3
Һошия өзигә вапасизлиқ қилип өзидин айрилған аялини қайтуруп әкилиду
Вә Пәрвәрдигар маңа: — Йәнә барғин, ашниси тәрипидин сөйүлгән, зинахор бир аялни сөйгин; гәрчә Исраиллар ят илаһлар тәрипигә еғип кәткән, «кишмиш пошкал»ларни сөйгән болсиму, Мән Пәрвәрдигар уларға көрсәткән сөйгүмдәк сән уни сөйгин, — деди «кишмиш пошкаллирини сөйидиған» — бу кинайилик гәп. Улар бәлким бу пошкалларни һәр хил бутларға атап йегән болуши мүмкин. Улар бутпәрәслик йолида шу кишмишләрни йегәчкә һәқиқий «диндарлар» болуп қалди — гәрчә Пәрвәрдигарниң сөйгүсиниң объекти Исраил болған болсиму, лекин Исраилниң сөйүш объекти наһайити бир хил пошкал болған еди, халас. (шуңа мән он бәш күмүч тәңгә, бир хомир буғдай вә йерим хомир арпиға уни өзүмгә қайтурувалдим; «...жигирмә күрә буғдай вә он күрә арпа» — «бир хомир» 300 литр, йәни 20 күрә, «йерим хомир» 150 литр, йәни 10 күрә. «мән ... уни өзүмгә қайтурувалдим» — қариғанда Гомәр қуллуқ һалитигә чүшүп қалған, базарда (бәлким балилири билән) сетилидиған һалға кәлгән. Һошия үчүн уни сетивелиш сәл қийинрақ көрүниду; униң баһасиға йетиш үчүн пулға қошуп йәнә уни-буни елип келиш керәк еди. Мән униңға: «Сән мән үчүн узун күнләр күтисән; сән паһишилик қилмайсән, сән башқа әрниңки болмайсән; мәнму сән үчүн охшашла сени күтимән» — дедим).«Сән мән үчүн узун күнләр күтисән» — демисәкму буниң мәнаси, Һошия уни һәр қандақ мунасивәттин айрип ялғуз турмушқа қалдуриду. Бирақ у өзи униңдин башқа һеч қандақ бир аялға йеқинлашмай, уни күтиду.  Қан. 21:11
— «Чүнки Исраиллар узун күнләр падишасиз, шаһзадисиз, қурбанлиқсиз, «түврүк»сиз, «әфод»сиз вә һеч өй бутлирисиз күтүп туриду. «Исраиллар узун күнләр падишасиз, шаһзадисиз, қурбанлиқсиз, «түврүк»сиз, «әфод»сиз вә һеч өй бутлирисиз күтүп туриду» — бу айәттә тилға елинған бәзи нәрсиләр яки ишлар (падиша, шаһзадә, қурбанлиқ, әфод) әслидә маһийити яхши, бәзиләр пүтүнләй яхши әмәс. Бу бешарәттин қариғанда, Худа Исраил үчүн сәллимаза йеңи бир башлинишни бекиткән. «Түврүк» бәлким бутпәрәсликкә аит болған нәрсини көрситиду. «Әфод» — Худа Муса пәйғәмбәргә чүшүргән қанун бойичә, баш каһин кийдиған бир алаһидә калтә чапан болуп, униң ичидики икки таш арқилиқ Худадин йол сориғили болатти. «Тәбирләр»ниму көрүң.  Һош. 10:3 Вә кейинрәк, Исраил балилири қайтип келиду вә Пәрвәрдигар болған Худасини һәм Давут падишасини издәйду; күнләрниң ахирида улар тәвринип әйминип Пәрвәрдигарниң йениға, шундақла Униң меһриванлиғиға қарап келиду».«кейинрәк, Исраил балилири қайтип келиду вә Пәрвәрдигар болған Худасини һәм Давут падишасини издәйду» — «Һошия» дегән китапта «Исраил» адәттә «шималий падишалиқ»ни көрситиду. Улар бурунла Худа әсли бекиткән Давутниң ханданлиғиға тәвә падишалиқтин айрилип кәткән еди. Шуңа ахирқи заманларда уларниң «Давутни издиши» үчүн һәр қандақ тәкәббурлуқни ташлиши керәк болиду. Униң үстигә бу бешарәт ахирқи заманларда падиша Давутниң оғли Мәсиһ Әйсаниң Исраилни қутқузидиғанлиғиниму көрсәтсә керәк.  Йәш. 2:2; Йәр. 30:9; Әз. 34:23; 37:22; Мик. 4:1
 
 

3:1 «кишмиш пошкаллирини сөйидиған» — бу кинайилик гәп. Улар бәлким бу пошкалларни һәр хил бутларға атап йегән болуши мүмкин. Улар бутпәрәслик йолида шу кишмишләрни йегәчкә һәқиқий «диндарлар» болуп қалди — гәрчә Пәрвәрдигарниң сөйгүсиниң объекти Исраил болған болсиму, лекин Исраилниң сөйүш объекти наһайити бир хил пошкал болған еди, халас.

3:2 «...жигирмә күрә буғдай вә он күрә арпа» — «бир хомир» 300 литр, йәни 20 күрә, «йерим хомир» 150 литр, йәни 10 күрә. «мән ... уни өзүмгә қайтурувалдим» — қариғанда Гомәр қуллуқ һалитигә чүшүп қалған, базарда (бәлким балилири билән) сетилидиған һалға кәлгән. Һошия үчүн уни сетивелиш сәл қийинрақ көрүниду; униң баһасиға йетиш үчүн пулға қошуп йәнә уни-буни елип келиш керәк еди.

3:3 «Сән мән үчүн узун күнләр күтисән» — демисәкму буниң мәнаси, Һошия уни һәр қандақ мунасивәттин айрип ялғуз турмушқа қалдуриду. Бирақ у өзи униңдин башқа һеч қандақ бир аялға йеқинлашмай, уни күтиду.

3:3 Қан. 21:11

3:4 «Исраиллар узун күнләр падишасиз, шаһзадисиз, қурбанлиқсиз, «түврүк»сиз, «әфод»сиз вә һеч өй бутлирисиз күтүп туриду» — бу айәттә тилға елинған бәзи нәрсиләр яки ишлар (падиша, шаһзадә, қурбанлиқ, әфод) әслидә маһийити яхши, бәзиләр пүтүнләй яхши әмәс. Бу бешарәттин қариғанда, Худа Исраил үчүн сәллимаза йеңи бир башлинишни бекиткән. «Түврүк» бәлким бутпәрәсликкә аит болған нәрсини көрситиду. «Әфод» — Худа Муса пәйғәмбәргә чүшүргән қанун бойичә, баш каһин кийдиған бир алаһидә калтә чапан болуп, униң ичидики икки таш арқилиқ Худадин йол сориғили болатти. «Тәбирләр»ниму көрүң.

3:4 Һош. 10:3

3:5 «кейинрәк, Исраил балилири қайтип келиду вә Пәрвәрдигар болған Худасини һәм Давут падишасини издәйду» — «Һошия» дегән китапта «Исраил» адәттә «шималий падишалиқ»ни көрситиду. Улар бурунла Худа әсли бекиткән Давутниң ханданлиғиға тәвә падишалиқтин айрилип кәткән еди. Шуңа ахирқи заманларда уларниң «Давутни издиши» үчүн һәр қандақ тәкәббурлуқни ташлиши керәк болиду. Униң үстигә бу бешарәт ахирқи заманларда падиша Давутниң оғли Мәсиһ Әйсаниң Исраилни қутқузидиғанлиғиниму көрсәтсә керәк.

3:5 Йәш. 2:2; Йәр. 30:9; Әз. 34:23; 37:22; Мик. 4:1