрни қаттиқ уриду, «Худаниң хәлқи болған бизләр» көтирилимиз» дегән ирқчи, бемәна көз-қарашта болған еди. Амос бу күн болса, гунадин товва қилмиған һәр бир адәмгә җаза елип келиду, дәйду.
■5:18 Йәр. 30:7; Йо. 2:2; Зәф. 1:15
□5:25 «Силәр чөл-баявандики қириқ жилда қилған қурбанлиқ-һәдийиләрни маңа елип кәлдиңларму, и Исраил җәмәти?!» — Муса пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә чөл-баяванда болған дәвирдә, Исраиллар чөл-баяванда қурбанлиқларни қилип кәлгән болсиму, лекин бу айәттин шуни биләләймизки, улар бу қурбанлиқларни Худа үчүн атиған әмәс («Маңа елип кәлдиңларму?»); бу ишлар пәқәтла бир «диний паалийәт» жуйсунида елип берилған, халас.
□5:26 «Бәрһәқ, силәр ... «Юлтуз илаһи»ңларни көтирип маңдиңлар!» — пүткүл айәтниң тәрҗимилири көп хил. Бирақ асасий мәнаси охшаш, Исраил Муса пәйғәмбәр дәвридин тартип көңлидики бутпәрәсликни һеч ташлимиған. Айәттә ейтилған бутлар асасән Месопотамийә, йәни Бабил районидики бутлардур. Шуңа Худаниң уларға беридиған җазаси (27-айәт) уларни Бабилға әсир қилдуруп, шу йәргә сүргүн қилдуруштин ибарәт болиду.