30
Худаниң хәлқигә тәсәлли, риғбәт вә үмүт бериш үчүн Йәрәмияниң китап йезиши
Пәрвәрдигардин Йәрәмияға кәлгән сөз: —«Пәрвәрдигардин Йәрәмияға кәлгән сөз..» — оқурмәнләрниң есидә барки, Пәрвәрдигар Йәрәмияға «Юлуш, сөкүш, һалак қилиш вә өрүш» һәм «қуруш вә терип өстүрүш»ни җакалашқа чақирған (1:10). У «жулуш, сөкүш, һалак қилиш вә өрүш» тоғрилиқ бешарәтләр бәргәндин кейин, һазир униңға «қуруш вә терип өстүрүш» тоғрилиқ бешарәтләр (30-33-баплар) берилиду.
Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән саңа һазир дәйдиған мошу барлиқ сөзлиримни язмиға язғин; «Мән саңа һазир дәйдиған мошу барлиқ сөзлиримни язмиға язғин» — «мошу барлиқ сөзлирим» бәлким 30-31-бапларда көрүлиду. Сөзләр бәлким чүш арқилиқ Йәрәмияға тапшурулған (31:26ни көрүң). Улар әсли айрим орам китапчә болуши керәк еди. Чүнки мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән хәлқим Исраил һәм Йәһудани сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүримән, уларни ата-бовилириға тәқдим қилған зиминға қайтуримән, улар униңға егә болиду.
Пәрвәрдигарниң Исраил тоғрилиқ вә Йәһуда тоғрилиқ дегән сөзлири төвәндикидәк: —
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Аңлитилиду алақзадилик һәм қорқунучлуқниң авази,
Болсун нәдә аман-течлиқ!
Сораңлар, шуни көрүп беқиңларки, әр бала туғамду? Мән немишкә әнди толғаққа чүшкән аялдәк һәр бир әр кишиниң чатириқини қоли билән тутқанлиғини көримән? Немишкә йүзлири татирип кәткәнду?Йәр. 4:31; 6:24 Айһай, шу күни дәһшәтликтур! Униңға һеч қандақ күн охшимайду; у Яқупниң азап-оқубәт күнидур; лекин у униңдин қутқузулиду. «у Яқупниң азап-оқубәт күнидур» — «Яқуп» мошу йәрдә Яқупниң әвлатлири болған Исраил хәлқини көрситиду, әлвәттә. Бешарәт Бабилдин қайтурулушини көрсәткини билән, «Яқупниң азап-оқубәт күни»ниң толуқ әмәлгә ашурулуши ахирқи заманда болса керәк.  Йо. 2:11; Зәф. 1:15 Шу күнидә әмәлгә ашурулидуки, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — Мән униң боюнтуруғини бойнуңдин елип сундуруветимән, асарәтлириңни бузуп ташлаймән, ят адәмләр уни иккинчи қуллуққа чүшүрмәйду. «Мән униң боюнтуруғини бойнуңдин елип сундуруветимән» — «униң боюнтуруғини» дегини мошу йәрдә авал Небоқаднәсарниң қуллуғини, һәмдә ахирқи замандики Бабил падишаси «дәҗҗал»ниң қуллуғиниму көрситиду. Шуниң орнида улар Пәрвәрдигар Худасиниң һәмдә Мән улар үчүн қайтидин тикләйдиған Давут падишасиниң қуллуғида болиду.«Мән улар үчүн қайтидин тикләйдиған Давут падишаси...» — «Давут падишаси» шүбһисизки, Давутниң өзидин улуқ болған әвлади Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиду.  Әз. 34:23,24; 37:24; Һош. 3:5
10 Әнди сән, и қулум Яқуп, қорқма, — дәйду Пәрвәрдигар; — алақзадә болма, и Исраил; чүнки мана, Мән сени жирақ йәрләрдин, сениң нәслиңни сүргүн болған зиминдин қутқузимән; Яқуп қайтип келиду, арам тепип азатә туриду вә һеч ким уни қорқутмайду. Йәш. 41:13; 43:5; 44:1; Йәр. 46:28 11 Чүнки Мән сени қутқузуш үчүн сән билән биллидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Мән сени тарқитивәткән әлләрниң һәммисини түгәштүрсәмму, лекин сени пүтүнләй түгәштүрмәймән; пәқәт үстүңдин һөкүм чиқирип тәрбийә-савақ беримән; сени җазалимай қоюп қоймаймән.Йәш. 27:8; Йәр. 4:27; 5:10,18; 10:24; 46:28
 
Пәрвәрдигар Йәһуданиң ярисини сақайтиду
12 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Сениң зедәң давалиғусиз, сениң яраң болса интайин еғирдур. Йәр. 10:19; 15:18 13 Сениң дәвайиңни сорайдиған һеч ким йоқ, яраңни таңғучи йоқтур, саңа шипалиқ дорилар йоқтур; 14 сениң барлиқ ашнилириң сени унтуған; улар сениң һалиңни һеч соримайду. Чүнки Мән сени дүшмәндәк зәрб билән урғанмән, рәһимсиз бир залимдәк саңа савақ болсун дәп урғанмән; чүнки сениң қәбиһлигиң һәдди-һесапсиз, гуналириң һәддидин зиядә болған. «сениң барлиқ ашнилириң сени унтуған» — «ашнилириң» мошу йәрдә (1) Исраилға «силәргә иттипақдаш болайли» дегән бутпәрәс әлләрни (2) Йәһудадикиләр чоқунған һәм таянған бутларни көрситиши мүмкин.  Йәр. 22:20 15 Немишкә зедәң түпәйлидин, дәрд-әлимиң давалиғусиз болғанлиғи түпәйлидин пәряд көтирисән? Қәбиһлигиңниң һәдди-һесапсиз болғанлиғидин, гуналириң һәддидин зиядә болғанлиғидин, Мән шуларни саңа қилғанмән.Йәр. 5:6; 13:17
16 Лекин сени жутувалғанларниң һәммиси жутувелиниду; сениң барлиқ күшәндилириң болса сүргүн болиду; сени булиғанларниң һәммиси булаң-талаң қилиниду; сени ов қилғанларниң һәммисини овлинидиған қилимән. Мис. 23:22; Йәш. 41:11; Йәр. 10:25 17 Чүнки Мән саңа теңиқ теңип қойимән вә ярилириңни сақайтимән — дәйду Пәрвәрдигар; — чүнки улар сени: «Ғериб-бечарә, һеч ким һалини соримайдиған Зион дәл мошудур» дәп һақарәтлигән.
 
Пәрвәрдигар Исраил вә Йәһудани әслигә кәлтүриду
18 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Мана, Мән Яқупниң чедирлирини сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүримән,
Униң туралғулири үстигә рәһим қилимән;
Шәһәр харабилири һул қилинип қайтидин қурулиду,
Орда-қәлъә өз җайида йәнә адәмзатлиқ болиду.«шәһәр харабилири һул қилинип қайтидин қурулиду» — «шәһәр» Йерусалимни көрситиши керәк. «Шәһәр»ниң башқа бир хил тәрҗимиси «һәр бир шәһәр...».
19 Шу җайлардин тәшәккүр күйлири вә шат-хурамлиқ садалири аңлиниду;
Мән уларни көпәйтимәнки, улар әнди азаймайду;
Мән уларниң һөрмитини ашуримән, улар һеч пәс болмайду.Йәр. 31:4
20 Уларниң балилири қедимдикидәк болиду; уларниң җамаити алдимда мәзмут турғузулиду;
Уларни хорлиғанларниң һәммисини җазалаймән.
21 Уларниң беши өзлиридин болиду,
Уларниң һөкүм сүргүчиси өзлири оттурисидин чиқиду;
Мән уни өз йенимға кәлтүримән, шуниң билән у Маңа йеқин келиду;
Чүнки йенимға кәлгүчи җенини тәвәккүл қилғучи әмәсму? — дәйду Пәрвәрдигар.«Уларниң беши өзлиридин болиду, уларниң һөкүм сүргүчиси өзлири оттурисидин чиқиду...» — бу айәт йәнә Давутниң әвлади болған Мәсиһни көрситиду. Айәт Униң һәм падиша һәм каһин (башқиларға вәкил болуп Худаниң алдиға дуа қилишқа келидиған) болидиғанлиғини аян қилиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
22 — Шуниң билән силәр Мениң хәлқим болисиләр,
Мән силәрниң Худайиңлар болимән.Йәр. 24:7; 31:1,33; 32:38
23 Мана, Пәрвәрдигардин чиққан бир боран-чапқун!
Униңдин қәһр чиқти;
Бәрһәқ, дәһшәтлик бир қара қуюн чиқип кәлди;
У пирқирап рәзилләрниң бешиға чүшиду.Йәр. 23:19, 20; 25:32
24 Көңлидики нийәтлирини ада қилип толуқ әмәл қилғичә,
Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви янмайду;
Ахирқи күнләрдә силәр буни чүшинип йетисиләр.
 
 

30:1 «Пәрвәрдигардин Йәрәмияға кәлгән сөз..» — оқурмәнләрниң есидә барки, Пәрвәрдигар Йәрәмияға «Юлуш, сөкүш, һалак қилиш вә өрүш» һәм «қуруш вә терип өстүрүш»ни җакалашқа чақирған (1:10). У «жулуш, сөкүш, һалак қилиш вә өрүш» тоғрилиқ бешарәтләр бәргәндин кейин, һазир униңға «қуруш вә терип өстүрүш» тоғрилиқ бешарәтләр (30-33-баплар) берилиду.

30:2 «Мән саңа һазир дәйдиған мошу барлиқ сөзлиримни язмиға язғин» — «мошу барлиқ сөзлирим» бәлким 30-31-бапларда көрүлиду. Сөзләр бәлким чүш арқилиқ Йәрәмияға тапшурулған (31:26ни көрүң). Улар әсли айрим орам китапчә болуши керәк еди.

30:6 Йәр. 4:31; 6:24

30:7 «у Яқупниң азап-оқубәт күнидур» — «Яқуп» мошу йәрдә Яқупниң әвлатлири болған Исраил хәлқини көрситиду, әлвәттә. Бешарәт Бабилдин қайтурулушини көрсәткини билән, «Яқупниң азап-оқубәт күни»ниң толуқ әмәлгә ашурулуши ахирқи заманда болса керәк.

30:7 Йо. 2:11; Зәф. 1:15

30:8 «Мән униң боюнтуруғини бойнуңдин елип сундуруветимән» — «униң боюнтуруғини» дегини мошу йәрдә авал Небоқаднәсарниң қуллуғини, һәмдә ахирқи замандики Бабил падишаси «дәҗҗал»ниң қуллуғиниму көрситиду.

30:9 «Мән улар үчүн қайтидин тикләйдиған Давут падишаси...» — «Давут падишаси» шүбһисизки, Давутниң өзидин улуқ болған әвлади Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиду.

30:9 Әз. 34:23,24; 37:24; Һош. 3:5

30:10 Йәш. 41:13; 43:5; 44:1; Йәр. 46:28

30:11 Йәш. 27:8; Йәр. 4:27; 5:10,18; 10:24; 46:28

30:12 Йәр. 10:19; 15:18

30:14 «сениң барлиқ ашнилириң сени унтуған» — «ашнилириң» мошу йәрдә (1) Исраилға «силәргә иттипақдаш болайли» дегән бутпәрәс әлләрни (2) Йәһудадикиләр чоқунған һәм таянған бутларни көрситиши мүмкин.

30:14 Йәр. 22:20

30:15 Йәр. 5:6; 13:17

30:16 Мис. 23:22; Йәш. 41:11; Йәр. 10:25

30:18 «шәһәр харабилири һул қилинип қайтидин қурулиду» — «шәһәр» Йерусалимни көрситиши керәк. «Шәһәр»ниң башқа бир хил тәрҗимиси «һәр бир шәһәр...».

30:19 Йәр. 31:4

30:21 «Уларниң беши өзлиридин болиду, уларниң һөкүм сүргүчиси өзлири оттурисидин чиқиду...» — бу айәт йәнә Давутниң әвлади болған Мәсиһни көрситиду. Айәт Униң һәм падиша һәм каһин (башқиларға вәкил болуп Худаниң алдиға дуа қилишқа келидиған) болидиғанлиғини аян қилиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.

30:22 Йәр. 24:7; 31:1,33; 32:38

30:23 Йәр. 23:19, 20; 25:32