2
Исраилға қилинған тәрбийилик җаза — Худаниң сөзиниң давами
1-2 — Анаңларға дәвайимни йәткүзүп, униң билән дәвалишиңлар; чүнки у Мениң аялим әмәс вә Мән униң ери әмәс; у паһишилик турқини чирайидин, зинахорлуқ һаләтлирини көксиниң арисидин яқатсун!«анаңларға дәвайимни йәткүзүп, униң билән дәвалишиңлар; чүнки у мениң аялим әмәс вә мән униң ери әмәс; у паһишилик турқини чирайидин, зинахорлуқ һаләтлирини көксиниң арисидин яқатсун!» — демисәкму бу сөзләр һәм пәйғәмбәрниң өз балилириға һәмдә Худаниң өз хәлқигә ейтқанлиридур. Төвәндики сөзләр (14-3) асасән Худаниң Исраилға болған сөзлири — Бирақ бәзилири пәйғәмбәрниң өз әһвалиға мас келиду.
Болмиса, Мән уни қип-ялаңач қилип қойимән, туғулған күнидикидәк анидин туғма қилип қойимән;
Мән уни худди чөл-баяванға охшаш қилимән,
Уни бир қағҗирақ йәргә айландуримән,
Уни уссузлуқ билән өлтүримән;
Униң балилириға рәһим қилмаймән,
Чүнки улар паһишиликләрдин төрәлгән балилардур.
Чүнки уларниң аниси паһишилик қилған,
Уларни қарнида көтәргүчи номуссизлиқ қилған;
Чүнки у: «Мән маңа нан вә сүйүмни, жуң вә канапимни, зәйтун мейим вә ичимлик-шараплиримни тәминлигүчи ашнилиримға интилип уларни қоғлишимән» — деди.«ичимлик-шараплиримни тәминлигүчи ашнилиримға интилип уларни қоғлишимән» — «ашнилирим» Исраил чоқунған һәр хил бутларни, болупму «Баал»ларни көрситиду. Надан Исраил аш-таам вә нәрсә-керәкләрни Худа әмәс, бәлки бу бутлар тәминләйду, дәп қарайтти.
— Шуңа мана, Мән йолуңни тикән-җиғанлиқлар билән читлап қоршивалимән,
Исраилниң әтрапини там билән тосимән, у чиғир йоллирини тапалмайдиған болиду.
Шуниң билән у ашнилирини қоғлайду, бирақ уларға йетишәлмәйду;
Уларни издәйду, тапалмайду;
Шуңлашқа у: «Мән берип биринчи еримни тепип, униң йениға қайтимән; чүнки әһвалим бүгүнкидин яхши еди» — дәйду.
— У зираәтләрни, йеңи шарап вә зәйтун мейини тәминлигүчиниң Мән екәнлигимни,
Өзлири «Баал» бутларни ясашқа ишләткән күмүч-алтунни көп қилғучиниң Мән екәнлигимни зади билмиди.
Шуңа Мән қайтип келимән, униңдики зираәтлиримни өз вақтида,
Йеңи шараплиримни өз пәслидә елип кетимән,
Өзүмдики уларниң ялаңачлиғини йепишқа керәклик жуң-канаплиримни бәрмәй қайтуруп кетимән;«Шуңа мән қайтип келимән, униңдики зираәтлиримни ... елип кетимән, Өзүмдики ... жуң-канаплиримни бәрмәй қайтуруп кетимән» — Исраиллар Худаниң йениға «қайтиши» керәк. Һазир әксичә Худа уларниң йениға җазалашқа қайтиду.
10 Һазир Мән униң номуссизлиғини ашнилириниң көз алдида ашкарилаймән,
Һеч ким уни қолумдин қутқузалмайду.«Һазир мән униң номуссизлиғини ашнилириниң көз алдида ашкарилаймән» — мошу «ашнилири» дегән сөзниң мәнаси һазир сәл кеңәйтилди. Исраил Худаниң қоғдишиға ишәнмәй, һәр қайси бутпәрәс дөләтләргә тайинип улар билән иттипақдаш болмақчи. Бирақ Худа Өзигә қилған бу вапасизлиқни һәммә адәмниң көзи алдида ашкарилайду.
11 Шундақ қилип униң тамашәлириға хатимә беримән;
Униң һейтлириға! Униң «йеңи ай»лириға!
Униң «шабат»лириға! Қисқиси, униң барлиқ «җамаәт ибадәт сорун»лириға хатимә беримән!«Хатимә беримән; униң һейтлириға! Униң «йеңи ай»лириға!...» — «йеңи ай»ниң биринчи күни һейт күни һесаплинатти. «Шабат» күни, йәни шәнбә күни, дәм елиш күни еди.
12 Вә Мән униң үзүм таллирини вә әнҗир дәрәқлирини вәйран қилимән;
У буларни: «Булар болса ашнилирим маңа бәргән иш һәққилиримдур!» дегән еди;
Мән буларни җаңгалға айландуримән, явайи һайванлар уларни йәп кетиду.Зәб. 79:13-14; Йәш. 5:5
13 Мән униң бешиға «Баал»ларниң күнлирини чүшүримән;
Чүнки у шу күнлиридә уларға исриқ салатти,
У өзини үзүклири вә зибу-зиннәтлири билән пәрдазлап,
Ашнилирини қоғлишип, Мени унтуди — дәйду Пәрвәрдигар.«мән униң бешиға «Баал»ларниң күнлирини чүшүримән» — демәк, Худа Исраилниң «Баал»ларға чоқунған күнлириниң тегишлик җазасини уларниң бешиға чүшүриду.
 
Худа ахир берип йәнила Исраилни муһәббити арқилиқ өзиниңки қилиду — «Йизрәәлниң күни»
14 Шуңа мана, Мән униң көңлини алимән,
Уни далаға елип келимән, көңлигә сөзләймән. «Шуңа мана, мән униң көңлини алимән, уни далаға елип келимән, көңлигә сөзләймән» — «шуңа» дегән бу сөз адәмни толиму һәйран қилиду, әлвәттә. Худаниң шапаити дайим дегидәк шундақ.
15 Шундақ қилип Мән униңға шу йәрдә үзүмзарлирини қайтуримән,
«Ақор җилғиси»ни «үмүт ишиги» қилип беримән;
Андин у шу йәрдә яшлиқ күнлиридикидәк,
Мисир зиминидин чиққан күнидәк күй-нахша ейтиду.«Шундақ қилип Мән униңға шу йәрдә үзүмзарлирини қайтуримән, «Ақор җилғиси»ни «үмүт ишиги» қилип беримән; андин у шу йәрдә яшлиқ күнлиридикидәк, .... күй-нахша ейтиду» — бу айәттики бәзи сөзләрниң шәрһи: —
(1) «Ақор җилғиси» — Әслидә Исраил Пәләстинни ишғал қилиш үчүн җәң қиливатқан күнләрдә, «Ақан» (яки Ахор, мәнаси «аварә») исимлиқ бир киши Худаниң көрсәтмисигә итаәт қилмиғачқа, пүткүл Исраил җәңдә мәғлуп болди. Йәшуа пәйғәмбәрниң вастиси билән Ақанниң гунайи ениқланғандин кейин, Исраил Ақанни чалма-кесәк қилип өлтүрүвәтти. Андин Исраил дүшмәндин қутқузулди. «Ақанниң өлүми уларни қутқузған» дегили болиду. Шуңа мәзкур айәтниң мәнаси, бәлким бириси уларниң гуналирини көтириши билән, улар қутқузулидиған болиду («Йә.» 7-бапни көрүң).
(2) «яшлиқ күнлири» — бәлким Исраилниң «йеңи бир әл» туғулғандәк, Мисирдин чиққан вақтини көрситиду.
(3) «нахша ейтиду» йәнә «(Маңа) җавап бериду» дегәнниму билдүриду.
16 Вә шу күни әмәлгә ашурулидуки, — дәйду Пәрвәрдигар —«Сән Мени «ерим» дәп чақирисән,
Иккинчи Мени «Баал»им демәйсән.«Сән Мени «ерим» дәп чақирисән, иккинчи Мени «Баал»им демәйсән» — «кириш сөз»дә ейтқинимиздәк, «Баал» дегән сөзниң бир мәнаси «егәм» яки «ерим».
17 Чүнки Мән «Баал»ларниң намлирини сениң ағзиңдин елип ташлаймән,
Улар бу нами билән иккинчи һеч қандақ әсләнмәйду.«Мән «Баал»ларниң намлирини сениң ағзиңдин елип ташлаймән» — ибраний тилида «Мән «Баал»ларниң намлирини униң (йәни, Исраилниң) ағзидин елип ташлаймән».
18 Шуниң билән Мән улар үчүн даладики һайванлар, асмандики учар-қанатлар вә йәр йүзидики өмүлигүчиләр билән әһдә түзимән; Мән оқя, қилич вә җәңни сундуруп зиминдин елип ташлаймән; хәлқимни аман-есән ятқузимән.Аюп 5:23; Йәш. 11:6; Әз. 14:21; 34:25
19 Шундақ қилип Мән сени әбәдил-әбәт Өзүмгә бағлаймән; һәққанийлиқта, меһир-муһәббәттә, рәһим-шәпқәтләрдә сени Өзүмгә бағлаймән; «Мән сени ... Өзүмгә бағлаймән» — бу сөз адәттә қизни өзигә әмригә елишини билдүриду. 20 Садақәтликтә сени Өзүмгә бағлаймән, шуниң билән сән Пәрвәрдигарни билип йетисән. «һәққанийлиқта, меһир-муһәббәттә, рәһим-шәпқәтләрдә.... садақәтликтә (сени Өзүмгә бағлаймән)» — дегән сөзләр Худаниң қилидиғанлирини сүпәтләйду, әлвәттә. Бирақ ишинимизки, бу сөзләр йәнә кәлгүсидики Исраилниң Худаниң муһәббитигә болған инкасиниму билдүриду. Исраил шу күни йәнә вапасиз болмайду. Бу чоң бир өзгириш, чоң бир мөҗизидур!  Йәр. 31:33, 34 21 Вә шу күнидә әмәлгә ашурулидуки, «Мән аңлаймән» — дәйду Пәрвәрдигар, — «Мән асманларниң тәливини аңлаймән, булар йәр-зиминниң тәливини аңлайду; 22 Йәр-зимин зираәтләрниң, йеңи шарап вә зәйтун мейиниң тәливини аңлайду; вә булар «Йизрәәл»ниң тәливини аңлайду! «...булар «Йизрәәл»ниң тәливини аңлайду!» — «Йизрәәл» дегән исим «Исраил» дегән исим билән тәләппуз җәһәттә охшишип кетиду, мошу йәрдә Исраилни көрситиду. Бирақ Һошияниң биринчи оғли «Йизрәәл»ниң анисиниң вапасизлиғидин туғулуп (2:4ни көрүң) андин шу сәвәвидин атисидин айрилғинидәк, Исраил «анисиниң вапасизлиғи» билән Худасидин айрилған болуп, һазир Худаси билән әпләштүрүлгән болиду. 23 Вә Мән Өзүм үчүн уни зиминда териймән; Мән «Ло-руһамаһ»ға рәһим қилимән; Мән «Ло-амми»ға: «Мениң хәлқим!» дәймән; вә улар Мени: «Мениң Худайим!» — дәйду.«Мән Өзүм үчүн уни зиминда териймән» — есимиздә барки, «Йизрәәл» «Худаниң териғини» дегән мәнидә. Худаниң Исраил (Йизрәәл)ға болған мәхсити, деханниң өзи үчүн уруқни зиминға териғиниға охшаш әмәлгә ашурулиду. Демәк, ахирқи заманда, Исраил характерида, меҗәзидә, қилғанлирида Худаниң көңлидикидәк болиду. Худа шу йол билән Исраилда Өзини улуқлайду.  Һош. 2:1; Рим. 9:26; 1Пет. 2:10
 
 

2:1-2 «анаңларға дәвайимни йәткүзүп, униң билән дәвалишиңлар; чүнки у мениң аялим әмәс вә мән униң ери әмәс; у паһишилик турқини чирайидин, зинахорлуқ һаләтлирини көксиниң арисидин яқатсун!» — демисәкму бу сөзләр һәм пәйғәмбәрниң өз балилириға һәмдә Худаниң өз хәлқигә ейтқанлиридур. Төвәндики сөзләр (14-3) асасән Худаниң Исраилға болған сөзлири — Бирақ бәзилири пәйғәмбәрниң өз әһвалиға мас келиду.

2:5 «ичимлик-шараплиримни тәминлигүчи ашнилиримға интилип уларни қоғлишимән» — «ашнилирим» Исраил чоқунған һәр хил бутларни, болупму «Баал»ларни көрситиду. Надан Исраил аш-таам вә нәрсә-керәкләрни Худа әмәс, бәлки бу бутлар тәминләйду, дәп қарайтти.

2:9 «Шуңа мән қайтип келимән, униңдики зираәтлиримни ... елип кетимән, Өзүмдики ... жуң-канаплиримни бәрмәй қайтуруп кетимән» — Исраиллар Худаниң йениға «қайтиши» керәк. Һазир әксичә Худа уларниң йениға җазалашқа қайтиду.

2:10 «Һазир мән униң номуссизлиғини ашнилириниң көз алдида ашкарилаймән» — мошу «ашнилири» дегән сөзниң мәнаси һазир сәл кеңәйтилди. Исраил Худаниң қоғдишиға ишәнмәй, һәр қайси бутпәрәс дөләтләргә тайинип улар билән иттипақдаш болмақчи. Бирақ Худа Өзигә қилған бу вапасизлиқни һәммә адәмниң көзи алдида ашкарилайду.

2:11 «Хатимә беримән; униң һейтлириға! Униң «йеңи ай»лириға!...» — «йеңи ай»ниң биринчи күни һейт күни һесаплинатти. «Шабат» күни, йәни шәнбә күни, дәм елиш күни еди.

2:12 Зәб. 79:13-14; Йәш. 5:5

2:13 «мән униң бешиға «Баал»ларниң күнлирини чүшүримән» — демәк, Худа Исраилниң «Баал»ларға чоқунған күнлириниң тегишлик җазасини уларниң бешиға чүшүриду.

2:14 «Шуңа мана, мән униң көңлини алимән, уни далаға елип келимән, көңлигә сөзләймән» — «шуңа» дегән бу сөз адәмни толиму һәйран қилиду, әлвәттә. Худаниң шапаити дайим дегидәк шундақ.

2:15 «Шундақ қилип Мән униңға шу йәрдә үзүмзарлирини қайтуримән, «Ақор җилғиси»ни «үмүт ишиги» қилип беримән; андин у шу йәрдә яшлиқ күнлиридикидәк, .... күй-нахша ейтиду» — бу айәттики бәзи сөзләрниң шәрһи: — (1) «Ақор җилғиси» — Әслидә Исраил Пәләстинни ишғал қилиш үчүн җәң қиливатқан күнләрдә, «Ақан» (яки Ахор, мәнаси «аварә») исимлиқ бир киши Худаниң көрсәтмисигә итаәт қилмиғачқа, пүткүл Исраил җәңдә мәғлуп болди. Йәшуа пәйғәмбәрниң вастиси билән Ақанниң гунайи ениқланғандин кейин, Исраил Ақанни чалма-кесәк қилип өлтүрүвәтти. Андин Исраил дүшмәндин қутқузулди. «Ақанниң өлүми уларни қутқузған» дегили болиду. Шуңа мәзкур айәтниң мәнаси, бәлким бириси уларниң гуналирини көтириши билән, улар қутқузулидиған болиду («Йә.» 7-бапни көрүң). (2) «яшлиқ күнлири» — бәлким Исраилниң «йеңи бир әл» туғулғандәк, Мисирдин чиққан вақтини көрситиду. (3) «нахша ейтиду» йәнә «(Маңа) җавап бериду» дегәнниму билдүриду.

2:16 «Сән Мени «ерим» дәп чақирисән, иккинчи Мени «Баал»им демәйсән» — «кириш сөз»дә ейтқинимиздәк, «Баал» дегән сөзниң бир мәнаси «егәм» яки «ерим».

2:17 «Мән «Баал»ларниң намлирини сениң ағзиңдин елип ташлаймән» — ибраний тилида «Мән «Баал»ларниң намлирини униң (йәни, Исраилниң) ағзидин елип ташлаймән».

2:18 Аюп 5:23; Йәш. 11:6; Әз. 14:21; 34:25

2:19 «Мән сени ... Өзүмгә бағлаймән» — бу сөз адәттә қизни өзигә әмригә елишини билдүриду.

2:20 «һәққанийлиқта, меһир-муһәббәттә, рәһим-шәпқәтләрдә.... садақәтликтә (сени Өзүмгә бағлаймән)» — дегән сөзләр Худаниң қилидиғанлирини сүпәтләйду, әлвәттә. Бирақ ишинимизки, бу сөзләр йәнә кәлгүсидики Исраилниң Худаниң муһәббитигә болған инкасиниму билдүриду. Исраил шу күни йәнә вапасиз болмайду. Бу чоң бир өзгириш, чоң бир мөҗизидур!

2:20 Йәр. 31:33, 34

2:22 «...булар «Йизрәәл»ниң тәливини аңлайду!» — «Йизрәәл» дегән исим «Исраил» дегән исим билән тәләппуз җәһәттә охшишип кетиду, мошу йәрдә Исраилни көрситиду. Бирақ Һошияниң биринчи оғли «Йизрәәл»ниң анисиниң вапасизлиғидин туғулуп (2:4ни көрүң) андин шу сәвәвидин атисидин айрилғинидәк, Исраил «анисиниң вапасизлиғи» билән Худасидин айрилған болуп, һазир Худаси билән әпләштүрүлгән болиду.

2:23 «Мән Өзүм үчүн уни зиминда териймән» — есимиздә барки, «Йизрәәл» «Худаниң териғини» дегән мәнидә. Худаниң Исраил (Йизрәәл)ға болған мәхсити, деханниң өзи үчүн уруқни зиминға териғиниға охшаш әмәлгә ашурулиду. Демәк, ахирқи заманда, Исраил характерида, меҗәзидә, қилғанлирида Худаниң көңлидикидәк болиду. Худа шу йол билән Исраилда Өзини улуқлайду.

2:23 Һош. 2:1; Рим. 9:26; 1Пет. 2:10